< 加拉太書 1 >

1 我保祿宗徒──我蒙召為宗徒,非由於人,也並非藉著人,而是由於耶穌基督和使祂由死者中復活的天主父──
Мәнки Павлус, расул болған (инсанлар тәрипидин әмәс яки инсанларниң вастиси билән әмәс, бәлки Әйса Мәсиһ вә Уни өлгәнләрдин тирилдүргүчи ХудаАта тәрипидин тайинланған)
2 我和同我在一起的眾弟兄,致書給迦拉達眾教會:
вә мән билән биллә туруватқан барлиқ қериндашлардин Галатия өлкисидики җамаәтләргә салам.
3 恩寵與平安由天主我們的父及主耶穌基督賜與你們!
ХудаАта вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
4 這基督按照天主我們父的旨意, 為我們的罪惡捨棄了自己,為救我們脫離此邪惡的世代。 (aiōn g165)
У ХудаАтимизниң ирадиси бойичә бизни бу һазирқи рәзил замандин қутқузушқа Өзини гуналиримиз үчүн пида қилди; (aiōn g165)
5 願光榮歸於天主,至於無窮之世! 阿們。 (aiōn g165)
Худаға барлиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәткичә болғай, амин! (aiōn g165)
6 我真奇怪,你們竟這樣快離開了那以基督的恩寵召叫你們的天主,而歸向了另一福音;
Силәр өзүңларни Мәсиһниң меһри-шәпқити арқилиқ Чақирғучиниң йенидин шунчә тез жирақлаштуруп башқичә бир хил «хуш хәвәр»гә әгишип кетиватқиниңларға интайин һәйран қалмақтимән!
7 其實,並沒有別的福音,只是有一些人攪亂你們,企圖以改變基督的福音而已。
Әмәлийәттә у һеч қандақ башқа «хуш хәвәр» әмәстур! — пәқәтла бәзи кишиләр силәрни қаймақтуруп, Мәсиһниң хуш хәвирини бурмилимақчи болған, халас.
8 但是,無論誰,即使是我們,或是從天上降下的一位天使,若給你們宣講的福音,與我們給你們宣講的福音不同,當受詛咒。
Лекин һәтта биз өзимиз болайли яки асмандин чүшкән пәриштә болсун, бириси бизниң силәргә җакалиқинимизға охшимайдиған башқа бир «хуш хәвәр»ни силәргә җакалиса, бешиға ләнәт яғсун!
9 我們以前說過,如今我再說:誰若給你們宣講福音與你們所接受的不同,當受詛咒。
Биз бурун ейтқинимиздәк, һазирму мән шуни ейтимәнки, бириси силәрниң қобул қилғиниңларға охшимайдиған башқа бир хуш хәвәрни җаркарлиса, бешиға ләнәт яғсун!
10 那麼,我如今是討人的喜愛,或是討天主的喜愛呢﹖難道我是尋求人的歡心嗎﹖如果我還求人的歡心,我就不是基督的僕役。
Мән Худани ишәндүрүшүм керәкму яки инсанларни ишәндүрүшүм керәкму? Яки инсанларни хурсән қилишим керәкму? Мән инсанларни хурсән қилишни нишан қилған болсам, Мәсиһниң қули болмиған болаттим.
11 弟兄們! 我告訴你們:我所宣講的福音,並不是由人而來的,
Әнди, и қериндашлар, силәргә шуни уқтуримәнки, мән җакалайдиған хуш хәвәр инсанлардин кәлгән әмәс.
12 因為,我不是由人得來的,也不是由人學來的,而是由耶穌基督的啟示得來的。
Чүнки мән уни инсандин қобул қилғиним йоқ яки бирәр киши уни маңа үгәткини йоқ, бәлки Әйса Мәсиһ маңа вәһий арқилиқ йәткүзгән.
13 你們一定聽說過,我從前尚在猶太教中的行動:我怎樣激烈地迫害過天主的教會,竭力想把她消滅;
Чүнки силәр мениң Йәһудийларниң диний йолида қандақ һаят кәчүргәнлигим тоғрилиқ — мениң Худаниң җамаитигә әшәддий зиянкәшлик қилип униңға бузғунчилиқ қилғанлиғимни аңлиғансиләр.
14 我在猶太教中比我本族許多同年的人更為激進,對我祖先的傳授更富熱忱。
Һәмдә мән Йәһудийларниң диний йолида елимиздики нурғун тәңтушлиримдин хеләла алдида тураттим вә ата-бовилиримниң әнъәнилирини сақлашқа пәвқулъаддә қизғин едим.
15 但是,從母胎中已經選拔我,以恩寵召叫我的天主,卻決意
Амма анамниң қосиғидин тартип мени Өзи үчүн айрип, меһри-шәпқити арқилиқ мени чақирған Худа Өз Оғлини әлләр арисида җакалаш үчүн мәндә уни ашкарилашни лайиқ көргинидә, мән һеч қандақ қан-әт егиси билән мәслиһәтләшмәй,
16 將祂的聖子啟示給我,叫我在異民中傳揚祂。我當時沒有與任何人商量,
17 也沒有上耶路撒冷去見那些在我在以前作宗徒的人,我立即去了阿剌伯,然後又回到大馬士革。
яки Йерусалимға мәндин илгири расул болғанлар билән көрүшүшкә бармай, бәлки удул Әрәбистанға атландим. Кейин Дәмәшққә қайтип кәлдим.
18 此後,過了三年,我才上耶路撒冷去拜見刻法,在他那裡逗留了十五天,
Андин үч жилдин кейин Йерусалимға Петрус билән тонушушқа бардим вә униң қешида он бәш күн турдум.
19 除了主的兄雅各伯,我沒有看見別的宗徒。
Амма шу чағда Рәбниң иниси Яқуптин башқа расулларниң һеч қайсиси билән көрүшмидим.
20 我給你們寫的都是真的,我在天主前作證,我決沒有說謊。
Мана, мениң силәргә һазир язғиним Худа алдида һеч ялған әмәс!
21 此後,我往敘利亞和基里基雅地域去了。
Кейин, мән Сурийә вә Киликийә өлкилиригә бардим.
22 那時,猶太境內屬於基督的各教會,都沒有見過我的面;
Амма Йәһудийәдики Мәсиһдә болған җамаәтләр мени чирайимдин тонумайтти.
23 只是聽說過:「那曾經迫害我們的,如今卻傳揚他曾經想消滅的信仰了。」
Улар пәқәт бурун бизгә зиянкәшлик қилған адәмниң өзи шу чағда йоқатмақчи болған етиқатни һазир хуш хәвәр дәп җакалимақта, дәп аңлиған еди;
24 他們就為了我而光榮天主。
шуниңдәк улар мениң сәвәвимдин Худани улуқлиди.

< 加拉太書 1 >