< 哈巴谷書 2 >
1 我要立在我的守望台上,置身於堡壘上窺探,看他對我說什麼,看他怎樣答覆我的怨訴。
«Әнди мән өз күзитимдә туриверимән, Өзүмни мунар үстидә дәс тикләймән, Униң маңа немә дәйдиғанлиғини, Шуниңдәк өзүм бу дад-пәрядим тоғрилиқ қандақ тегишлик җавап тепишим керәклигини билишни күтүп туримән».
2 上主回答我說:「你寫出這神視,清楚地刻在版上,使人能順利誦讀。
Һәм Пәрвәрдигар җававән маңа мундақ деди: — «Оқуғанлар жүгүрсун үчүн, Бу көрүнгән аламәтни йезивал; Уни тахтайлар үстигә ениқ оюп чиқ;
3 因為這神視有一定的時期,最後必要實現,決無欺詐;若遲廷了,你應等待;它必再來,決不誤期。
Чүнки бу көрүнгән аламәт кәлгүсидики бекитилгән бир вақит үчүн, У адәмләргә ахирәтни тәлпүндүриду, У ялған гәп қилмайду; Узунғичә кәлмәй қалсиму, уни күткин; Чүнки у җәзмән йетип келиду, һеч кечикмәйду.
4 看,心術不正的,必然消逝;人必因他們的信賴而生活。
Қара, тәкәббурлишип кәткүчини! Униң қәлби өз ичидә түз әмәс; Бирақ һәққаний адәм өз етиқат-садиқлиғи билән һаят яшайду.
5 的確,財物使人失信,使人驕傲,不能仗人安息;它張開自己像陰府的咽喉,又如不知饜足的死亡,聚集萬民,匯合列國,歸屬自己。 (Sheol )
Бәрһәқ, шарап униңға сатқунлуқ қилиду, — — У тәкәббур адәм, өйдә тиним тапмайду, Һәвисини тәһтисарадәк йоған қилиду; У өлүмдәк һеч қачан қанмайду; Өзигә барлиқ әлләрни жиғиду, Һәммә хәлиқни өзигә қаритивалиду. (Sheol )
6 那時,這些人民豈不都吟諷刺詩,以隱語嘲弄他說:禍哉,那只顧聚歛他人財物的人,堆積抵押於自己家中,要到何時﹖
Буларниң һәммиси кейин у тоғрилиқ тәмсилни сөзләп, Кинайилик бир тепишмақни тилға алиду: — «Өзиниң әмәсни мениң дәп қошувалғучиға вай! ([Бундақ ишлар] қачанғичә болиду?!) Гөрүгә қойған нәрсиләр билән өзини чиңдиғучиға вай!»
7 你的債豈不要忽然起來,追債者豈不要醒起,你必成為他們的掠物!
Сәндин җазанә-қәриз алғучилар бирақла қозғалмамду? Сени титрәткүчиләр бирақла ойғанмамду? Андин сән уларға олҗа болмамсән?
8 因為你搶掠過許多民族,各民族的遺也必要搶掠你;因為你流了人的血,使地域、城市和其中所有的居民遭受了摧殘。
Сән нурғун әлләрни булаң-талаң қилғанлиғиң түпәйлидин, Һәм кишиләрниң қанлири, зимин, шәһәр һәм униңда туруватқан һәммәйләнгә қилған зулум-зораванлиғиң түпәйлидин, Сақлинип қалған әлләр сени булаң-талаң қилиду;
9 禍哉! 那取重利,而給自家遭禍,並在高處設置高巢,想避免災禍的人!
Һалакәт чаңгилидин қутулуш үчүн, Угамни жуқуриға салай дәп, Нәпси йоғинап өз җәмәтигә һарам мәнпәәт жиққучиға вай!
10 你消滅許多民族,正是為自家遭來羞恥,危害自己的性命,
Нурғун хәлиқләрни вәйран қилип, Өз җәмәтиңгә аһанәт кәлтүрдүң, Өз җениңға қарши гуна садир қилдиң.
Чүнки тамдин таш нида қилиду, Яғачлардин лим җавап бериду: —
12 禍哉,那以血債建造城市,以邪惡建立城鎮的人!
Жутни қан билән, Шәһәрни қәбиһлик билән қурғучиға вай!»
13 這豈不要出於萬軍上主的意願:列國只為火而勤勞,萬民辛苦只是一場空﹖
Мана, хәлиқләрниң җан тикип тапқан меһнитиниң пәқәт отқа йеқилғу қилинғанлиғи, Әл-жутларниң өзлирини беһудә һалсиратқанлиғи, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардин әмәсму?
14 因為大地要充滿對上主光榮的知識,就如水充滿海洋。
Чүнки худди сулар деңизни қаплиғандәк, Пүтүн йәр йүзи Пәрвәрдигарни билип-тонуш билән қаплиниду.
15 禍哉,那以攙有毒物的給自己近人喝,使他酣醉,圖見他裸體的人!
Өз йеқиниңға һарақни ичкүзгүчигә — — Униң уят йеригә қаришиң үчүн, Тулумуңдин қуюп, уни мәс қилғучи саңа вай!
16 你必飽嘗恥辱,而毫無光榮。如今應該你喝,顯露你未割損之物。上主右手中的杯已輪到了你,恥辱要遮蓋你的光榮。
Шан-шәрәпниң орнида шәрмәндичиликкә толисән; Өзүңму ич, Хәтнилигиң аян болсун! Пәрвәрдигарниң оң қолидики қәдәһ сән тәрәпкә бурулиду, Шан-шәривиңниң үстини рәсвайипәслик басиду.
17 你加於黎巴嫩的摧殘,必臨於你;你施於走獸的虐待,必使你恐懼,因為 你流了人的血,使地域、城市和其中所有居民遭受了摧殘。
Ливанға қилған зулум-зораванлиқ, Шундақла һайванларни қорқитип уларға йәткүзгән вәйранчилиқму, Кишиләрниң қанлири, зимин, шәһәр һәм униңда туруватқан һәммәйләнгә қилған зулум-зораванлиқ түпәйлидин, Булар сениң миҗиқиңни чиқириду.
18 彫像有何用處﹖竟使工匠彫刻它﹖鑄像,即撒謊之師,又有何用,竟值得製造它的人依賴它﹖他不要為自己製造了啞像﹖
Ойма мәбудниң немә пайдиси, Уни униң ясиғучиси оюп чиққан турса? Қуйма мәбудниңму вә униңға тәвә сахта тәлим бәргүчиниң немә пайдиси — — Чүнки уни ясиғучи өз ясиғиниға тайиниду, Демәк, зувансиз «йоқ болған нәрсиләр»ни ясайду?
19 禍哉,那對木頭說:「醒來,」對石頭說:「起來」的人! 這樣的東西豈能施救﹖看,它只是塗了一層金銀,內卻毫無氣息。
Яғачқа «Ойған!» дегән адәмгә, Зувансиз ташқа «Турә!» дегәнгә вай! У вәз ейтамду? Мана, у алтун-күмүч билән һәлләнди, Униң ичидә һеч нәпәс йоқтур.
20 但上主卻住在自己的聖殿內,整個大地在衪面前都應肅靜。
Бирақ Пәрвәрдигар Өз муқәддәс ибадәтханисидидур! Пүткүл йәр йүзи Униң алдида сүкүт қилсун!