< 以西結書 37 >
1 上主的手臨於我,上主的神引我出去,把我放在平原中,那裏佈滿了骨頭;
Пәрвәрдигарниң қоли вуҗудумға қонди; Пәрвәрдигар мени Роһи билән көтирип чиқип, бир җилғиниң оттурисиға турғузди; у йәр сүйәкләргә толди.
2 他領我在骨頭周圍走了一遭;見平原上骨頭的確很多,又很乾枯。
У мени сүйәкләр әтрапидин уяқ-буяққа өткүзди; мана, бу очуқ җилғида [сүйәкләр] интайин нурғун еди; вә мана, улар интайин қуруп кәткән еди.
3 他問我說:「人子,這些骨頭可以復生嗎﹖」我答說:「吾主上主! 你知道。」
У мәндин: — И инсан оғли, бу сүйәкләр қайтидин яшнамду? — дәп сориди. Мән: — И Рәб Пәрвәрдигар, сән билисән, — дедим.
4 他對我說:「你可向這些骨頭講預言,向他們說:乾枯的骨頭,聽上主的話罷!
У маңа: И инсан оғли, бу сүйәкләр үстигә бешарәт берип мундақ дегин: «И қуруқ сүйәкләр, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар!
5 吾主上主對這些骨頭這樣說:看,我要使氣息進入你們內,你們必要復活。
Рәб Пәрвәрдигар бу сүйәкләргә мундақ дәйду: — Мана, Мән силәргә бир роһ-нәпәс киргүзимән, вә силәр һаят болисиләр.
6 我給你們放上筋,加上肉,包上皮,把氣息注入你們內,你們就復活了:如此,你們便要承認我是上主。」
Мән үстүңләргә пәй-сиңирләрни салимән, силәрни терә билән япимән, силәргә роһ-нәпәс киргүзимән; вә силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр».
7 於是我遵命講預言。正當我講預言時,忽然有一個響聲,一陣震動,骨頭與骨頭互鄉結合起來。
Шуңа мән буйрулғини бойичә бешарәт бәрдим; мән бешарәт беришимгә, бир шавқун көтирилди, мана җалақ-җулақ бир аваз аңланди, сүйәкләр җипсилишип, бир-биригә қошулди.
8 我望見他們身上有了筋,生了肉,包了皮,但他們還沒有氣息。
Мән көрдум, мана, пәй-сиңирләр вә әт уларниң үстигә келип уларни қаплиди; бирақ уларда һеч роһ-нәпәс болмиди.
9 上主對我說:「你應向氣息講預言! 人子,應向氣息講預言說:吾主上主這樣說:氣息,你應由四方來,吹在這些被殺的人身上,使他們復活。」
У маңа: — И инсан оғли, роһ-нәпәскә бешарәт берип мундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Төрт тәрәптин шамал кәлгәйсиләр, и роһ-нәпәс, вә мошу өлтүрүлгәнләр тирилсун үчүн уларниң үстигә пүвләңләр» — деди.
10 我遵命一講了預言,氣息就進入他們內,他們遂復活了,並且站了起來;實在是一支龐大的軍隊。
Шуңа мән буйрулғандәк бешарәт беривидим, роһ-нәпәс уларға кирди-дә, улар һаят болуп тик турди — бүйүк бир қошунға айланди.
11 上主對我說:「人子,這些骨頭就是以色列家族。他們常說:我們的骨頭乾枯了,絕望了,我們都完了!
Вә У маңа: — И инсан оғли, бу сүйәкләр болса Исраилниң пүтүн җәмәтидур. Мана, улар: «Бизниң сүйәклиримиз қуруп кәтти, үмүтүмиз үзүлди; биз түгәштуқ!» — дәйду.
12 為此,你向他們講預言說:吾主上主這樣說:看,我要親自打開你們的墳墓;我的百姓,我要從你們的墳墓中把你們領出來,引你們進入以色列地域。
Шуңа бешарәт берип уларға мундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән гөрүңләрни ечип, силәрни гөрүңләрдин чиқиримән, и Мениң хәлқим, силәрни Исраил зиминиға елип киримән;
13 我的百姓! 當我打開你們的墳墓,把你們從墳墓內領出來的時候,你們便承認我是上主。
Мән гөрүңләрни ачқинимда, силәрни гөрүңләрдин чиқарғинимда, и Мениң хәлқим, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр.
14 我要把我的神注入你們內,使你們復活,叫你們安居在你們的地域內,那時,你們便要承認我,上主言出必行-吾主上主的斷語。」
Вә Мән Өз Роһумни силәргә киргүзимән, силәр һаят болисиләр; вә Мән силәрни өз зиминиңларда турғузимән; силәр Мәнки Пәрвәрдигарни шундақ сөзни қилип, шуни ада қилди, дәп билип йетисиләр».
