< 出埃及記 2 >

1 有肋末家族的一個男子娶了肋末家族的一個女人為妻。
Лавийниң җәмәтидин болған бир киши берип, Лавийниң нәслидин болған бир қизни хотунлуққа алди.
2 這女人懷孕生了一個兒子,見他俊美,就把他藏了三個月。
Бу аял һамилдар болуп, бир оғул туғди. Ана униң чирайлиқ екәнлигини көрүп, уни үч ай йошуруп сақлиди.
3 以後不能再藏了,就拿了一個蒲草筐子,塗上瀝青和石漆,把孩子放在裏面,將筐放在尼羅河邊的蘆葦叢中。
Уни йәнә йошурушқа амалсиз қалғанда, қомуштин бир севәт ясап, униңға ярйелим вә мом сугап, балини ичигә селип, дәрияниң қирғиқидики қомушлуқ арисиға қоюп қойди.
4 孩子的姐姐遠遠的站著,想知道孩子究竟怎樣。
Андин балиниң һәдиси униңға немә боларкин дәп жирақтин қарап турди.
5 當時法朗的一個公主下到尼羅河邊洗澡,使女們在河邊上徘徊。公主發現蘆葦叢中那個筐子,就吩咐自己的使女將筐子取來。
У вақитта Пирәвнниң қизи суға чөмүлгили дәрия тәрәпкә кәлди; униң чөрилири дәрия бойида айлинип жүрди. Пирәвнниң қизи қомушлуқниң арисида турған севәтни көрүп, хас чөрисини уни елип чиқишқа әвәтти.
6 她打開一看,見有一個孩子正在哭涕,就動了可憐他的心說:「這必是一個希伯來人的孩子。」
У севәтни ечип қаривиди, мана, бир оғул балини көрди вә у бала жиғлап кәтти. Мәликә униңға ич ағритип: — Бу шүбһисизки ибранийларниң балилиридин бири екән, деди.
7 孩子的姐姐就對法朗的公主說:「你願意我從希伯來婦女中給你請一個奶媽,為你乳養這個孩子嗎﹖」
У чағда балиниң һәдиси Пирәвнниң қизидин: — Мән берип, сили үчүн балини емитип бақидиған бир ибраний иник ана тепип келәйму? — дәп сориди.
8 法兩的公主回答說:「你去罷! 」少女便去叫了孩子的母親來。
Пирәвнниң қизи униңға: — Барғин, деди. Қиз берип бовақниң анисини чақирип кәлди.
9 法朗的公主對她說:「你將這孩子抱去,為我乳養他,我必給你工錢。」那婦人就接過去,乳養這個孩子。
Пирәвнниң қизи униңға: — Бу балини елип кетип мән үчүн емитип беқип бәр; һәққиңни беримән, деди. Шуниң билән аял балини елип кетип, уни емитип бақти.
10 孩子長大了,那婦人就把他帶到公主那裏;公主遂收他作自己的兒子,給他起名叫梅瑟,說:「因為我從水裏拉出了他。」梅瑟逃往米德楊
Бала чоң болғанда уни Пирәвнниң қизиниң қешиға елип барди; у униңға оғул болди. У: «Мән уни судин чиқиривалған» дәп униңға Муса дегән исимни қойди.
11 過了許久梅瑟已經長大,有一次出去探望自己的同胞,看見他們作苦工,又見一個埃及人打他的一個同胞希伯來人;
Муса чоң болғандин кейинки күнләрдә шундақ болдики, у өз қериндашлириниң йениға барди вә уларниң еғир әмгәккә селиниватқанлиғини өз көзи билән көрди. Арида, бир мисирлиқниң ибраний қериндашлиридин бирини уруватқанлиғини көрди.
12 他向四面一望,見沒有人,便將那埃及人打死,將他埋在沙土中。
У төрт әтрапиға қарап, адәм йоқлуғини көрүп, һелиқи мисирлиқни уруп өлтүрүп, қумға көмүп йошуруп қойди.
