< 以西結書 20 >

1 七年五月十日,有些以色列長老前來求問上主,他們坐在我面前。
Йәттинчи жили, бәшинчи айниң онинчи күни шундақ болдики, Исраилниң бәзи ақсақаллири Пәрвәрдигарни издәп униңдин сориғили мениң алдимға келип олтарди.
2 上主的話傳給我說:「
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
3 人子,你要向以色列長老發言,對他們說:吾主上主這樣說:你們是為求問我而來的嗎﹖我指著我的生命起誓:我決不讓你們求問──吾主上主的斷語──
И инсан оғли, Исраилниң ақсақаллириға сөз қилип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр Мәндин сориғили кәлдиңлар? Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — Мән силәрниң Мәндин соришиңларға йолға қоймаймән.
4 人子,你應開庭審問他們,叫他們知道他們祖先的醜惡。
Әнди уларниң үстигә һөкүм чиқирамсән, и адәм балиси, һөкүм чиқирамсән? Уларға ата-бовилириниң жиркиничлик қилмишлирини аян қилип уларға мундақ дегин: —
5 你向他們說:吾主上主這樣說:在我揀選以色列之日,便向雅各伯的後裔舉手起誓,並在埃及地顯示給他們,向他們舉手起誓說:我是上主,你們的天主。
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Исраилни таллиған күнидә, Яқуп җәмәтиниң нәслигә қол көтирип қәсәм қилип, Мисир зиминида Өзүмни уларға аян қилғинимда, йәни уларға қол көтирип қәсәм қилип уларға: «Мән Пәрвәрдигар сениң Худайиңдурмән» дегинимдә
6 在那一天,我曾向他們舉手起誓,要領他們出離埃及地,到我早給他們揀選的流奶流蜜的地方去,那是普世最肥美的地方。
— шу күни Мән уларни Мисир зиминидин чиқирип улар үчүн алаһидә издәп тапқан сүт һәм бал еқип туридиған, һәммә зимин арисидики әң гөзәл зиминниң гүли болған зиминға киргүзүш үчүн, қол көтирип қәсәм қилдим;
7 那時我向他們說:你們每人都該拋棄自己最喜愛的偶像,不要為埃及的神像所玷污:我是上主,你們的天主;
Мән уларға: «Һәр бириңлар өз көзүңлар алдидики нәпрәтлик нәрсиләрни ташливетиңлар, Мисирниң бутлири билән өзүңларни булғимаңлар; Мән Пәрвәрдигар Худайңлардурмән» — дедим.
8 但他們竟背棄我,不肯聽從我,沒有人拋棄自己所喜愛的偶像,也沒有人丟開埃及的神像。那時我本想在他們身上發洩我的憤怒,在埃及地域向他們盡洩我的怒氣。
Лекин улар Маңа асийлиқ қилип Маңа қулақ селишни халимайтти; һеч қайсиси нә өз көзи алдидики нәпрәтлик нәрсиләрни ташливәтмиди, нә Мисирниң бутлиридин һеч айрилмиди. Андин Мән қәһримни Мисир зимини ичидә уларға төкүп, уларға қаратқан аччиғимни басимән, дедим —
9 然而我為了我的名沒有這樣作,免得我的名在異民眼前,即在他們居留的地方,受到褻瀆,因為我曾在他們眼前顯示給他們,要領我的百姓離開埃及地。
һалбуки, намимниң улар турған әлләр арисида булғанмаслиғи үчүн, Өз намим үчүн һәрикәт қилдим; чүнки Мән бу әлләрниң көз алдида уларни Мисирдин чиқиришим билән Өзүмни аян қилған едим;
10 我引他們離開埃及地,領他們到了曠野,
шуңа Мән уларни Мисир зиминидин [толуқ] чиқирип, чөл-баяванға апардим.
