< 以西結書 23 >

1 上主的話傳給我說:「
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
2 人子,有兩個女人,同是一母的女兒,
И инсан оғли, бир анидин туғулған икки аял бар екән;
3 她們在埃及行過淫,年輕時當過娼,在那裏有人撫弄過她們的乳房,在那裏有人糟蹋了她們的童身。
улар Мисир зиминидә паһишилик қилған; улар яшлиқта паһишилик қилған; шу йәрдә уларниң көксилири миҗиқлинип, қизлиқ әмчәк топчилири силанған.
4 她們的名字,大的叫敖曷拉,她妹妹叫敖曷里巴。她們本來屬於我,也給我生了子女。至於她們的名字:敖曷拉是指撒瑪黎雅,敖曷里巴是指耶路撒冷。
Уларниң исимлири болса, чоңиниң Оһолаһ, кичигиниң Оһолибаһ еди; улар Мениңки еди; улар оғул-қизларни туққан. Самарийә болса Оһолаһ, Йерусалим Оһолибаһдур.
5 敖曷拉屬我時,已行邪淫,戀愛了她的情人,鄰邦亞述人,
Оһолаһ Мениңки болған тәғдирдиму йәнә бузуқлуқ қилған — у ашиқлириға, йәни хошнилири болған Асурийләргә пәс арзу-һәвәсләрдә болған;
6 即那穿紫紅衣服的將領和公卿,全是英俊的青年,善於騎馬的騎士。
көк кийим кийгән, әмәлдар-һөкүмдарлар, һәммиси келишкән жигитләр, атқа мингән чәвәндазлар еди.
7 於是她與所有的亞述青年行淫,並為她所戀愛的情人及其偶像所玷污。
У өз бузуқлуғини уларниң үстигә беғишлиған; уларниң һәммиси Асурийәниң есилзадилири еди; өз арзу-һәвәслирини барлиқ қозғатқанлар билән вә уларниң барлиқ мәбудлири билән у өзини булғиған.
8 但她仍沒有放棄埃及的淫蕩,因為他們在她青年時曾同她共寢過,糟蹋過她的童身,在她身上發洩過淫慾。
У йәнила Мисирда болған паһишиликлиридин ваз кәчмиди; чүнки униң яшлиғида әшу йәрдикиләр униң билән биллә ятти, қизлиқ көксилирини силап, өз бузуқлуқлирини униң үстигә төкти.
9 為此我把她交在她情人手中,即她所熱戀的亞述人手中。
Шуңа Мән уни өз ашнилириниң, йәни униң арзу-һәвәслирини қозғатқан Асурийләрниң қолиға тапшурдум;
10 他們必要揭露她的私處,擄去她的子女,用刀把她殺死:如此,因所加於她身上的懲罰,她成了婦女的警戒。
улар униң номусини ашкарилап, униң оғул-қизлирини елип кетип, уни қиличлап өлтүрүвәтти; у аяллар арисида [яман] атаққа қалди; униң үстигә һөкүм чиқирилип җазаланди.
11 她妹妹敖曷里巴雖看見了這一切,但她的情慾更甚於她姐姐,她的淫亂也遠超過她姐姐的淫亂。
Униң сиңлиси Оһолибаһ буни көрүп турупму, арзу-һәвәслиридә һәдисидин техиму бузуқ, паһишиликлири һәдисиниңкидин көп болуп кәтти.
12 她也戀愛那些身為將領公卿的鄰邦亞述子民,他們都是衣著華美,善於騎馬的騎士,而且都是英俊的青年。
У өз хошнилири болған Асурийләргә пәс арзу-һәвәсләрни қозғатқан; улар әмәлдар-һөкүмдарлар, һәшәмәтлик савут, формиларни кийгән, атқа мингән чәвәндазлар, уларниң һәммиси келишкән жигитләр еди.
13 我也見了她受玷污,她們兩的行徑完全一樣。
Мән униң булғинип кәткәнлигини көрдум; улар иккилиси бир йоллуқ еди.
