< 耶利米書 20 >

1 依默爾的兒子帕市胡爾司祭,上主殿宇的總監督,聽見了耶肋米亞預言這些事,
Әнди Иммәрниң оғли, каһин Пашхур — у Пәрвәрдигарниң өйидә «аманлиқ сақлаш беги»му еди, Йәрәмияниң бу бешарәтләрни бәргәнлигини аңлиди.
2 帕市胡爾便打了耶肋米亞先知,給他加上腳鐐,把他囚在上主殿內本雅明上門的監牢裏。
Пашхур Йәрәмия пәйғәмбәрни урғузди вә униң путини Пәрвәрдигарниң өйидики «Биняминниң жуқури дәрвазиси»ниң йенидики тақаққа салди.
3 次日,帕市胡爾給耶肋米亞去了腳鐐;耶肋米亞便對他說:「上主不再稱你為「帕市胡爾」,卻稱你為「驚慌四起」。
Иккинчи күни, Пашхур Йәрәмияни тақақтин бошатти; Йәрәмия униңға: — Пәрвәрдигар исмиңни Пашхур әмәс, бәлки «Магор-миссабиб» дәп атиди, деди.
4 因為上主這樣說:看,我必使你和你的一切友人遭受慌;他們必倒在敵人的刀下,而且你要親眼看見這事;我將全猶大人交在巴比倫王的手中,他要將他們擄到巴比倫去,用刀擊殺。
— Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән сени өзүңгә вә барлиқ ағинилириңгә вәһимә салғучи объект қилимән; улар дүшмәнлириниң қиличи билән жиқилиду; сән өз көзүң билән буни көрисән; Мән барлиқ Йәһудани Бабил падишасиниң қолиға тапшуримән; у уларни Бабилға сүргүн қилип елип кетиду һәмдә уларни қилич билән уриду.
5 這城的一切財物,一切積蓄,一切珍寶,以及猶大列王的一切寶藏,我都要交在他們敵人的手中,讓他們搶劫掠奪,運到巴比倫去。
Мән бу шәһәрниң һәммә байлиқлири — барлиқ мәһсулатлири, барлиқ қиммәт нәрсилири вә Йәһуда падишалириниң барлиқ ғәзнилирини дүшмәнлириниң қолиға тапшуримән; улар уларни олҗа қилип буливелип Бабилға елип кетиду.
6 至於你,帕市胡爾! 以及凡住在你家中的人,都要被擄去充軍;你和你向他們講假預言的一切友人,都要到巴比倫去,死在那裏,埋在那裏。」
Сән болсаң, и Пашхур, һәммә өйдикилириң биргә сүргүн болуп кетисиләр; сән Бабилға келисән; сән шу йәрдә дуниядин кетисән, шу йәргә көмүлисән; сән һәм сениң ялған бешарәтлириңгә қулақ салған ағинилириңму шундақ болиду.
7 上主,你引誘了我,我讓我自己受了你的引誘;你確實比我強,你戰勝了。我終日成為笑柄,人都嘲笑我。
И Пәрвәрдигар, Сән мени қайил қилип [пәйғәмбәрликкә] көндүрдүң, мән шундақла көндүрүлдүм; Сән мәндин зор кәлдиң, шундақла ғәлибә қилдиң; мән пүтүн күн тапа-тәниниң объекти болимән; һәммә киши мени мазақ қилиду.
8 因為我每次發言,必得叫喊,必得高呼:「暴虐! 破壞! 」實在,上主的話,為我日日成為受侮辱和譏笑的因由。
Мән қачанла сөз қилсам, «Зораванлиқ һәм булаңчилиқ келиду» дәп җакалишим керәк; шуңа Пәрвәрдигарниң сөзи мени пүтүн күн аһанәт вә мәсқириниң объекти қилиду.
