< 申命記 1 >

1 以下是梅瑟在約但河東岸,對全以色列所講的話。──即在穌夫對面的阿辣巴曠野中,在帕蘭與托費耳、拉班、哈則洛特和狄匝哈布之間。
Төвәндә хатириләнгини Мусаниң Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидики Паран билән Тофәл, Лабан, Һазирот, Ди-Заһабниң оттурисида, йәни Суфниң удулидики чөл-түзләңликтә, пүткүл Исраилға ейтқан сөзлиридур: —
2 從曷勒布經色依爾山,到卡得士巴爾乃亞,共有十一天的程路。──
Һорәб теғидин чиқип, Сеир теғиниң йоли билән Қадәш-барнеаға барғичә җәмий он бир күнлүк йол еди.
3 在第四十年十一月一日,梅瑟將上主吩咐他的一切事,全訓示了以色色列子民。
Һалбуки, Муса бу барлиқ сөзләрни Пәрвәрдигарниң уларни дәп өзигә тапилиғини бойичә Исраилларға ейтқан вақти қириқинчи жили, он биринчи айниң биринчи күни болди;
4 當時他已擊敗住在赫市朋的阿摩黎王息紅,和住在阿舍塔洛特和厄得勒的巴商王敖格。
бу вақит Муса Һәшбонни пайтәхт қилған Аморийларниң падишаси Сиһонни вә Аштарот вә Әдрәйни пайтәхт қилған Башанниң падишаси Огни мәғлуп қилғандин кейинки мәзгил еди.
5 梅瑟在約但河東岸摩阿布地方開始宣講這法律說:「
Шуниң билән Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидики Моаб зиминида Муса [пәйғәмбәр] бу қанун-тәлимни шәрһләшкә башлап, мундақ деди: —
6 上主,我們的天主,在曷勒布曾訓示我們說:你們在這山下住得夠久了,
«Пәрвәрдигар Худайимиз Һорәб теғида бизгә сөз қилип: — «Силәрниң мошу тағ әтрапида турған вақтиңлар йетәрлик болди;
7 現在起身出發,到阿摩黎人的山地去,到那些住在阿辣巴荒野、山地、盆地、乃革布和沿海一帶地方去,到客納罕地,到黎巴嫩,直到大河,即幼發拉的河那一帶地方去。
әнди бурулуп сәпәргә атлинип, Аморийлар туруватқан егизликкә вә униңға йеқин болған барлиқ җайларға, җүмлидин Арабаһ түзләңлигигә, тағлиқларға, ойманлиққа, җәнупқа, деңиз бойлириға, улуқ дәрия, йәни Әфрат дәриясиғичә Ⱪананийларниң зиминиға һәм Ливан зиминиға бериңлар.
8 看,我已將此地擺在你們面前,你們應去佔領上主誓許給你們祖先亞巴郎、依撒格、雅各伯和他們後裔的地方。」
Мана, Мән шу зиминни силәрниң алдиңларға қойдум; кириңлар, Пәрвәрдигар ата-бовилириңларға, йәни Ибраһим, Исһақ, Яқуп вә уларниң әвлатлириға: «Силәргә беримән» дәп қәсәм қилған зиминни егиләңлар» — дегән еди.
9 那時我對你們說過:我個人無法負擔你們。
Шуңа Мән шу чағда силәргә: — «Мән жүкүңларни ялғуз көтирәлмәймән.
10 上主你們的天主使你們的人數增加,看,你們今天多得有如天上的繁星。
Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни көпәйтти; мана, бүгүн силәр асмандики юлтузлардәк нурғунсиләр.
11 惟願上主你們祖先的天主,再千百倍地增加你們的數目,照他所應許的,祝福你們!
Ата-боваңларниң Худаси болған Пәрвәрдигар дәрвәқә силәрни һазирқидин йәнә миң һәссә көпәйткәй, шундақла вәдә қилғинидәк силәргә бәхит-бәрикәт ата қилғай!
12 但我個人怎能承擔起你們的煩務、重任和訴訟的事!
