< 傳道書 7 >

1 良好的聲譽勝於名貴的香液;死日勝於生日。
Яхши нам-аброй қиммәтлик тутиядин әвзәл; адәмниң өлүш күни туғулуш күнидин әвзәлдур.
2 往居喪的家去,勝於往宴會的家去,因為喪事是人人的結局,活人應將此事放在心上。
Матәм тутуш өйигә бериш зияпәт-той өйигә бериштин әвзәл; чүнки әшу йәрдә инсанниң ақивити аян қилиниду; тирик болғанлар буни көңлигә пүкүши керәк.
3 悲哀勝於歡笑,因為愁容能使心靈舒暢。
Ғәшлик күлкидин әвзәлдур; чүнки чирайниң пәришанлиғи билән қәлб яхшилиниду.
4 智者的心是在居喪的家中,愚人的心是在歡笑的家中。
Дана кишиниң қәлби матәм тутуш өйидә, бирақ ахмақниң қәлби тамашиниң өйидидур.
5 聽智者斥責,勝過聽愚人歌唱。
Ахмақларниң нахшисини аңлиғандин көрә, дана кишиниң тәнбиһини аңлиғин;
6 愚人的歡笑,就像斧底荊棘的爆炸聲,但這也是空虛。
Чүнки ахмақниң күлкиси қазан астидики янтақларниң параслишидәк, халас; буму бимәниликтур.
7 實在,壓榨使智者昏愚,賄賂能敗壞人心。
Җәбир-зулум дана адәмни наданға айландуриду, Пара болса қәлбни һалак қилиду.
8 事情的結局勝過事情的開端;居心寬容,勝過存心傲慢。
Ишниң айиғи бешидин әвзәл; Сәвир-тақәтлик роһ тәкәббур роһтин әвзәлдур.
9 你心裏不要輕易動怒,因為憤怒只停留在愚人胸中。
Роһуңда хапа болушқа алдирима; Чүнки хапилиқ ахмақларниң бағрида қонуп ятиду.
10 你不要問:「為什麼昔日勝於今日﹖」因為這樣的詰問,不是出於智慧。
«Немишкә бурунқи күнләр һазирқи күнләрдин әвзәл?» — демә; чүнки сениң бундақ сориғиниң даналиқтин әмәс.
11 智慧與家產都好,對看見天日的人都有益,
Даналиқ мирасқа охшаш яхши иш, қуяш нури көргүчиләргә пайдилиқтур.
12 因為受智慧的蔭庇與受金錢的蔭庇無異;但認識智慧的好處,是在於智慧賦與有智慧者生命。
Чүнки даналиқ пул панаһ болғандәк, панаһ болиду; бирақ даналиқниң әвзәллиги шуки, у өз егилирини һаятқа ериштүриду.
13 你應觀察天主的作為:他所彎曲的,誰能使之正直﹖
Худаниң қилғанлирини ойлап көр; чүнки У әгир қилғанни ким түз қилалисун?
14 幸福之日,你應歡樂,不幸之日,你應思慮:幸與不幸,都是天主所為;其目的是叫人不能察覺自己將來的事。
Ават күнидә һозур ал; вә яман күнидиму шуни ойлап көр: — Худа уларниң бирини, шундақла йәнә бириниму тәң яратқандур; шуниң билән инсан өзи кәткәндин кейин болидиған ишларни билип йетәлмәйду.
15 在我虛度的歲月內,我見了許多事:義人在正義中夭亡,惡人在邪惡中反而長壽。
Мән буниң һәммисини бемәна күнлиримдә көрүп йәттим; һәққаний бир адәмниң өз һәққанийлиғи билән йоқилип кәткәнлигини көрдүм, шуниңдәк рәзил бир адәмниң өз рәзиллиги билән өмрини узаратқанлиғини көрдүм.