14 她的淫行有增無減。當她看見繪畫在牆上的人──用丹青繪畫的加色丁人像,
У униң паһишиликлирини ашурди; чүнки у тамда пәрәң билән сүрәтләнгән адәмләрни, йәни Калдийләрниң рәсимлирини көрди;
15 腰間束著佩帶,頭上纏著突出的頭巾,都有軍官的模樣,相似巴比倫人,加色丁即是他們的出生地──
уларниң бәллири потилар билән оралған, бешиға қуйруқлуқ сәллиләр кийилгән; уларниң һәммиси ләшкәр бешидәк, йәни туғулған жути Калдийәдики Бабиллиқларниң қияпитидә еди.
16 她的眼一看見,就愛上了他們,遣派使者往加色丁,到他們那裏去。
У шуан уларға қарап уларниң шәһваний һәвсини қозғиған, шуниң билән уларни издәп Калдийәгә әлчиләрни әвәткән.
17 巴比倫人一來到她那裏,登上愛情的床,行了淫,玷污了她;她所玷污之後,遂即厭棄了他們。
Шуниң билән Бабиллиқлар униңға, йәни униң ашнилиқ орун-көрпилиригә йеқин келип, уни өз зиналири билән булғиған; у өзини улар билән биллә булғиғандин кейин улардин бизар болди.
18 她既暴露了自己的淫行,揭開了自己的私處,因此我也厭棄她,如同厭棄她姐姐一樣。
У өз бузуқлуқлирини очуқ қилип, номусини ашкарилиши билән, җеним һәдисидин йиргәнгәндәк униңдинму йиргәнди.
19 她又想念年輕時在埃及行淫的日子,遂增強了她的淫慾。
Бирақ у йәнә өзиниң яшлиқ күнлирини, йәни Мисир зиминида бузуқлуқ паһишилик қилған күнлирини есигә кәлтүрүп өз бузуқлуқлирини техиму көпәйтти.
20 她仍戀愛體壯似驢,精足似馬的情人。
Униң әрлиги ешәк мәдәклиридәк, мәнийси атларниңкидәк болған Бабилниң паһишиваз әркәклиригә қарап һәвәслири қозғалди.
21 於是你渴望你年輕時的淫行,那時埃及人曾撫摸過你的胸懷,撫弄過你青春的乳房。
Сән яшлиғиңдики бузуқлуқлириңға, йәни яшлиғиңда Мисирлиқларниң әмчәклириңни силиғиниға йәнә тәшна болуп тәлмүрдуң.
22 因此,敖曷里巴! 吾主上主這樣說:看,我要鼓動你所厭棄的情人來攻擊你,引他們從四周來攻擊你,
Шуңа, и Оһолибаһ, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — Мана, Мән җениң һазир бизар болған ашнилириңни өзүңгә қарши қозғитимән, уларни сән билән қаршилишишқа һәммә тәрипиңдин елип келимән;
23 即巴比倫人和一切加色丁人,培科得、芍亞和科亞,以及一切同他們聯合的亞述人,英俊的青年,一切長官和公卿、軍官和將領,一切善於騎馬的人。
Бабиллиқлар, барлиқ Калдийләр, Пекодлар, Шоалар, Коаллар һәмдә Асурийләрниң һәммисини улар билән тәң қозғаймән; уларниң һәммиси келишкән жигитләр, әмәлдар-һөкүмдарлар, улуқ бәгләр вә җанаблар, һәммиси атқа мингән чәвәндазлардур;
24 他們率領大軍、車輛和輜重車,大隊士卒,都佩著甲、盾和盔,由四周攻擊你。我讓他們處罰你,照他們的法律判決你。
улар қурал-ярақлар, җәң һарвулири, жүк һарвулири һәм зор бир топ хәлиқләр билән саңа қарши чиқиду; улар өзлирини һәммә тәрипиңдә сипар-қалқанлар вә дубулғаларни кийип саңа қарши сәпрас болиду; бешиңға чүшидиған тегишлик җазани уларға тапшуримән, улар өз һөкүмлири бойичә җазалайду.