11 給他們頒佈了我的誡命,給他們啟示了我的法律:凡遵守那些法律的,便可賴以生存。
Вә Мән бәлгүлимилиримни берип, Өз һөкүмлиримни уларға аян қилдим — уларға әмәл қилидиған киши уларниң сәвәвидин һаятқа еришиду.
12 我還給他們規定了我的安息日,作為我與他們中間的記號,為承認我就是祝聖他們的上主。
Өзүм һәм улар арисидики бешарәт болсун дәп, Мениң уларни пак-муқәддәс қилидиған Пәрвәрдигар екәнлигимни билиши үчүн «шабат күн»лиримни уларға беғишлидим;
13 但是以色列家族在曠野中背棄了我,沒有奉行我的法度,輕視了我的法律,即遵行的人可賴以生存的法律,並對我的安息日大加褻瀆;那時我本想在他們身上發洩我的憤怒,在曠野中消滅他們。
лекин Исраил җәмәти чөл-баяванда Маңа асийлиқ қилди; чүнки улар Мениң бәлгүлимилиримдә маңмиди, Мениң һөкүмлиримни чәткә қақти (әгәр адәмләр бу әмирләргә әмәл қилса, у уларниң сәвәвидин һаятқа еришиду) вә Мениң «шабат күн»лиримни қаттиқ булғиди; Мән уларниң үстигә чөл-баяванда улар һалак қилинғичә қәһримни төкимән дедим —
14 然而我為了我的名,沒有這樣作,免得我的名在異民前受褻瀆,因為我曾在異民眼前將他們引領出來。
һалбуки, намимниң әлләр арисида булғанмаслиғи үчүн, Өз намим үчүн һәрикәт қилдим; чүнки Мән бу әлләрниң көз алдида уларни Мисирдин қутқузуп чиқарғанмән.
15 甚至在曠野中我也親自向他們舉手起過誓,不再領他們進入我曾賜給他們那流奶流蜜之地,即普世最肥美的地方;
Мән йәнә чөл-баяванда уларға сүт һәм бал еқип туридиған, һәммә зиминниң гүли болған зиминға киргүзмәймән дәп, қолумни көтирип қәсәм қилимән дедим
16 因為他們拋棄了我的法律,沒有奉行我的法度,並且褻瀆了我的安息日,因為他們的心隨從了他們的偶像;
(чүнки уларниң қәлби бутлириға әгишип кәткәчкә, Мениң бәлгүлимилиримни чәткә қаққан, Мениң һөкүмлиримдә маңмиған, Мениң «шабат күн»лиримни бузған); —
17 但是我的眼睛還憐視了他們,沒有擊殺他們,也沒有在曠也中消滅他們。
һалбуки, көзүм уларға рәһим қилип уларни һалак қилмидим яки уларни чөл-баяванда түгәштүрмидим.
18 以後,我在曠野中向他們的後代說:你們不要追隨你們祖先的習慣,不要遵行他們的慣例,也不要為他們的偶像所玷污。
Мән чөл-баяванда уларниң балилириға мундақ дедим: «Ата-бовилириңларниң бәлгүмилиридә маңмаңлар, нә уларниң һөкүмлирини тутмаңлар нә бутлири билән өзүңларни булғимаңлар.
19 我是上主你們的天主;你們應奉行我的法度,謹守我的法律,要一一履行;
Мән Пәрвәрдигар Худайиңлардурмән; Мениң бәлгүлимилиримдә меңип, Мениң һөкүмлиримни тутуп уларға әмәл қилиңлар;
20 要聖化我的安息日,作為我與你們之間的記號,承認我是上主,你們的天主。
Мениң «шабат күн»лиримни пак-муқәддәс дәп әтиварлаңлар; у силәрниң Мениң Пәрвәрдигар Худайиңлар екәнлигимни билишиңлар үчүн Мән вә силәр оттуримиздики бир бешарәттур.