9 假使我說:我不再想念他,不再以他的名發言;在我心中就像有火在焚燒,蘊藏在我的骨髓內;我竭力抑制,亦不可能。
Лекин мән: «Мән уни тилға алмаймән, вә яки Униң нами билән иккинчи сөз қилмаймән» десәм, Униң сөзи қәлбимдә лавулдап от болуп, сүйәклиримгә қапсалған бир ялқун болиду; ичимгә сиғдурушқа һалим қалмай, ейтмай чидап туралмаймән.
10 實在,我聽到了多少人私相耳語:「驚慌四起! 你們揭發,我們就必對他提出控訴。」甚至我一切的友好都在偵察我的破綻:「也許他會入彀,那我們必能制勝他,對他施行報復。」
Шундақ, қиливеримән, гәрчә мән нурғун кишиләрниң пичирлашқан қәстлирини аңлисамму; тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду! «Униң үстидин әрз қилиңлар! Униң үстидин әрз қилайли!» дәп, барлиқ үлпәт-һәмраһлирим путлишип кетишимни пайлап жүрмәктә; улар «У бәлким алдинар, шундақ болғанда биз униң үстидин ғәлибә қилимиз, униңдин интиқам алалаймиз» дейишиватиду.
11 但是與我同在的上主,好像是一位孔武有力的戰士,為此迫害我的人只有失敗,決不能制勝;由於謀事不成,必蒙受極大的恥辱,永不可磨滅的羞辱。
Лекин Пәрвәрдигар болса қудрәтлик вә дәһшәтлик бир палвандәк мән билән биллидур; шуңа маңа зиянкәшлик қилғучилар путлишип ғәлибә қилалмайду; улар мувәппәқийәт қазанмиғачқа, қаттиқ хиҗил болуп йәргә қарап қалиду; уларниң бу рәсвачилиғи мәңгүлүк болуп, һәргиз унтулмайду.
12 噫萬軍的上主! 你考驗義人,洞察人的肝膽肺腑;我既給你訴說了我的案情,你使我見到你對他們的報復。
Әнди Сән, и һәққанийларни синайдиған, инсанниң виҗдани вә қәлбини көридиған самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, уларниң үстигә болған қисасиңни маңа көргүзгәйсән; чүнки мән дәвайимни алдиңға қойғанмән.
13 你們應歌頌上主,讚揚上主,因為他從惡人的手中,救出了窮苦人的性命。
Пәрвәрдигарни күй ейтип махтаңлар, Уни мәдһийиләңләр; чүнки У намрат кишини рәзиллик қилғучилардин қутқузған.
14 願我誕生的那一天,是可咒罵的;願我母親生我的那一天,不蒙受祝福!
Мениң туғулған күнүмгә ләнәт болсун; апам мени туққан күни мубарәк болмисун!
15 願那給我父親報信說:「給你生了一個男孩,」叫他異常高興的人,是可詛咒的!
Атамға хәвәр елип: «саңа оғул бала туғулди!» дәп уни аламәт шатландурған адәмгә ләнәт болсун!
16 願這人像上主不顧惜消滅的城市:早晨聽到哀號,正午聽到警報;
Бу адәм Пәрвәрдигар рәһим қилмай ғулатқан шәһәрләрдәк болсун; у әтигәндә налә, чүштә алақзадилик чуқанлирини аңлисун —
17 因為他沒有叫我死在母胎,使我的母親成為我的墳墓,叫她永遠不分娩生我!
чүнки у мени балиятқудин чүшкинимдила өлтүрүвәтмигән; апам мениң гөрүм болсииди, униң қосиғи мән билән тәң һемишә чоң болсииди!
18 為什麼我要從母胎裏出來,眼見辛酸痛苦,在羞辱中消磨我的歲月﹖
Немишкә мән җапа-мушәққәт, азап-оқубәтни көрүшкә, күнлиримни хиҗаләт-аһанәт ичидә өткүзүшкә балиятқудин чиққандимән?

< 耶利米書 20 >