< 創世記 38 >
1 那時猶大離開自己的兄弟,下到一個名叫希辣的阿杜藍人那裏住下了。
У вақитларда шундақ болдики, Йәһуда ака-укилириниң қешидин кетип, Һираһ исимлиқ Адулламлиқ бир кишиниңкигә чүшти.
2 猶大在那裏看見了一個名叫叔亞的客納罕人的女兒,就娶了她,親近了她。
Шу йәрдә Йәһуда Шуа исимлиқ бир Ⱪананийниң қизини көрди; у уни хотунлуққа елип қешиға кирип ятти.
У һамилдар болуп бир оғул туғди; Йәһуда униңға «Әр» дәп ат қойди.
У йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғди вә униңға Онан дәп ат қойди.
5 以後她又生了一個兒子,給他起名叫舍拉;生他的時候,猶大正在革齊布。
Андин йәнә һамилдар болуп бир оғул туғди вә униңға Шәлаһ дәп ат қойди. У туғулғанда Йәһуда Кезибда еди.
Йәһуда тунҗа оғли Әргә Тамар исимлиқ бир қизни елип бәрди.
7 猶大的長子厄爾行了上主所厭惡的事,上主就叫他死了。
Лекин Йәһуданиң тунҗа оғли Әр Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғачқа, Пәрвәрдигар уни өлтүрди.
8 於是猶大對敖難說:「你去與你哥哥的妻子親近,與她盡你為弟弟的義務,給你哥哥立後。」
Бу чағда Йәһуда Онанға: — Акаңниң аялиниң қешиға кирип, уни хотунлуққа елип қериндашлиқ бурчини Ада қилип, акаң үчүн нәсил қалдурғин, деди.
9 敖難明知後裔不歸自己,所以當他與哥哥的妻子結合時,便將精液遺洩於地,免得給自己的哥哥立後。
Амма Онан бу нәсилниң өзигә тәвә болмайдиғанлиғини билип, акисиға нәсил қалдурмаслиқ үчүн һәр қетим акисиниң аяли билән биллә болғанда мәнийсини йәргә ақтуруветәтти.
Униң бу қилмиши Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил көрүнгәчкә, униму өлтүрүвәтти.
11 猶大於是對兒子塔瑪爾說:「你回到你父親家中去守寡,直到我兒子舍拉長大成人。」因為他心裏想:「恐怕他也如同他哥哥一樣死去。」塔瑪爾就回去,住在自己父親的家裏。
Йәһуда әнди келини Тамарға: — Оғлум Шәлаһ чоң болғичә атаңниң өйидә тул олтирип турғин, деди. Чүнки у ичидә: — Буму акилириға охшаш өлүп кетәрмекин, дәп қорқти. Шуниң билән Тамар берип атисиниң өйидә туруп қалди.
12 過了幾年,猶大的妻子叔亞的女兒死了。喪期過後,猶大便同自己的朋友阿杜藍人希辣,上提默納黑去剪羊毛。
Әнди көп күнләр өтүп, Шуаниң қизи, Йәһудаға тәккән аял өлди. Йәһуда тәсәлли тапқандин кейин адулламлиқ дости Һираһ билән биллә өзиниң қой қирқиғучилириниң әһвалини билишкә Тимнаһқа чиқти.
13 有人告訴塔瑪爾說:「你公公現正上提默納黑去剪羊毛。」
Тамарға: — Қейинатаң қойлирини қирқиғили Тимнаһқа йол алди, дегән хәвәр йәтти.
14 塔瑪爾遂脫去守寡的衣服,蒙上首帕,遮掩自己,坐在通往提默納黑大道去厄納殷的路口上;--原來她見舍拉已經長大,還沒有娶她為妻。--
Шуниң билән Тамар Шәлаһ чоң болған болсиму, мән униңға хотунлуққа елип берилмидим, дәп қарап, туллуқ кийимини селиветип, чүмбәл тартип бәдинини орап, Тимнаһ йолиниң үстидә Әнаимға кириш еғизиға берип олтарди.
15 猶大一看見她,以為她是個妓女,因為她遮蓋了自己的臉。
Әнди Йәһуда уни йүзи йепиқлиқ һалда көргәндә: — Бу бир паһишә аял охшайду, дәп ойлиди.
16 猶大便由路上轉到她面前,向她說:「來! 讓我與你親近! 」他並不知她就是自己的兒媳。她答說:「你給我什麼,好與我親近﹖」
У йолдин бурулуп униң йениға берип, өз келини екәнлигини билмәй: — Кәл, мән сән билән биллә болай, деди. У җавап берип: — Мән билән биллә болсаң, маңа немә берисән? дәп сориди.
