< 出埃及記 15 >
1 那時梅瑟和以色列子民唱了這篇詩歌,歌頌上主說:我要歌頌上主,因他獲得全勝,將馬和騎兵投於海中。
Шу чағда Муса билән Исраиллар Пәрвәрдигарға мәдһийә оқуп муну күйни ейтти: — «Мән Пәрвәрдигарни мәдһийиләп күй ейтай, Чүнки У карамәт улуқлуғини көрсәтти; У ат вә мингүчини деңизға ташливәтти.
2 上主是我的力量和保障,他作了我的救援。他是我的天主,我要頌揚他;是我祖先的天主,我要讚美他。
Мениң күчүм һәм мениң күйүм Яһ Өзидур; У маңа ниҗат болди; У мениң Тәңримдур, мән Уни улуқлаймән; У мениң атамниң Худасидур, мән Уни алий дәп мәдһийиләймән.
Пәрвәрдигар җәңчидур, Яһвәһ Униң намидур.
4 法郎的戰車軍隊,他投於海中,使他的良將沉於紅海。
Пирәвнниң җәң һарвулирини һәм қошунлирини деңизға ташливәтти; Униң алий ләшкәр башлиқлири Қизил Деңизда ғәриқ қилинди.
Чоңқур сулар уларни көмүвәтти, Улар худди таштәк деңиз тегигә чөкүп кәтти.
6 上主,你的右手大顯神能;上主,你的右手擊碎了敵人。
Сениң оң қолуң, әй Пәрвәрдигар, Қудрити билән шан-шәрәп тапти; Сениң оң қолуң, әй Пәрвәрдигар, Дүшмәнни кукум-талқан қиливәтти.
7 以你無比的威嚴,毀滅了你的敵人;你發出的怒火,燒滅他們像燒麥楷。
Өз улуқлуғуңниң һәйвиси билән өзүңгә қарши чиққанларни набут қилдиң, Сән отлуқ ғәзивиңни әвәттиң, У саманни көйдүргән оттәк уларни жутувәтти.
8 你鼻孔一噴氣,大水聚集,浪濤直立如堤,深淵凝固於海心。
Димиғиңниң нәпәси билән сулар дөң болуп өрлиди, Җушқунлиған долқунлар дөң кәби тик турди, Деңизниң оттурисидики чоңқур сулар қатуруп қоюлди.
9 仇人說:「我要追擊擒獲,分得獵物,才心滿意足;我要拔刀出鞘,親手斬滅。」
Дүшмән деди: «Мән уларни қоғлаймән, йетишимән, олҗа елип үләштүримән, Улардин дәрдимни чиқиримән, Қиличимни суғуруп, өз қолум билән уларни набут қилимән».
Лекин Сән нәпәсиң билән пүвлидиң, Деңиз уларни көмүвәтти; Улар җушқунлуқ суларда қоғушундәк чөкүп кәтти.
11 上主,眾神誰可與你相比﹖誰能像你那樣,神聖尊威,光榮可畏,施行奇蹟!
Илаһларниң арисида, әй Пәрвәрдигар, Ким Сениң тәңдишиң болсун? Пак-муқәддәслик ичидә Өз һәйвитиңни көрситидиған, Һәмд-мәдһийиләр арисида дәһшәтлик туридиған, Мөҗизә-карамәт яритидиған, Сәндәк ким болсун?
Сән оң қолуңни узитишиң билән, Йәр-зимин уларни жутувәтти.
13 以你的慈愛,領出了你所救的百姓;憑你的能力,領他們進入了你的聖所。
Лекин Өзүңгә һәмҗәмәт қилип қутқузған қовмни рәһимдиллиғиң билән башлап чиқтиң; Сән уларни Өз муқәддәс маканиңға қудритиң билән һидайәт қилип йетәклидиң.
14 外邦聽了,必驚慌顫慄,恐怖籠罩了培肋舍特居民;
Ят хәлиқләр буни аңлап, титришип кәтти; Филистийәдә туруватқанларни толғақтәк азап тутти.
