< 耶利米書 5 >
1 請你們巡行耶路撒冷的街道,觀察注意,在她的廣場上搜尋:若他們能找到一人,一個履正義,追求信實的人,我就寬恕這城。
[Пәрвәрдигар]: — Йерусалимниң рәстә-кочилирида уян-буян айлинип жүгүрүңлар, убдан көрүп биливелиңлар; мәйданлиридин издәп көрүңлар; адаләт билән иш көридиған, вәдисидә турушқа интилидиған бирла адәмни тапсаңлар, шунда мән бу [шәһәрни] кәчүримән!
2 雖然他們起誓說:「上主永在! 」其實他們起的誓仍是虛誓。
Гәрчә улар: «Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичкән болсиму, улар ялғандин сөзләйду, [деди].
3 上主,你的眼睛難道不顧信實﹖你打擊了他們,他們卻毫不覺痛;你使他們挫敗,他們仍拒絕受教,使自己的面孔比火石還要頑硬,不願悔改。
— И Пәрвәрдигар, көзүң адаләт-бетәрәпликни издәп жүриду әмәсму? Сән буларни урдуң, лекин улар азапланмайду; Сән уларни набут қилип түгәштүрдүң, лекин улар тәрбийә қобул қилишни рәт қилип кәлди; улар йүзлирини таштин қаттиқ қилди, улар йолидин йенишни рәт қилиду»
4 我想:「不錯,他們原是無知的平民,不認識上主的道路和衪他們天主的法律。
— мән: «Шүбһисизки, бундақ қилғанлар пәқәт намратлар, улар наданлар; чүнки улар Пәрвәрдигарниң йолини, Худасиниң һөкүм-көрсәтмилирини билмәйду» — дедим.
5 我要去問有權勢的人,與他們談論,因為他們知道火道路和他們天主的法律。」哎! 連他們也都折斷了軛,掙斷了繩索。
— «Мән мөтивәрләрниң йениға берип уларға сөзләймән; чүнки улар Пәрвәрдигарниң йолини, Худасиниң һөкүм-көрсәтмилирини билиду». Бирақ уларму боюнтуруқни үзүл-кесил бузуп, риштилирини үзүп ташлиған.
6 為此,獅子由叢林出來襲擊他們,曠野的豺狼出來傷害他們,豹子潛伏在他們的城旁,凡出來的人都被撕裂,因為他們罪上加罪,失節有增無已。
— Шуңа ормандин чиққан бир шир уларни өлтүриду, баявандин чиққан бир бөрә уларни вәйран қилиду; илпиз шәһәрләргә қарап пайлайду; шәһәрләрдин чиққан һәр бири титма-титма қилиниду; чүнки уларниң асийлиқлири көпийип, вапасизлиқлири көпийиду.
7 如此,我怎能寬恕你﹖你的子孫離棄了我,奉「非神」發誓。我使他們飽食,他們卻去行淫,群集在妓院裏;
Мән зади немигә асасән сени кәчүримән? Сениң балилириң Мәндин ваз кечип, Худа әмәсләргә қәсәм ичмәктә; Мән һәммә һаҗәтлиридин чиққан болсамму, лекин улар зинахорлуқ қилип, паһишиләрниң өйигә топ-топ болуп меңиватиду.
8 他們像荒淫雄壯的牡馬,各向自己近人的妻室嘶鳴。
Улар сәмригән ишқваз айғирлар, улар һәр бири өз йеқининиң аялиға һәвәс қилип кишнәватиду.
9 這些事,我怎能不懲罰﹖──上主的斷語──像這些火民族,我怎能不親自報復﹖
Бу ишлар түпәйлидин уларни җазалимай қоямдим? — дәйду Пәрвәрдигар, — Мениң җеним мошундақ бир әлдин қисас алмай қоямду?
10 請你們登上她的牆上頭,加以毀壞,但不要完全毀滅,該除去她的枝條,因為它們不屬於上主。
Униң үзүм чүнәклиридин өтүп, таллирини вәйран қилиңлар; лекин уларни пүтүнләй набут қилмаңлар; шахлирини қирип ташлаңлар, чүнки улар Пәрвәрдигарға тәвә әмәстур;
чүнки Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти Маңа мутләқ вапасизлиқ қилди, — дәйду Пәрвәрдигар.
12 上主的斷語。他們否認上主說:「衪不存在! 災禍不會臨到我們身上,我們也決不會見到戰爭和飢荒;
Улар: «У һеч немә қилмайду! Бизгә һеч апәт чүшмәйду; нә қилич нә қәһәтчиликни көрмәймиз!» — дәп Пәрвәрдигардин тенип кәтти.
13 先知們不過是一陣風,他們並沒有上主的話;他們這樣只有自作自受。」
Пәйғәмбәрләр болса пәқәт бир шамалдин ибарәт болиду, халас; [Пәрвәрдигарниң] сөз-калами уларда йоқтур; уларниң сөзлири өз бешиға янсун!
14 為此,上主萬軍火天主這樣說:「因為他們說了這話,我必使我的話在你的口中成為火,使這人民成為木柴,將他們吞滅。
Шуңа Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа маңа мундақ дәйду: — Бу хәлиқ мошу сөзни қилғини үчүн, мана, Мән ағзиңға салған сөзлиримни от, бу хәлиқни отун қилимәнки, от уларни көйдүрүп ташлайду.
15 以色列家! 看,我從遠方給你們引來一個民族──上主的斷語──一個所向無敵的民族,一個支老的民族,一個你們不慬她的語言,也聽不出她說什麼的民族
— Мана, Мән жирақтин бир әлни елип келимән, и Исраил җәмәти, — дәйду Пәрвәрдигар, — У күчлүк бир әл, қедимий бир әл, тилини сән билмәйдиған вә гәплирини сән һеч чүшәнмәйдиған бир әл болиду;
уларниң оқдени йоған ечилған бир гөрдур; уларниң һәммиси батур палванлардур.
