< 以賽亞書 45 >
1 上主這樣對他的受傅者居魯士說:--我牽著他的右手,使他蹂躪他面前的列國,解除列王的腰帶;我在他前開啟城門,使門戶不再關閉--「
Пәрвәрдигар Өзи «мәсиһ қилғини»ға, Йәни әлләрни униңға беқиндуруш үчүн Өзи оң қолидин тутуп йөлигән Қорәшкә мундақ дәйду: — (Бәрһәқ, Мән униң алдида падишаларниң тамбилини йәштүрүп ялаңачлитимән, «Қош қанатлиқ дәрвазилар»ни униң алдида ечип беримән, Шуниң билән қовуқлар иккинчи етилмәйду) —
2 我要走在你前面,把岐嶇的路修平;我要把銅門打破,將鐵閂擊碎,
«Мән сениң алдиңда меңип егизликләрни түз қилимән; Мис дәрвазиларни чеқип ташлаймән, Төмүр тақақлирини сундуруветимән;
3 把隱藏的錢財和秘密的寶物賜給你,為叫你知道:是我上主,以色列的天主,提著你的名召叫了你。
Вә саңа қараңғулуқтики гөһәрләрни, Мәхпий җайларда сақланған йошурун байлиқларни беримән; Шуниң билән өзүңгә исим қоюп сени чақирғучини, Йәни Мән Пәрвәрдигарни Исраилниң Худаси дәп билип йетисән.
4 為了我的僕人雅各伯和我揀選的以色列的緣故,我提著你的名召叫了你,給你起了這個稱號,縱然你還不認識我。
Мән Өз қулум Яқуп, Йәни Өз таллиғиним Исраил үчүн, Исмиңни өзүм қойған; Сән Мени билмигиниң билән, Мән йәнила саңа исим қойдум.
5 我是上主,再沒有另一位;除我以外,沒有別的神;雖然你還不認識我,我卻武裝了你,
Мән болсам Пәрвәрдигар, Мәндин башқа бири йоқ; Мәндин башқа Худа йоқтур; Сән Мени тонумиғиниң билән, Мән белиңни бағлап чиңиттимки,
6 為叫從日出到日落之地的人都知道:除我之外,再沒有另一位。我是上主,再沒有另一位;
Күнчиқиштин күнпетишқичә болғанларниң һәммиси Мәндин башқа һеч қандақ бириниң йоқлуғини билип йетиду; Мән болсам Пәрвәрдигар, башқа бири йоқтур.
7 是我造了光明,造了黑暗;造了幸福,降了災禍:是我上主造成了這一切。」
Нурни шәкилләндүргүчи, қараңғулуқни Яратқучидурмән, Бәхит-хатирҗәмликни Ясиғучи, балаю-апәтни Яратқучидурмән; Мошуларниң һәммисини қилғучи Мән Пәрвәрдигардурмән».
8 諸天,請由上滴下甘露,望雲彩降下仁義,願大地裂開生出救恩,願正義一同出生!我上主創造了這事。
— «И асманлар, жуқуридин яғдуруп бериңлар, Булутларму һәққанийлиқ төкүп бәрсун; Йәр-зимин ечилсун; Ниҗат һәм һәққанийлиқ мевә бәрсун; Зимин иккисини тәң өстүрсун! Мән, Пәрвәрдигар, буни яратмай қоймаймән».
9 禍哉,那與自己的製造者爭辯的!瓦器豈能與摶泥者爭辯﹖陶器豈能對陶工說:「你做的是什麼啊!」或說:「你手製的不精美!」
— «Өз Яратқучисиниң үстидин әрз қилмақчи болғанға вай! У йәр-зиминдики чинә парчилири арисидики бир парчиси, халас! Сеғиз лай өзини шәкилләндүргүчи сапалчиға: — «Сән немә ясаватисән?» десә, Яки ясиғиниң саңа: «Сениң қолуң йоқ» десә боламду?
10 禍哉!那向父親說:「你為什麼生子﹖」或向母親說:「你為什麼生育」的人!
Өз атисиға: «Сән немә туғдурмақчи?» Яки бир аялға: — «Сени неминиң толғиғи тутти?» — дәп сориғанға вай!
11 以色列的聖者、安排將來的上主這樣說:「關於我子女的事,你們要質問我嗎﹖或者對我手中的工作,你們有所吩咐嗎!
Исраилдики Муқәддәс Болғучи, йәни уни Ясиғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әнди кәлгүси ишлар тоғрилиқ соримақчимусиләр йәнә? Өз оғуллирим тоғрилиқ, Өз қолумда ишлигиним тоғрилиқ Маңа буйруқ бәрмәкчимусиләр!?
12 是我造了大地,又造了地上的人;是我親手展開了諸天,佈置了天上的星辰;
Мән пәқәтла йәр-зиминни ясиған, униңға инсанни Яратқучидурмән, халас! Өз қолум болса асманларни кәргән; Уларниң самави қошунлириниму сәпкә салғанмән.
