< 以斯拉記 6 >
1 達理阿王遂下令,檢查在巴比倫貯藏寶物的檔案室。
Андин падиша Дариус Бабилдики дөләт-байлиқлар сақланған «Архиплар өйи»ни тәкшүрүп чиқишқа ярлиқларни чүшүрди.
2 在厄克巴塔納,即在瑪待省的王堡內,發現了一宗案卷,上邊這樣的記載:「備忘錄:
Медиа өлкисидики Ахмета қәлъәсидин бир орам қәғәз тепилди, униңда мундақ бир хатирә пүтүлгән:
3 居魯士王元年,居魯士曾為耶路撒冷天主的殿宇,頒發上諭:殿宇應予重建,為在那裏舉行祭獻,奉獻火祭;殿應高六十肘,寬六十肘,
«Падиша Қорәшниң биринчи жили, падиша Қорәш Йерусалимдики Худаниң өйигә даир мундақ бир ярлиқ чүшүриду: — «Қурбанлиқ сунулидиған орун болуш үчүн бу өй яңливаштин селинсун; ули пухта селинсун, өйниң егизлиги атмиш гәз, кәңлиги атмиш гәз болсун.
4 三層用方石,一層用木料修建;所有費用概出自室。
Үч қәвәт йоған таш, бир қәвәт йеңи яғач билән селинсун, барлиқ хираҗәт падишалиқ ғәзнисидин чиқим қилинсун.
5 此外,凡拿步高王取耶路撒冷殿宇,而運到巴比倫的,天主殿宇的那些金銀器,冊都應歸還,送回耶路撒冷的殿宇內,各放在原處,安置在天主的殿宇內。
Әслидә Небоқаднәсар Йерусалимдики ибадәтханидин елип Бабилға апирип қойған, Худаниң өйидики алтун-күмүч қача-қучиларниң һәммиси қайтуруп келинип, Йерусалимдики ибадәтханиға қайтидин йәткүзүлүп, һәр бири өз җайиға қоюлсун; улар Худаниң өйигә қуюлсун!».
[Дариустин ярлиқ чүшүрүлүп]: «— Шуңа, и дәрияниң шу тәрипиниң баш валийси Таттинай вә Шетар-Бознай һәм силәрниң һәмраһлириңлар, йәни Дәрияниң шу тәрипидики афарсақлиқлар, әнди силәр у йәрдин нери кетиңлар!
7 不可干涉天主殿宇的工程,任憑猶太人的總督和猶太人的長老,在原處重建天主的殿宇。
Худаниң өйиниң қурулуши билән кариңлар болмисун; Йәһудийларниң баш валийси билән Йәһудийларниң ақсақаллириниң Худаниң бу өйини әслидики орниға селишиға йол қоюңлар.
8 此外,我且頒下此旨,諭令你們為協助猶太人的長老,修建天主的殿應行的事:由河西收入王室的賦稅,給那些人撥出充分的經費,不得有誤!
Шуниңдәк мән Худаниң бу өйиниң селиниши үчүн Йәһудаларниң ақсақаллири тоғрилиқ силәргә буйруқ чүшүрдумки: — Дәрияниң ғәрип тәрипидин, падишалиқ ғәзнисигә тапшурулған баҗ киримидин силәр кечиктүрмәй шу адәмләргә толуқ хираҗәт аҗритип бериңлар, қурулуш һеч тохтап қалмисун.
9 他們向上天大王,獻全燔祭所需要是牛犢、公綿羊和羔羊,以及麵、鹽、酒和油,應按耶路撒冷的司祭所指定的,每天供應,不得有誤!
Уларға немә керәк болса, җүмлидин асмандики Худаға көйдүрмә қурбанлиқ сунушқа, мәйли әркәк топақ болсун, қочқар яки қозилар болсиму, шулар берилсун; йәнә Йерусалимдики каһинларниң бәлгүлигини бойичә буғдай, туз, шарап яки зәйтун майлар болсун шуларниң бириму кам қилинмай, һәр күни тәмин етип турулсун.
10 好使他們向上天的大王,奉獻馨香祭,為君王和王孫的長壽祈禱。
Шуниң билән улар асмандики Худаға хушбуй қурбанлиқларни кәлтүрүп, падишаға вә падишаниң әвлатлириға узун өмүр тилисун.
11 我今頒下此令:凡有敢刪改此令者,應把他屋內的樑木拆出,堅起來,把他懸在上邊;令他的房屋從此成為糞堆。
Мән йәнә буйруймәнки, кимки бу ярлиқни өзгәртсә, шу кишиниң өйиниң бир тал лими суғурувелинип тикләнгәндин кейин, шу киши униңға есип миқлап қоюлсун, өйи әхләтханиға айландуруветилсун!