21 然而他們的後代也背棄了我,沒有奉行我的法度,也沒有遵守我的法律,即遵行的人可賴以生存的法律,並且也褻瀆了我的安息日。我本想在他們身上發洩我的憤怒,在曠野中盡洩我的怒氣,
Лекин балилириму Маңа асийлиқ қилди; улар нә Мениң бәлгүлимилиримдә маңмиған нә Мениң һөкүмлиримни тутмиған (бириси уларға әмәл қилса, у улар билән һаятқа еришиду) улар Мениң «шабат күн»лиримни булғиған; шуңа Мән қәһримни улар үстигә төкүп уларға қаратқан аччиғимни чүшүрүп пиғандин чиқимән, дедим;
22 但是為了我的名我縮回了手,沒有那樣作,免得我的名在異民前受到褻瀆,因為我剛由他們面前將他們領出來。
лекин җазадин қолумни тартип, намимни әлләрниң көз алдида булғанмисун дәп Өз намим үчүн һәрикәт қилдим; Мән бу әлләрниң көз алдида уларни Мисирдин қутқузуп чиқарғанмән.
23 並且在曠野中我也親自向他們舉手起過誓,要將他們分散在異民中,將他們放逐在各國中;
Чөл-баяванда Мән қолумни көтирип уларға силәрни әлләр арисиға тарқитимән, мәмликәтләр ичигә таритимән дәп қәсәм қилимән, дедим;
24 因為他們沒有遵行我的法律,且輕視了我的法度,褻瀆了我的安息日,他們的眼目轉向了他們的祖先的偶像。
чүнки улар Мениң һөкүмлиримни ада қилмиған, бәлгүлимилиримни чәткә қаққан, Мениң «шабат күн»лиримни бузған; улар көзлирини ата-бовилириниң бутлириға тикмәктә еди;
25 為此,我容許他們有不良的法度,和不能賴以生存的法律;
шуңа Мән уларға яхши болмиған бәлгүлимиләрни, уларни һаятқа елип бармайдиған һөкүмләрни беғишлидим;
26 並使他們因自己的祭獻成為不潔,讓他們將頭胎所生的,予以焚化祭祀,為使他們滅絕;如此,他們要承認我是上主。
вә уларни өз-өзидин сәскәндүрүп, Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиши үчүн, Мән уларни өз һәдийәлири арқилиқ булғидим, чүнки улар һәдийә сүпитидә барлиқ тунҗа балилирини атап қоятти.
27 人子,為此你應告訴以色列家族,向他們說:吾主上主這樣說:你們的祖先,連在這事上也褻瀆了我,對我背信違約:
Шуңа, и инсан оғли, Исраил җәмәтигә сөз қилип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Ата-бовилириңлар шу иштиму Маңа күпүрлүк қилғанки, улар Маңа вапасизлиқ қилған;
28 當我引領他們進入曾向他舉手誓許要賜給他們的地域時,他們無論看見那一座高丘,那一棵密茂的樹木,就在那裏祭殺犧牲,在那裏獻上甘飴的馨香,並在那裏行奠酒禮。
улар Мән Өз қолумни көтирип: «Мошу зиминни силәргә беримән» дәп қәсәм қилған йәргә киргәндә, улар шу йәрдики удул кәлгән һәр бир жуқури дөң һәм барақсан дәрәқни көрүпла шу җайларда улар қурбанлиқлирини қилип, Мени аччиқландуридиған һәдийәләрни қилатти; улар шу йәрдиму «хушпурақ һәдийә»лирини пуритип, «шарап һәдийә»лирини төкәтти;
29 我曾向他們說:「高丘」算是什麼﹖你們竟往那裏去;直到今日人還叫那地方為「巴瑪。」
шуниң билән Мән улардин: «Силәр чиқидиған бу жуқури җай дегән немә?» дәп соридим; шуңа бүгүнгә қәдәр униң исми «Бамаһ»дур.