25 如此,我要在你身上發洩我的妒火,讓他們以憤怒待你,割去你的鼻子和耳朵;其餘的都死於刀下;他們還要擄去你的子女,餘下的都為火燒死。
Мән муқәддәслигимдин чиққан ғәзәпни саңа қаритимән; шуниң билән улар қәһр билән сени бир тәрәп қилиду. Улар сениң бурнуң вә қулақлириңни кесиветиду; сәндин ахирқи қалғанлар қиличлиниду; улар оғул-қизлириңни елип кетиду, сәндин йәнила қалғанлар отта жутуветилиду.
26 他們還要剝光你的衣服,奪去你的裝飾品。
Улар сәндин кийим-кечәклириңни еливелип, гөзәл зибу-зиннәтлириңни булайду.
27 這樣,我才消除你心中的淫蕩,和由埃及地開始的淫行,使你再不敢舉目看他們,再不想念埃及。
Шуниң билән Мән сәндә Мисир зиминида башланған бузуқлуқлириңни вә паһишиликлириңни тохтитимән; сән бу ишларға йәнә тәлмүрмәйсән, Мисирни қайта әслимәйсән.
28 因為吾主上主這樣說:看,我要將你交在你所惱恨的人手中,和你所厭惡的人手中。
— Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән сени өзүң нәпрәтләнгәнләрниң қолиға, йәни җениң йиргәнгәнләрниң қолиға тапшуримән;
29 他們要以惱恨對待你,奪去你的一切財物,赤身露體的拋棄你:因此你放蕩的私處,好色和淫亂都要暴露出來。
улар сени өчмәнлик билән бир тәрәп қилип, барлиқ әҗирлириңни елип кетип, сени туғма-ялаңач қалдуруп, паһишиликлириңниң номусини ашкарилайду. Сән әлләр билән паһишилик қилғанлиғиң, уларниң мәбудлири билән өзүңни булғиғанлиғиң түпәйлидин, сениң бузуқлуқлириң һәм паһишиликлириң буларни бешиңға чүшүрди.
30 他們這樣對待你,是因為你同異民行了淫,受了他們偶像的玷污。
31 你既然走了你姐姐的路,我也要把她的苦爵放在你手中。
Һәдәңниң йолида өзүң маңғансән; шуңа Мән униңдики қәдәһни сениң қолуңғиму тутқуздум.
32 吾主上主這樣說:你要喝你姐姐又深又大,容量又多的苦爵,你要成為恥笑和辱罵的對象,
— Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һәдәңниң қәдәһини, чоңқур вә чоң бир қәдәһни сәнму ичисән; сән рәсва болуп мазақ қилинисән, чүнки униң һәҗими чоңдур;
33 你要酩酊大醉,滿懷憂愁。你姐姐撒瑪黎雅的爵是驚惶和毀滅的爵,
сән дәһшәтлик вә һалакәт қәдәһи, йәни һәдәң Самарийәниң қәдәһи билән мәслик һәм дәрд-әләмгә толдурулисән;
34 你必要喝,且要喝盡,連渣滓也要吞下;你還要抓破你自己的乳房:這是我所說的──吾主上主的斷語──
сән уни ичиветип йәнә ялайсән, һәтта униң парчилириниму ғаҗилайсән, андин көксилириңниму жулуп ташлайсән; чүнки Мән шундақ сөз қилдим, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
35 為此吾主上主這樣說:因為你忘了我,把我拋在背後,你也要親自承擔你好色和淫亂的懲罰。」
Шуниң үчүн Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки сән Мени унтуп арқаңға ташливәткәнлигиң үчүн, шуңа өз бузуқлуғуң һәм паһишиликлириңниң җазасини көтирисән.
36 上主對我說:「人子,你要審判敖曷拉和敖曷里巴,向她們說明她們的醜惡:
Вә Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — И инсан оғли, сән Оһолаһ вә Оһолибамаһ үстигә һөкүм чиқирамсән? Әнди уларға өз жиркиничлик қилмишлирини аян қилип көрсәткин.
37 她們犯了姦淫,手上帶著殺人的血,同偶像犯了姦淫,還焚化了她們給我所生的子女,祭祀偶像。
Чүнки улар бузуқлуқ қилди; қоллири қан болди; улар өз бутлири билән бузуқлуқ қилип, униң үстигә Маңа туққан өз балилирини уларниң озуғи сүпитидә қурбанлиқ қилип өткүзүп беғишлиди.