16 不要過於正義,也不要自作聰明,免得自趨滅亡。
Өзүңни дәп һәддидин зиядә һәққаний болма; вә өзүңни дәп һәддидин зиядә дана болма; сән өз-өзүңни алақзадә қилмақчимусән?
17 不要作惡無度,也不要糊塗太甚,免得你死非其時。
Өзүңни дәп һәддидин зиядә рәзил болма, яки ахмақ болма; өз әҗилиң тошмай туруп өлмәкчимусән?
18 你的手最好把持這個,也不要放棄那個,因為敬畏天主的人,二者兼顧並重。
Шуңа, бу [агаһни] чиң тут, шуниңдин у [агаһниму] қолуңдин бәрмигиниң яхши; чүнки Худадин қорқидиған киши һәр иккиси билән утуқлуқ болиду.
19 智慧使智者的權勢,勝過本城十個有權勢的人。
Даналиқ дана кишини бир шәһәрни башқуридиған он һөкүмрандин зиядә күчлүк қилиду.
20 世上沒有一個只行善,而不犯罪的義人。
Бәрһәқ, йәр йүзидә дайим меһриванлиқ жүргүзидиған, гуна садир қилмайдиған һәққаний адәм йоқтур.
21 你不要傾心去聽人說的一切閒話,免得你聽到你的僕人詛咒你;
Йәнә, хәқләрниң һәммила гәп-сөзлиригә анчә диққәт қилип кәтмә; болмиса, өз хизмәткариңниң саңа ләнәт оқуғанлиғини аңлап қелишиң мүмкин.
22 因為你心裏知道,你許多次也詛咒過別人。
Чүнки көңлүңдә, өзүңниңму шуниңға охшаш башқиларға көп қетим ләнәт қилғанлиғиңни убдан билисән.
23 這一切我都用智慧追究過;我宣稱我將成個智者,然而智慧仍離我很遠。
Буларниң һәммисини даналиқ билән синап бақтим; мән: «Дана болимән» десәмму, амма у мәндин жирақ еди.
24 所有的事,既深遠,又玄奧,誰能窮究﹖
Барлиқ йүз бәргән ишлар болса әқлимиздин жирақ, шуниңдәк интайин сирлиқтур; ким уни издәп билип йетәлисун?
25 我又專心致力於認識、考察事物,尋求智慧和事理,得知邪惡就是昏愚,昏愚就是狂妄。
Мән чин көңлүмдин даналиқ вә әқлий билимни билишкә, сүрүштүрүшкә вә издәшкә, шундақла рәзилликниң ахмақлиғини, ахмақлиқниң тәлвилик екәнлигини билип йетишкә зеһнимни жиғдим.
26 我發覺女人比死亡還苦,她一身是羅網:她的心是陷阱,她的手是鎖鏈;凡博天主歡心的,必逃避她;但罪人卻被她纏住。
Шуниң билән көңли тор вә қилтақ, қоллири асарәт болған аялниң өлүмдин аччиқ екәнлигини байқидим; Худани хурсән қилидиған киши униңдин өзини қачуриду, бирақ гунакар адәм униңға тутулуп қалиду.
27 訓道者說:看,這是我所發現的,一一加以比較,好探知事物的原理,
Бу байқиғанлиримға қара, — дәйду һекмәт топлиғучи — пакитларни бир-биригә бағлап селиштуруп, әқил издидим;
28 對此我的心還在追求,但尚未找到:在一千男人中,我發現了一個;在所有的女人中,卻沒有發現一個。
мениң қәлбим уни йәнила издимәктә, бирақ техи тапалмидим! — Миң киши арисида бир дурус әркәкни таптим — бирақ шу миң киши арисидин бирму дурус аялни тапалмидим.
29 我發現的只有這一件事:天主造人原很正直,但人卻發明了許多詭計。
Мана көргин, мениң байқиғанлирим пәқәт мошу бирла — Худа адәмни әсли дурус яратқан; бирақ адәмләр болса нурғунлиған һейлә-микирләрни издәйду.

< 傳道書 7 >