< 但以理書 12 >
1 那時保佑你國家子民的偉大護守天使彌額爾必要起來;那將是一個災難的時期,是自開國以來,直到那時從未有過的;那時,你的人民,凡是名錄在那書上的,都必得救。
— «У чағда, қериндашлириңни «қоғдиғучи улуқ әмир» Микаил мәйданға чиқиду. Бир азаплиқ мәзгил болиду; жут-дөләт барлиққа кәлгәндин буян, шундақ чоң балаю-апәтлик мәзгил болуп бақмиған. Бирақ шу чағда хәлқиң қутқузулиду; уларниң ичидики нами һаятлиқ дәптиригә пүтүлгәнләрниң һәммиси ниҗатлиққа еришиду.
2 許多長眠於塵土中的人,要醒起來:有的要入於永生,有的要永遠蒙羞受辱。
Тупрақта ятқан өлүкләрдин нурғунлири тирилиду. Улар мәңгүлүк һаяттин бәһримән болиду; қалғанлири номуста һәм мәңгүлүк рәсвачилиққа тирилиду.
3 賢明之士要發光有如穹蒼的光輝;那些引導多人歸於正義的人,要永遠發光如同星辰。
Ақиллар асмандики гүмбүздәк парлақ җулалиниду; нурғун кишиләрни һәққанийлиқ йолиға башлап киргәнләр юлтузларға охшаш әбәдил-әбәт парлап туриду».
4 至於你,達尼爾! 你要隱藏這些話,密封這部書,直到末期;將有許多人要探討,因而智識必要增長。
У маңа йәнә: — И Даниял, сән әнди бу сөзләрни тохтат; мәзкур китапниң таки дунияниң ахирқи күнлиригичә шу пети туруши үчүн уни пичәтләп мөһүрливәткин. Нурғун кишиләр уян-буян жүриду вә билим ашиду, — деди.
5 那時我達尼爾觀望:看見另有兩位天使,一位站在河岸這邊,一位站在河岸那邊。
Мәнки Даниял көрдүмки, мана икки зат, бири дәрияниң бу тәрипидә, йәнә бири дәрияниң у тәрипидә турупту.
6 我就問那身穿細麻衣,站在河水上的人說:「幾時這些奇事纔會實現呢﹖」
Улардин бири дәрия сүйи үстидә турған ақ канап кийим кийгән заттин: — Бу карамәт ишлар түгигичә қанчилик вақит кетиду? — дәп сориди.
7 我聽見那身穿細麻衣,站在河水上的人向天舉起左手及右手,指著永生者起誓說:「的確,這事必須經過一段時期,另兩段時期和半段時期:直到摧殘聖民的勢力終止時,這一切事纔要實現。」
У дәрия сүйи үстидә турған, канап кийим кийгән зат оң вә сол қолини асманға қаритип көтирип, Мәңгү Һаят Болғучиниң нами билән қәсәм қилип: — Бир вақит, икки вақит, қошумчә йерим вақит кетиду. [Худаниң] муқәддәс хәлқини парчилиғучи хорлуқ ахирлашқанда, бу ишлар түгәйду, — деди.
8 我聽了以後,仍不明白,便問說:「我主! 這些事的結局究竟怎樣﹖」
Униң сөзини аңлиған болсамму, мәнасини чүшәнмидим. Шуңа мән: — Тәхсир, бу ишларниң ақивити қандақ болиду? — дәп соридим.
9 他回答說:「達尼爾,你去罷! 因為這些事隱藏密封,直到末期。
У маңа мундақ деди: — «Әй Даниял, йолуңға маң, чүнки бу сөзләр ахир заманғичә мәхпий тутулуп йепиқлиқ туриду.
10 將有許多人要使自己純潔清白,並受鍛鍊,而惡人卻要更加作惡;凡作惡的人不能明白,惟有賢明之士纔能明白。
Нурғун кишиләр тазилиниду, паклиниду вә тавлиниду. Рәзилләр болса, давамлиқ рәзиллик қиливериду; улардин һеч ким буни чүшинәлмәйду, бирақ ақиллар чүшиниду.
11 自從廢棄日常祭,設立那招致荒涼的可憎之物的時候起,必要經歷一千二百九十天。
Күндилик қурбанлиқ сунушни әмәлдин қалдурған күндин тартип, йәни «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ» қоюлған вақиттин башлап, бир миң икки йүз тохсән күн өтиду.
Ахирғичә садиқ болуп, бир миң үч йүз оттуз бәш күнни күтүп өткүзгәнләр немидегән бәхитлик-һә!
13 你應去等候末期,好好安息罷! 到末日,你要起來接受你的福分。」
Амма сән болсаң, ахирғичә йолуңда меңивәргин. Сән арам таписән, вә күнләрниң ахирида несивәңгә муйәссәр болушқа қайта тирилисән».