< 耶利米書 12 >

1 上主,幾時我與你爭論,總是你有理;但我仍願與你討論正義:「為什麼惡人的生活總是順利,一般詭詐極惡的人總享安寧﹖
Мән дәвайимни алдиңға елип кәлсәм, адил болуп кәлдиң, и Пәрвәрдигар; лекин Сән билән Өз һөкүмлириң тоғрилиқ сөзләшмәкчимән; немишкә рәзилләрниң йоли ронақ тапиду? Асийлиқ қилғучиларниң һәммиси немишкә кәңри-азатиликтә туриду?
2 你栽植了他們,他們就生長根滋長,結出果實;他們的口離你近,他們的心卻離你遠。
Сән уларни йәр йүзигә тиккәнсән, уларму йилтиз тартқан; улар өсүп гүллиниду, улар мевиләйду; Сән уларниң ағзиға йеқин охшайсән, лекин виҗданидин жирақсән;
3 至於你,上主,你是認識我的,你考察了我對你的心意;求你把他們像待宰的羔羊一樣拉出來,留待宰殺的一天。
лекин Сән, и Пәрвәрдигар, мени билисән; Сән мени көрүп кәлгәнсән, Өзүңгә болған садиқлиғимни синиғансән. Уларни боғузлашқа бекитилгән қойлардәк айрип сөрәп чиққайсән, уларни қәтл күнигә айриғайсән.
4 [這地要哀傷,整個田野的草木要枯萎到幾時﹖由於居民的邪惡,野獸和飛鳥都被消滅。] 因為他們說:「天主不管我們的作為。」
Зимин қачанғичә қағҗирайду, етиздики от-чөпләр қачанғичә қурған һаләттә туриду? Зиминда турувақанларниң рәзиллиги түпәйлидин һайванлар һәм учар-қанатлар қачанғичә йоқап түгәйду? Чүнки бу хәлиқ: «[Худа] ақивитимизни һеч көрмәйду» дәватиду.
5 「你與人徒步競走,尚覺疲乏,你怎麼能與馬角逐﹖在平安的地區尚覺不安,在約旦河的叢林區,你更將何如﹖
— Сән жүгүргән ләшкәрләр билән бәсләшкәндә, улар сени һалсиратқан болса, әнди сән атлар билән бәсләшсәң қандақ болар? Сән пәқәт аман-течлиқта турған зиминдила хатирҗәм болуп [Маңа] ишинисән, әнди Иордан дәрияси бойидики қоюқ чатқаллиқларда қандақ жүрисән?
6 連你的兄弟和你的父族對你都無誠意,在你後面厲聲喊叫;即便他們對說好話,你也不要相信。」
Чүнки һәтта өз қериндашлириң, атаңниң җәмәтиму саңа асийлиқ қилған. Уларму сени йоқитиш үчүн авазини қоюп бәргән. Гәрчә улар саңа меһирлик сөзләрни қилған болсиму, уларға ишәнмә!»
7 「 離開了我的家,拋棄了我的產業,將我最心愛的人交在敵人的手中。
— Өзүм аиләмдин ваз кечимән, мирасимни ташливетимән, җан-җигиримни дүшмәнлириниң қолиға тапшуримән.
8 我的產業對我竟好像是森林中的獅子,向我咆哮,為我憎恨他它。
Мениң мирасим [болған хәлиқ] болса Маңа орманлиқтики бир ширгә охшаш болуп қалди; улар Маңа қарши авазини көтәрди; шуңа Мән уларни яман көримән.
9 我的產業對我竟成了一隻帶斑點的鷙鳥,以致鷙鳥圍著向它襲擊。你們去田黟的一切野獸,叫它們來吞噬。
Мениң мирасим Маңа сар-бүркүт яки чилбөридәк болуп қалди әмәсму? Лекин униң әтрапиға башқа сар-бүркүтләр олашмақта! Бериңлар, уларни йәветишкә барлиқ даладики һайванларни жиғип келиңлар!
10 許多牧童毀壞了我的葡萄園,蹂躝了我的產業,使我喜愛的產業變為荒蕪的曠野。
Нурғунлиған хәлиқ падичилири үзүмзаримни һалак қилиду, улар Мениң несивәмни аяқ асти қилиду, улар Мениң йеқимлиқ несивәмни ғериб бир чөл-баяванға айландуриду;
11 他們使它荒涼,荒涼得在我面前哀傷;全地荒涼,因為沒有一人關心。
улар уни ғериб қиливетиду; у Мениң алдимда ғериб һәм қағҗирақ туриду; пүткүл зимин ғериб қалиду; амма һеч адәм буниңға көңлини бөлмәйду.
12 破壞者已來到曠野的一切高崗上,因為上主的刀劍正在砍伐,從地極到地極,凡有血肉的,都不得安寧。
Чөл-баявандики барлиқ егизликләр үстигә һалак қилғучилар ғужулдап чиқип келиду; чүнки Пәрвәрдигарниң қиличи зиминниң бир четидин йәнә бир четигичә һәммини жутиду; һеч әт егисиниң тинич-хатирҗәмлиги болмайду.
13 他們播種了麥子,卻收割了荊棘;雖筋疲力竭,卻沒有利益;由於上主的憤怒,都因自己的收穫而害羞。
[Хәлқим] буғдайни териған болсиму, лекин текәнләрни орийду; улар өзлирини упратқини билән, пайда көрмәйду; шуңа [начар] мәһсулатлириңлар түпәйлидин, Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви түпәйлидин, йәргә қарап қалисиләр.
14 上主這樣說:關於那些險惡的鄰邦.即侵犯我給予我民以色列佔有的產業的鄰邦,看,我要由他們的地上將他們拔除,也要由他們中拔除猶大家。
Мәнки Пәрвәрдигар Өз хәлқим Исраилни варис қилған мирасқа чаңгал салған, зиминимниң һәммә рәзил хошнилири тоғрилиқ мундақ дәймән: — Мана, Мән уларни өз зиминидин жулуп алимән, шуниңдәк Йәһуда җәмәтини улар арисидин жулувалимән;
15 在我拔除他們以後,我要再憐憫他們,引他們復歸自己的產業,各回自己的故鄉。
лекин шундақ болидуки, уларни жулувалғандин кейин Мән бу йолдин йенип, уларға ичимни ағритимән, уларниң һәр бирини өз мирасиға, һәр бирини өз зиминиға қайтуримән.
16 設若他們殷勤學走我人民的道路,奉我名發誓說:「上主永在」,如同他們昔日教我人民奉巴耳發誓一樣,他們就可在我的人民中再度復興。
Шундақ қилип, әгәр (улар өткәндә хәлқимгә Баалниң исмиға қәсәм ичишни үгәткәндәк) көңүл қоюп хәлқимниң йоллирини үгәнсә, җүмлидин Мениң намимға қәсәм ичишни үгәнсә, — әнди уларға хәлқим арисидин [муқим] орун берилип, улар гүлләндүрүлиду.
17 倘若他們不聽從,我必拔除這民族,將他們拔除消滅──上主的斷語。
Бирақ улар аңлимиса, Мән шу әлни мутләқ жулуп ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар.

< 耶利米書 12 >