13 第二天他又出去,見兩個希伯來人打架,就對那無理的一方說:「你為什麼打你同族的人﹖」
Әтиси у йәнә чиқип қаривиди, мана икки ибраний бир-бири билән соқушувататти; у йолсизлиқ қиливатқан кишигә: — Өз қериндишиңни немишкә урисән? — деди.
14 那人回答說:「誰立了你作我們的首領和判官﹖難到你想殺我,像殺那埃及仁一樣嗎﹖」梅瑟就害怕了,心裏想:「那事一定叫人知道了! 」
Һелиқи киши җавап берип: — Ким сени бизгә һаким вә сорақчи қилип қойди? Һелиқи мисирлиқни өлтүргиниңдәк мениму өлтүрмәкчимусән? — деди. Муса бу гәпни аңлап қорқуп өз ичидә: «Мән қилған иш җәзмән ашкарә болуп қапту!» дәп ойлиди.
15 法朗聽說這事,就想殺死梅瑟;而梅瑟卻離開法朗逃走,去了米德楊地,坐在井邊。
Пирәвн һәм бу иштин хәвәр тепип, Мусани өлтүрмәкчи болди; лекин Муса Пирәвнниң алдидин қечип, Мидиян зиминиға берип олтирақлашти. Бир күни, у қудуқниң йениға келип олтарди.
16 米德楊的司祭有七個女兒,她們來打水,灌滿水槽,要飲父親的羊群。
Мидиянниң каһининиң йәттә қизи бар еди; улар келип, атисиниң қойлирини суғиришқа су тартип оқурларға қуюп толдурушқа башлиди.
17 別的牧童來了,趕走了她們;,梅瑟便起來保護了她們,也飲了她們的羊。
У вақитта [йәрлик] падичилар келип, уларни һайдиди, Муса қопуп қизларға ярдәм берип, қойлирини суғиришип бәрди.
18 她們回到父親勒烏爾那裏,父親問她們說:「你們今天為什麼回來的這麼快﹖」
Улар атиси Реуәлниң қешиға йенип кәлгәндә, улардин: — Немишкә бүгүн шунчә тез йенип кәлдиңлар? — дәп сориди.
19 她們回答說:「有一個埃及人救我們擺脫了牧童的手,還給我們打水飲了羊群。」
Улар җавап берип: — Бир мисирлиқ адәм бизни падичиларниң қолидин қутқузди һәмдә биз үчүн су тартип, қой падимизни суғирипму бәрди! — деди.
20 他對女兒們說:「他在那裏﹖你們為什麼撇下他﹖去請他來吃飯! 」
У қизлириға: — Ундақта у киши һазир нәдә?! Уни немишкә сиртта ташлап кәлдиңлар? Уни тамаққа чақириңлар, — деди.
21 於是梅瑟決定住在那人那裏,那人將自己的女兒漆頗辣給了梅瑟為妻。
Муса у киши билән биллә турушқа мақул болди. У қизи Зиппораһни униңға хотунлуққа бәрди.
22 她生了一個兒子,梅瑟給他起名叫革爾熊,因為他說:「我在外方作了旅客。」
У аял униңға бир оғул туғуп бәрди; Муса «Мән яқа жутта мусапирдурмән» дәп, униң исмини Гәршом дәп қойди.
23 過了很久,埃及王死了。那時以色列子民由於勞苦工作,都嘆息唉號:他們因勞役所發出的求救聲,升到天主面前。
Нурғун күнләр өтүп, Мисирниң падишаси өлди. Исраиллар өз қуллуқ һалити түпәйлидин аһ-зар уруп, налә-пәряд көтәрди; қуллуқтин болған пәряди Худаниң һозуриға берип йәтти.
24 天主聽見了他們的哀號,就記起了他與亞巴郎、依撒格和雅各伯所立的盟約。
Худа уларниң аһ-зарлирини аңлап, Өзиниң Ибраһим билән, Исһақ билән вә Яқуп билән түзгән әһдисини есигә алди.
25 天主遂眷顧了以色列子民,特別垂念她們。
Шуниң билән Худа Исраилларниң һал-әһвалини көрди вә Худа уларға көңүл бөлди.

< 出埃及記 2 >