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
16 人子,你拿一塊木頭,上面寫:『猶大和他的同族以色列子民。』再拿另一塊木頭,上面寫:『若瑟──厄弗辣因的木頭──和他的同族的以色列子民。』
И инсан оғли, бир таяқни елип, униң үстигә «Йәһуда вә униң һәмраһлири болған Исраиллар үчүн» дәп язғин; йәнә бир таяқни елип, униң үстигә «Әфраим вә униң һәмраһлири болған пүтүн Исраил җәмәтидикиләр үчүн» дәп язғин;
17 以後,你把兩塊木頭連成一塊,在你手中成為一塊。
вә уларни бир-биригә улап қой; улар қолуңда бир болсун.
18 若你民族的子民詢問你說:這是什麼意思,你不能告訴我們嗎﹖
Хәлқимдикиләр сәндин: «Бу ишлар билән немини чүшәндүрмәкчи бизгә дәп бәрмәмсән?» дәп сориса,
19 你要回答他們說:吾主上主這樣說:看,我要拿若瑟的──即在厄弗辣因手中的──和他的同族以色列支派的木頭,將它同猶大的木頭連結成為一塊木頭,在我手中只成為一塊。
уларға: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән Әфраимниң вә униңға һәмраһ болған Исраил қәбилилириниң қоли тутқан Йүсүпниң тайиғини елип, уни Йәһуданиң тайиғиға қошуп улап, уларни бирла таяқ қилимән; улар Мениң қолумда бир таяқ болиду.
20 你應把在上面寫過字的兩塊木頭,拿在你手中,在他們面前,
Сән язған таяқларни уларниң көз алдида қолуңда тутуп уларға шундақ дегин: —
21 對他們說:吾主上主這樣說:看,我要把以色列子民從他們所到的異民中領出,把他們由各方聚集起來,引他們回到自己的地域;
«Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мана, Мән Исраил балилирини барған әлләр арисидин елип, уларни һәряндин жиғип өз зиминиға епкелимән.
22 我要使他們在那地和以色列山上成為一個民族,他們只有一位國王,不再是兩個民族,不再分為兩個國家;
Мән уларни Исраил тағлириниң үстидә бир әл қилимән; бир падиша уларниң һәммисигә падиша болиду; улар қайтидин икки әл болмайду, яки қайтидин икки падишалиққа һеч бөлүнмәйду.
23 他們也不再為他們的偶像、怪物和各種邪惡所玷污;我要把他們由他們因背約所犯的各種罪過中救拔出來,淨化他們,成為我的民族,我作他們的天主。
Улар өзлирини қайтидин уларниң мәбудлири, ләнәтлик ишлири яки асийлиқлириниң һечқайисиси билән һеч булғимайду; Мән уларни гуна өткүзгән олтирақлашқан җайлиридин қутқузуп, уларни пакландуримән; улар Мениң хәлқим болиду, Мән уларниң Худаси болимән.
24 我的僕人達味要作他們的國王,他們全體只有一個牧人;他們要遵行我的法律,謹守我的誡命,且一一實行;
Вә мениң қулум Давут уларға падиша болиду; уларниң һәммисиниң бирла падичиси болиду; улар Мениң һөкүмлиримдә меңип, Мениң бәлгүлимилиримни тутуп уларға әмәл қилиду.
25 他們要安居在我賜給我的僕人雅各伯,即他們的祖先所居住的地方;他們、他們的兒子,他們的子子孫孫直到永遠住在那裏;我的僕人達味永遠作他們的領袖。
Улар Мениң қулум Яқупқа тәқдим қилған, ата-бовилириңлар туруп кәлгән зиминда туриду; улар униңда туриду — улар, уларниң балилири, вә балиларниң балилири мәңгү туриду — Мениң қулум Давут уларниң шаһзадиси болиду.
26 我要同他們訂立和平的盟約,同他們訂立永遠的盟約;我要厚待他們,使他們昌盛,且在他們中立我的聖所,直到永遠。
Мән улар билән аман-хатирҗәмлик беғишлайдиған бир әһдә түзимән; бу улар билән мәңгүлүк бир әһдә болиду; Мән уларни җайида маканлаштуруп көпәйтимән; вә Мениң муқәддәс җайимни улар арисиға мәңгүгә тикләймән.
27 我的住所也設在他們中間;我要作他們的天主,他們要作我的百姓。
Мениң туралғу җайим уларда болиду; Мән уларниң Худаси болимән, улар Мениң хәлқим болиду.
28 當我的聖所永遠在他們中間時,異民便承認我是祝聖以色列的天主。」
Мениң пак-муқәддәс җайим улар арисида мәңгүгә тикләнгәндә, әнди әлләр Өзүм Пәрвәрдигарниң Исраилни пак-муқәддәс қилғучи екәнлигимни билип йетиду».