< 創世記 9 >

1 天主祝福諾厄和他的兒子們說:「你們要滋生繁殖,充滿大地。
Худа Нуһ билән униң оғуллириға бәхит-бәрикәт ата қилип, уларға мундақ деди: — «Силәр җүплишип көпийип, йәр йүзини толдуруңлар.
2 地上的各種野獸,天空的各種飛鳥,地上的各種爬蟲和水中的各種游魚,都要對你們表示驚恐畏懼:這一切都已交在你們手中。
Йәр йүзидики барлиқ җаниварлар, асмандики барлиқ қушлар, барлиқ йәр йүзидә мидирлап жүргүчиләр вә деңиздики барлиқ белиқларниң һәммиси силәрдин қорқуп вәһимидә болсун; булар қолуңларға тапшурулғандур.
3 凡有生命的動物,都可作你們的食物;我將這一切賜給你們,有如以前賜給你們蔬菜一樣;
Мидирлап жүридиған һәр қандақ җаниварлар силәргә озуқ болиду; Мән силәргә көк отяшларни бәргәндәк, буларниң һәммисини әнди силәргә бәрдим.
4 凡有生命,帶血的肉,你們不可吃;
Лекин силәр гөшни ичидики җени, йәни қени билән қошуп йемәслигиңлар керәк.
5 並且,我要追討害你們生命的血債:向一切野獸追討,向人,向為弟兄的人,追討人命。
Қениңлар, йәни җениңлардики қан төкүлсә, Мән бәрһәқ униң һесавини алимән; һәр қандақ һайванниң илкидә қениңлар бар болса Мән униңға төләткүзимән; инсанниң қолида бар болса, йәни бирисиниң қолида өз қериндишиниң қени бар болса, Мән униңға шу қанни төләткүзимән.
6 凡流人血的,他的血也要為人所流,因為人是照天主的肖像造的。
Кимки инсанниң қенини төксә, Униң қениму инсан тәрипидин төкүлиду; Чүнки Худа инсанни Өз сүрәт-образида яратқандур.
7 你們要生育繁殖,在地上滋生繁衍。」
Әнди силәр, җүплишип көпийип, йәр йүзидә тарилип-тарқилип көпийиңлар».
8 天主對諾厄和他的兒子們說:「
Андин Худа Нуһ билән униң оғуллириға сөз қилип мундақ деди: — «Мана Өзүм силәр билән вә силәрдин кейин келидиған әвлатлириңлар билән, шундақла силәр билән биллә турған һәр бир җан егиси, учарқанатлар, мал-чарвилар, силәр билән биллә турған йәр йүзидики һәр бир явайи һайванлар, кемидин чиққанларниң һәммиси билән — йәр йүзидики һеч бир һайванни қалдурмай, улар билән Өз әһдәмни түзимән.
9 看,我現在與你們和你們未來的後裔立約,
10 並與同你們在一起的一切生物:飛鳥、牲畜和一切地上野獸,即凡由方舟出來的一切地上生物立約。
11 我與你們立約:凡有血肉的,以後決不再受洪水湮滅,再沒有洪水來毀滅大地。」
Мән силәр билән шундақ әһдә түзимәнки, нә барлиқ әт егилири топан билән йоқитилмас, нә йәрни вәйран қилидиған һеч бир топан йәнә кәлмәс».
12 天主說:「這是我在我與你們以及同你們在一起的一切生物之間,立約的永遠標記:
Худа йәнә: — «Мән Өзүм силәр билән вә қешиңлардики һәммә җан егилири билән мәңгүлүк, йәни пүткүл әвлатлириңларғичә бекиткән мошу әһдәмниң бәлгүси шуки: — Мана, Мән Өзүм билән йәрниң оттурисида болған әһдиниң бәлгүси болсун дәп һәсән-һүсинимни булутлар ичигә қойимән;
13 我把虹霓放在雲間,作我與大地之間立約的標記。
14 幾時我興雲遮蓋大地,雲中要出現虹霓,
вә шундақ болидуки, Мән йәрниң үстигә булутларни чиқарғинимда, шундақла һәсән-һүсән булутлар ичидә аян болғинида, Мән силәр билән әт егилири болған барлиқ җаниварлар билән түзгән әһдәмни яд етимән; буниңдин кейин сулар һәргиз һәммә җандарларни һалак қилғучи топан болмас.