30 為此你要告訴以色列家族:吾主上主這樣說:你們仍追隨你們祖先的行徑而玷污自己,仍同他們的邪神犯姦淫;
Шуңа Исраил җәмәтигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Силәр ата-бовилириңларниң йолида өзлириңларниму булғимақчимусиләр? Уларниң нәпрәтлик қилмишлириға әгишип бузуқлуқ қилмақчимусиләр?
31 你們仍奉獻供物,火化你們的子女,為了你們的一切偶,像使自己受玷污直到今日。以色列家族,我還能讓你們求我嗎﹖我指著我的生命起誓:──吾主上主的斷語──我決不讓你們求問。
Әнди силәр һәдийәлириңларни сунуп, өз оғуллириңларни оттин өткүзгәндә, силәр йәнила бүгүнгә қәдәр өзүңларни барлиқ бутлириңлар билән булғаватисиләр; әнди Мән силәрниң Мени издәп соришиңларға йол қоямдимән, и Исраил җәмәти?! Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Мән силәрниң Мени издәп соришиңларға йол қоймаймән!
32 你們幻想說:我們要像異民,像各地的的人民一樣敬拜木石,你們心中所想的決不能成功!
Шуниңдәк силәрниң көңлүңләрдики «Биз ят әлләрдәк, башқа жутлардики җәмәтләрдәк яғач һәм таш мәбудларға чоқунимиз» дегән коюңлар әмәлгә ашурулмайду!
33 我指著我的生命起誓:──吾主上主的斷語──我必以強力的手,伸出的臂,暴發怒氣,統治你們。
Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, Мән бәрһәқ күчлүк қол, узартқан билигим һәм төкүп яғдурған қәһрим билән үстүңлардин һөкүмранлиқ қилимән.
34 我必以強力的手,伸出的臂,暴發的怒氣,把你們由萬民中領出,由你們所散居的各地聚集起來;
Мән күчлүк қол, узартқан билигим һәм төкүп яғдурулған қәһр билән силәрни әлләрдин чиқирип епкелимән, тарқитилған мәмликәтләрдин силәрни жиғимән;
35 把你們引領到異民的曠野中,在那裏面對面地懲罰你們。
силәрни әлләргә тәвә болған чөл-баяванға киргүзүп, шу йәрдә үстүңлардин йүз туранә һөкүм чиқирип җазалаймән;
36 我怎樣在埃及地的曠野中,懲罰了你們的祖先,也怎樣懲罰你們──吾主上主的斷語──
ата-бовилириңларниң үстидин Мисир зиминидики чөл-баяванға һөкүм чиқирип җазалғинимдәк, силәрниң үстүңлардин йүз туранә һөкүм чиқирип җазалаймән, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
37 我要使你們在我的杖下經過,引你們受盟約的束縛。
Мән силәрни һаса астидин өткүзүп, әһдиниң риштисигә бағландуримән.
38 我要從你們中分別出那些反叛和背棄我的人,我也要將他們由流徙之地領出,但是他們卻不得進入以色列地域;如此你們必承認我是上主。
Мән араңлардин Маңа вапасизлиқ қилған асийларни шаллап чиқиримән; уларни туруватқан җайлардин чиқиримән, бирақ улар Исраил зиминиға кирмәйду; шуниң билән силәр Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
39 你們以色列家族,吾主上主這樣說:你們每人去崇拜自己的偶像罷! 可是你們終於要聽從我,不再以你們的祭獻和偶像來褻瀆我的聖名,
— Әнди силәр болсаңлар, и Исраил җәмәти, Рәб Пәрвәрдигар силәргә мундақ дәйду: — Маңа қулақ салмаймиз десәңлар, беривериңлар, һәр бириңлар өз бутлириңларға чоқунивериңлар! Бирақ силәр йәнә һәдийәлириңлар һәм мәбудлириңлар билән Мениң намимни иккинчи булғимайсиләр!