13 是我由於仁義喚起了他;我要修平他的道路,他要修建我的城池,遣回我的俘虜,而不索取贖金,也不要求報酬。」這是萬軍上主說的。
Мән уни һәққанийлиқ билән турғузған, Униң барлиқ йоллирини түз қилдим; У болса шәһиримни қуриду, Нә һәқ нә инъам соримай у Маңа тәвә болған әсирләрни қоюп бериду» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
14 上主這樣說:「埃及的工人,雇士的商人,以及色巴的巨人,都要過來,歸屬於你;他們都要帶著鎖鍊追隨你後;並俯伏在你面前,懇求你說:惟獨你這裏有天主,以外沒有別的神明。」
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мисирниң мәһсулатлири, Ефиопийәниң вә егиз бойлуқлар болған Сабийлиқларниң маллири саңа өтиду; Улар өзлири сениңки болиду, Саңа әгишип маңиду; Өзлири кишән-зәнҗирләнгән пети сән тәрәпкә өтиду, Улар саңа баш уруп сәндин илтиҗа билән өтүнүп: — «Бәрһәқ, Тәңри сәндә туриду, башқа бири йоқ, башқа һеч қандақ Худа йоқтур» дәп етирап қилиду.
«И Исраилниң Худаси, Ниҗаткар, дәрһәқиқәт Өзини йошурувалғучи бир Тәңридурсән!».
Улар һәммиси истиснасиз хиҗил болуп, шәрмәндә болиду; Мәбудни ясиғанлар шәрмәндә болуп, бирликтә кетип қалиду;
17 但以色列必因上主而得救,獲享永遠的救恩:你們不會蒙羞受辱,直到永遠。
Исраил болса Пәрвәрдигар тәрипидин мәңгүлүк ниҗат-қутулуш билән қутқузулиду; Әбәдил-әбәткичә хиҗил болмайсиләр, Һеч шәрмәндичиликни көрмәйсиләр.
18 因為那創造諸天的上主--只有他是天主,是他創造、形成和奠定了大地:他並非創造了一團混沌,而是為使人居住纔造了它--他這樣說:「我是上主,沒有另一位。
Чүнки асманларни яратқан, йәр-зиминни шәкилләндүрүп ясиған, уни мәзмут қилған Худа болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — (У уни қуруқ-мәнисиз болушқа әмәс, бәлки адәмзатниң туралғуси болушқа яратқан еди) «Мән болсам Пәрвәрдигар, башқа бири йоқтур;
19 我沒有在隱秘處或黑暗之地說過話,我沒有給雅各伯的子孫說過:你們徒然尋求了我!我上主,只說真實,惟講公理。
— Мән мәхпий һалда яки зиминдики бирәр қараңғу җайда сөз қилған әмәсмән; Мән Яқупқа: «Мени издишиңлар беһудилик» дегән әмәсмән; Мән Пәрвәрдигар һәқ сөзләймән, Түз гәп қилимән;
20 列國的餘民!你們一起集合起來,一同前來罷!凡抬過偶像,敬拜過不能施救的神祇的,真是無知!
Жиғилиңлар, келиңлар; И әлләрдин қачқанлар, җәм болуп Маңа йеқинлишиңлар; Өзи ойған бутни көтирип, һеч қутқузалмайдиған бир «илаһ»қа дуа қилип жүридиғанларниң болса һеч билими йоқтур.
21 請你們陳述,請你們證明,也讓你們一同商量商量:是誰從古時就叫人聽到這事呢﹖是誰早已宣佈了呢﹖不是我,上主嗎!的確,除我以外,沒有別的神!除我以外,再沒有一個仁義的神和救主。
Әнди улар өз гәплирини баян қилиш үчүн йеқин кәлсун; Мәйли, улар мәслиһәтлишип бақсун! Ким мошу ишни қедимдинла җакалиған еди? Ким узундин бери уни баян қилған? У Мән Пәрвәрдигар әмәсму? Дәрвәқә, Мәндин башқа һеч илаһ йоқтур; Һәм адил Худа һәм Қутқузғучидурмән; Мәндин башқа бири йоқтур.
22 大地四極的人!你們歸依我,必能得救,因為只有我是天主,再沒有另一個。
И йәр-зиминниң чәт-яқилиридикиләр, Маңа тәлпүнүп қутқузулуңлар! Чүнки Мән Тәңридурмән, башқа һеч бири йоқтур;
23 我指著我自己起誓:真理一出我口,那話決不返回;人人都將向我屈膝,眾舌都要指著我起誓。
Мән Өзүм билән қәсәм ичкәнмән, Мошу сөз һәққанийлиқ билән ағзимдин чиқти, һәргиз қайтмайду: — «Маңа барлиқ тизлар пүкүлиду, Барлиқ тиллар Маңа [итаәт ичидә] қәсәм ичиду».
24 人都要說:唯有在上主前有仁義和力量。凡向他發怒的,必要含羞地歸依他。
Шу чағда: «Һәққанийлиқ вә күч болса пәқәт Пәрвәрдигардидур» — дейилиду, Кишиләр дәл Униңла қешиға келиду; Ғалҗирлишип, униңға ғәзәпләнгәнләрниң һәммиси шәрмәндә болиду.
Исраилниң әвлатлириниң һәммиси Пәрвәрдигар тәрипидин һәққаний қилиниду, Вә улар Уни даңлишиду.