15 那時我便想起我與你們以及各種屬血肉的生物之間所立的盟約:這樣水就不會再成為洪水,毀滅一切血肉的生物。
16 幾時虹霓在雲間出現,我一看見,就想起在天主與地上各種屬血肉的生物之間所立的永遠盟約。」
Һәсән-һүсән булутлар арисида пәйда болиду; Мән униңға қараймән вә шуниң билән Мәнки Худа йәр йүзидики әт егилири болған барлиқ җаниварлар билән оттуримизда бекиткән әһдәмни яд етимән», — деди.
17 天主對諾厄說:「這就是我在我與地上一切有血肉的生物之間,所立的盟約的標記。」
Худа Нуһқа йәнә: — «Мана бу Мән Өзүм билән йәр йүзидики барлиқ әт егилири оттурисида бекиткән әһдәмниң нишан-бәлгүсидур», — деди.
18 諾厄的兒子由方舟出來的,有閃、含、和耶斐特。含是客納罕的父親。
Нуһниң кемидин чиққан оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт еди. Һам Қанаанниң атиси болди.
19 這三人是諾厄的兒子;人類就由這三人分布天下。
Бу үчи Нуһниң оғуллири болуп, пүткүл йәр йүзигә таралған аһалә шуларниң нәсил-әвлатлиридур.
20 諾厄原是農夫,遂開始種植葡萄園。
Нуһ териқчилиқ қилишқа башлап, бир үзүмзарлиқ бәрпа қилди.
21 一天他喝酒喝醉了,就在自己的帳幕內脫去了衣服。
У униң шарабидин ичип, мәс болуп қелип, өз чедири ичидә кийим-кечәклирини селиветип, ялаңач йетип қалди.
22 客納罕的父親含看見了父親赤身露體,遂去告訴外面的兩個兄弟。
Қанаанниң атиси Һам келип, атисиниң әвритини көрүп, сиртқа чиқип икки қериндишиға ейтти.
23 閃和耶斐特二人於是拿了件外衣,搭在肩上,倒退著走進去,蓋上父親的裸體。他們的臉背著,沒有看見父親的裸體。
Шәм билән Яфәт қопуп йепинҗини елип, мүрисигә артип, кәйничә меңип кирип, атисиниң ялаңач бәдинини йепип қойди. Улар йүзини алди тәрәпкә қилип, атисиниң ялаңач тенигә қаримиди.
24 諾厄醒了後,知道了小兒對他作的事,
Нуһ шарапниң кәйпидин ойғинип, кәнҗи оғлиниң өзигә немә қилғинини билип: —
25 就說:「客納罕是可咒罵的,給兄弟當最下賤的奴隸。」
Қанаанға ләнәт болғай! У қериндашлириниң қулиниң қули болсун, — дәп қарғиди.
26 又說:「上主,閃的天主,應受讚美,客納罕應作他的奴隸。
У йәнә: — Шәмниң Худаси болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә кәлтүрүлгәй! Қанаан Шәмниң қули болсун.
27 願天主擴展耶斐特,使他住在閃的帳幕內;客納罕應作他的奴隸。」
Худа Яфәтни авутқай! У Шәмниң чедирлирида турғай, Қанаан болса униң қули болғай! — деди.
28 洪水以後,諾厄又活了三百五十年。
Нуһ топандин кейин үч йүз әллик жил өмүр көрди.
29 諾厄共活了九百五十歲死了。
Бу тәриқидә Нуһ җәмий тоққуз йүз әллик жил күн көрүп, аләмдин өтти.

< 創世記 9 >