Лекин мән өзүм ялғуз қандақму силәрниң җапалириңларни, жүкүңларни вә талаш-тартишиңларни көтирәләймән?
13 你們各支派應推舉一些有智慧,有見識,有經驗的人,我好立他們為你們的首領。
Өзүңлар үчүн һәр қайси қәбилилириңлардин данишмән, йорутулған мөтивәрләрни таллаңлар, мән уларни үстүңләргә йолбашчи қилимән» — дедим.
14 你們回答我說:「你建議的事很好。」
Силәр болсаңлар маңа: — «Сениң ейтқиниң яхши гәп болди», дедиңлар.
15 我遂選了你們各支派中有智慧有經驗的首領,立為你們的首領:即千夫長、百夫長、五十夫長、十人長,並為各支派立了監督,
Шуниң билән мән қәбилилириңлардин мунәввәр адәмләрни, йәни данишмән һәм мөтивәр адәмләрни таллап, үстүңләргә йолбашчи қилип, миң беши, йүз беши, әллик беши вә он беши қилип тайинлап, қәбилилириңлар үчүн һәр хил әмәлләрни тутушқа тиклидим.
16 同時我也吩咐你們的判官說:你們要聽斷你們兄弟間的訴訟:無論是兄弟彼此訴訟,或與方外人訴訟,都應秉公審斷。
Шу чағда мән араңлардики сорақчиларға: «Қериндашлириңлар арисидики әрз-дәваларни сораңлар, қериндаш билән қериндашниң оттурисида вә пухрайиң билән хошна олтарған яқа жутлуқлар оттурисида адил һөкүм чиқириңлар;
17 審案時不可偏袒,無論貴賤,同樣聽斷;任何人都不要怕,因為審判是天主的事。若遇有難斷的案件,該呈報給我,我來聽斷。
һөкүм чиқарғанда һеч қандақ кишиниң йүз-хатирисини қилмаңлар; мәйли кичик болсун, чоң болсун силәр һәммисиниңла ишлирини сораңлар. Силәр инсанларниң сөлитидин қорқмаслиғиңлар керәк, чүнки мошу һөкүм чиқириш иши Худаға тәвә иштур. Силәргә тәс чүшидиған иш болса, мениң алдимға елип келиңлар, мән уни аңлаймән» — дедим.
18 同時,凡你們當做的事,我都吩咐了你們。
Әйни чағда мән қилишқа керәк болған барлиқ ишлар тоғрилиқ тапилиғанмән.
19 我們由曷勒布起程,經過了你們所見的這整個遼闊的可怖的曠野:照上主我們的天主對我們的吩咐,我們向阿摩黎人山地進發,一直來到了卡德士巴爾乃亞。
Биз Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә буйруғандәк Һорәбтин чиқип, Аморийларниң тағлиғиға бардуқ вә силәр шу йолдики бепаян, дәһшәтлик чөлни көрдуңлар; биз униң һәммисидин өтүп, Қадәш-Барнеаға кәлдуқ.
20 那時我曾對你們說:你們已來到上主我們的天主即將賜給我們的阿摩黎人的山地。
Вә мән силәргә: — «Силәр Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә ата қилидиған, Аморийларниң теғиға йетип кәлдуқ.
21 看上主你的天主已將這地擺在你面前,你要照上主你祖先的天主對你所許下的,去佔領這地;不要害怕,也不要膽怯。
Мана, Пәрвәрдигар Худайиңлар бу зиминни алдиңларға қойди; ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә ейтқандәк, шу йәргә чиқип уни егиләңлар; қорқмаңлар, һеч һодуқмаңлар» — дедим.
22 你們眾人便來到我跟前說:「讓我們先派些人去,替我們偵探那地方,然後回報我們,我們當走那條路,當去那些城。」
Шуниң билән силәр һәммиңлар йенимға келип маңа: — «Биз зиминға кириштин илгири алдин адәмләрни әвәтәйли; улар биз үчүн у йәрни күзитип, чиқишимиз керәк болған йол вә биз учрайдиған шәһәрләр тоғрилиқ хәвәр йәткүзсун» — дедиңлар.
