< 阿摩司書 6 >

1 那些安身熙雍,自恃撒馬黎雅山,自命為諸民之首,為以色列家所歸之人,是有禍的!
И Зионда хатирҗәм олтарғанлар һәм Самарийә теғиға тайинип аман-есән яшиғанлар! И әлләрниң каттисиниң әрбаблири! Исраил җәмәти силәрни издәп келиду — — Силәрниң һалиңларға вай!
2 你們去加耳乃觀察一下,從那裏到大哈瑪特,然後下到培肋舍特人的加特,看你們是否比這些國更好﹖或者你們的疆域比她們的更廣大,
[Силәр хәлиққә]: — «Калнәһ шәһиригә берип көрүңлар; Шу йәрдин «бүйүк Хамат» шәһиригә бериңлар, Андин Филистийләрниң шәһири Гатқа чүшүп беқиңлар; Булар силәрниң икки падишалиғиңлардин әвзәлму? Уларниң чегариси силәрниңкидин кәңму?» — [дәп махтинип сөзләйсиләр].
3 那些想避開凶日的,卻接近了殘暴。
И яман күнни кечиктүрмәкчи болғанлар! Силәр җәбир-зулумниң һөкүмранлиғини орнитип, уни өзүңларға йеқин қилмақчи болисиләр,
4 他們躺在躺象牙上床上,棋橫臥在軟榻上,吃著羊群中的羔羊和牛欄中的牛犢,
Пил чишида нәқишләнгән кариватлар үстидә ятисиләр, Диванлириңлар үстидә керилип ятисиләр, Пада топидин пахланларни, Кала қотанлиридин мозайни таллап йәйсиләр,
5 伴著琴聲吟詠,自比達味,發明樂器,
Чилтар аһаңиға тәңкәш қилип ейтисиләр, Давуттәк өзүңларға сазларни иҗад қилисиләр,
6 大碗喝酒,以上等的油抹身,但對若瑟的崩潰,卻漠不關心。
Шарапни чиниләп-чиниләп ичисиләр, Өзүңларға сәрхил майлиқ әтирләрни сүрисиләр, — Бирақ көңлүңлар Йүсүп җәмәтиниң зиян-зәхмити үчүн һеч азапланмайду!
7 為此,這些人現在就要先被擄去;放蕩不羈者的狂歡,也就完了。
Шуңа улар тунҗа әсиргә чүшкәнләр арисида әсиргә елиниду; Керилип ятқанларниң әйш-ишрити ахирлишиду.
8 吾主上主指著自己起誓──上主萬軍的天主的斷語──我厭惡雅各伯的驕傲,痛恨他的宮殿;我必將城和城中所有有的一切交出。
Рәб Пәрвәрдигар Өз һаяти билән қәсәм қилғанки, — дәйду Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа, — Мән Яқупниң ғуруридин бизар болдум, Униң орда-истиһкамлиридин нәпрәтлинимән; Мән бу шәһәрни, шундақла униңдики һәммини дүшмәнгә тәңла өткүзүп беримән;
9 倘若在一家中留下了十個人,也必死盡。
Вә әмәлгә ашурулидуки, Бир өйдә он адәм болуп қалса, бу онәйләнму өлиду.
10 倖免的少數親友,由屋內抬出他們的骨骸,問那內室深處的人說:「還有人同你在一起嗎﹖」他必說:「沒有了。」繼而說:「不要作聲,千萬不要提上主的名字! 」
Әгәр мәлум бир өлгүчиниң туққини, йәни өлгүчиниң җәситини көйдүрүшкә мәсъул киши устиханларни көтирип өйдин чиқиветип, өй ичидики йәнә бирисидин: — «Қешиңда йәнә бириси барму?» дәп сориса, у «Йоқ» дәйду, Андин [туққини] йәнә: «Сүкүт! Пәрвәрдигарниң намини тилға елишимизға болмайду!» — дәйду.
11 看,上主一下令,高樓大廈頓成瓦礫,矮小平房蕩然無存。
Сәвәви, Пәрвәрдигар буйруқ чүшүриду, Вә чоң өйни парә-парә қиливетиду, Кичик өйниму чак-чекидин йерип чеқиветиду.
12 馬豈能在懸崖上奔馳,牛豈能在海上耕作﹖你們竟將公道變為毒藥! 將正義之果變為苦藥!
Атлар таш үстидә чапаламду? Адәмләр әшу йәрни калилар билән ағдураламду? Бирақ силәр адаләтни өт сүйигә, Һәққанийлиқниң мевисини әмәнгә айландурғансиләр —
13 你們為了羅德巴爾而自鳴得意,且說:「我們豈不是靠自己的力量取得了卡爾納殷﹖」
— Йоқ бир нәрсидин шатлинип кәткәнсиләр, «Өз күчимизгә тайинип қудрәткә егә болғанмиз» — дегәнсиләр.
14 然而,以色列家! 看,我必要喚起一個民族來攻打你們,──上主萬軍的天主的斷語──從哈瑪特關口蹂躪你們直到阿辣巴河。
Чүнки мана, и Исраил җәмәти, — дәйду Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа, — Мән силәр билән қаршилишидиған бир әлни турғузимән; Улар Хамат шәһириниң давинидин Арабаһ еқимиғичә силәрни харлайду.

< 阿摩司書 6 >