< 雅各書 1 >
1 天主及主耶穌基督的僕人雅各伯,祝散居的十二支派安好。
Худаниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң қули болған мәнки Яқуптин тарқақ туруватқан муһаҗир он икки қәбилигә салам!
2 我的弟兄們,幾時你們落在各種試探裏,要認為是大喜樂,
И қериндашлирим, һәр қандақ синақларға дуч кәлсәңлар, буни зор хошаллиқ дәп билиңлар.
3 因為你們應知道:你們的信德受過考驗,纔能生出堅忍。
Чүнки силәргә мәлумки, бундақ етиқатиңларниң синилиши силәрдә сәвир-чидамлиқ шәкилләндүриду;
4 但這堅忍又必須有完美的實行,好使你們既成全而又完備,毫無缺欠。
сәвир-чидамлиқниң хислити қәлбиңларда туруп шундақ пишип йетилсунки, шуниң билән силәр пишқан, мукәммәл вә кәм-кутисиз болисиләр.
5 你們中誰若缺乏智慧,就該向那慷慨施恩於眾人,而從不責斥的天主祈求,天主必賜給他。
Бирақ әгәр араңлардики бириси даналиққа муһтаҗ болса, һәммигә сехийлиқ билән беридиған шундақла әйиплимәйдиған Худадин тилисун. Шуниң билән униңға чоқум ата қилиниду.
6 不過,祈求時要有信心,決不可懷疑,因為懷疑的人,就像海裏的波濤,被風吹動,翻騰不已。
Бирақ у һеч делиғул болмай ишәш билән тилисун; чүнки делиғул киши худди шамалда урулуп уян-буян йәлпүнгән деңиз долқуниға охшайду.
Ундақ киши Рәбдин бирәр нәрсигә еришимән, дәп һеч хиял қилмисун;
ундақлар үҗмә көңүл болуп, барлиқ йоллирида тутами йоқ адәмдур.
Намрат болған қериндаш өзиниң жуқуриға көтирилгәнлигигә тәнтәнә қилсун; бай болған қериндаш болса, өзиниң төвән қилинғанлиғиға тәнтәнә қилсун, чүнки у от-чөпләрниң чечәклиридәк тозуп кетиду.
10 富有的,卻要因自卑而誇耀,因為他要過去,如同草上的花一樣:
11 太陽一出來,帶著熱風,將草曬枯,它的花便凋謝了,它的美麗也消失了;富有的人在自己的行為上,也要這樣衰落。
Қуяш чиқип қизиғанда, от-чөпләрни қурутиду, гүллири тозуп кетиду-дә, униң гөзәллиги йоқилиду; бай адәмләр худди шуниңға охшаш, өз һәләкчилигидә йоқилиду.
12 忍受試探的人是有福的,因為他既經得起考驗,必能得到主向他愛的人,所預許的生命之冠。
Синақларға [сәвирчанлиқ билән] бәрдашлиқ бәргән киши нәқәдәр бәхитлик-һә! Чүнки у синақтин өткәндин кейин, [Худа] Өзини сөйгәнләргә вәдә қилған һаят таҗиға муйәссәр болиду.
13 人受誘惑,不可說:「我為天主所誘惑,」因為天主不會為惡事所誘惑,他也不誘惑人。
Адәм аздурулушқа дуч кәлгәндә «Худа мени аздуруватиду» демисун. Чүнки Худа яман ишлар билән аздурулуши мүмкин әмәс һәм башқиларни аздурмайду.
14 每個人受誘惑,都是為自己的私慾所勾引,所餌誘;
Бәлки бириси аздурулғанда, өз һәвәс-нәпси қозғилип, уларниң кәйнигә киргән болиду;
15 然後,私慾懷孕,便產生罪惡;罪惡完成之後,遂生出死亡來。
андин һәвәс-нәпс һамилдар болуп гунани туғиду; гуна өсүп йетилип, өлүмгә елип бариду.
Шуңа сөйүмлүк қериндашлирим, алдинип қалмаңлар!
17 一切美好的贈與,一切完善的恩賜,都是從上,從光明之父降下來的,在他內沒有變化或轉動的陰影。
Барлиқ жүксәк сехийлиқ вә һәр бир мукәммәл илтипат жуқуридин, йәни [асмандики] [барлиқ] йоруқлуқларниң Атисидин чүшүп келиду; Униңда һеч қандақ өзгириш болмайду яки Униңда «айлиниш» билән һасил болидиған көләңгиләрму болмайду.
18 他自願用真理之言生了我們,為使我們成為他所造之物中的初果。
У бизни [Өзи яратқан барлиқ] мәвҗудатларниң ичидә Өзигә дәсләп пишқан мевидәк болсун дәп, Өз ирадиси бойичә бизни һәқиқәтниң сөз-калами арқилиқ туғдурди.
19 我親愛的弟兄們,你們要知道:每人都該敏於聽教,遲於發言,遲於動怒,
Шуниң билән, и сөйүмлүк қериндашлирим, һәр адәм аңлашқа тез тәйяр турсун, сөзләшкә алдиримисун, ғәзәплинишкә алдирмисун.
Чүнки инсанниң ғәзиви Худаниң һәққанийлиғини елип кәлмәйду.
21 因此,你們要脫去一切不潔和種種惡習,而以柔順之心,接受那種在你們心裏,而能救你們靈魂的聖言。
Шуниң үчүн, барлиқ ипласлиқларни вә қиниңларға патмайватқан рәзилликни ташлаңлар, [қәлбиңларда] йилтиз тартқузулған, силәрни қутқузалайдиған сөз-каламни кәмтәрлик-мөминлик билән қобул қилиңлар.
22 不過,你們應按這聖言來實行,不要只聽,自己欺騙自己;
Амма өз-өзүңларни алдап пәқәт сөз-каламни аңлиғучилардин болмаңлар, бәлки уни иҗра қилғучилардин болуңлар.
23 因為,誰若只聽聖言而不去實行,他就像一個人,對著鏡子照自己生來的面貌,
Чүнки бириси сөз-каламни аңлап қоюпла, уни иҗра қилмиса, у худди әйнәктә өзиниң әйни қияпитигә қарап қоюп, кетип қалған кишигә охшайду; чүнки у өз турқиға қарап болуп, чиқипла, шу һаман өзиниң қандақ екәнлигини унтуйду.
24 照完以後,就離去,遂即忘卻了自己是什麼樣子。
25 至於那細察賜予自由的完美法律,而又保持不變,不隨聽隨忘,卻實際力行的,這人因他的作為必是有福的。
Лекин әшу кишиләрни әркинликкә ериштүридиған мукәммәл қанунға әстайидиллиқ билән давамлиқ қарап, унтуғақ аңлиғучи болмай, бәлки униң ичидә яшап иҗра қилғучи болған киши ишлирида бәхитлик қилиниду.
26 誰若自以為虔誠,卻不箝制自己的唇舌,反而欺騙自己的心,這人的虔誠便是虛假的。
Бириси өзини ихласмән адәммән дәп һесаплиған, лекин тилини тизгинлимигән болса, өзини өзи алдайду; бундақ кишиниң ихласмәнлиги беһудиликтур.
27 在天主父前,純正無瑕的虔誠,就是看顧患難中的孤兒和寡婦,保持自己不受世俗的玷污。
ХудаАтимизниң нәзиридики пак вә дағсиз ихласмәнлик шуки, қийинчилиқта қалған житим-йесир, тул хотунларни йоқлап, уларға ғәмхорлуқ қилиш вә өзини бу дунияниң булғишидин дағсиз сақлаштур.