40 因為在我的聖山上,在以色列的高山上──吾主上主的斷語──凡住在本地的以色列家族,都要在那裏事奉我。我要在那裏悅納你們,在那裏等待你們的祭品,和你們一切聖物中最優美的祭物。
Чүнки Мениң муқәддәс теғимда, йәни Исраилниң егизлигидики тағда, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — барлиқ Исраил җәмәти, уларниң һәммиси Маңа зиминдә туруп хизмәт қилиду; Мән у йәрдә уларни қобул қилимән вә у йәрдә Мән силәрдин «көтәрмә һәдийә»лириңларни, тунҗа һосул болған көктат-мевилириңларни, шундақла барлиқ муқәддәс дәп айрип беғишлиған нәсрилириңларни тәләп қилимән.
41 當我把你們由異民中領出來,由你們所散居的各地聚集起來時,我要悅納你們,好像甘飴的馨香;如此,藉著你們,我在異民眼前顯為神聖。
Мән силәрни әлләр арисидин чиқирип, мәмликәтләрдин елип жиққинимда, есил хушбуйдәк силәрни қобул қилимән; шуниң билән әлләрниң көз алдида араңларда Өзүмниң пак-муқәддәс екәнлигимни көрситимән.
42 當我引領你們進入以色列地域時,即我舉手起誓要賜給你們祖先的那地方時,你們必承認我是上主。
Ата-бовилириңларға қолумни көтирип: «Мошу зиминни силәргә беримән» дәп қәсәм қилған Исраил зиминиға силәрни киргүзгинимдә, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр.
43 在那裏你們記起你們的行為,及所有玷污自己的行事,你們自己對所作的一切醜惡,也必感到厭惡。
Силәр у йәрдә өз йоллириңларни вә өзүңларни булғиған барлиқ қилмишлириңларни әсләйсиләр; шуниң билән өткүзгән рәзил ишлириңлар түпәйлидин силәр өз-өзүңларни көзгә илмайсиләр, өз-өзүңлардин нәпрәтлинисиләр.
44 以色列家族,為了我的名,我沒有照你們的惡行和敗壞的行為對待你們:如此,你們該承認我是上主──吾主上主的斷語。』
Мән рәзил йоллириңларға асасән әмәс, яки бузуқ қилмишлириңларға асасән әмәс, бәлки Өз намим үчүн силәргә шәпқәтлик муамилә қилғандин кейин, и Исраил җәмәти, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
45 上主的話傳給我說:「
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
46 人子,你轉面向南,向南方發言,講預言攻斥乃革布地方的樹林,
И инсан оғли, йүзүңни Теман шәһиригә қаритип, җәнуптикиләрни әйипләп, Нәгәв орманлиқ даласини әйипләйдиған бешарәт берип, —
47 向乃革布的樹林說:你聽上主的話罷! 吾主上主這樣說:看,我要在你那裏點火,燒盡你那裏所有的綠樹和枯木;燃起的火燄決不熄滅,必由南方到北方燒盡一切。
Йәни Нәгәв орманлиқ даласиға мундақ дегин: — Пәрвәрдигарниң сөзини аңла; Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән саңа бир от яқимән; у сәндики һәммә йешил дәрәқни һәмдә һәммә қақшал дәрәқни йәветиду; ялқунлуқ от һеч өчмәйду, җәнуптин шималғичә пүткүл йәр йүзи униң билән көйүп кетиду;
48 凡有血肉的人都看到這火是我上主點燃的,決不能撲滅。」
барлиқ әт егилири Мәнки Пәрвәрдигар уни яққанлиғимни көрүп йетиду; у һеч қачан өчүрүлмәйду!».
49 我遂喊說:「哎,吾主上主啊! 他們評論我說:這人只會說寓言! 」
Вә мән: — Аһ, Пәрвәрдигар! Улар мән тоғрилиқ: «У пәқәт тәмсилләрнила сөзләватиду» дәйду! — дедим.

< 以西結書 20 >