< 以西結書 10 >

1 我觀望時,見在革魯賓頭上,穹蒼之上,有一塊像碧玉的石頭,看似寶座,出現在他們上邊。
Мән қаридим, мана, керубларниң беши үстидики гүмбәз үстидә, көк яқутниң қияпитидәк бир тәхтниң көрүнүши туратти;
2 上主問那身穿細麻衣的人說:「你到革魯賓下邊的輪子中間,由革魯賓中間取一滿掬火炭,撒在城上。」他就在我眼前進去了。
Вә [тәхткә Олтарғучи] канап кийимләрни кийгән кишигә: «Керубларниң астидики чақларниң арисиға кир, қоллириңни керублар арисида көйүватқан чоғларға толдуруп, уларни шәһәр үстигә чечивәт» — деди. Мән қаридим, у шундақ қилишқа башлиди.
3 當那人進去時,革魯賓站在聖殿的右邊,雲彩瀰漫了內院。
Бу киши киргәндә керублар өйниң оң тәрипидә туратти; [шан-шәрәплик] булут өйниң ички һойлисини толдурди.
4 上主的光榮,由革魯賓之間升起,停在聖殿的門限上,聖殿內充滿了雲彩,庭院中也充滿了上主光榮的燦爛。
Вә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви керуб үстидин чиқип, өйниң босуғисиға кәлгән еди; өй булутқа толди, һойла болса Пәрвәрдигарниң шан-шәривиниң җулалиғиға чөмгән.
5 革魯賓展翅的響聲達於外院,像全能的天主講話的聲音。
Керубларниң қанатлириниң садаси һәммидин қадирниң сөзлигән чағдики авазидәк болуп, сирттики һойлиға аңлинип туратти.
6 以後他吩咐那身穿細麻衣的人說:「從輪子中間,從革魯賓中間取火罷! 」那人就前去,站在輪子旁邊。
Вә шундақ болдики, [Рәб] канап кийимләрни кийгән кишигә: «Чақлар арисидин, йәни керублар арисидин от алғин» — дәп буйруғинида, у кирип бир чақниң йенида турди.
7 一位革魯賓由革魯賓中間伸手,到革魯賓中間的火上取了火,放在那身穿細麻衣的手中;那人接過去就走了。
Вә керублардин бири өз қолини керублар оттурисидики отқа созуп униңдин от елип, канап кийимләрни кийгән кишиниң қоллириға салди; у буни елип чиқип кәтти
8 我看見革魯賓在翅膀下的手好像人手。
(керубларниң қанатлири астида, адәмниң қоллириниң қияпити көрүнүп туратти).
9 我觀望時,見革魯賓旁邊有四個輪子,每一位革魯賓旁有一個輪子,輪子的外表光澤有如橄欖玉石。
Мән қаридим, мана, керубларниң йенида төрт чақ бар еди, бир керубниң йенида бир чақ, йәнә бир керубниң йенида йәнә бир чақ туратти; чақларниң қияпити болса берил яқутниң көрүнүшидә еди.
10 輪子的外表,四個都有同樣的形狀,好像輪子套在輪子中。
Уларниң шәкли болса, төртилисиниң охшаш еди, йәни чақ ичидә чақ бардәк көрүнәтти.
11 轉動時可向四面旋轉,前行時不必回轉。
Керублар маңғанда, улар йүзләнгән төртила тәрәпкә удул қарап маңатти; маңғанда улар һеч бурулмайтти, бәлки беши қайси тәрәпкә қариған болса, улар шу тәрәпкә маңатти; улар маңғанда һеч бурулмайтти.
12 在他們的身體、背、手、翅膀和四個輪子上,佈滿了眼睛。
Уларниң пүтүн тени, дүмбилири, қоллири, қанатлири вә уларниң чақлириму, йәни төртисигә тәвә чақларниң әтрапи көзләр билән толған еди.
13 我所說的輪子名叫「加耳加耳。」
Чақларни болса: «пирқирайдиған чақлар!» — дәп атиғинини өз қулиқим билән аңлидим.
14 每一個革魯賓有四個形狀:第一個形狀是牛形,第二個形狀是人形,第三個形狀是獅形,第四個形狀是鷹形。
Һәр бир керубниң төрт йүзи бар еди; биринчиси керубниң йүзи, иккинчиси адәмниң йүзи, үчинчиси ширниң йүзи, төртинчиси бүркүтниң йүзи еди.
15 以後革魯賓上升去了;這是我在革巴爾河岸所見的活物。
Керублар жуқуриға өрлиди. Булар дәл мән Кевар дәрияси бойида көргән һаят мәхлуқлар еди.
16 革魯賓前行時,輪子也在他們旁邊轉動;革魯賓展開翅膀,由地面升起時,輪子也不離他們左右。
Керублар маңғанда, чақларму уларға яндишип маңатти; керублар йәрдин өрләшкә қанатлирини көтәргинидә, чақларму уларниң йенидин бурулуп кәтмәйтти.
17 他們站住,輪子也停下;他們升起,輪子也同他們一起升起,因為輪子內有活物的神力。
Улар турғанда, чақларму туратти; улар көтирилгәндә, чақларму улар билән көтириләтти; чүнки һаят мәхлуқларниң роһи чақларда еди.
18 那時,上主的光榮離開了聖殿的門限,停在革魯賓上。
Вә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви өйниң босуғиси үстидин чиқип, керублар үстидә турди;
19 革魯賓展開翅膀,在我眼前由地面升起;當他們離去時,輪子也跟著離去。他們停在上主聖殿的東門門口時,以色列的天主的光榮就停在他們上面。
Керублар қанатлирини керип, көз алдимда йәрдин көтирилди; улар өйдин чиққанда, чақларму уларниң йенида еди; улар Пәрвәрдигарниң өйиниң шәрқий дәрвазисида туратти; Исраилниң Худасиниң шан-шәриви уларниң үстидә жуқури туратти.
20 這就是我靠近革巴爾河,在以色列的天主下面所見的那些活物,現在我明白他們是革魯賓。
Булар болса дәл мән Кевар дәрияси бойида көргән, Исраил Худасиниң астида турған мәхлуқлар еди; уларниң керублар екәнлигини билдим.
21 每個有四樣形狀,每個有四個翅膀,在他們翅膀下有相似人的手。
Уларниң һәр бириниң төрттин йүзи, һәр бириниң төрттин қанити, қанатлири астида инсан қоли сияқидики қоллири бар еди.
22 關於他們的形像,和我靠近革巴爾河所見的形像一樣,每個朝自己的前面進行。
Уларниң йүзлириниң қияпити болса, улар мән Кевар дәрияси бойида көргән йүзләр еди; уларниң турқи вә йүзлири мән көргәнгә охшаш еди; уларниң һәр бири өз удулиға қарап маңатти.

< 以西結書 10 >