15 那時厄東的酋長驚慌失措,摩阿布的首領嚇的發抖,客納罕的居民膽顫心寒。
Андин Едомниң әмирлири дәккә-дүккигә чүшти; Моабниң палванлирини болса, раса титрәк басти; Қанаан зиминидикиләрниң жүриги су болуп ақти;
16 驚慌與恐怖降在他們身上;因你大能的手臂,他們像石塊僵立不動,直到你的百姓走過,上主! 直到你所救贖的百姓走過。
Қорқунуч вә дәһшәт уларни басти; Билигиңниң һәйвити билән улар худди таштәк мидирлалмай қалди; Хәлқиң өтүп кәткичә, и Пәрвәрдигар, Өзүң рәнә төләп һөр қилған хәлқиң өтүп болғичә.
17 上主,你引領他們,吾主,在你為物業的山上,在你為自己準備的住所,在你親手建立的聖所,培植了他們。
Уларни башлап кирип, Өз мирасиң болған тағда көчәттәк тикисән, Өз маканиң қилған җайға, и Пәрвәрдигар, Өз қоллириң тәйярлиған муқәддәс җайға, и Рәб, уларни елип барисән.
Пәрвәрдигар әбәдил-әбәткичә падиша болуп һөкүм сүриду!
19 法郎的馬、戰車和騎兵一到海中,上主就使海水回流,淹沒了他們;以色列子民卻在海中乾地上走過。
Чүнки Пирәвнниң атлири, Җәң һарвулири атлиқлири билән биллә деңизға кирип болди; Пәрвәрдигар деңизниң сулирини уларниң үстигә яндурди, Лекин Исраиллар болса деңизниң оттурисидин қуруқ йәрдин меңип өтүп кәтти».
20 此時亞郎的姐妹女先知米黎盎手中拿著鼓,眾婦女也都跟著她,拿著鼓舞蹈。
Андин Һарунниң һәдиси пәйғәмбәр Мәрйәм қолиға дапни алди, барлиқ қиз-аялларму қолиға дап елип, уссул ойнишип униңға әгәшти.
21 米黎盎應和他們說:「你們應歌頌上主,因他獲得全勝,將馬和騎士投入海中。」變苦水為甜水
Мәрйәм уларға җававән мундақ күйни оқуди: — «Пәрвәрдигарни мәдһийиләп күй ейтиңлар, Чүнки У зор улуқлуғини көрсәтти; У ат вә мингүчини деңизға ташливәтти!».
22 以後梅瑟命以色列人由紅海起營,往叔爾曠野去;他們在曠野裏走了三天,沒有找到水。
Андин Муса Исраилларни Қизил Деңиздин башлап, Шур чөлигә елип барди. Улар уда үч күн чөлдә жүрүп, су тапалмиди.
23 隨後,到了瑪辣,但不能喝瑪辣的水,因為水苦;因此稱那地為瑪辣。
Андин улар Мараһқа йетип кәлди; лекин у йәрниң сүйи аччиқ болуп, сүйини ичкили болмайтти; шуңа у җайниң нами «Мараһ» дәп қоюлған.
У вақитта халайиқ: — Биз немә ичимиз? — дәп Мусадин ағринип ғотулдашқили турди.
25 梅瑟遂呼號上主,上主便指給他一塊木頭;他把木頭扔在水裏,水就變成甜水。上主在那裏給百姓立定了法律和典章,也在那裏試探了他們。
У Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди; Пәрвәрдигар униңға бир дәрәқни көрсәтти; у дәрәқ яғичини елип, суға ташливиди, су татлиқ суға айланди. У йәрдә Пәрвәрдигар уларға һөкүм-бәлгүлимә бекитип, уларни синап, мундақ деди: —
26 上主說:「你若誠心聽從上主你天主的話,行他眼中視為正義的事,服從他的命令,遵守他的一切法律,我決不加於埃及人的災殃,加於你們,因為我是醫治你的上主。」
«Әгәр силәр көңүл қоюп Худайиңлар Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап, Униң нәзиридә дурус болғанни қилип, әмирлиригә қулақ селип, барлиқ һөкүмлирини тутсаңлар, ундақта, Мән мисирлиқларниң үстигә салған кесәлләрдин һеч бирини үстүңгә салмаймән; чүнки Мәнки силәргә шипалиқ бәргүчи Пәрвәрдигардурмән».
27 以後他們到了厄林,那裏有十二股水泉,七十棵棕樹。他們便在那裏靠近水邊安了營。
Андин улар Елимға йетип кәлди. Шу йәрдә он икки булақ билән йәтмиш хорма дәриғи бар еди; улар шу йәрдә суларниң бойида чедир тикти.