< 申命記 7 >

1 當上主你的天主領你進入你要去佔領的地方,由你面前驅逐許多民族,即赫特人、基爾加士人、阿摩黎人、客納罕人、培黎齊人、希威人和耶步斯人,那七個比你又多又強的民族時,
Пәрвәрдигар Худайиң сени һазир егиләшкә кетиватқан зиминға башлап киргүзгәндин кейин, алдиңдин көп ят әл-милләтләрни, йәни Һиттийлар, Гиргашийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийлар, Һивийлар, Йәбусийларни — сәндин күчлүк әл-милләтләрни һайдиветиду.
2 當上主你的天主將他們交給你,打敗他們時,你應完全消滅他們,不可與他們立約,也不可恩待他們;
Әнди Пәрвәрдигар Худайиң алдиңда уларни қолуңға тапшуруши билән сән уларға һуҗум қилғиниңда, сән уларни тәлтөкүс йоқитишиң керәк; улар билән һеч әһдә түзишиңгә вә уларға һеч рәһим қилишиңға болмайду.
3 不可與他們通婚,不可將你的女兒嫁給他們的兒子,也不可為你的兒子娶他們的女兒;
Сениң улар билән никаһлишишиңға болмайду; сән қизиңни уларниң оғуллириға беришиңгиму вә уларниң қизини оғлуңға елип беришиңгиму болмайду;
4 因為他們必要使你們的子女遠離我,而去事奉別的神,致使上主向你們大發忿怒,將你們迅速消滅。
чүнки улар оғлуңни Маңа әгишиштин езиқтуриду вә шуниң билән оғуллириң башқа илаһларға чоқуниду; у чағда Пәрвәрдигарниң ғәзиви силәргә қозғилип, силәрни тезла йоқитиду.
5 你們應這樣對待他們:拆毀他們的祭壇,打碎他們的石碣,砍倒他們的神柱,燒毀他們的雕像。
Сән уларға шундақ муамилә қилғинки, уларниң қурбангаһлирини бузуветиңлар, бут түврүклирини чеқиветиңлар, ашәраһ бутлирини кесиветиңлар вә ойма бутлирини от билән көйдүрүветиңлар;
6 因為你是屬於上主你天主的聖民,上主你的天主由地面上所有的民族中,揀選了你作自己特屬的人民。
чүнки силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға пак-муқәддәс бир хәлиқтурсиләр; Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни йәр йүзидики барлиқ башқа хәлиқләрдин үстүн қилип, Өзигә хас бир хәлиқ болушқа талливалған.
7 上主喜愛你們,揀選你們,並不是因為你們比其餘的民族人數眾多;其實你們在所有的民族中,是最少的一個;
Пәрвәрдигарниң силәргә меһир чүшүп силәрни талливалғини силәрниң башқа хәлиқләрдин көп болғанлиғиңлар үчүн әмәс, әмәлийәттә силәр барлиқ хәлиқләр арисида әң аз едиңлар,
8 而是由於上主對你們的愛,並為履行他向你們祖先所起的誓,上主纔以大能的手解救你們,將你們由為奴之家,由埃及王法郎的手中救出來。
Пәрвәрдигарниң силәрни сөйгини сәвәвидин вә ата-бовилириңлар алдида бәргән қәсимигә садиқ болғанлиғи үчүн Пәрвәрдигар силәрни күчлүк қол билән қутқузуп, һөрлүк бәдили төләп «қуллуқ макани»дин, йәни Мисир падишаси Пирәвнниң қолидин чиқарған.
9 所以,你應知道,只有上主你的天主是天主,是對那愛他,遵守他誡命的人,守約施恩直到千代的忠信的天主;
Шуңа силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң бәрһәқ Худа, вәдисидә турғучи Тәңри екәнлигини билишиңлар керәк; У Өзини сөйүп, әмирлирини тутқанларға миң дәвиргичә өзгәрмәс меһир көрситип әһдисидә турғучидур;
10 但對那恨他的人,他必當面報復,將他消滅;對恨他的人,他決不遲延,必當面報復。
лекин Өзигә өчмәнләрниң ишлирини өз бешиға очуқ-ашкарә чүшүрүп, уларни йоқитиду; Өзигә өчмәнләрниң һәр биригә өзи қилған ишлирини уларниң бешиға очуқ-ашкарә қайтурушқа кечиктүрмәйду.
11 所以你要謹慎遵行我今天吩咐你的誡命、法令和規則。
Силәр Мән бүгүн силәргә тапилиған әмир, бәлгүлимиләр һәм һөкүмләргә әмәл қилиш үчүн уларни чиң тутуңлар.
12 如果你們聽從這些法令,謹守遵行,上主你的天主必照他向你祖先起的誓,對你守約施恩。
Чоқум шундақ болидуки, бу бәлгүлимиләргә қулақ селип, көңүл қоюп әмәл қилисаңлар, Пәрвәрдигар Худайиңлар ата-бовилириңларға қәсәм билән вәдә қилған әһдә вә меһирни силәргә көрситип туриду;
13 他必愛你,祝福你,增加你的人數;在向你的祖先起誓許給你的地上,祝福你身生的子女,你地內的出產、五穀、酒、油,以及牛羊的生產。
Сени сөйүп бәрикәтләп, ата-бовилириңға қәсәм билән саңа беришкә вәдә қилған зиминда турғузуп көпәйтиду; шу йәрдә пәрзәнтлириңни, йәр-туприғиңдики мәһсулатларни, буғдийиңни, йеңи шарабиңни, зәйтун мейиңни, калилириңниң нәслини вә қойлириңниң қозилирини бәрикәтләп көпәйтиду.