23 我就由你們中挑選了十二人,每支派一人;
Бу иш нәзиримгә мувапиқ көрүнүп, мән араңлардин он икки адәмни, йәни һәр қайси қәбилидин бирдин адәмни таллидим.
24 他們起身上了山地,一直到了厄市苛耳山谷,偵探了那地。
Улар йолға атлинип таққа берип, Әшкол җилғисиға чүшүп у йәрни тәкшүрүп көрүшти.
25 他們帶回來那地方的一些果品,並回報我們說:「上主我們的天主即將賜給我們的地方實在好。」
Улар қоллириға шу зиминдики мевиләрдин елип бизгә кәлтүрди вә мәлумат берип: «Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә тәқдим қилған бу зимин яхшидур» — деди.
26 但你們卻不肯上去,竟違背了上主你們天主的命令,
Һалбуки, силәр зиминға чиқишқа унимидиңлар, Пәрвәрдигар Худайиңларниң әмригә қарши чиқип Униңға асийлиқ қилдиңлар
27 在你們的帳幕內抱怨說:「上主因為恨我們,才將我們由埃及地領出來,將我們交在阿摩黎人手中,消滅我們。
вә өз чедириңларда қақшап: «Пәрвәрдигар бизгә өч болғанлиғидин бизни Аморийларниң қолиға тапшуруп һалак қилиш үчүн Мисир зиминидин чиқарған.
28 我們上那裏去呢﹖我們的兄弟又說了些使我們心灰意冷的話。他們說:我們在那裏看見了一個比我們又大又高的民族,他們的城邑廣大,城牆高聳摩天;我們在那裏還看見了阿納克人的子孫。」
Әнди биз нәгә барармиз? Чүнки қериндашлиримиз: «Шу йәрдики адәмләр биздин чоң һәм егиз бир хәлиқ екән; уларниң шәһәрлири интайин чоң, сепиллири асманға тақишидикән; униң үстигә биз шу йәрдә Анакийларни байқидуқ», дәп көңлимизни паракәндә қиливәтти» — дедиңлар.
29 我遂對你們說:「不要畏懼,不要害怕。
Шуңа мән силәргә: «Қорқмаңлар, уларниң алдида дәккә-дүккигә чүшмәңлар;
30 因為上主你們的天主,走在你們面前,他必為你們作戰,正如他在埃及在你們眼前,為你們所做的一樣;
силәрниң алдиңларда маңидиған Пәрвәрдигар Худайиңлар Мисир зиминида көз алдиңларда барлиқ қилғанлиридәк силәр үчүн җәң қилиду;
31 並且在曠野裏,你也看出上主你的天主在你所走的長途中,攜帶你們,如同人攜帶自己的兒子一樣,直到你們來到這地方。
силәр йәнә чөл-баявандиму барлиқ маңған йоллириңларда мошу йәргә йетип кәлгичә инсан өз оғлини қучиғида көтәргинидәк Пәрвәрдигар Худайиңларниңму силәрни көтәргинини көрдуңлар.
32 雖然如此,但你們仍不信賴上主你們的天主,
Шуниңдәк гәрчә У йәнә кечидә отта, күндүздә булут ичидә силәрниң алдиңларда меңип, баргаһ тиккидәк йәрләрни издәп тепиш үчүн жүргән болсиму, бу ишта Пәрвәрдигар Худайиңларға ишәнмидиңлар.
33 他一路原走在你們前面,替你們找安營的地方:夜間藉著火,日間藉著雲彩,指示你們應走的道路。
34 上主一聽見你們的怨聲,就發怒起誓說:「
Пәрвәрдигар бу сөзләрни қилған авазиңларни аңлап ғәзәплинип:
35 這個邪惡世代的人,一個也不得見我誓許要賜給你們祖先的樂土;
«Бу рәзил дәвирдикиләрдин һеч бир адәм һәр қандақ йол билән Мән ата-бовилириға тәқдим қилишни қәсәм қилған бу яхши зиминни көргүчи болмайду!
