< 耶利米書 2 >

1 上主的話傳給我說:
Әнди Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 「你去! 向耶路撒冷大聲疾呼說:上主這樣說:我憶起你年青時的熱情,你訂婚時的戀愛;那你在曠野裏,在未耕種的地上追隨了我。
Берип Йерусалимдикиләрниң қулақлириға мундақ җар салғин: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән сениң яш вақтиңдики вападарлиғиңни, йәни қизниң ашиқиға болған муһәббитидәк сениң чөл-баяванда, йәни терилмиған йәрләрдә Маңа әгишип жүргәнлириңни сениң үчүн әсләймән.
3 以色列成了上主的聖民,成了衪收穫的初果,凡舌食她的都要有罪,災禍必要降在他們身上──上主的斷語。
Шу чағда Исраил хәлқи Пәрвәрдигарға пак, алаһидә аталған, улар униң өз һосулиниң тунҗа мевиси дәп қаралған еди; уларни йәвалмақчи болғанларниң һәммиси гунакар дәп һесапланған еди һәм уларниң башлириға балаю-апәт чүшкән еди, — дәйду Пәрвәрдигар.
4 雅各伯家和以色列家的一切家族! 你們聽上主的話,
Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Яқупниң җәмәти, Исраил җәмәтиниң барлиқ аилә-тавабиатлири: —
5 上主這樣說:你們的祖先在我身上發現了什麼不義竟遠離我而去追隨「虛無」,自成為虛無呢﹖
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Ата-бовилириңлар Мәндә зади қандақ адаләтсизликләрни байқапту, улар Мәндин шунчә жирақлишиду? Улар немишкә бемәна бутларға баш уруп, өзлири бемәна болуп кәтти?
6 他們也不問一問:那曾引我們由埃及地上來,那經過曠野、荒原和崎嶇之地,乾旱和黑暗之地,沒人遊歷無人居住之地,引領我們的上主現在在哪裏呢﹖
Улар һеч қачан: «Бизни Мисир зиминидин қутқузуп чиқирип, баявандин, йәни чөл-дәшт вә тик азгаллар билән қапланған җайлардин, қурғақчилиқ вә өлүм сайиси орап турған йәрләрдин, адәмзат өтмәйдиған һәмдә инсан турмайдиған шу баявандин бизни өткүзгән Пәрвәрдигар қени?» дәп сорап қоюшмаптиғу?
7 我引領你們進入了肥沃的土地,吃其中的出產和美物;但你們一進來,就玷污了我的土地,使我的產業成了可憎之物。
Мән силәрни мевиси һәм молчилиғидин һозурлиниш үчүн мунбәт бир зиминға елип кәлгәнмән; силәр келип зиминимни булғидиңлар, Мениң мирасимни жиркиничлик бир нәрсигә айландуруп қойдуңлар.
8 司祭們也不問一問:「上主在哪裏﹖」那些管理法律的,不認識我了;那些為人牧的,叛離了我;先知們也奉巴耳講預言,追隨無能的神袛。
Каһинлар: «Пәрвәрдигар қени?» дәп һеч сорап қоймиди; Тәврат-қанун иҗрачилири мени һеч тонумиди; хәлиқ падичилири маңа асийлиқ қилди; пәйғәмбәрләр болса Баалниң намида бешарәт бәрди, уларниң һәммиси һеч пайдисиз бемәна нәрсиләргә әгишип кәтти.
9 為此,我要控訴你們──上主的斷語,也要控訴你們的子孫
Шуңа силәр билән дәвалашмақчимән, балилириңлар һәм балилириңларниң балилири билән дәвалишимән, — дәйду Пәрвәрдигар;
10 好吧! 你們往基廷島嶼去觀察一下,派人到刻達爾去詳細調察,看看巾沒有與此相類似的事:
— силәр Сипрустики деңиз бойлириға өтүп беқиңлар, Кедарға тәкшүрүшкә адәм әвәтип беқиңлар — мошундақ бир иш зади болуп баққанму-йоқ дәп көрүп беқиңлар —
11 難道有一個民族更換了自己的神袛﹖──雖然他們並非真神;但是我的人民竟以自己的光榮換取了一個「無能的東西。」
Қайси бир әл өз илаһлирини (улар һеч илаһ әмәс, әлвәттә) өзгәрткәнму? Лекин Мениң хәлқим өзлириниң шан-шәриви Болғучисини болса пайдисиз-бемәна бир нәрсигә алмаштурған.
12 諸天! 你們對此應驚駭戰慄,大為驚異──上主的斷語,
Буниңға әҗәблиниңлар, и асманлар; һаң-таң болуңлар! Сарасимигә чүшүңлар! Чөчүңлар! — дәйду Пәрвәрдигар,
13 因為我的人民犯了雙重的罪惡:他們離棄了我這活水的泉源,卻給自己掘了蓄水池,不能蓄水的漏水池。
— чүнки Мениң хәлқим икки рәзил ишни қилди; улар һаятлиқ су мәнбәси болған Мәндин ваз кәчти; андин өзлири үчүн су азгаллирини, йәни су турмайдиған йериқ су азгаллирини йонуп чиқти.