14 萬民中你是最有福的;在你內沒有不育的男女,牲畜中沒有不生殖的雌雄。
Сән барлиқ әлләрдин зиядә бәхит-бәрикәт көрисән; араңда, әр-аял яки мал-чарваң арисида һеч туғмаслиқ болмайду;
15 上主必使一切疾病遠離你;你所知道的埃及的各種惡疾,決不加在你身上,反而加在一切恨你的人身上。
Пәрвәрдигар сәндин барлиқ кесәлләрни нери қилиду вә сән өзүң көргән Мисирдики дәһшәтлик вабалардин һеч қайсисини үстүңгә салмайду, бәлки саңа өч болғанларға салиду.
16 凡上主你的天主交給你的民族,你都要消滅,不可憐視,也不可奉事他們的神,因為這是陷害你的羅網。
Сән Пәрвәрдигар саңа тапшурған барлиқ хәлиқләрни йоқитишиң керәк; сән уларни көргәндә, уларға һеч рәһим қилмаслиғиң керәк, сән уларниң илаһлириниң қуллуғиға кирмәслигиң керәк; әгәр шундақ қилсаң, бу иш саңа қилтақ болиду.
17 假如你心裏想:這些民族比我人多,我怎能趕走他們﹖
Әгәр сән көңлүңдә: «Бу әлләр мәндин күчлүк; мән қандақ қилип уларни зиминидин қоғливетәләймән?» — десәң,
18 你不要怕他們,只應記起上主你的天主對法郎和全埃及所做的事。
улардин қорқма; Пәрвәрдигар Худайиңниң Пирәвн һәм барлиқ Мисирлиқларни қандақ қилғанлиғини әслигин,
19 你親眼見了上主你的天主為救你所用的大災難、神蹟、奇事、大能的手和伸展的臂;上主你的天主也必同樣對待你所怕的一切民族。
— йәни Пәрвәрдигар Худайиң сени шу йәрдин чиқириш үчүн васитә қилған, өз көзүң билән көргән дәһшәтлик һөкүм-синақлар, мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләр, күчлүк қол вә созулған биләкни мәһкәм есиңдә тут; Пәрвәрдигар сән қорқуватқан барлиқ хәлиқниму шундақ қилиду.
20 此外,上主你的天主必打發黃蜂來攻擊他們,直到那些殘存和由你面前隱藏起來的人完全消滅為止。
Униң үстигә Пәрвәрдигар Худайиң таки уларниң сәндин йошурунған қалдуқлири йоқитилғичә уларниң арисиға сериқ һәриләрни әвәтиду;
21 在他們面前,你不應畏懼,因為在你中間有上主你的天主,大而可畏的天主。
Сән улардин қорқмаслиғиң керәк; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң араңдидур; У улуқ вә дәһшәтлик бир Илаһдур.
22 上主你的天主必將這些民族由你面前漸漸驅逐;你不可將他們迅速消滅,免得野獸增多而於你不利。
Пәрвәрдигар Худайиң шу әлләрни алдиңдин пәйдинпәй һайдайду; сән уларни бирақла йоқитиветәлмәйсән; бирақла йоқитивәткән тәғдирдиму, даладики һайванлар көпийип, үстүңгә бастуруп келиши мүмкин.
23 上主你的天主必將他們交於你,使他們大起恐慌,直到他們全被消滅。
Лекин алдиңға илгириләп маңғиниңда Пәрвәрдигар Худайиң уларни қолуңға тапшуриду вә уларни паракәндә қилип, йоқитилғичә дәккә-дүккигә салиду.
24 他必將他們的君王交在你手中,你必使他們的名由天下消滅;沒有一人能對抗你,直到你將他們完全消滅。
У уларниң падишалирини қолуңға тапшуриду, сән уларниң намлириниму асман астидин йоқ қилисән; уларни йоқатқичә һеч бир адәм алдиңда туралмайду.
25 你應將他們的神像,投在火中燒掉;不應貪圖神像上的金銀,而留為己有,免得陷於羅網,因為這於上主你的天主是可憎之物。
Силәр уларниң ойма бутини от билән көйдүрүветиңлар; көз қириңларни шуларниң үстидики алтун-күмүчкә салмаңлар, уларни алмаңлар; болмиса у силәргә қилтақ болиду; чүнки у Пәрвәрдигар Худайиң алдида жиркиничлик бир нәрсидур.
26 可憎之物,不可帶進你屋內;免得你與那些東西一同毀滅;你應厭惡憎恨這一切,因為那是應毀滅之物。
Сән һеч қандақ жиркиничлик нәрсини өйүңгә елип кәлмә; болмиса сән униңға охшаш ләнәтлик нәрсә болуп қалисән; сән униңдин қаттиқ йиргән, униңға мутләқ нәпрәтлән; чүнки у ләнәтлик бир нәрсидур.

< 申命記 7 >