< 創世記 46 >

1 以色列遂帶著他所有的一切出發,來到了貝爾舍巴,向他父親依撒格的天主獻了祭,
Шуниң билән Исраил барлиқ тәәллуқатини елип йолға чиқип, Бәәр-Шебаға кәлди. У шу йәрдә атиси Исһақниң Худасиға қурбанлиқларни сунди.
2 當夜天主在神視中對以色列說:「雅各伯、雅各伯!」他答說:「我在這裏。」
Кечиси Худа аламәт көрүнүшләрдә Исраилға: — Яқуп, Яқуп! девиди, у җавап берип: — Мана мән! — деди.
3 天主說:「我是天主,你父親的天主。你不要害怕下到埃及去,因為我要使你在那裏成為一大民族。
У: — Атаңниң Тәңриси болған Худа Мәндурмән. Сән Мисирға бериштин қорқмиғин, чүнки Мән сени шу йәрдә улуқ бир қовм қилимән.
4 我與你一同下到埃及,也必使你再上來;若瑟要親手合上你的眼。」
Мән сениң билән Мисирға биллә баримән вә Мән Өзүм җәзмән йәнә сени шу йәрдин яндуруп келимән. Йүсүп өз қоли билән сениң көзүңни жумдуриду, — деди.
5 雅各伯遂由貝爾舍巴起程。以色列的兒子們扶自己的父親雅各伯和自己的孩子及妻子,上了法郎派來接他的車,
Андин Яқуп Бәәр-Шебадин йолға чиқти; Исраилниң оғуллири атиси Яқуп вә уларниң бала-җақилирини Пирәвн уни епкелиш үчүн әвәткән һарвуларға олтарғузуп,
6 帶了家畜和在客納罕地積聚的財物,一同向埃及進發:這樣雅各伯和他所有的孩子,
чарпайлири билән Қанаан зиминида тапқан тәәллуқатлирини елип маңди. Бу тәриқидә Яқуп билән барлиқ әвлатлири Мисирға кәлди; оғуллирини, оғул нәврилирини, қизлирини, қиз нәврилирини жиғип, нәсиллириниң һәммисини өзи билән биллә елип Мисирға кәлди.
7 即他的兒子、孫子、女兒、孫女,他的一切孩子,都一同來到了埃及。
8 以下是來到埃及的以色列人,雅各伯和他子孫的名單:雅各伯的長子勒烏本;
Исраилниң оғуллири, йәни Яқупниң Мисирға кәлгән әвлатлири төвәндикичә: — Яқупниң тунҗа оғли Рубән;
9 勒烏本的兒子:哈諾客、帕路、赫茲龍和加爾米;
Рубәнниң оғуллири Һанох, Паллу, Һәзрон билән Карми.
10 西默盎的兒子:耶慕耳、雅明、敖哈得、雅津、祚哈爾和客納罕女子的兒子沙烏耳;
Шимеонниң оғуллири: — Йәмуәл, Ямин, Оһад, Яқин, Зоһар вә Ⱪананий аялдин болған Саул.
11 肋未的兒子:革爾雄、刻哈特和默辣黎;
Лавийниң оғуллири: — Гәршон, Коһат вә Мәрари.
12 猶大的兒子:厄爾、敖難、舍拉、培勒茲和則辣黑:厄爾和敖難已死在客納罕地。培勒茲的兒子:赫茲龍和哈慕耳;
Йәһуданиң оғуллири: — Әр, Онан, Шәлаһ, Пәрәз вә Зәраһ. Амма Әр вә Онан Қанаанниң зиминида өлүп кәткән еди. Пәрәзниң оғуллири Һәзрон билән Һамуллар еди.
13 依撒加爾的兒子:托拉、普瓦、雅叔布和史默龍;
Иссакарниң оғуллири: — Тола, Пуаһ, Йоб вә Шимрон.
14 則步隆的兒子:色勒得、厄隆和雅赫肋耳:
Зәбулунниң оғуллири: — Сәрәд, Елон вә Җаһлийәл.
15 以上是肋阿在帕丹阿蘭給雅各伯生的子孫;還有他的女兒狄納:男女子孫共計三十三人。
Булар Леяһниң Яқупқа Падан-Арамда туғуп бәргән оғул-әвлатлири еди; у йәнә қизи Динаһни туғуп бәрди. Буниң бу оғул-қиз пәрзәнтлири җәмий болуп оттуз үч җан еди.
16 加得的兒子:漆斐雍、哈基、叔尼、厄茲朋、厄黎、阿洛狄和阿勒里;
Гадниң оғуллири: — Зифион, Һагги, Шуни, Әзбон, Ери, Ароди вә Арәли.
17 阿協爾的兒子:依默納、依市瓦、依市偉、貝黎雅和他們的姊妹色辣黑;貝黎雅的兒子赫貝爾和瑪耳基耳:
Аширниң оғуллири: — Йимнаһ, Йишваһ, Йишви вә Берияһ. Уларниң сиңлиси Сераһ еди; Берияһниң оғуллири Һәбәр вә Малкиәл еди.
