< 以賽亞書 32 >
Мана, һәққанийлиқ билән һөкүмранлиқ қилғучи бир падиша чиқиду; Әмирләр болса тоғра һөкүм чиқирип идарә қилиду.
2 個個將如避風的處所,避雨的遮蓋,如荒漠中的水流,如旱乾地上巨石的蔭影。
Һәм шамалға далда болғидәк, Боранға панаһ болғидәк, Қағҗирақ җайға ериқ-сулардәк, Чаңқап кәткән зиминға қорам ташниң сайисидәк болған бир адәм чиқиду.
Шуниң билән көргүчиләрниң көзлири һеч торлашмайду, Аңлайдиғанларниң қулиқи ениқ тиңшайду;
4 急躁人的心將會體味智識,口吃者的舌將會暢於言談。
Бәңбашниң көңли билимни тонуп йетиду, Кекәчниң тили тез һәм ениқ сөзләйду.
Пәсәндиләр әнди пәзиләтлик дәп аталмайду, Пиқсиқ ипласлар әнди мәрт дәп аталмайду,
6 因為愚昧的人出言愚昧,心懷邪僻,肆意作惡,發表褻瀆上主的謬論,使飢者枵腹,使渴者絕飲。
Чүнки пәсәндә адәм пәсликни сөзләйду, Униң көңли бузуқчилиқ тәйярлайду, Ипласлиқ қилишқа, Пәрвәрдигарға дағ кәлтүрүшкә, Ачларниң қосиғини ач қалдурушқа, Чаңқиғанларниң ичимлигини йоқитиветишкә нийәтлиниду.
7 奸險者的手段毒辣,只籌劃惡計,用誑言毀滅卑微的人,在窮人的案件上顛倒曲直;
Бәрһәқ, иплас адәмниң тәдбирлири қәбиһтур; У қәстләрни пәмләп олтириду, Мөминләрни ялған гәп билән, Йоқсулниң дәвасида гәп қилип уни вәйран қилишни пәмләп олтириду.
Пәзиләтлик адәмниң қилған нийәтлири бәрһәқ пәзиләтликтур; У пәзиләттә муқим туриду.
9 圖安逸的婦女們,起來,請聽我的聲音!無憂的女子們,請傾聽我的言語!
Орнуңлардин туруп, и хатирҗәм аяллар, авазимни аңлаңлар! И әндишисиз қизлар, сөзлиримгә қулақ селиңлар!
10 稍過年餘,你們無憂的女子必受驚擾,因為葡萄沒有收穫,穀粒一無收成。
Бир жил өтә-өтмәйла, и беғәм аяллар, Паракәндә қилинисиләр! Чүнки үзүм һосули бекарға кетиду, Мевә жиғиш йоқ болиду.
11 安逸的婦女們!你們必將顫抖;無憂的女子們!你們必受驚擾;你們脫光衣服,腰間纏上麻布罷!
И хатирҗәм аяллар, титрәңлар! И әндишисиз қизлар, патипарақ болуңлар! Кийимиңларни селиветиңлар, өзүңларни ялаң қилиңлар, чатриқиңларға бөз бағлаңлар!
12 你們必要為了肥沃的田地,為了結實的葡萄園而搥胸,
Гөзәл етиз-бағлар үчүн, Мевилик үзүм таллири үчүн мәйдәңларға уруп һәсрәт чекиңлар!
13 為了我百姓生滿荊棘和蒺藜的土地,為了所有的娛樂家園,為了歡欣的城市而悲傷,
Үстидә тикән-янтақлар өсидиған өз хәлқимниң зимини үчүн, Шат-хурам өйләр, вараң-чуруң қилип ойнайдиған бу шәһәр үчүн қайғуруңлар!
14 因為宮闕已荒廢,喧擾的城市已荒涼,敖斐耳和巴罕永遠成了廢墟,成了野驢喜樂的地帶,成了羊群的牧場。
Чүнки орда ташлиниду, Адәмләр билән лиқ толған шәһәр адәмзатсиз болиду, Истиһкам вә күзәт мунарлири узун заманғичә пәқәтла явайи ешәкләр зоқ алидиған, Қой падилири озуқлинидиған боз йәрләр болиду.
15 及至神自上傾注在我們身上,荒野將變為田園,田園將變為叢林;
Таки Роһ бизгә жуқуридин төкүлгичә, Далалар мевилик бағ-етизлар болғичә, Мевилик бағ-етизлар орманзар дәп һесапланғичә шу пети болиду.
Шу чағда адаләт далани, Һәққанийлиқ мевилик бағ-етизларни макан қилиду.
17 正義的功效是和平,公平的碩果是永恆的寧靜和安全。
Һәққанийлиқтин чиқидиғини хатирҗәмлик болиду, Хатирҗәмликниң нәтиҗиси болса мәңгүгә болидиған арам-течлиқ вә аман-есәнлик болиду.
18 我的百姓將住安謐的寓所,安全的宅第,清靜憩息之所,
Шуниң билән мениң хәлқим хатирҗәм маканларда, Ишәшлик туралғуларда вә тинич арамгаһларда туриду.
Орман кесилип жиқитилғанда мөлдүр яғсиму, Шәһәр пүтүнләй йәр билән йәксан қиливетилсиму,
20 你們播種於多水之濱;使牛驢任意走動的人,是有福的。
Су бойида уруқ териғучилар, Кала вә ешәкләрни кәң далаға қоюветидиғанлар бәхитликтур!