14 以色列豈是 奴隸,或是家生的奴隸﹖為什麼竟成了人的掠奪物﹖
Исраил әсли қулмиди? У ғоҗайинниң өйидә туғулған қулмиди? Немишкә әнди у олҗиға айлинип қалди?
15 獅子向她咆哮,高聲吼叫:牠們使她的地域變成了荒野,使她的城市化為灰燼,無人居住。
Яш ширлар уни олҗа қилип һөкириди; улар авазини қоювәтти; улар [Исраил] зиминини вәйранә қилди; шәһәрлири көйдүрүлди, адәмзатсиз қалди.
16 連諾夫和塔黑乃斯的子民,也削去你的腦蓋。
Униң үстигә һәтта Ноф вә Таһпанәс шәһиридикиләрму чоққаңни йеривәтти.
17 你這不是自作自受嗎﹖因為上主你的天主在路上引導你的時候,你竟離棄了衪。
Бу ишларни өзүң кәлтүрүп чиқарған әмәсму? — Чүнки саңа йол башлаватқинида Пәрвәрдигар Худайиңдин ваз кәчкән едиң.
18 現在你又為什麼路到埃及去喝尼羅河的水,跑到亞述去喝幼發拉的河水﹖
Әнди бүгүнки күндә йәнә Шиһор дәриясиниң сүйини ичиш үчүн Мисирниң йолини басқиниң немиси? [Әфрат] дәриясиниң сүйини ичиш үчүн Асурийәниң йолини басқиниң немиси?
19 是你的罪惡懲罰你,是你的不忠責斥你,那麼你應該明白覺察:離棄上主你的天主,對我沒有敬畏,是如何邪惡和痛苦的事──吾主萬軍上主的斷語。
Өз рәзиллигиң өзүңгә савақ елип келиду, өзүңниң йенимдин чәтнәп кәткиниң өзүңгә тәнбиһ болиду; әнди сениң Пәрвәрдигар Худайиңдин ваз кәчкиниң вә Мениң қорқунучумниң сәндә болмаслиғиниң интайин рәзил һәмдә зәрдапқа толған иш екәнлигини билип қой, — дәйду Рәб, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
20 的確,從古以來,你就折斷了你的軛,掙斷了你的繩索說:我不願服從;反在一切高丘上,和一切綠樹下,偃臥行淫。
Чүнки сән қедимдинла Мән саңа салған боюнтуруқни бузуп, униң риштини үзүп ташливәткәнсән; сән: «Қуллуғуңда болмаймән!» дедиң. Чүнки барлиқ дөң-егизликтә вә барлиқ йешил дәрәқ астида сән паһишә аялдәк керилип ятқансән.
21 我種植你時,原是精選的葡萄,純粹的真種子;你是怎麼竟給我變成了壞樹,成了野葡萄﹖
Лекин Мән болсам сени әсли есил сортлуқ үзүм телидин, сәрхил уруқтин тиккән едим; сән Маңа нисбәтән қандақму ят вә явайи бир сесиқ үзүм телиға айлинип қалдиң?
22 現在既使你用鹼洗濯,多加滷汁,你的罪污仍留在我面前──吾主上主的斷語──
Чүнки сән шулта билән жуюнсаңму, көп ақартқуч совун ишләтсәңму сениң қәбиһлигиң Мениң алдимда техи дағ болуп туриду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
23 你怎能說:我沒有玷污我自己,我沒有追隨過巴耳﹖觀察你在谷中的行動,便知你的行動,無異一隻到處遊蕩,敏捷的母駱駝;
Сән қандақму: «Мән һеч булғанған әмәсмән, мән «Бааллар»ға һеч әгәшмидим!» дейәләйсән? Җилғида маңған йолуңни көрүп бақ, қилмишлириңни иқрар қил — сән өз йоллирида уян-буян қатрап жүридиған чаққақ һиңгандурсән!
24 又像一頭習慣在荒野,急欲求配,呼氣喘息的母野驢;誰能抑制牠的性慾﹖凡尋找牠的,不必費辛苦,在她春情發動的月分,就可找著。
Сән чөл-баяванға адәтләнгән, һәвиси қозғалғанда шамални пурап жүридиған бир явайи мада ешәксән! Күйлигәндә ким уни тосалисун? Уни издигән һаңгилар өзлирини һеч упратмайду; шу вақитларда уни издәп тапмақ асандур.
25 留心! 不要使你的腳赤裸,不要使你的喉嚨乾渴! 但是你卻說:不會,不可能! 我既愛異邦神袛,我要跟隨他們。
[И Исраил], [бекар жүгүрүп], путуңни аяқсиз, гелиңни уссулуқсиз қилип қойма! Лекин сән буниңға: «Яқ! Хам хиял қилма! Чүнки мән бу ят [илаһларни] яхши көрүп қалдим, уларниң кәйнидин маңимән!» — дедиң.
