< 耶利米書 23 >
1 禍哉,那把我牧場上的羊群摧殘和趕散的牧人──上主的斷語──
Мениң яйлиғимдики қойларни һалак қилғучи вә тарқитивәткүчи пада баққучиларниң һалиға вай! — дәйду Пәрвәрдигар.
2 為此上主,以色列的天主,對牧放我民的牧人這樣說:「你們驅散趕走了我的羊群,不加照顧;現在,看,我必依照你們的惡行來懲罰你們──上主的斷語──
Шуңа Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар Өз хәлқини шундақ беқиватқан баққучиларға мундақ дәйду: «Силәр Мениң падамни тарқитивәткәнсиләр, уларни һайдивәткәнсиләр вә уларни издимигәнсиләр вә улардин һеч хәвәр алмиғансиләр; мана, Мән силәрниң қилмишлириңларниң рәзиллигини өз бешиңларға чүшүримән, — дәйду Пәрвәрдигар —
3 我要從我以前驅散牠們所到的各地,集合我尚存的羊,引導牠們再回自己的羊棧,叫牠們滋生繁殖;
вә падамниң қалдисини болса, Мән уларни һайдивәткән барлиқ падишалиқлардин жиғимән, уларни өз яйлақлириға қайтуримән; улар көпийип көпийиду.
4 我要興起牧者來牧放牠們,使牠們無恐無懼,再也不會失掉一個──上主的斷語。
Мән уларниң үстигә уларни һәқиқий бақидиған баққучиларни тикләймән; шуниң билән улар иккинчи қорқмайду яки паракәндә болмайду, улардин һеч қайсиси кам болмайду, — дәйду Пәрвәрдигар.
5 看,時日將到──上主的斷語──我必給達味興起一支正義的苗芽,叫他執政為王,斷事明智,在地上執行公道正義。
Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Давут үчүн бир «Һәққаний Шах»ни өстүрүп тикләймән; у падиша болуп даналиқ билән һөкүм сүрүп, зиминда адаләт вә һәққанийлиқ жүргүзиду.
6 在他的日子裏,猶大必獲救,以色列必居享安寧;人將稱他為:「上主是我們的正義。」
Униң күнлиридә Йәһуда қутқузулиду, Исраил аман-течлиқта туриду; у шу нами билән атилидуки — «Пәрвәрдигар Һәққанийлиғимиз».
7 為此,看,時日將到──上主的斷語──人不再以『那領以色列子民由埃及地上來的上主,永在』的話起誓,
Шуңа мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — «Исраилларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дегән қәсәм қайтидин ишлитилмәйду,
8 卻要以『那領以色列家的後裔,由北方,由他驅逐他們所到的各地回來,使他們再住在自己故鄉的上主,永在』的話起誓。
бәлки шу күнләрдә «Исраилларни шималдики зиминдин вә Өзи уларни һайдиған барлиқ падишалиқлардин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичилиду. Андин улар өз жутида туриду.
9 論到先知:我的心在我懷內已破碎,我渾身骨骸戰慄;為了上主,為了他的聖言,我好像成了一個醉漢,成了一個不勝酒力的人,
Пәйғәмбәрләр тоғрилиқ: — Мениң көңлүм ич-бағримда сунуқтур; сүйәклиримниң һәммиси титрәйду; мән мәс болған адәм, шарап тәрипидин йеңилгән адәмгә охшаймән; бундақ болушум Пәрвәрдигар вә Униң пак-муқәддәс сөзлири түпәйлидиндур;
10 因為地上充滿了犯奸的人,為此,地受詛咒,只有哀傷,原野草場已枯乾;他們奔走的是邪路,他們的勢力是不義。
чүнки зимин болса зинахорларға толған; уларниң жүгүрүшлири тоғра йолда әмәс; уларниң һоқуқи һәққанийлиқ йолида әмәс. Шуңа [Пәрвәрдигарниң] ләнити түпәйлидин зимин қағҗирайду; даладики от-чөп солишиду;
11 實在,先知和司祭都不虔誠,以至連在我的殿裏,也發現了他們的邪惡──上主的斷語──
чүнки һәм пәйғәмбәр һәм каһин һарам болди; һәтта Өз өйүмдиму уларниң рәзил қилмишлирини байқидим, — дәйду Пәрвәрдигар.
12 因此,他們的道路為他們必將變為滑道,他們必被驅入黑暗,必要跌倒;因為到了降罰他們的年分,我必給他們招來災禍──上主的斷語──
— Шуңа уларниң йоли өзлиригә қараңғулуқта маңидиған, тейилғақ йоллардәк болиду; улар бу йолларда путлишип, жиқилиду; чүнки улар җазалинидиған жилида Мән уларниң бешиға яманлиқ чүшүримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
13 在撒瑪黎雅的先知中,我亦發現了可惡的事:他們竟奉巴耳的名義說預言,使我的以色列民誤入歧途。
Мән авал Самарийәдики пәйғәмбәрләрдә ахмақлиқни көргәнмән; улар Баалниң намида бешарәт берип, хәлқим Исраилни аздурған;
14 在耶路撒冷的先知中,我更發現了極可惡的事:他們竟犯姦淫,行動虛偽,助長惡人的勢力,致使誰也不痛悔自己的邪惡;他們對我猶如索多瑪,其中的居民好像哈摩辣人。
бирақ Йерусалимдики пәйғәмбәрләрдиму жиркиничлик бир ишни көрдум; улар зинахорлуқ қилиду, ялғанлиқта маңиду, рәзиллик қилғучиларниң қолини күчәйтидуки, нәтиҗидә һеч қайсиси рәзиллигидин янмайду; уларниң һәммиси Маңа Содомдәк, [Йерусалимда] туруватқанлар Маңа Гоморрадәк болди.
