< 阿摩司書 3 >
1 以色列子民! 你們應聽從上主關於你們,即 由埃及領出來的全體民族所說的話:「
Пәрвәрдигар силәрни әйипләп ейтқан бу сөз-каламни аңлаңлар, и Исраил балилири, Йәни Мән Мисир зиминидин елип чиқарған бу пүткүл җәмәт: —
2 由世界上一切種族中,我只選擇了你們,為此,我必懲罰你們的罪惡。
«Йәр йүзидики барлиқ җәмәтләр арисидин пәқәт силәрни тонуп кәлдим; Шуңа үстүңларға барлиқ қәбиһликлириңларниң [җазасини] чүшүримән».
Икки киши бир нийәттә болмиса, қандақму биллә маңалисун?
4 獅子若無獵物,豈能在林中咆哮﹖幼獅除非捕到食物,豈能在洞中吼叫﹖
Олҗиси йоқ шир орманда һөкирәмду? Аслан һеч немини алмиған болса угисида һувламду?
5 雀鳥若無餌食,豈能落在地上﹖機楹若無所獲,豈能由地上翻起﹖
Қапқанта йәмчүк болмиса қуш йәргә жиқиламду? Алғидәк нәрсә болмиса, қисмақ йәрдин етилип чиқамду?
6 如在城中吹起號角,人民豈不恐怖﹖如城裏發生災禍,豈不是上主所為﹖
Шәһәрдә [агаһ] канийи челинса, хәлиқ қорқмамду? Пәрвәрдигар қилмиған болса, шәһәргә яманлиқ чүшәмду?
7 的確,上主若不先將自己的計劃啟示給自己的先知,什麼也不作。
Рәб Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләргә авал ашкарилимай туруп, У һеч иш қилмайду.
8 獅子咆哮了,誰不害怕﹖吾主上主發了言,誰能不傳衪的話﹖」
Шир һөкиригән турса, ким қорқмайду? Рәб Пәрвәрдигар сөз қилғанда, ким [Униң] бешаритини йәткүзмәй туралайду?
9 他們要在亞述和埃及的宮殿高處宣布說:你們應聚集在撒馬黎雅山上,觀看那裏的混亂和其中的殘暴。
Ашдодтики қәлъә-ордиларда, Шундақла Мисирдики қәлъә-ордиларда елан қилип: — «Самарийә тағлири үстидә жиғилиңлар, Униң оттурисидики зор қийқас-сүрәнләрни, Униң ичидики җәбир-зулумларни көрүп беқиңлар» — дәңлар.
10 他們不知行正直的事──上主的斷語──只知在宮殿內積累強暴和欺壓。
— Улар һәқ иш қилишни билмәйду — дәйду Пәрвәрдигар, — Улар ордилириға зулум-зораванлиқ билән тартивалғанлирини һәм олҗиларни җуғлиғучилар!
11 為此,吾主上主這樣說:「敵人要圍困此地,推翻你的堡壘,搶掠你的宮殿。
Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана бир яв! У зиминни қоршивалди! У мудапиәңни елип ташлайду, Қәлъә-ордилириң булаң-талаң қилиниду.
12 上主這樣說:牧人怎樣從樣由獅子口中搶救出兩條羊腿,或一塊羊耳,以色列子民,即在 撒馬利亞斜倚在安樂椅角上,或大馬士革榻上的人,也要怎樣被救出。
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Падичи ширниң ағзидин қойниң икки путини яки қулиқиниң бир парчисини қутқузуп алғандәк, Самарийидә олтарған Исраилларму шундақ қутқузулиду, — Шәһәрдә пәқәт кариватниң бир бүҗиги, Дивандики бир парчә Дәмәшқ либасила қалиду!
13 你們靜聽,並對雅各伯家作証──吾主上主萬軍的天主的斷語──
— Аңлаңлар, Яқупниң җәмәтидә гувалиқ бериңлар, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа,
14 在我懲罰以色列罪惡之日,我必毀壞貝特耳的祭壇,祭壇的角必被打落在地上。
— Мән Исраилниң асийлиқлирини өз бешиға чүшүргән күнидә, Бәйт-Әл шәһириниң қурбангаһлириниму җазалаймән; Қурбангаһниң бүҗәклиридики мүңгүзләр кесиветилип йәргә чүшүрүлиду.
15 我要破壞過冬和過夏的別墅,象牙宮也必遭毀壞,高樓大廈也必蕩然無存」──上主的斷語。
Мән «Қишлиқ Сарай» вә «Язлиқ Сарай»ни бирақла уруветимән; Пил чиши өйләрму йоқилип кетиду, Көплигән өйләр түгишиду, — дәйду Пәрвәрдигар.