17 這民族必吃掉你的收穫和食糧,必吃掉你的兒子和女兒,必吃掉你的羊群和牛群,必吃掉你的葡萄和無花果,必以武力蹂躝你依恃的堅城。
Улар һосулиңни вә нениңни йәп кетиду, оғул-қизлириңни йәп кетиду, кала-қой падилириңни йәп кетиду, үзүм таллириңни вә әнҗур дәрәқлириңни йәп кетиду; улар сән таянған мустәһкәм шәһәрлириңни қилич билән вәйран қилиду.
18 即在那些時日裏──上主的斷語──我也不對你們加以徹底的毀滅。」
Һалбуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — шу күнләрдиму силәрни пүтүнләй түгәштүрмәймән.
19 假使有人問:「為什麼上主我們的天主對我們做了這一切的事﹖」你當對他們說:「你們怎樣離棄了我,在你們國內事奉了外邦的神祗,你們也該怎樣在不屬於你們的境內事奉外邦人。」
Шу чағда [хәлқиң]: «Пәрвәрдигар Худайимиз немишкә мошу ишларниң һәммисини бешимизға чүшүргән?» — дәп сориса, әнди сән [Йәрәмия] уларға: «Силәр Мәндин йүз өрүп, өз зиминиңларда ят илаһларниң қуллуғида болғиниңлардәк, силәр өз вәтиниңлар болмиған бир зиминда ят болғанларниң қуллуғида болисиләр» — дегин.
— Яқупниң җәмәтидә шуни җакалиғинки вә Йәһуда арисида шуни елан қилғинки,
21 「你們愚昧無知,有目不見,有耳不聞的人民,請聽聽這話:
«Буни аңлаңлар, и надан вә әқли йоқ, көзи туруп көрмәйдиған, қулиқи туруп аңлимайдиған бир хәлиқ: —
22 你們不敬畏我嗎﹖──上主的斷語──你們在我面前不戰憟嗎﹖是我堆集了沙石作海的界限,作為它永不能越過的界限浪雖然洶湧,仍無能為力;雖怒號澎湃,仍不能越過。」
Мәндин қорқмамсиләр? — дәйду Пәрвәрдигар, — Деңиз сүйи үчүн саһилни мәңгүлүк чәклимә қилип, «Бу йәрдин өтмә» дәп бекиткән Мениң алдимда тәвримәмсиләр? Мана, долқунлири өркәшлигини билән улар саһил үстидин һеч ғәлибә қилмайду; шавқунлиғини билән бу чәктин һәргиз һалқип өтәлмәйду.
Лекин бу хәлиқниң җаһил вә асийлиқ көңли бардур; улар йолдин чиқип өз бешимчилиқ қилип кәтти.
24 從不反心自省:「我們應該敬畏上主,我們的天主,因為衪按時降下雨露、秋霜和春雨;又給我們保持固定的收穫時節。」
Улар көңлидә: «Өз вақтида ямғурларни, йәни авалқи һәм кейинки ямғурларни Бәргүчи, бизгә һосул пәслини бекитип аман-есән Сақлиғучи Пәрвәрдигар Худайимиздин әйминәйли» дегәнни һеч демәйду.
25 是你們的過犯混亂了這些時令,是罪惡阻止了你們享這幸福。
Силәрниң қәбиһликлириңлар мошу ишларни силәргә несип қилмиған; силәрниң гуналириңлар силәрдин бәрикәтни мәһрум қилған.
26 因為在我的人民中發現惡人;他們像隱伏的捕鳥者在窺探,布下羅網捕捉人。
Чүнки хәлқим арисида рәзилләр бардур; улар пистирмида ятқан қилтақчилардәк пайлап жүриду; улар қапқан селип, адәмләрни тутувалиду.
27 猶如籠中滿了飛鳥,他們家中也充滿了欺詐,因此成了有勢力,有錢財的人。
Тутқан қушларға толған қәпәстәк, уларниң өйлири алдамчилиқтин еришкән маллар билән толған; улар шу йол билән бүйүк һәм бай болуп кәтти.
28 他們肥胖紅潤,作奸犯科,不為孤兒辯護;只求自己享受,也不關懷窮人的權利。
Улар сәмрип, пақирап кәтти; бәрһәқ, улар рәзил ишларни қилишқа маһир болуп кәтти; улар өз мәнпәәтини көзләп хәқләрниң дәвасини, житим-йесирләрниң дәвасини соримайду; намратларниң һоқуқини қоғдайдиған һөкүмни улар чиқармайду.
29 像這樣的事,我怎能不懲罰﹖──上主的斷語──像這樣的民族,我怎能不親自報復﹖
Бу ишлар түпәйлидин уларни җазалимай қоямдим?! — дәйду Пәрвәрдигар, — Мениң җеним мошундақ бир әлдин қисас алмай қоямду?
Зиминда интайин қорқунучлуқ вә жиркиничлиқ бир иш садир қилинғанки —
31 先知們說假預言,司祭們爭權奪利,我的人民反以此為樂;到了最後,你們究竟還要作什麼﹖
Пәйғәмбәрләр ялған-сахта бешарәтләрни бәрмәктә; каһинлар болса өз һоқуқ даирисини кеңәйтип һөкүмранлиқ қилмақта; Мениң хәлқимму бу ишларни яқтуриду. Лекин буларниң ақивитидә қандақ қилисиләр?