< 申命記 8 >
1 我今日吩咐你的一切誡命,你們應謹守遵行,好使你們生存,人數增多,能去佔領上主向你們的祖先所誓許的地方。
Мән силәргә бүгүн тапилиған бу барлиқ әмирләргә әмәл қилишқа көңүл қоюңлар; шундақ қилғанда силәр һаят болисиләр, көпийисиләр вә Пәрвәрдигар ата-бовилириңларға қәсәм қилип вәдә қилған зиминға кирип уни егиләйсиләр.
2 你當記念上主你的天主使你這四十年在曠野中所走的路程,是為磨難你,試探你,願知道你的心懷,是否願遵守他的誡命。
Пәрвәрдигар Худайиң сени төвән қилип, көңлүңдә немә барлиғини, униң әмирлирини тутидиған-тутмайдиғанлиғиңни биләй дәп сени синаш үчүн бу қириқ жил чөл-баяванда йетәклигән йолни әслигин.
3 他磨難了你,使你感到饑餓,卻以你和你祖先所不認識的「瑪納,」養育了你,叫你知道人生活不但靠食物,而且也靠上主口中所發的一切言語生活。
Дәрвәқә у сени төвән қилип, сени ач қоюп, сән әслидә билмәйдиған, шундақла ата-бовилириң көрүп бақмиған «манна» билән озуқландурған; У саңа инсан пәқәт йемәклик биләнла әмәс, бәлки Пәрвәрдигар Худайиңниң ағзидин чиққан барлиқ сөзлири биләнму яшайдиғанлиғини билдүрүш үчүн шундақ қилди.
4 這四十年來,你身上的衣服沒有穿破,你的腳也沒有腫。
Бу қириқ жилда кийим-кечигиң кониримиди, путуң ишшип кәтмиди.
5 為此,你要明瞭:上主你的天主管教你,如人管教自己的兒子一樣;
Сән шуни билип қойғинки, адәм өз оғлини тәрбийилигәндәк, Пәрвәрдигар Худайиң сени тәрбийиләйду;
6 所以你當謹守上主你天主的誡命,遵行他的道路,敬畏他。
Шуңа сән Униң йоллирида меңип вә Униңдин қорқуп, Пәрвәрдигар Худайиңниң әмирлирини тутқин.
7 因為上主你的天主快要領你進入肥美的土地,那裏有溪流,有泉水,有深淵之水由谷中和山中流出;
Чүнки Пәрвәрдигар Худайиң сени яхши бир зиминға — ериқ-еқинлири, булақлири вә җилға-дөңләрдә урғуп чиқидиған улуқ сулири бар бир зиминға —
8 那地出產小麥、大麥、葡萄、無花果和石榴;那地出產橄欖、油和蜂蜜;
буғдай вә арпа, үзүм таллири, әнҗир дәрәқлири вә анарлири бар бир зиминға, зәйтун дәрәқлири вә һәсәл бар бир зиминға,
9 在那地你決不缺糧吃,在那裏你將一無所缺;那地方的石頭是鐵,由山中可以採銅。
— сән һеч немидин кәмлик тартмай озуқлуқ йәйдиған бир зиминға — ташлири төмүр, тағлиридин мис колайдиған бир зиминға йетәкләп кириду;
10 幾時你吃飽了,應感謝上主你的天主,因為是他賜給你這樣肥美的土地。
сән шу йәрдә йәп тоюнисән вә Пәрвәрдигар Худайиң саңа ата қилған шу яхши зимин үчүн униңға тәшәккүр-мәдһийә ейтисән.
11 你應小心,別忘記上主你的天主,而不遵守我今天吩咐你的誡命、規則和法令。
Мән саңа бүгүн тапилиған Пәрвәрдигар Худайиңниң әмирлири, бәлгүлимилири һәм һөкүмлирини тутмаслиқтин, Уни унтуп қелиштин һези бол;
болмиса, сән йәп тоюнғандин кейин, есил өйләрни қуруп уларда олтирақлашқандин кейин,
13 牛群羊群加多,金銀增加,你所有的一切都增加了,
кала-қой падилириң көпийип, алтун-күмүчүң, шундақла сениң барлиғиң көпәйгәндин кейин,
14 你要小心,不要心高氣傲,以致忘記了由埃及地,由為奴之家,領你出來的上主你的天主,
көңлүң мәғрурлинип сени Мисир зиминидин, йәни «қуллуқ макани»дин чиқирип қутқузған Пәрвәрдигар Худайиңни унтуйсән;
15 是他領你經過了遼闊可怖,有火蛇蝎子的曠野,經過了乾旱無水之地;是他使水由堅硬的磐石中為你流出,
(У сени бепаян вә дәһшәтлик чөл-баявандин, йәни зәһәрлик иланлар вә чаянлар қаплап кәткән, сусирап қағҗирап кәткән бир чөл-баявандин йетәкләп чиққан, шу йәрдә саңа чақмақ тешидин су чиқирип бәргән,
16 是他在曠野內,以你祖先不認識的「瑪納」養育了你;他這樣磨難你,試探你,終究是為使你獲得幸福。
сени өзини төвән тутсун дәп синап, саңа ахир раһәт-бәрикәт көрситиш үчүн чөл-баяванда ата-бовилириң көрүп бақмиған «манна» билән озуқландурған)
17 你心裏不要想:「這是我的力量,我手臂的能力,給我造就了這樣的財富。」
— әгәр уни унтусаң, көңлүңдә: «Өз күчүм, өз қолумниң қудрити мени мошу дөләткә ериштүргән» дейишиң мүмкин.
18 你應記得上主你的天主,因為是他賜給你得財富的能力,為實踐他對你祖先起誓訂立的盟約,就如今日一樣。
Шуңа Пәрвәрдигар Худайиңниң Өзи сени дөләткә ериштүргүчи қудрәтни бәргүчи екәнлигини әсләп, Уни есиңдә тут; шуниң билән у ата-бовилириңға қәсәм қилип вәдә қилған әһдини бүгүнки күндикидәк мәһкәм қилиду.
19 如果你真忘記了上主你的天主,而隨從別的神,奉事敬拜他們,我今日對你們作證:你們必要滅亡,
Әгәр сән Пәрвәрдигар Худайиңни қачаники унтусаң, башқа илаһларға әгәшсәң, уларниң қуллуғида болуп уларға баш урсаң, мән силәргә бүгүн шу агаһни берәйки, шундақ болидуки, силәр тәлтөкүс һалак болисиләр.
20 上主怎樣由你們面前毀滅了那些民族,你們也要怎樣遭受毀滅,因為你們沒有聽從上主你們天主的聲音。
Пәрвәрдигар көз алдиңларда йоқитиватқан әлләрдәк силәрму йоқитилисиләр; чүнки силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ салмиғансиләр.