36 只要耶孚乃的兒子加肋布除外,他必見到此地,並且我要將他踏過的地,賜給他和他的子孫,因為他一心隨從了上主。」
Пәқәт Йәфуннәһниң оғли Каләб пүтүн қәлби билән Пәрвәрдигарға әгәшкәчкә, шула зиминни көриду вә у өз пути билән кезип чиққан барлиқ йәрни униңға вә униң балилириға беримән» — дәп қәсәм қилди.
37 為了你們的緣故,上主也對我發怒說:「連你也不能進入那地。
Шу чағда Пәрвәрдигар силәрниң сәвәвиңлардин мәндинму аччиқланди вә: «Сәнму шу йәргә киргүчи болмайсән.
38 那侍候你的農的兒子若蘇厄,要進入那地;你應壯他的膽,因為他要使以色列佔領那地作為產業。
лекин алдиңда хизмәттә туруватқан Нунниң оғли Йәшуа кирәләйду. Уни күчләндүргин, чүнки у Исраилларни униңға мирас қилдуриду.
39 此外,你們所說要成為戰利品的幼童,至今尚不知好歹的子女,他們都要進入那地。我要將那地賜給他們作為產業。
Шуниңдәк силәрниң: «Улар [дүшмәнләрниң] олҗиси болуп қалиду» дегән кичик балилириңлар, йәни бүгүнки күндә яхши-яманни пәриқ етәлмәйдиған балилириңлар болса, кириду; Мән у йәрни уларға ата қилимән вә улар уни егиләйду.
40 至於你們應轉向紅海出發,往曠野裏去。」
Лекин силәр болсаңлар, бурулуп Қизил Деңизға баридиған йол билән чөл-баяванға қайттиңлар» — деди.
41 你們回答我說:「我們得罪了上主;現在我們願全照上主我們的天主的吩咐上去交戰。」你們各人遂都武裝起來,輕率地上了山地。
Шу чағда силәр маңа җавап берип: «Биз дәрвәқә Пәрвәрдигар алдида гуна садир қилдуқ. Шуниң үчүн биз һазир Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә қилған барлиқ әмри бойичә җәң қилғили чиқимиз» — дедиңлар. Шуниң билән силәрниң һәр бириңлар өз бешимчилиқ қилип қурал-ярақлириңларни есип, таққа чиқмақчи болдуңлар.
42 但上主對我說:「你告訴他們說:你們不要上去,不要作戰,因為我不在你們中間,免得被敵人擊敗。」
Лекин Пәрвәрдигар маңа: Уларға: — «Чиқмаңлар, җәң қилмаңлар, чүнки Мән араңларда әмәсмән; силәр чоқум дүшмәнлириңлар алдида мәғлуп болисиләр», дегин, деди.
43 我立即告訴了你們,你們卻不聽,違背上主的命令,擅自上了山地。
Мән силәргә сөз қилдим, лекин силәр қулақ салмидиңлар, бәлки Пәрвәрдигарниң сөзигә қарши чиқип асийлиқ қилип, өз бешимчилиқ қилип таққа чиқтиңлар.
44 住在山地的阿摩黎人蜂擁而出,攻擊你們,追趕你們,由色依爾直殺到曷爾瑪。
Лекин тағда турған Аморийлар силәргә қарши атлинип, бир топ һәриләрдәк силәрни таки Хормаһғичә қоғлап, Сеирда силәрни қиличлап өлтүрди.
45 你們回來,在上主面前哭泣哀號,但上主未曾俯聽你們的哭聲,也未向你們側耳;
Силәр қайтип келип Пәрвәрдигар алдида жиға-зерә көтәрдиңлар, амма Пәрвәрдигар пәрядиңларни аңлимиди, я униңға қулақ салмиди.
46 你們只得長期地停留在卡德士,停留得這樣長久。
Шуниң билән силәр Қадәштә нурғун күнләр туруп қалдиңлар — силәр қанчә күнләр шу йәрдә турдуңлар!

< 申命記 1 >