< 創世記 37 >
Яқуп болса атиси мусапир болуп турған йәрдә, йәни Қанаан зиминида олтирақлашти.
2 以下是雅各伯的小史。若瑟十七歲時,與哥哥們一同放羊。他尚年幼,常與自己的父親的妻子彼耳哈和齊耳帕的兒子們在一起。他不斷將他們作的惡事報告給父親。
Төвәндикиләр Яқуп әвлатлириниң иш-излиридур. Йүсүп жигит болуп он йәттә яшқа киргән чағлирида, акилири билән биллә қойларни бақатти; у атисиниң кичик хотунлири Билһаһ вә Зилпаһниң оғуллири билән биллә ишләйтти. Йүсүп атисиға уларниң начар қилиқлирини ейтип қоятти.
3 以色列愛若瑟超過其他的兒子,因為是他年老生的,並給他做了一件彩色長衫。
Йүсүп Исраилниң қериған вақтида тапқан балиси болғачқа, уни башқа оғуллиридин бәкрәк яхши көрәтти. Шуңа у Йүсүпкә узун йәңлик тон тиктүрүп бәрди.
4 他的哥哥們見父親愛他勝過其餘的兒子,就忌恨他,不能與他和氣交談。
Амма акилири атисиниң уни өзлиридин яхши көридиғинини көрүп, униңға өч болуп қалған еди вә униңға чирайлиқ гәп қилматти.
5 若瑟作了一夢,講給哥哥們聽,因此他們越發惱恨他。
Униң үстигә Йүсүп бир чүш көргән болуп, уни акилириға дәп беривиди, улар униңға техиму өч болуп кәтти.
Йүсүп уларға мундақ деди: — Мениң көргән шу чүшүмни аңлап беқиңлар.
7 我夢見我們同在田間捆麥子,忽然我的麥捆站起來,你們的麥捆圍住我的麥捆下拜。」
Мана, биз һәммимиз етизларда ашлиқларни бағлаватқидәкмиз. Қарисам мениң өнчәм өрә туруптидәк; силәрниң өнчәңлар болса мениң өнчәмниң чөрисигә олишип тазим қилип турғидәк! — деди.
8 他哥哥們對他說:「難道你要作我們的君王﹖或者統治我們﹖」他們為了這夢和這番話,越發惱恨他。
Акилири униңдин: — Әҗәба, сән бизгә падиша боламсән? Үстимизгә һөкүмранлиқ қиламсән? — дәп сориди. Униң көргән чүшлири вә гепидин акилири уни техиму яман көрди.
9 他又作了一夢,也告訴他哥哥們說:「我又作了一夢:夢見太陽和月亮並一顆星辰向我下拜。」
Кейин у йәнә бир чүш көрди вә чүшини акилириға дәп: — Мана, мән йәнә бир чүш көрдүм. Қарисам, қуяш билән ай вә он бир юлтуз маңа тазим қилип турғидәк! — деди.
10 當他給父親和哥哥們講說這夢時,他父親就責斥他說:「你作的是什麼夢﹖難道我和你母親以及你的兄弟,都要來向你叩首至地﹖」
У бу чүшни атиси вә акилириға дәп бәрди. Атиси униңға тәнбиһ берип: — Бу көргиниң зади қандақ чүш? Әҗәба, мән, анаң вә ака-укилириң алдиңға берип, саңа йәргә баш уруп тазим қилимизму? — деди.
Шуниң билән акилири униңға һәсәт қилғили турди. Амма атиси шу гәпни көңлигә пүкүп қойди.
Әнди Йүсүпниң қериндашлири атисиниң қойлирини баққили Шәкәмгә кәткән еди.
13 以色列對若瑟說:「你哥哥們不是在舍根放羊麼﹖來,我打發你去看看他們。」他回答說:「我在這裏。」
Исраил Йүсүпкә: — Акилириң Шәкәмдә пада беқиватидиғу? Кәл, мән сени уларниң қешиға әвәтәй, девиди, Йүсүп: — Мана мән, деди.
14 以色列對他說:「你去看看你哥哥們是否平安,羊群怎樣;然後回來告訴我。」以色列便打發他由赫貝龍山谷前去;他到了舍根。
У униңға: — Әнди берип акилириң аман-есәнму-әмәсму, қойлар аман-есәнму-әмәсму, маңа хәвирини елип кәлгин, дәп уни Һеброн җилғисидин йолға салди; у Шәкәмгә барди.
15 有一個人見他在田間遊蕩,那人就問他說:「你尋找什麼﹖」
Шу йәрдә бириси униң далада тенәп жүргинини көрүп униңдин: — Немә издәватисән, дәп сориди.
16 他答說:「我尋找我的哥哥;請告訴我:他們在那裏放羊﹖」
У: — Мән акилиримни издәватимән. Уларниң падилирини қәйәрдә беқиватқанлиғини ейтип бәрсиңиз, деди.
17 那人答說:「他們已離開了這裏;我聽見他們說:我們到多堂去。」於是若瑟便去追尋他的哥哥,在多堂找到了。
У адәм җавап берип: — Улар бу йәрдин кетип қалди, чүнки мән уларниң: «Жүрүңлар, Дотанға барайли» дегинини аңлидим, деди. Шуниң билән Йүсүп акилириниң арқисидин берип, уларни Дотандин тапти.
18 他們老遠就看見了他;在他尚未近以前,就已決定要謀殺他。
Улар уни жирақтин көрүп, у техи уларниң қешиға кәлмәйла, уни өлтүрүветишни мәслиһәтләшти.