18 以上是拉班給他的女兒肋阿的婢女齊耳帕,給雅各伯生的子孫,共計十六人。
Булар болса Лабан қизи Леяһқа дедәк болушқа бәргән Зилпаһниң Яқупқа туғуп бәргән оғуллири болуп, җәмий он алтә җан еди.
19 雅各伯的妻子辣黑耳的兒子:若瑟和本雅明;
Яқупниң аяли Раһиләниң оғуллири Йүсүп вә Бинямин.
20 翁城的司祭頗提斐辣的女兒阿斯納特在埃及地給若瑟生了默納協和厄弗辣因;
Йүсүпкә Мисир зиминида төрәлгән оғуллири Манассәһ вә Әфраим; буларни Ондики каһин Потифираһниң қизи Асинат униңға туғуп бәрди.
21 本雅明的兒子:貝拉、貝革爾、阿市貝耳、革辣、納阿曼、厄希、洛士、慕平、胡平和阿爾得:
Биняминниң оғуллири: — Белаһ, Бәкәр, Ашбәл, Гера, Нааман, Еһи, Рош, Муппим, Һуппим вә Ард.
22 以上是辣黑耳給雅各伯生的子孫,共計十四人。
Булар Раһиләниң Яқупқа туғуп бәргән оғул-әвлатлири болуп, җәмий он төрт җан еди.
23 丹的兒子:胡生;
Данниң оғли: — Һушим.
24 納斐塔里的兒子:雅赫則耳,古尼,耶則爾和史冷:
Нафталиниң оғуллири: — Яһзиәл, Гуни, Йәзәр вә Шилләм.
25 以上是拉班給他的女兒辣黑耳的婢女彼耳哈,給雅各伯生的子孫,共計七人。
Булар Лабан қизи Раһиләгә дедәк болушқа бәргән Билһаһниң Яқупқа туғуп бәргән оғул-әвлатлири болуп, җәмий йәттә җан еди.
26 由雅各伯所生而同來到埃及的人數,除雅各伯的兒媳不計外,共計六十六人。
Яқупниң келинлиридин башқа, Яқупниң пуштидин болған, униң билән биргә Мисирға кәлгәнләр җәмий атмиш алтә җан еди.
27 此外還有若瑟在埃及所生的兒子二人:雅各伯家來到埃及的全體人數,共計七十人。
Йүсүпниң Мисирда туғулған оғуллири икки еди. Яқупниң җәмәтидин болуп, Мисирға кәлгәнләр җәмий йәтмиш җан еди.
28 雅各伯派猶大先去見若瑟,同他約定在哥笙相見。他們來到了哥笙地方,
Яқуп Йүсүптин көрсәтмә елип, өзлирини Гошәнгә башлап беришқа Йәһудани Йүсүпниң қешиға әвәтти. Шундақ қилип улар Гошән жутиға келип чүшти.
29 若瑟套車上哥笙去迎接他父親以色列;一見了他,就撲在他頸上,抱住他的頸,哭了很久。
Йүсүп өзиниң вәзирлик һарвусини қатқузуп, атиси Исраилниң алдиға Гошәнгә чиқти. У өзини униң алдиға һазир қилип атисиға өзини етип бойниға бешини қоюп қучағлап, узундин узун жиғлиди.
30 以色列對若瑟說:「我見了你的面,見你還活著,現在我可以死了! 」
Исраил Йүсүпкә: Мән сениң йүзүңни көрүп, тирик екәнлигиңни билдим; әнди өлсәмму арминим йоқ, — деди.
31 若瑟對他的兄弟們和父親的家屬說:「我要上去呈報法郎說:我在客納罕地的兄弟們和我父親的家屬,都來到我這裏了。
Андин Йүсүп қериндашлири вә атисиниң өйдикилиригә мундақ деди: — Мән һазир чиқип Пирәвнгә хәвәр берип: «Қанаан зиминида олтарған қериндашлирим, шундақла атамниң өйидикиләр қешимға кәлди;
32 這些人都是放羊飼畜的人;他們的羊群牛群和他們所有的一切都帶來了。
бу адәмләр падичилар болуп, мал беқиш билән шуғуллинип кәлгән, қой-калилири, шундақла барлиқ мал-мүлүклирини елип кәлди» дәп ейтай.
33 所以,當法郎召見你們,問你們有何職業時,
Шундақ болидуки, Пирәвн силәрни чақириду; шу чағда у силәрдин: «Немә оқитиңлар бар?» дәп сориса,
34 你們要答說:你的僕人們自幼直到現在,都是牧養牲畜的人,我們和我們的祖先都是如此。這樣你們才能住在哥笙地方,因為埃及人厭惡一切牧羊的人。」
силәр җавап берип: — Кәминилири кичигимиздин тартип ата-бовилиримизға охшаш пада беқип кәлгәнмиз, — дәңлар. Шундақ десәңлар Гошән жутида олтирип қалисиләр; чүнки падичиларниң һәммиси мисирлиқлар арисида көзгә илинмайду.

< 創世記 46 >