15 為此,萬軍的上主論先知這樣說:看啊! 我必叫他們吃苦艾,喝毒水,因為全地邪惡蔓延,都是出於耶路撒冷的先知。
Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар пәйғәмбәрләр тоғрилиқ мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни әмән билән озуқландуримән, уларға өт сүйини ичкүзимән; чүнки Йерусалимдики пәйғәмбәрләр һарамлиқниң мәнбәси болуп, һарамлиқ улардин пүткүл зиминға тарқилип кәтти.
16 萬軍的上主這樣說:不要聽向你們說預言的先知的話;他們只使你們妄想,他們講的,並非出自上主的口,而只是他們心中的幻想。
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәргә бешарәт бериватқан пәйғәмбәрләрниң сөзлиригә қулақ салмаңлар; улар силәрни бимәниликкә йетәкләйду; уларниң сөзлири Пәрвәрдигарниң ағзидин чиққан әмәс, бәлки өз көңлидә тәсәввур қилған бир көрүнүшни сөзләватиду.
17 他們對那輕視我的人肯定:「上主說:你們必享平安。」對一切隨從自己頑固的心行事的人說:「災禍不會來到你們身上。」
Улар Пәрвәрдигарниң сөзини көзигә илмайдиғанларға: «Силәр аман-течлиқта турисиләр» дәйду вә өз көңлиниң җаһиллиғида маңидиғанларниң һәр биригә: «Һеч қандақ яманлиқ бешиңларға чүшмәйду» — дәйду.
18 其實,有誰參加過上主的會議,親自聽見過他的話﹖有誰曾留意聽他的話,而實在聽到了﹖
Бирақ улардин қайси бириси Пәрвәрдигарниң кеңишидә Униң сөз-каламини байқап чүшиниш вә аңлаш үчүн турған? Улардин ким Униң сөзини қулақ селип аңлиған?
19 看,上主的憤怒,如暴風發作,像旋風在惡人的頭上旋轉。
Мана, Пәрвәрдигардин чиққан бир боран-чапқун! Униңдин қәһр чиқти; бәрһәқ, дәһшәтлик бир қара қуюн чиқип кәлди; у пирқирап рәзилләрниң бешиға чүшиду.
20 上主的烈怒必不止息,直到他執行和完成了他心裏的計劃;到末日你自必能徹底明瞭。
Униң көңлидики нийәтлирини ада қилип толуқ әмәл қилғичә, Пәрвәрдигарниң ғәзиви янмайду; ахирқи күнләрдә силәр буни убдан чүшинип йетисиләр.
21 我並沒有派遣這些先知,他自卻自動奔走;我並沒有對他們說話,他們卻擅說預言。
Мән бу пәйғәмбәрләрни әвәтмигәнмән, лекин улар хәвәрни җар қилишқа қатриған; Мән уларға сөз қилмидим, лекин улар бешарәт бәргән.
22 假使他們果真參加過我的會議,就該使我的人民聽到我的話,叫他們離棄自己邪道,和自己邪惡的行為。
Һалбуки, улар Мениң кеңишимдә турған болса, Мениң хәлқимгә сөзлиримни аңлатқузған болса, әнди хәлқимни рәзил йолидин вә қилмишлириниң рәзиллигидин яндурған болатти.
23 難道對近處的,我是天主──上主的斷語──對遠處的,我就不是天主了嗎﹖
Мән пәқәт бир йәрдила туридиған Худаму? — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән жирақ-жирақлардики һәрҗайда туридиған Худа әмәсму?
24 人若隱藏在暗處,我就看不見了嗎﹖──上主的斷語──
Бириси йошурун җайларда мөкүвалса Мән уни көрәлмәмдимән? — дәйду Пәрвәрдигар; — асман-зимин Мән билән толдурулған әмәсму? — дәйду Пәрвәрдигар.
25 我聽見了這些先知說的,他們奉我名預言虛妄說:我做了一夢,我做了一夢!
Мән Мениң намимда ялған бешарәтләр беридиған пәйғәмбәрләрниң: «Бир чүш көрдүм! Бир чүш көрдүм!» дегәнлирини аңлидим;
26 先知在民間妄說預言,宣講自己心中的幻想,要到幾時呢﹖
бундақ пәйғәмбәрләр ялған бешарәтләрни бериду, улар өзиниң көңлидики езитқу тәсәввурлиридин пәйғәмбәрләр болушивалған. Әнди улар бундақ ишларни қачанғичә көңлигә пүкиду?