Улар бир-биригә: — Мана һелиқи чүш көргүчи келиватиду.
20 我們殺掉他,將他拋在一口井裏,說是猛獸吃了。看他的夢還有什麼用﹖」
Келиңлар, уни өлтүрүп мошу йәрдики орәкләрдин биригә ташливетәйли, андин: — Вәһший бир һайван уни йәп кетипту, дәйли. Шунда, биз униң чүшлириниң немә болидиғинини көримиз! — деди.
21 勒烏本聽了,就設法由他們手中救他,遂說:「我們不要害他! 」
Амма Рубән буни аңлап уни уларниң қоллиридин қутқузмақчи болуп: — Уни өлтүрмәйли, деди.
22 勒烏本又對他們說:「你們不要流血;只將他丟在這曠野的井裏,不可下手害他。」他的意思是想由他們手中救出他來,還給父親。
Рубән уларға йәнә: — Қан төкмәңлар! Бәлки уни чөлдики мошу орәккә ташливетиңлар; лекин униңға қол тәккүзмәңләр, деди (әмәлийәттә, у уни уларниң қолидин қутқузуп, атисиниң қешиға қайтурувәтмәкчи еди).
23 若瑟一來到他哥哥們那裏,他們就脫去了他穿的那件彩色長衣,抓住他,把他丟在井裏;
Йүсүп акилириниң қешиға йетип кәлгәндә улар уни тутуп, униң алаһидә тонини, йәни кийиклик узун йәңлик тонини салдурувелип, орәккә ташливәтти. Лекин орәк қуруқ болуп, ичидә су йоқ еди.
25 他們坐下吃飯時,舉目看見一隊由基肋阿得來的依市瑪耳人;他們的駱駝滿載樹膠、香液和香料,要下到埃及去。
Андин улар тамақ йегили олтарди. Улар бешини көтирип қаривиди, мана Исмаилларниң бир карвини Гилеад тәрәптин келивататти. Төгилиригә дора-дәрмәк, тутия вә мурмәккиләр артилған болуп, Мисир тәрәпкә кетивататти.
26 猶大遂對兄弟們說:「殺害我們的弟弟,隱瞞他的血,究竟有什麼益處﹖
Йәһуда қериндашлириға: — Бизниң бир туққан қериндишимизни өлтүрүп, қенини йошурғинимизниң немә пайдиси бар?
27 不如將他賣給依市瑪耳人,免得對他下毒手,因為他究竟是我們的兄弟,是我們的骨肉。」兄弟們聽從了他的意見。
Келиңлар, уни Исмаилларға сетиветәйли; қандақла болмисун у бизниң инимиз, бир туққан қериндишимиз; шуңа униңға қол салмайли, девиди, қериндашлири буниңға қулақ салди.
28 米淂楊的商人經過那裏時,他們便從井中拉出若瑟來,以二十塊銀錢賣給了依市瑪耳人;他們便將若瑟帶到埃及去了。
Мидиянлиқ Содигәрләр шу йәрдин өтүп кетиватқанда, улар Йүсүпни орәктин тартип чиқирип, уларға жигирмә күмүч тәңгигә сетивәтти. Булар болса Йүсүпни Мисирға елип кәтти.
29 勒烏本回到井邊,不見若瑟在井內,遂撕裂了自己的衣服,
Рубән орәкниң йениға қайтип келип, Йүсүпниң орәктә йоқлуғини көрүп, кийимлирини житип,
30 回到兄弟們那裏喊說:「孩子不見了! 我可往那裏去呢﹖」
инилириниң қешиға берип: — Бала йоқ туриду! Әнди мән нәгә барай?! — деди.
31 他們於是拿了若瑟的長衣,殺了一隻公山羊,將長衣浸在血裏;
Амма улар Йүсүпниң тонини елип, бир текини боғузлап тонни униң қениға миләп,
32 然後派人將那件彩色的長衣送給他們的父親說:「這是我們尋得的,請你仔細看看,是不是你兒子的長衣﹖」
Андин узун йәңлик тонни атисиниң қешиға әвәтип, униңға: — Буни биз тепивалдуқ; бу оғлуңниң тониму-әмәсму, өзүң көрүп баққин, деди.
33 雅各伯仔細一看,就喊說:「是我兒子的長衣;猛獸將他吃了。若瑟被撕裂了,被撕裂了! 」
У уни тонуп: — Бу дәрвәқә мениң оғлумниң тони екән; бир вәһший һайван уни йәп кәткән охшайду; шүбһисизки, Йүсүп титма-титма қиливетилипту! — деди.
34 雅各伯遂撕裂了自己的衣服,腰間圍上麻衣,為自己的兒子悲哀了多日。
Шуниң билән Яқуп кийимлирини житип, белигә бөз бағлап, нурғун күнләргичә оғли үчүн матәм тутти.
35 雖然他的兒女都來安慰他,他卻不肯接受他們的安慰,說:「我只有悲哀地下到陰間,往我兒那裏去! 」他的父親竟這樣哀悼他。 (Sheol )
Униң һәммә оғул-қизлири йениға келип униңға тәсәлли бәрсиму, у тәсәллини қобул қилмай: «Мән тәһтисараға чүшүп оғлумниң қешиға барғичә шундақ матәм тутимән!» деди. Йүсүпниң атиси шу пети униңға аһ-зар көтирип матәм тутти. (Sheol )
36 米德楊人後在在埃及將若瑟賣給了法郎的內臣,衛隊長普提法爾。
Әнди мидиянийлар [Йүсүпни] Мисирға елип берип, Пирәвнниң бир ғоҗидари, пасибан беши Потифарға сатти.