< 出埃及記 31 >
Пәрвәрдигар Худа Мусаға мундақ деди: —
2 看,從猶大支派,我已召叫了胡爾的子孫,烏黎的兒子貝匝肋耳來,
Мана, Мән Өзүм Йәһуда қәбилисидин болған Хурниң нәвриси, уриниң оғли Бәзаләлни исмини атап чақирдим;
3 以天主的神充滿了他,叫他有智慧、技能和知識,能製造各種工程,
уни Худаниң Роһи билән толдуруп, униңға даналиқ, әқил-парасәт, илим-һекмәт егилитип, уни һәртүрлүк ишни қилишқа қабилийәтлик қилип,
түрлүк-түрлүк һүнәрләрни қилалайдиған, йәни алтун, күмүч вә мис ишлирини қилалайдиған,
яқутларни кесип-оялайдиған, уларни зиннәт буюмлириға орниталайдиған, яғачларға нәқиш чиқиралайдиған, һәр хил һүнәр ишлирини қамлаштуралайдиған қилдим.
6 我又使丹支派阿希撒瑪客的兒子敖曷里雅布與他合作;也把智慧賜給一切有藝術技能的人,好完成我吩咐你的一切:
Шуниңдәк мана, Мән йәнә Дан қәбилисидин Аһисамақниң оғли Оһолиябни униңға ярдәмчиликкә тайинлидим, шундақла Мән саңа буйруған һәммә нәрсиләрни ясисун дәп, барлиқ пәм-парасәтлик кишикәрниң көңлигә техиму әқил-парасәт ата қилдим;
7 會幕、約櫃和上面的贖罪蓋及屬於會幕的一切用具,
шуниң билән улар җамаәт чедирини, һөкүм-гувалиқ сандуғини, униң үстидики кафарәт тәхтини, чедириниң һәммә әсваплирини,
8 供桌和桌上的一切器物,純金的燈台和燈台的一切器物和香壇,
ширә билән униң қача-қучилирини, сап алтундин ясилидиған чирақдан билән униң барлиқ әсваплирини, хушбуйгаһни,
көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи билән униң барлиқ әсваплирини, жуюш деси билән униң тәглигини ясалайдиған,
10 行禮的衣服,亞郎大司祭的聖衣和他兒子們行祭的服裝,
хизмәт кийимлири, йәни каһинлиқ хизмитидә кийилидиған, Һарун каһинниң муқәддәс кийимлири вә униң оғуллириниң каһинлиқ кийимлирини тоқуялайдиған,
11 傅禮用的油和為聖所焚的香。他們應全照我吩咐你的去作。」守安息日
мәсиһләш мейи вә муқәддәс җайға тәйярлинидиған есил дора-дәрмәкләрдин хушбуйни ясалайдиған болди. Мән саңа әмир қилғиним бойичә улар барлиқ ишни беҗа кәлтүриду.
Пәрвәрдигар Мусаға әмир қилип мундақ деди: —
13 你要吩咐以色列子民說:你們務要守我的安息日,這是我與你們之間世世代代的記號,使你們知道,我是祝聖你們的上主。
Сән Исраилларға әмир қилип уларға: — «Силәр Мениң шабат күнлиримни чоқум тутуңлар; чүнки булар силәрниң өзүңларни пак-муқәддәс қилғучиниң Мән Пәрвәрдигар екәнлигини билишиңлар үчүн Мән билән силәрниң оттураңлардики бир нишанә-бәлгү болиду.
14 所以你們應守安息日,因為這日為你們是聖日,那褻瀆這聖日的,應受死刑;凡在這日工作的,應從百姓中鏟除。
Шабат күни силәргә муқәддәс қилип бекитилгини үчүн, уни тутуңлар; кимки уни бузса, өлүм җазасиға тартилмиса болмайду; бәрһәқ, кимки у күнидә һәр қандақ ишни қилса, өз хәлқи арисидин үзүп ташлансун.
15 六日中可以工作,但第七日應完全安息,因為是獻於上主的聖日;凡在安息日工作的,應受死刑。
Алтә күн ичидә иш қилинсун; лекин йәттинчи күни Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс күн болуп, арам алидиған шабат күни болиду; кимки шабат күнидә бирәр иш қилса, өлүм җазасиға тартилмиса болмайду.
16 以色列子民要守安息日,世世代代要過安息日,作為永遠的盟約。
Исраиллар шабат күнини тутуши керәк; улар әбәдий әһдә сүпитидә уни әвлаттин әвлатқичә тутсун.
17 這是我與以色列子民之間的永遠記號,因為上主六天造了天地,第七天停工休息。」賜約版
Бу Мән билән Исраилларниң оттурисида әбәдий бир нишанә-бәлгү болиду; чүнки Пәрвәрдигар алтә күн ичидә асман билән зиминни яритип, йәттинчи күнидә арам елип раһәт тапқан еди», — дегин.
18 上主在西乃山向梅瑟說完了話,交給他兩塊約版,即天主用手指所寫的石版。
Худа Синай теғида Мусаға бу сөзләрни қилип болғандин кейин, икки һөкүм-гувалиқ тахтийини униңға тапшурди. Тахтайлар таштин болуп, [сөзләр] Худаниң бармиғи билән уларға пүтүлгән еди.