< 耶利米書 39 >

1 猶大王漆德克雅第九年十月,巴比倫王拿步高率領全軍進攻,包圍了耶路撒冷,
Йерусалим ишғал қилинғанда төвәндики ишлар йүз бәрди: — Йәһуда падишаси Зәдәкияниң тоққузинчи жили онинчи айда, Бабил падишаси Небоқаднәсар вә барлиқ қошуни Йерусалимға җәң қилишқа келип уни муһасиригә алди;
2 漆德克雅第十一年四月初九,京城被攻破──
Зәдәкияниң он биринчи жили, төртинчи айниң тоққузинчи күнидә, улар шәһәр сепилидин бөсүп кирди.
3 巴比倫王眾將帥入城坐鎮中央門:計有衛隊長乃步匝辣當、大將軍乃步沙次班、戰車司令乃爾加耳沙勒責爾和巴比倫王其餘眾將帥。
Шуниң билән Бабил падишасиниң әмирлириниң һәммиси, йәни Самгарлиқ Нәргал-Шарәзәр, баш ғәзничи Небу-Сарсеқим, баш сеһиргәр Нәргал-шарәзәр вә Бабил падишалиғиниң башқа әмәлдарлири кирип «Оттура дәрваза»да олтарди.
4 猶大王漆德克雅和所有的戰士一見如此,就立即逃遁,夜間棄城出走,取道御苑,穿過兩牆間的便門,直向阿辣巴的路上跑去。
Йәһуда падишаси Зәдәкия вә барлиқ җәңгивар ләшкәрләр уларни көрүп қачмақчи болуп, түн кечидә шәһәрдин бәдәр тикиветишти; у падишаниң бағчиси арқилиқ, «икки сепил» арилиғидики дәрвазидин чиқип [Иордан җилғисидики] «Арабаһ түзләңлиги»гә қарап қечишти.
5 加色丁人軍隊立即追趕他們,就在耶里哥荒野追上了漆德克雅,將他捉住,帶到哈瑪特境入的黎貝拉去見巴比倫王拿步高;王即宣判了他的罪狀。
Калдийләрниң қошуни уларни қоғлап Йерихо түзләңлигидә Зәдәкияға йетишип уни қолға елип Хамат зиминидики Риблаһ шәһиригә, Бабил падишаси Небоқаднәсарниң алдиға апарди; у шу йәрдә униң үстидин һөкүм чиқарди.
6 巴比倫王在黎貝拉,就當漆德克雅眼前殺了他的兒子;巴比倫王也殺了猶大所有的貴卿;
Бабил падишаси Риблаһ шәһиридә Зәдәкияниң оғуллирини көз алдида өлтүрүвәтти; Бабил падишаси Йәһудадики барлиқ мөтивәрләрниму өлтүрүвәтти.
7 然後挖了漆德克雅的雙眼,給他帶上鎖鏈,送往巴比倫去。
У Зәдәкияниң көзлирини оюп, уни Бабилға апириш үчүн мис кишәнләр билән кишәнләп қойди.
8 於是加色丁人放火焚燒了王宮和民房,拆毀了耶路撒冷的城牆;
Калдийләр падишаниң ордисини вә пухраларниң өйлирини от қоюп көйдүрүп Йерусалимниң сепиллирини көмүрүп ташлиди.
9 城中剩下的人民,和已向他投降的人民,以及其餘的平民,衛隊長乃步匝辣當都擄到巴比倫去。
Шаһанә қаравул беги Небузар-Адан шәһәрдә қелип қалған башқа хәлиқни, өзигә тәслим болуп чиққанларни, йәни қалған хәлиқниң һәммисини қолға елип, Бабилға сүргүн қилди.
10 至於人民中一無所有的窮人,衛隊長乃步匝辣當仍讓他們留居猶大地,同時還給他們分配了些葡萄和農田。
Һалбуки, қаравул беги Небузар-Адан Йәһуда зиминида һеч тәвәлиги болмиған бәзи намратларни қалдурди; шу чағда у уларға үзүмзарлар вә етизларни тәқсимләп бәрди.
11 關於耶肋米亞,巴比倫王拿步高對衛隊長乃步匝辣當下令說:「
Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәрәмия тоғрилиқ қаравул беги Небузар-Адан арқилиқ: «Уни тепип униңдин хәвәр ал; униңға һеч зиян йәткүзмә; у немини халиса шуни униңға қилип бәр» — дәп пәрман чүшүргән еди.
12 將他帶去,好好看待他,不但絲毫不可加害,反要照他對你說的,給他照辦!」
13 於是衛隊長乃步匝辣當,大將軍乃步沙次班,戰車司令乃爾加耳沙勒責爾,及巴比倫王其餘將帥派人前去,
Шуңа қаравул беги Небузар-Адан, шундақла баш ғәзничи Небушазбан, баш сеһиргәр Нәргал-Шарәзәр вә Бабил падишасиниң башқа баш әмәлдарлириниң һәммиси адәм әвәтип
14 由拘留所的庭院裏提出耶肋米亞來,交給了沙番的孫子,阿希甘的兒子革達里雅,叫他帶到自己的家裏去;從此耶肋米亞就再居住在民間。
Йәрәмияни «Қаравулларниң һойлиси»дин елип Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияниң өз өйигә апириши үчүн униң қолиға тапшурғузди. Лекин Йәрәмия пухралар арисида турди.
15 耶肋米亞還監禁在拘留所的庭院時,上主有話傳給他說:「
Йәрәмия «Қаравулларниң һойлиси»да қамап қоюлған вақтида, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип мундақ дейилгән еди: —
16 你去告訴雇士人厄貝得默肋客說:萬軍的上主,以色列的天主這樣說:看,我使我的話實現在這座城上,不是為賜福,而是為降禍:到了那天,要當著你面前實現。
Барғин, Ефиопийәлик Әбәд-Мәләккә мундақ дегин: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән өз сөзлиримни мошу шәһәр үстигә чүшүримән; ават-һалавәт әмәс, бәлки балаю-апәт чүшүримән; шу күни бу ишлар өз көзүң алдида йүз бериду.
17 到了那天,我必救你──上主的斷語──你不會被交在你怕與他們相見的人的手裏,
Лекин шу күни Мән сени қутқузимән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Сән қорқидиған адәмләрниң қолиға тапшурулмайсән;
18 因為我必拯救你,你不會喪身在刀下,你必獲得性命如獲得戰利品,因為你信賴了我──上主的斷語。」
чүнки Мән чоқум сени қутқузимән; сән қиличланмайсән, бәлки өз җениң өзүңгә олҗидәк қалиду; чүнки сән Маңа тайинип кәлгәнсән — дәйду Пәрвәрдигар».

< 耶利米書 39 >