< 以賽亞書 34 >

1 萬民,你們前來聆聽!列邦,你們側耳靜聽!大地與充塞其中的一切,世界與其所有的產物,都要諦聽!
Йеқин келиңлар, и әлләр, аңлаңлар! И қовм-хәлиқләр, қулақ селиңлар! Йәр-зимин вә униңдики барлиқ мәвҗудатлар, Җими аләм вә униң ичидин чиққан һәммә мәвҗудатлар, Тиңшаңлар!
2 因為上主向萬民生了氣,對他們的一切軍隊發了怒,他注定了他們的劫數,命定了他們遭受屠殺。
Чүнки Пәрвәрдигарниң барлиқ әлләргә қарита ғәзиви бар, Униң дәрғәзиви уларниң барлиқ қошунлириға қарши туриду; У уларни һалакәткә пүтүп қойған, Уларни қирғинчилиққа тапшурувәткән;
3 他們的被殺者被棄於外,他們屍體的腥臭浮浮上騰,他們的血溶化了諸山。
Улардин өлтүрүлгәнләр сиртқа ташливетилиду, Җәсәтлиридин сесиқчилиқ пурайду, Тағлар уларниң қени билән еритилиду;
4 天上的萬象必將解體,諸天要如卷軸般捲起;天上的星辰必將隕墜,有如葡萄葉的凋零,有如無花果葉的萎謝。
Асманлардики җимики җисим-қошунлар чирип йоқ болиду, Асманлар йөгимә китапдәк түрүлиду; Үзүм телиниң йопурмақлири хазан болуп, солишип чүшкәндәк, Йигләп кәткән әнҗир шехидин чүшкәндәк, Уларниң җимики җисим-қошунлири жиқилиду;
5 當上主的刀在天上痛飲之後,看哪!它將若在厄東,落在他所毀滅的百姓身上,實行懲罰。
Чүнки шәмширим асманларда [қан билән] суғурулди; Қараңлар, шәмширим Мениң һалакәт ләнитимгә учриған хәлиққә, Йәни Едом үстигә җазалаш үчүн чүшиду;
6 上主的刀劍染滿了血,漬滿了脂油,就是羔羊和羚羊的血,以及公羊腎臟的脂油:因為上主在波責辣舉行了一番祭祀,在厄東地方施行了一場屠殺。
Пәрвәрдигарниң бир шәмшири бар; У қанға боялди; У яғлиқ нәрсиләрниң йеғи билән, Өчкә-қозиларниң қени билән, Қочқар бөригиниң йеғи билән озуқландурулған; Чүнки Пәрвәрдигарниң Бозраһ шәһиридә бир қурбанлиғи, Едомда зор бир қирғинчилиғи бар.
7 野牛與肥畜必同墮死,牛犢與公牛必同跌斃。他們的地區浸滿了血,他們的地面漬染了脂油。
Мошу қирғинчилиқлар билән явайи калилар, Топақлар вә күчлүк буқиларму жиқилиду. Уларниң зимини қанға чөмүлиду, Топа-чаңлири яғ билән майлишип кетиду.
8 因為這是上主復讎的日子,是為報復熙雍敵人的一年。
Чүнки Пәрвәрдигарниң қисас алидиған бир күни, Зион дәвасидики һесап алидиған жили бар.
9 她的河水將變為瀝青,她的土壤將變為硫磺:大地成了燃灼的瀝青,
[Едомдики] еқинлар қаримайға, Униң топилири гуңгутқа айландурулиду; Зимини болса көйүватқан қаримай болиду.
10 晝夜燃燒不息,濃煙永遠上升;世世代代成為荒野,永久無人經過此地。
Униң оти кечә-күндүз өчүрүлмәйду; Ис-түтәклири мәңгүгә өрләйду; У дәвирдин-дәвиргичә харабиликтә туриду; Һеч ким иккинчи у йәргә аяқ басмайду.
11 鵜鶘和刺蝟據守其地,鴞鴟和烏鴉棲於其間;上主將以破壞性的繩墨和毀滅性的線錘測量那地。
Чөл һувқуши вә чирқириғучи һувқушлар уни егиливалиду; Чоң һувқуш вә қарға-қузғунлар шу йәрдә угилайду; Худа униңға «тәртипсизлик-бимәниликни өлчәйдиған тана»ни, Вә «қуп-қуруқлуқни өлчәйдиған тик өлчигүч»ни тартиду.
12 顯貴中沒有一個在那裏能夠建國,她所有的王侯都歸於烏有。
Бириси келип [Едомниң] есилзадилирини падишалиғини [идарә қилишқа] чақирса, Улардин һеч ким болмайду; Униң әмирлири йоқ қиливетилгән болиду.
13 她的宮闕將生滿荊棘,她的保壘將繁生蒺藜和薊草;她將成為豺狼的洞穴,鴕鳥的苑囿。
Ордилирида тикәнләр, Қәлъә-қорғанлирида чаққақ-җиғанлар өсүп чиқиду; У чилбөриләрниң макани, «Һувқушларниң ордиси» болиду.
14 野貓在那裏將與野狗相會,野羊將呼叫牠的同類;夜間的魑魅將在那裏休憩,尋得一個安息的處所。
Шу йәрдә чөл-баявандики җаниварлар, явайи иштлар җәм болиду; Һәр бир «өшкә җин» өз қериндишиға товлайду; Түн мәхлуқлири шу йәрдә маканлишиду, Уни өзигә арамгаһ қилип туриду.
15 箭頭蛇將在那裏築穴、下蛋、伏卵,並加以孵化;鷙鳥群集其間,雌雄相配。
«Оқ илан» шу йәрдә угилайду, Униң сайисидә тухумлайду, Балилирини жиғип бақиду. Қорултаз-тапқушлар һәр бири өз җүпи билән шу йәрдә топлиниду;
16 你們可查看上主的書,且閱讀一下,牠們中一種也不會缺少,沒有一個沒有配偶的,因為上主的口已這樣命定,他的神集合了牠們。
Пәрвәрдигарниң йөгимә китавидин издәп оқуп баққин; Улардин һеч бири чүшүп қалмайду; Һеч қайсисиниң өз җориси кам болмайду; Чүнки Өзиниң ағзи уларға буйруған; Униң Өз Роһи уларни топлиған.
17 上主親自要為牠們抽籤,他親手用繩索將為牠們分開這地;牠們將永久佔有這地,世世代代住在那裏。
Чүнки [Пәрвәрдигар] Өзи улар үчүн чәк ташлап, Өз қоли билән зиминға тана тартип уларға тәқсим қилип бәргән; Улар униңға мәңгүгә егидарлиқ қилиду, Дәвирдин-дәвиргичә шу йәрни макан қилиду.

< 以賽亞書 34 >