27 他們互相傳述自己的夢幻,企圖使我的人民忘記我的名,如同他們的祖先為了巴耳而忘記了我的名一樣。
Улар һәр бири қачанғичә өз йеқиниға ейтқан чүшлири арқилиқ (худди ата-бовилириниң Баалға чоқунуп намимни унтуғиниға охшаш) хәлқимгә намимни унтулдурушни пәмләйду?
28 得了夢的先知,讓他傳夢;得了我的話的,就該忠實傳述我的話;麥稈怎能與麥粒相比﹖──上主的斷語──
Чүшни көргән пәйғәмбәр, чүшни ейтип бәрсун; Мениң сөзүмни аңлиған киши бу сөзүмни әстайидиллиқ билән сөзлисун; пахалниң буғдай билән селиштурғичилик немиси барду? — дәйду Пәрвәрдигар.
29 我的話豈不是像火﹖──上主的斷語──豈不是像擊碎巖石的鐵鎚﹖
— Мениң сөзүм худди көйдүргүчи бир от вә ташни чақидиған базған әмәсму? — дәйду Пәрвәрдигар.
30 為此,看──上主的斷語──我要懲罰互相竊取我話的先知。
Шуңа мана, Мән пәйғәмбәрләргә қаршидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар, — уларниң һәр бири өз йеқинидин «Мениң сөзлирим»ни оғрилап дорамчилиқ қилиду.
31 看──上主的斷語──我要懲罰那些轉動自己的舌頭,妄說「神諭」的先知。
Мана, Мән пәйғәмбәрләргә қаршидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар, — улар өз тиллирини чайнап: «[Пәрвәрдигар] дәйду...» дәп бешарәт бериду.
32 看──上主的斷語──我要懲罰那些預言和傳述幻夢,以自己的謊妄語迷惑我人民的先知;我既沒有派遣他們,也沒有對他們有所吩咐,他們對這人民就決不能有任何貢獻──上主的斷語。
Мана, ялған чүшләрни бешарәт қилип буларни йәткүзүп, ялғанчилиғи вә башбаштақлиғи билән Мениң хәлқимни аздурғанларға қаршидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Мән уларни әвәтмигәнмән, уларни буйруған әмәсмән; улар бу хәлиққә һеч қандақ пайда йәткүзмәйду, — дәйду Пәрвәрдигар.
33 若是這人民,先知或司祭問你什麼是「上主的重擔﹖」你就答應他們說:你們就是重擔,我要將你們拋棄──上主的斷語──
Әнди яки бу хәлиқ, яки пәйғәмбәр, яки каһин сәндин: «Пәрвәрдигарниң саңа жүклигән сөзи немә?» дәп сориса, сән уларға: «Қайси жүк?! Мән силәрни Өзүмдин жирақ ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар.
34 凡是問「上主的重擔」的先知、司祭或人民,我必懲罰這人和他的家。
«Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» дәйдиған һәр қайси пәйғәмбәр, каһин яки хәлиқ болса, Мән бу кишини өйидикиләр билән тәң җазалаймән.
35 你們應每人對自己的鄰人和兄弟這樣說:「上主有了什麼答覆﹖」或「上主說了什麼﹖」
Әнди силәрниң һәр бириңлар өз йеқинидин вә һәр бириңлар өз қериндишидин мошундақ: «Пәрвәрдигар немә җавап бәрди?» вә «Пәрвәрдигар немә деди?» дәп соришиңлар керәк.
36 不應再提「上主的重擔;」不然,各人的話必要成為自己的重擔,因為你們歪曲了永生的天主,萬軍的上主,和我們的天主的話。
Силәр «Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» дегәнни қайтидин ағзиңларға алмайсиләр; чүнки һәр бириңларниң өз сөзи өзигә жүк болиду; чүнки силәр Худайимиз, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, тирик Худаниң сөзлирини бурмилиғансиләр.
37 你應這樣問先知說:「上主對你有了什麼答覆﹖」或「上主說了什麼﹖」
Һәр бириңлар пәйғәмбәрдин мошундақ: «Пәрвәрдигар саңа немә дәп җавап бәрди?» вә «Пәрвәрдигар немә деди?» дәп соришиң керәк.
38 如果你們還說:「上主的重擔。」上主就要這樣說:就因你們還說「上主的重擔」這句話──我原派人對你們說:不要再說「上主的重擔」──
Лекин силәр: «Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» дәвәргиниңлар түпәйлидин, мана Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки силәр: «Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» дәверисиләр вә Мән силәргә: ««Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» демәңләр» дәп хәвәр әвәткәнмән,
39 為此,看,我要把你們卸下,把你們和我賜與你及你們祖先的城市,由我面前遠遠拋棄,
шуңа мана, Мән силәрни пүтүнләй унтуймән, Мән силәрни силәргә вә ата-бовилириңларға тәқдим қилған шәһәр билән тәң йүзүмдин жирақ ташлаймән;
Мән үстүңларға мәңгү рәсвачилиқ вә һәргиз унтулмайдиған мәңгүлүк шәрмәндиликни чүшүримән!