26 就如小偷被人發現時,感到羞愧;以色列家:他們,他們的君王和首領,他們的司祭和先知,都要同樣蒙受羞辱。
Оғри тутулуп қелип хиҗаләткә қалғандәк, Исраил җәмәтиму хиҗаләткә қалиду — йәни өзлири вә уларниң падишалири, каһинлири вә пәйғәмбәрлири —
27 他們對木偶說:你是我的父親;對石碣說:是你生了我。的確,他們不但向我轉過臉去,而且也以褙向著我;但是,在他們遭難的時候,卻喊說:起來,拯救我們!
улар яғач көтигигә: «Атам!» вә ташқа: «Сән мени туғдурдуң!» дәйду; чүнки улар йүзини Маңа қаратмай, әксичә Маңа арқисини қилди; лекин күлпәт бешиға чүшкәндә улар: «Орнуңдин туруп, бизни қутқузғайсән!» дәйду.
28 你自己製造的神祗在哪裏﹖在你遭難的時候,他們若能救你,就讓他們起來! 因為猶大! 你祗的數目竟等於你域邑的數目,巴耳的香壇與耶路撒冷的街道一般多。
Әнди өзүңгә ясиған илаһлириң қени!? Күлпәт бешиңға чүшкәндә сени қутқузалайдиған болса, улар орнидин турсун! — Чүнки шәһәрлириң қанчә көп болса бутлириңму шунчә көптур, и Йәһуда!
29 你們竟背叛了我,為什麼又向我提出抗議──上主的斷語──
Немишкә силәр Мән билән дәваға чүшмәкчисиләр? Силәр һәммиңлар Маңа асийлиқ қилғансиләр, — дәйду Пәрвәрдигар.
30 我打擊了你們的子孫,竟是徒然,你們沒有受到教訓;你們的刀劍如同一隻兇殘的獅子吞滅了眾先知。
Балилириңни бекардин бекар уруп қойдум; улар һеч тәрбийини қобул қилмиди. Өз қиличиң житқуч ширдәк пәйғәмбәрлириңни йәвәтти.
31 你們這一代人,體會上主的話吧! 難道我對以色列像一個荒野,或像一個黑暗地方﹖為什麼我的人民說:我們獲得了自由,我們不再來找你﹖
И бу дәвир кишилири! Пәрвәрдигарниң сөзигә көңүл қоюңлар! Мән Исраилға чөл-баяван яки қап қараңғулуқ басқан зимин болуп баққанму? Мениң хәлқим немишкә: «Нәгила барсақ өз әркимиз; әнди йениңға йәнә кәлмәймиз!» — дәйду?
32 一個處女豈能忘了自己的珍飾﹖一位新娘豈能忘了自己的彩帶﹖我的人民卻忘了我,時日已久長無法計算。
Қиз зибу-зиннәтлирини унтуяламду? Той қилидиған қиз той кийимлирини унтуяламду? Лекин өз хәлқим сан-санақсиз күнлиридә Мени унтуди.
33 你怎麼會如此想盡好方法去求愛﹖你也將你的方法教給了邪惡的女人;
Сән ишқ издәп баридиған йолларға шунчә маһир болуп кәттиң! Бәрһәқ, һәтта әң бузуқ аялларға йоллириңни көрсәттиң.
34 連在你的衣邊上也發現無辜窮人的血漬:並不是在挖洞穴時,你捉住他們,而是在橡樹邊。
Униң үстигә тонуңниң пәшлиридә гунасиз намратларниң қени бар! Сән уларни темиңни тешип оғрилиққа киргини үчүн өлтүрдиңму?! Ишларниң һәммиси шундақ турсиму,
35 但你還說:我是無罪的,他的憤怒已離我遠去。看! 我要審判你,因你說:我沒有犯罪。
сән техи: «Мәндә гуна йоқ; [Рәб] мәндин рәнҗивәрмәйду!» дәйсән. Билип қой! Мән үстүңдин һөкүм чиқиримән, чүнки сән: «Мән гуна садир қилмидим!» — дәверисән.
36 為什麼這樣輕易改變你的道路﹖你必要因埃及而蒙羞,猶如曾因亞述而蒙羞一樣。
Сән немишкә бунчивала уян-буян қатрап ала көңүллүк қилисән? Сән Асурийә тәрипидин йәргә қаритилғандәк Мисир тәрипидинму йәргә қаритилисән.
37 你畢竟要從那裏抱頭出走,因為上主擯棄了你所仗恃的,使你不能靠他們獲得成功。
Бәрһәқ, сән Мисирдин қоллириңни бешиңға алған пети чиқисән; чүнки Пәрвәрдигар сән йөләнчүк қилғанларни чәткә қақти; сән улардин һеч пайда көрмәйсән.

< 耶利米書 2 >