12 凡有敢刪改此令,對耶路撒冷的天主殿宇,敢於破壞的王侯和人民,願那使己名住在那裏的天主將他毀滅! 我達理阿頒發此令,應悉依照遵行! 」
Вә Өзиниң намини шу йәрдә қалдурған Худа мошу Йерусалимдики өйини өзгәртишкә яки бузушқа қол узартқан һәр қандақ падиша яки хәлиқни һалак қилсун! Мән Дариус мошу ярлиқни чүшүрдум, әстайидиллиқ билән беҗа кәлтүрүлсун!» дейилди.
13 於是河西長塔特乃和他們的同僚,全照達理阿王所頒佈的,一一遵行。
Андин Дәрияниң ғәрип тәрипиниң баш валийси Таттинай, Шетар-Бознай вә уларниң һәмраһлири падиша Дариусниң әвәткән йолйоруғи бойичә әстайидиллиқ билән шу ишни беҗа кәлтүрди.
14 猶太人的長老遂繼續修建,因著先知哈蓋,和依多的兒子匝利亞的鼓勵,進行的很是順利;如此他們遵照以色列天主的旨意,並按照波斯王居魯士和達理阿的諭令,完成了修殿的工程。
Йәһудийларниң ақсақаллири қурулушни давамлаштуруп, Һагай пәйғәмбәр вә Иддониң оғли Зәкәрияниң бешарәт беришлири билән шу ишта ронақ тапти. Улар Исраилниң Худасиниң әмри бойичә, шундақла Қорәш, Дариус вә Артахшашта қатарлиқ Парс падишалириниң әмри бойичә ишләп, өйни яңливаштин қуруп чиқиш ишини пүттүрди.
15 聖殿完工的日期,是在達理阿王在位第六年,「阿達爾」月初三日。
Бу өй Дариус падишаси сәлтәнитиниң алтинчи жили, Адар ейиниң үчинчи күни пүткүзүлди.
16 以色列子民、司祭、肋未人和其餘由充軍歸來的人,興高彩烈,為天主的殿舉行了奉獻禮。
Исраиллар — каһинлар, Лавийлар вә қалған сүргүнлүктин қайтип кәлгән хәлиқләрниң һәммиси Худаниң бу өйини униңға аташ мурасимини хошал-хурамлиқ билән өткүзди.
17 天主聖殿的奉獻禮,奉獻了牛犢一百頭,公綿羊二百隻,羔羊四百隻;又照以色列支派的數目,a了十二隻公山羊,為贖全叵的罪。
Өйни Худаниң Өзигә аташ мурасимида улар йүз топақ, икки йүз қочқар вә төрт йүз қоза сунди һәм Исраил қәбилилириниң сани бойичә барлиқ Исраил үчүн гуна қурбанлиғи сүпитидә он икки текини сунди.
18 他們又派定了司祭,按照他們的編制,肋未人,按照他們的班次,在耶路撒冷值班奉侍天主,全照梅瑟書上所記載的。
Улар йәнә Йерусалимдики Худаниң ибадәт-хизмитини өтәшкә, Мусаниң китавида йезилғини бойичә, каһинларни өз нөвити бойичә, Лавийларни гуруппилири бойичә турғузди.
19 由充軍歸來的子民,於正月十四日,舉行了逾越節。
Биринчи айниң он төртинчи күни сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр «өтүп кетиш һейти»ни өткүзди.
20 肋未人全都聖潔了自己,他們既已聖潔了,就為所有充軍歸來的人,並為他們的兄弟司祭和自己,宰殺了逾越節羔羊。
Чүнки каһинлар вә Лавийлар бир нийәт билән бирликтә паклиниш рәсимлирини өткүзүп, һәммиси пакланди; андин улар барлиқ сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр вә уларниң қериндиши болған каһинлар вә һәм өзлири үчүн өтүп кетиш һейтиға атиған [қозилирини] сойди.
21 凡由充軍歸來的以色列子民,並所有戒絕當地民族不潔的人,尋求上主以色列的天主,都吃了逾越節羔羊。
Сүргүнлүктин [йеңила] қайтип кәлгән Исраиллар вә шуниңдәк Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни издәп, өзлирини зиминдики ят әлликләрниң булғашлиридин айрип чиққан барлиқ кишиләр қоза гөшлирини бирликтә йейишти.
22 七天之久,歡樂地舉行了無酵節,因為上主使亞述王的心傾向他們,協助了他們修建以色列天主的聖殿,都非常歡樂。
Улар петир нан һейтини хошал-хурамлиқ ичидә йәттә күн өткүзди; чүнки Пәрвәрдигар уларни хошаллиққа чөмдүрди һәм Асурийә падишасиниң көңлини уларға майил қилип, Өзиниң өйини — Исраилниң Худасиниң өйини қурушқа уларниң қолини мустәһкәмлиди.