< 以賽亞書 54 >

1 不生育的石女,歡樂罷!未經產痛的女子!歡呼高唱罷!因為被棄者的子女比有夫者的子女還多:這是上主說的。
— Тәнтәнә қил, и пәрзәнт көрмигән туғмас аял! Нахшиларни яңрат, шатлинип товла, и толғақ тутуп бақимиған аял! — Чүнки ғериб аялниң балилири ери бар аялниңкидин көптур! — дәйду Пәрвәрдигар, —
2 拓展你帳幕的空位,伸展你住所的帷幔,不必顧忌!拉長你的繩索,堅固你的木橛!
Чедириңниң орнини кеңәйтип, Туралғулириңниң етиклирини улар яйсун; Күчүңни һеч айимай чедир танилириңни узартқин, Қозуқлириңни чиңайтқин;
3 因為你要向左右拓展,你的後裔將以外邦之地為業,住滿廢棄了的城邑!
Чүнки сән оң вә сол тәрәпкә кеңийисән; Сениң әвладиң башқа әлләрни егиләйду; Улар ғериб шәһәрләрни аһалилик қилиду.
4 不要害怕!因為你再不會蒙羞;不要羞慚!因為你再不會受辱;其實,你要忘記你幼年時所受的恥辱,再不懷念居寡時所受的侮慢,
Қорқма, чүнки сән һеч хиҗаләттә болмайсән, Һеч уятқа қалдурулмайсән, Чүнки йәргә һеч қаритилип қалмайсән, Чүнки яшлиғиңдики хиҗилчанлиқни унтуйсән, Туллуғуңниң аһанитини һеч есиңгә кәлтүрәлмәйсән.
5 因為你的夫君是你的造主,他的名字是「萬軍的上主;」你的救主是以色列的聖者,他將稱為「全世界的天主。」
Чүнки сени яритип Шәкилләндүргүчиң болса сениң ериң, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Униң нами; Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң болса Исраилдики Муқәддәс Болғучи, У барлиқ йәр-зиминниң Худаси дәп атилиду.
6 是的,上主召見你時,你是一個被棄而心靈憂傷的婦女;人豈能遺棄他青年時的妻子﹖你的天主說。
Чүнки Пәрвәрдигар сени чақирди, — Худди ери өзидин ваз кәчкән, көңли сунуқ бир аялдәк, Яшлиғида ятлиқ болуп андин ташливетилгән бир аялни чақирғандәк чақирди» — дәйду сениң Худайиң;
7 其實,我離棄了你,只是一會兒,但是我要用絕大的仁慈召你回來。
Мән бир дәқиқә сәндин айрилип кәттим, Бирақ зор көйүмчанлиқ билән сени йенимға жиғимән;
8 在我的盛怒中,我曾一會兒掩面不看你,可是我要以永遠的慈悲憐憫你,你的救主上主說。
Ғәзивимниң тешиши билән Мән бир дәқиқила йүзүмни сәндин йошуруп қойдум; Бирақ мәңгүлүк меһир-муһәббитим билән саңа көйүмчанлиқ көрситимән» — дәйду Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң Пәрвәрдигар.
9 這事對我有如諾厄的時日一般:就如那時我曾發誓說:諾厄的大水不再淹沒世界;同樣,我如今起誓:再不向你發怒,再不責斥你。
Мошу ишлар худди Нуһ [пәйғәмбәр] дәвридики топан сулиридәк болиду — Мән Нуһ дәвридики сулар иккинчи йәр йүзини бесип өтмәйду дәп қәсәм ичкинимдәк, — Мән шундақ қәсәм ичкәнмәнки, Сәндин иккинчи ғәзәпләнмәймән, Саңа иккинчи тәнбиһ бәрмәймән.
10 高山可移動,丘陵能挪去,但我對你的仁慈決不移去,我的和平盟約總不動搖:憐憫你的上主說。
Чүнки тағлар йоқилиду, Дөңләрму йөткилип кетиду, Бирақ меһир-муһәббитим сәндин һәргиз кәтмәйду, Саңа арам-хатирҗәмлик бәргән әһдәмму сәндин нери болмайду» — дәйду саңа көйүмчанлиқ қилғучи Пәрвәрдигар.
11 你這遭磨難,受顛沛,無安慰的城啊!看,我要用孔雀石安置你的基石,以碧玉奠定你的根基;
И хар болған, боранда уян-буян чайқалған, һеч тәсәлли қилинмиған [қиз], Мана, Мән ташлириңни рәңдар семонт лай билән қирлаймән, Көк яқутлар билән һулуңни салимән;
12 我要以紅瑪瑙修你的城垛,以水晶石築你的門戶,以各種寶石建你的圍牆。
Пақирақ мунарлириңни ләәлләрдин, Дәрвазилириңни чақнақ яқутлардин, Барлиқ сепиллириңни җаваһиратлардин қилип ясаймән.
13 你所有的兒子,都是上主所訓誨的;你的兒子們,要享受絕大的幸福。
Сениң балилириңниң һәммиси Пәрвәрдигар тәрипидин үгитилиду; Балилириңниң арам-хатирҗәмлиги зор болиду!
14 你將建築在正義的根基上;欺壓已遠去,你無需再有所恐懼;驚嚇也遠去了,它再不會臨近你。
Сән һәққанийлиқ билән тиклинисән; Сән зулумдин жирақ, (Чүнки сән һеч қорқмайсән) Вәһшәттинму жирақ турғучи болисән, Чүнки у саңа һеч йеқинлашмайду.
15 請看!如果有人攻擊你,那不是出於我;凡攻打你的,必在你前跌倒。
Мана, бирәрси һаман жиғилип саңа һуҗум қилса, (Бирақ бу иш Мениң ихтияримда болған әмәс), Кимки жиғилип саңа һуҗум қилса сениң сәвәвиңдин жиқилиду.
16 請看!是我造了吹煤火的鐵匠,由於他工作中造出了各種武器,可是也是我造了毀滅者來加以破壞。
Мана, көмүр отини йәлпүтүп, Өзигә мувапиқ бир қурални ясиғучи төмүрчини Мән яратқанмән, Һәм хар қилиш үчүн һалак қилғучиниму Мән яратқанмән;
17 所製造的各種武器,為攻打你,一概無用;在訴訟中,凡起來與你爭辯的舌頭,都要被你駁倒。這是上主的僕人應得之分,是他們由我所得的報酬──上主的斷語。
Саңа қарши ясалған һеч қандақ қурал карға кәлмәйду; Саңа әрз-шикайәт қилғучи һәр бир тилни сән мат қилисән. Мана шулар Пәрвәрдигарниң қуллириниң алидиған мирасидур! Уларниң һәққанийлиғи болса мәндиндур!

< 以賽亞書 54 >

A Dove is Sent Forth from the Ark
A Dove is Sent Forth from the Ark