38 此外,她們還對我行了這事:在那一天她們還玷污了我的聖所,褻瀆了我的安息日,
Униң үстигә улар Маңа шундақ иш қилғанки, охшаш бир күндә улар Мениң муқәддәс җайимни булғап, «шабат күн»лиримни бузған.
39 因為當她們給她們的偶像祭殺自己的子女時,同一天也進了我的聖所,加以褻瀆。的確,她們在我聖殿中這樣行了。
Чүнки улар өз балилиримни бутлириға сойған чағда, улар охшаш бир күндә муқәддәс җайимни булғашқа кирди; мана, улар Мениң өйүм оттурисида шундақ қилған.
40 並且他們還想從遠方召人來,便遣使者到他們那裏。看,他們果然來了,你就為了他們而沐浴,畫眼,佩戴珠寶。
Униң үстигә адәмләрни жирақтин чақирди, уларни елип келишкә әлчи әвәтти; мана, улар кәлди; сән уларни дәп жуюнуп, көз-қашлириңға осма қоюп, өзүңни зибу-зиннәтләр билән пәрдазлидиң;
41 以後你坐在華麗的床上,床前安放桌子,上面擺上本來獻給我的香和油。
һәшәмәтлик бир диванда олтардиң, униң алдиға үстигә Мениң хушбуюм һәм зәйтун мейим қоюлған дәстиханни қойдуң;
42 在她那裏可以聽到曠野來的群眾的歡樂嘈雜聲,他們在她們姐妹的腕上帶上鐲子,在她們頭上戴上花冠。
ғәмсиз жүргән бир топ кишиләрниң авази униңда аңланди; чүпрәндә адәмләр билән биллә чөл-баявандин Себаийларму елип келинди; улар [һәдә-сиңилниң] қоллириға биләйүзүкләр, бешиға чирайлиқ таҗларни салди.
43 那時我就關於這老淫婦說:現今她當然又要去行淫。
Әнди Мән зина-бузуқлуқлар билән упрап қериған паһишә тоғрилиқ: «Улар әнди униң билән бузуқлуқ қиливәрсун; чүнки у һәқиқәтән [паһишә]» — дедим.
44 的確,人都到她們那裏,就如到娼妓那裏,也照樣到淫婦敖曷拉和敖曷里巴那裏。
— Шуниң билән улар паһишә аялға йеқинлашқандәк униңға йеқин берип биллә ятти; улар шундақ қилип Оһолаһ вә Оһолибамаһ бу икки бузуқ аялға йеқинлишип биллә ятти.
45 但正義的人必要裁判她們,如裁判姦婦和流血的人,因為她們是姦婦,血還在她們手上。
Бирақ һәққаний адәмләр уларни зинахор аялларни вә қан төккүчи аялларни җазалиғанға охшаш, уларниң үстигә һөкүм чиқирип җазалайду; чүнки улар зинахор аяллар, уларниң қоллири қандур.
46 因為吾主上主這樣說:我要使許多人來攻擊她們,叫她們飽受虐待並遭受搶掠。
Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бир топ адәмләрни уларға қарши чиқирип елип келимән, уларни һәрянға һайдиветишкә вә булаңчилиқ қилишқа тапшуримән.
47 這群人要用石頭砸死她們,用刀砍碎她們,屠殺她們的子女,火燒她們的房屋。
Бу топ кишиләр уларни ташлар билән чалма-кесәк қилип, қиличлири билән чепип сойиду; улар уларниң оғул-қизлирини өлтүриду, өйлирини от билән көйдүриветиду.
48 如此,我要把淫亂由此地剷除,使所有的婦女受到警戒,不敢效法你們的淫行。
Шуниң билән Мән зиминдә бузуқлуққа хатимә беримән; шуниң билән барлиқ аяллар силәрдин савақ елип силәрниң бузуқлуқлириңни доримайду.
49 我要使你們的淫行歸在你們身上。承擔敬拜偶像的罪罰:如此,你們纔承認我是上主。
Улар бузуқлуғуңни өз бешиңға қайтуруп чүшүриду, вә силәр мәбудлириңларға четишлиқ болған гуналарни көтирисиләр; силәр Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.

< 以西結書 23 >