< 以賽亞書 47 >

1 巴比倫處女!下去,坐在塵土中罷!加色丁貞女!讓位,坐在地上罷!因為你已不再稱為「嬌媚」「柔嫩」了。
«И Бабилниң пак қизи, келип топа-чаңға олтар; И калдийләрниң қизи, тәхтсиз болуп йәргә олтар! Чүнки сән «латапәтлик вә назук» дәп иккинчи аталмайсән.
2 揭去面紗,拿磨去磨麵罷!捲起長裙,露出大腿去涉河罷!
«Түгмән тешини чөрүп, ун тарт әнди, Чүмпәрдәңни ечип ташла, Көңлигиңни селивәт, Пачиғиңни ялаңачла, Дәриялардин су кечип өт;
3 你的裸體要暴露,你的羞恥要現出!我要復仇,決不憐惜任何人。
Уятлиғиң ечилиду; Бәрһәқ, номусуңға тегилиду; Мән интиқам алимән, Һеч кимни аяп қоймаймән.
4 我們的救主--他的名字是萬軍的上主--說。
Бизниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучимиз болса, «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» Униң нами; У Исраилдики Муқәддәс Болғучидур.
5 加色丁處女!靜靜地坐下:進入黑暗中罷!因為你不再稱為「萬國之后!」
И калдийләрниң қизи, сүкүт қелип җим олтар, Қараңғулуққа кирип кәт; Чүнки буниңдин кейин иккинчи «сәлтәнәтләрниң ханиши» дәп аталмайсән.
6 我曾向我的人民發怒,污辱了我的產業;我將他們交在你手中,可是你對他們沒有表示仁慈,將你的軛重重地壓在老者身上。
Мән Өз хәлқимдин ғәзәпләндим, Шуңа Өзүмниң мирасимни булғивәттим, Шуниң билән уларни қолуңға тапшуруп бәрдим; Сән болсаң уларға һеч қандақ рәһим көрсәтмидиң; Яшанғанларниң үстигиму боюнтуруқларни интайин еғир қилип салдиң;
7 你說過:「我永久要作王后!」但你心中從沒有考慮過這事,也沒有想過這事的結局。
Шуниң билән сән: — «Мән мәңгүгә ханиш болимән» дәп, Мошу ишларни көңлүңдин һеч өткүзмидиң; Уларниң ақивитини һеч ойлап бақмидиңсән.
8 你這淫逸安居的人,你心裏想:「只有我而沒有別人!我決不會寡居,也決不會喪子! 」如今你聽這話:
Әнди һазир, и әндишисиз яшап кәлгүчи, Өз-өзигә: «Мәнла бардурмән, мәндин башқа һеч ким йоқтур, Мән һәргиз тул аялниң җапасини яки балилардин мәһрум болушниң җапасини тартмаймән» — дегүчи, И сән әйш-ишрәткә берилгүчисән, Шуни аңлап қой: —
9 這兩樣在一天內會突然一起降在你身上;雖然你能行許多巫術,能念極威力的符咒,喪子與守寡仍要完全降到你身上。
«Дәл мошу икки иш, — Балилардин мәһрум болуш вә туллуқ — Бир дәқиқидә, бир күн ичидила бешиңға тәң чүшиду; Нурғунлиған җадугәрликлириң түпәйлидин, Бәк көп әпсунлириң үчүн улар толуқ бешиңға келиду.
10 你自恃於惡說:「沒有人看見我! 」那是你的聰明和知識迷惑了你,叫你心中妄想:「只有我而沒有別人。」
Чүнки сән өзүңниң рәзиллигиңгә таянғансән, Сән «Һеч ким мени көрмәйду» — дедиң; Сениң даналиғиң вә билимиң өзүңни езиқтуруп, Сән көңлүңдә: — «Мәнла бардурмән, мәндин башқа бири йоқтур» — дедиң.
11 災禍必要臨到你身上,你卻不能禳災;患難要降在你身上,但你不能阻止;你從未料到的滅亡,要突然來到你身上。
Бирақ балаю-апәт сени бесип келиду; Сән униң келип чиқишини билмәйсән; Һалакәт бешиңға чүшиду; Сән һеч қандақ «һамий пули» билән уни тосалмайсән; Сән һеч күтмигән вәйранчилиқ туюқсиз сени бесип чүшиду.
12 請你繼續行你自幼即勞碌習行的咒術和那無數的巫術罷!這或許能於你有利,或者能叫人害怕。
Әнди қени, яшлиғиңдин тартип өзүңни упритип кәлгән әпсунлириңни, Шундақла нурғунлиған җадугәрликлириңни һазир оқуп туривәр; Ким билсун, сән улардин пайда көрүп қаламсән? Бирәр немини тәвритип қояларсән һәр қачан?!
13 你也許聽倦了那許多計謀,現在讓那些測天體,觀星辰和每月預告你未來之事的人們前來拯救你罷!
Сән алған мәслиһәтлириң билән һалсизлинип кәттиң; Әнди асманларға қарап тәбир бәргүчиләр, Юлтузларға қарап палчилиқ қилғучилар, Йеңи айларни күзитип мунәҗҗимлик қилип ишларни «алдин-ала ейтқучилар» орнидин тәң туруп бешиңға чүшидиғанлардин сени қутқузсун!
14 看哪!他們都像枯草,必為火所焚燒;他們連自己也不能由火的威力中救出,因為這不是為取煖的炭火,也不是座前的爐火。
Мана, улар пахалдәк болуп кетиду; От уларни көйдүриветиду; Улар өзлирини ялқунниң қолидин қутқузалмайду; Бирақ уларда адәмни исситқидәк һеч көмүр, Яки адәм иссинғидәк һеч гүлхан йоқтур!
15 你那些自幼與之共同勞碌的巫士,為你都是如此;他們各散東西,沒有誰來救你。
Сени аварә қилған, Яшлиғиңдин тартип сәндә сода қилғанлар саңа мошундақ пайдисиз болиду; Һәр бири өз йолини издәп кетип қалиду; Сени қутқузғидәк һеч ким йоқтур.

< 以賽亞書 47 >