17 猶大答說:「由羊群中取一隻小公山羊送給你。」塔瑪爾說:「你未送來以前,你應給個抵押。」
У униңға: — Падамниң ичидин бир оғлақни саңа әвәтип берәй, деди. Аял: — Сән уни әкелип бәргичә, маңа рәнигә бирәр нәрсә берәмсән? дәп соривиди,
18 猶大問說:「我該給你什麼作抵押﹖」她答說:「你的印章,你的繫印帶和你的棍杖。」猶大便交給了她,與她親近了;她於是由他懷了孕。
У: — Саңа немини рәнигә берәй? — деди. У: — Өз мөһүрүң билән униң шойнисини вә қолуңдики һасаңни рәнигә бәргин, девиди, у буларни берип, униң билән биргә болди. Шуниң билән у униңдин һамилдар болуп қалди.
19 事後,她起來回家,除掉首帕,再穿上她守寡的衣服。
Андин Тамар орнидин туруп маңди; у пәрәнҗини селиветип, туллуқ кийимини кийивалди.
20 猶大託自己的朋友阿杜藍人送了一隻小公山羊去,好由那女人手中取回抵押;他卻找不到她,
Йәһуда: — У хотунниң қолидики рәнини яндуруп кәлсун дәп адулламлиқ достиниң қоли арқилиқ оғлақни әвәтти, амма у уни тапалмиди.
21 便問當地人說:「那在厄納殷路旁的廟妓在那裏﹖」人答說:「這裏從來沒有廟妓。」
У шу җайдики адәмләрдин: — Әнаимдики йолниң бойида олтарған бутпәрәс паһишә қени, дәп сориса, улар: — Бу йәрдә һеч бир бутпәрәс паһишә болған әмәс, дәп җавап бәрди.
22 他回來對猶大說:「我找不著她,並且當地的人都說:這裏從來沒有廟妓。」
Буниң билән у Йәһуданиң қешиға йенип берип: — Мән уни тапалмидим; үниң үстигә у җайдики адәмләрму: «Бу йәрдә һеч бир бутпәрәс паһишә аял болған әмәс» дейишти, деди.
23 猶大遂說:「讓她留著罷! 免得我們被人嗤笑。我將小公山羊送了去,可是你沒有找著她。」
Йәһуда: — Бопту, у нәрсиләрни у елип кәтсә кәтсун; болмиса, башқиларниң мәсқирисигә қалимиз. Немила болмисун, мән униңға оғлақ әвәттим, лекин сән у хотунни тапалмидиң, деди.
24 大約過了三個月,有人告訴猶大說:「你的兒媳塔瑪爾與人通姦,而且因通姦有了身孕。猶大說:「把她拉出來燒死! 」
Үч айчә өткәндин кейин бириси Йәһудаға: — Сениң келиниң Тамар бузуқчилиқ қилди, униң үстигә зинадин һамилдар болуп қалди, дегән хәвәрни йәткүзди. Йәһуда җававән: — Уни елип чиқиңлар, көйдүрүветилсун! — деди.
25 當她被拉出來時,她派人到她公公那裏說:「這些東西是誰的,我就是由誰懷了孕。」並且說:「請你仔細看看這些東西:印章、印帶和棍杖是誰的﹖」
Лекин у елип чиқилғанда қейинатисиға хәвәр әвәтип: — Бу нәрсиләрниң егиси болған адәмдин һамилдар болдум! Әнди сән көрүп бақ, бу мөһүр, шойниси вә һасиниң кимниң екәнлигини етирап қилғин, деди.
26 猶大仔細一看,就說:「她比我更有理,因為我尚沒有將她嫁給我的兒子舍拉。」他從此以後,再沒有認識她。
Йәһуда бу нәрсиләрни етирап қилип: — У маңа нисбәтән һәқлиқтур; дәрвәқә мән уни оғлум Шәлаһқа елип бәрмидим, деди. Бу иштин кейин Йәһуда униңға йәнә йеқинчилиқ қилмиди.
Униң туғут вақти йеқинлашти, мана қосиғида кош гезәк бар еди.
28 她正生產時,一個胎兒伸出一手來,收生婆就拿了一根朱紅線繫在他手上說:「這個是先出生的。」
У туққан вақтида балилардин бириси қолини чиқиривиди, туғут аниси дәрһал бир қизил жипни елип: «Бу авал чиқти» дәп униң қолиға чигип қойди.
29 但是他一收回手去,他的兄弟就出生了;收生婆說:「你為自己開了個怎樣的裂口! 」遂給他起名叫培勒茲。
Лекин у қолини йәнә ичигә тиқивалди, мана униң иниси чиқти. Шуниң билән туғут аниси: «Сән қандақ қилип бөсүп чиқтиң!» деди; шуниң билән униңға «Пәрәз» дегән ат қоюлди.
30 以後,那手上繫有朱紅線的兄弟也出生了,遂給他起名叫則辣黑。
Андин қолиға қизил жип чигилгән акиси туғулди. Униң исми Зәраһ дәп аталди.