< 以弗所書 1 >

1 因天主的旨意,做耶穌基督宗徒的保祿,致書給那些在 [厄弗所的 ] 聖徒和信仰基督耶穌的人。
Худаниң ирадиси билән, Мәсиһ Әйсаниң расули болған мәнки Павлустин Әфәсуста туруватқан муқәддәс бәндиләргә, йәни Мәсиһ Әйсада ихласмән болғанларға салам!
2 願恩寵與平安,由我們的天主和主耶穌基督,賜與你們!
Атимиз Худа һәм Рәб Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
3 願我們的主耶穌基督的天主和父受讚美!祂在天上,在基督內,以各種屬神的祝福,祝福了我們,
Бизни Мәсиһтә, әршләрдә барлиқ роһий бәхит-бәрикәтләр билән бәрикәтлигән, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худаси һәм Атиси мубарәк болғай!
4 因為祂於創世以前,在基督內己揀選了我們,為使我們在祂面前,成為聖潔無瑕疵的;
Чүнки У бизни, муһәббәт ичидә болуп Өзиниң алдида пак-муқәддәс, дағсиз турушимиз үчүн аләм апиридә қилинмай турупла талливалған еди;
5 又由於愛,按照自己旨的決定,預定了我們藉著耶穌基督獲得義子的名分,而歸於祂,
У Өз ирадисигә яққини бойичә бизни алдин-ала Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә оғуллуққа қобул қилишқа бекиткән еди;
6 為頌揚祂恩寵的光榮,這恩寵是祂在自己的愛子內賜與我們的;
бу ишта Униң меһри-шәпқитиниң улуқлуғиға мәдһийә оқулиду; чүнки У меһри-шәпқити билән бизни Өз сөйгинидә шапаәтләндүргән еди.
7 我們就是全憑天主豐厚的恩寵,在祂的愛子內,藉祂愛子的血,獲得了救贖,罪過的赦免。
Биз Униңда [Атиниң] меһри-шәпқитиниң моллуғи билән Униң қени арқилиқ қуллуқтин һөр қилинишқа, итаәтсизликлиримизгә қарита кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ;
8 的確,天主豐厚地把這恩寵傾注在我們身上,賜與我們各種智慧和明達,
У [бу меһри-шәпқәтни] барлиқ даналиқ һәм пәм-парасәт билән бизгә зор тартуқлидики,
9 為使我們知道,祂旨意的奧祕,是全照祂在愛子內所定的計畫;
— У Өз көңлигә пүккән гөзәл хаһиши бойичә ирадисидики сирни, йәни вақит-заманларниң пишип йетилишини идарә қилиши билән барлиқ мәвҗудатларға, йәни әршләрдә болғанниң һәммисигә, зиминда болғанниң һәммисигә Мәсиһни баш қилип уларни Мәсиһтә җәм қилиш мәхситини бизгә аян қилди;
10 就是依照祂的措施,當時期一滿,就使天上和地上的萬有,總歸於基督元苜。
11 我們也是在基督內得作天主的產業,因為我們是由那位按照自己旨意的計畫施行萬事者,早預定了的,
Униңда бизму Худаға мирас қилинған; биз шу мәхсәттә барлиқ ишларни әқил-ирадиси бойичә идарә Қилғучиниң нишани билән шу ишқа алдин-ала бекитилгән едуқ;
12 為使我們這些首先在默西亞內懷著希望的人,頌揚祂的光榮;
шуниң билән Мәсиһни авал таянч қилған бизләр Униң шан-шәрпиниң улуқлуғини намайән қилғучи болдуқ;
13 在基督內,你們一聽到了真理的話,即你們得救的福音,便信從了,且在祂內受了恩許聖神的印證;
һәқиқәтниң калам-сөзини, йәни ниҗатиңлардики хуш хәвәрни аңлап силәрму Униңға таяндиңлар — вә Униңға ишәнгиниңларда, силәр вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән мөһүрләндиңлар.
14 這聖神就是我們得嗣業的保證,為使天主所置為嗣業的子民,蒙受完全的救贖,為頌揚祂的光榮。
Худаниң шан-шәривиниң улуқлуғи намайән қилинип, егилиги үзүл-кесил һөр-ниҗат қилинғичә, Муқәддәс Роһ мирасимизниң «капаләт»и болиду.
15 因此,我一聽見你們對主耶穌的信德和對眾聖徒的愛德,
Шуниң билән, силәрниң Рәб Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә болған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин тартип,
16 便不斷為你們感謝天主,在我的祈禱中紀念你們,
дуалиримда силәрни әсләп, силәр үчүн рәхмәт ейтишни тохтатмидим;
17 為使我們的主耶穌基督的天主,即那光榮的父,把智慧和啟示的神恩,賜與你們,好使你們認識祂;
тиләйдиғиним шуки, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худаси, шан-шәрәпниң Егиси болған Ата силәрниң Уни толуқ билишиңларға даналиқ һәм вәһийни өзләштүргүчи роһни ата қилғай,
18 並光照你們心靈的眼目,為叫你們認清祂的寵召什麼希望,在聖徒中祂嗣業的光榮,是怎樣豐厚;
шуниң билән силәрниң қәлбтики көзлириңлар рошәнлишип, Униң чақириқиға бағланған үмүтниң немилигини, Униң муқәддәс бәндилиридә болған шәрәплик мирасиниң қиммәтликлигини
19 祂對我們虔信的人,所施展的強有力而見效的德能是怎樣的偉大。
вә Униң ишәнгүчи бизләргә зор күчи билән қаратқан қудритиниң һесапсиз бүйүклүгини билип йәткәйсиләр;
20 正如祂已將這德能施展在基督身上,使祂從死者中復活,叫祂在天上坐在自己右邊,
дәл шу қудрәтни У Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, әршләрдә Өзиниң оң йенида олтарғузғинида Униңда жүргүзгән еди;
21 超乎一切率領者、掌權者、異能者、宰制者,以及一切現世及來世的可稱呼的名號以上; (aiōn g165)
пәқәт бу замандила әмәс, бәлки кәлгүси замандиму Уни барлиқ һөкүмранлиқтин, һоқуқтин, күч-қудрәттин, ғоҗайинлиқтин вә барлиқ тилға елинидиған һәр қандақ нам-шәрәптин көп үстүн қойған; (aiōn g165)
22 又將萬有置於祂的腳下,使祂教會內作至上的元首,
барлиқ мәвҗудатларни Униң путлири астиға қоюп, җамаәт үчүн Уни һәммигә баш болушқа ата қилған.
23 這教會就是基督的身體,就是在一切內充滿一切者的圓滿。
Җамаәт болса Униң тени, йәни һәммини һәммә җәһәттин Толдурғучиниң мукәммәл җәвһиридур.

< 以弗所書 1 >