< 使徒行傳 19 >

1 頗羅在格林多的時候,保祿走遍了高原地帶後,來到厄弗所,遇見了幾個門徒,
Аполлос Коринт шәһиридики вақтида, Павлус сәпәр қилип, ички қуруқлуқ арқилиқ Әфәсус шәһиригә кәлди. У йәрдә бәзи мухлислар билән учришип,
2 向他們說:「你們信教的時候,領了聖神沒有﹖」他們回答說:「連有聖神,我們都沒有聽過。」
улардин: — Силәр етиқат қилғиниңларда, Муқәддәс Роһ силәргә ата қилинғанму? — дәп сориди. — Яқ, биз һәтта Муқәддәс Роһ бар дегәнни зади аңлимаптикәнмиз, — дәп җавап бәрди улар.
3 保祿說:「那麼,你們受的是什麼洗,」他們說:「是若翰的洗」
Павлус йәнә: — Ундақта, силәр қандақ чөмүлдүрүлүштә чөмүлдүрүлгәнсиләр? — дәп сориди. — Биз Йәһя [пәйғәмбәр] йәткүзгән чөмүлдүрүлүшни қобул қилдуқ, — деди улар.
4 保祿說:「若翰受的是悔改的洗,他告訴百姓要信在他以後要來的那一位,就是要信耶穌。」
Павлус: — Йәһя [пәйғәмбәр] хәлиққә йәткүзгән чөмүлдүлүрүш болса гуналарға товва қилишни билдүридиған чөмүлдүрүлүш болуп, уларға өзидин кейин кәлгүчигә, йәни Әйсаға етиқат қилиш керәклигини тапилиған еди, — деди.
5 他們聽了,就因主耶穌之名領了洗。
Улар буни аңлап, Рәб Әйсаниң намида чөмүлдүрүлүшни қобул қилди.
6 保祿給他們覆手,聖神便降在他們身上,他們就講各種語言,也說先知話。
Павлус қолини уларниң үстигә тәккүзүп туруши билән, Муқәддәс Роһ уларға чүшти. Буниң билән улар намәлум тилларда сөзләшкә һәм пәйғәмбәрләрчә вәһий-бешарәтләрни йәткүзүшкә башлиди.
7 他們一共約有十二人。
Улар тәхминән он икки әркәк киши еди.
8 保祿進了會堂,放膽講論,一連三個月,辯論天主之國的事,來勸化人。
Павлус үч ай давамида [Әфәсус шәһиридики] синагогқа кирип, жүрәклик билән сөз қилип, улар билән Худаниң падишалиғидики ишлар тоғрисида муназирилишип қайил қилишқа тиришти.
9 但有些人心硬不信,在大眾面前辱罵聖道,保祿便離開他們,把門徒分別出來,每天在提郎諾的學校裏辯論;
Лекин бәзилири җаһиллиқ қилип ишинишни рәт қилип, халайиқ алдида [Рәбниң] йолиға һақарәт кәлтүргәндә, Павлус улардин чиқип, мухлисларниму айрип чиқти. У һәр күни Тираннус исимлиқ адәмниң лексийиханисида муназирә-музакирә өткүзди.
10 這事進行了兩年,以致凡住在亞細亞的人,都聽見了主的道理,猶太人希臘人都有。
Бу иш икки жил давамлашти. Нәтиҗидә, Асия өлкисидики пүтүн хәлиқ, Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммәйлән Рәбниң сөз-каламини аңлиди.
11 天主藉保祿的手,行了一些非常的奇事,
Худа Павлусниң қоллири арқилиқ карамәт мөҗизиләрни яратти.
12 甚至有人拿去他身上的毛巾和圍裙,放在病人身上,疾病便離開他們,惡魔也出去了。
Кишиләр һәтта қол яғлиқ вә пәртуқларни Павлусниң тенигә тәккүзүп, андин кесәлләрниң йениға апирип, уларниң үстигә япатти. Нәтиҗидә, кесәлләр сақийип, яман роһлар улардин чиқип кетәтти.
13 那時,有幾個周遊的猶太驅魔者,擅自向附有惡魔的人,呼號主耶穌的名,說:「我因保祿所宣講的耶穌,命你們出去!」
Лекин шу әтрапта жүридиған, «җинкәш» Йәһудийларин бәзилириму Рәб Әйсаниң намини ишлитип баққуси келип, җин чаплашқанлар үстидә туруп җинларға: «Павлус җакалаватқан Әйсаниң намидин саңа қаттиқ буйруқ беримән!» дәйдиған болди.
14 有個猶太司祭長,名叫斯蓋瓦,他的七個兒子都作這事。
Бу ишни қилидиғанларниң арисида Скева исимлиқ бир Йәһудий баш каһинниң йәттә оғлиму бар еди.
15 惡魔回答他們說:「耶穌我認識,保祿我也熟識;可是,你們是誰呀﹖」
Лекин [улар қоғливәтмәкчи болған] яман Роһ уларға җававән: — Әйсани тонуймән, Павлустин хәвирим бар, бирақ өзүңлар ким болисиләр?! — девиди,
16 於是那個身附惡魔的人,便撲到他們身上,而制服了他們,勝過了他們,以致他們赤著身子,帶著傷,從那屋裏逃走了。
яман Роһ чаплишивалған киши уларға етилип чиқип, уларни уруп шама қилип, уларниң үстидин ғалип кәлди. Улар ялаңач вә яриланған һалда өйдин қечип чиқип кәтти.
17 凡住在厄弗所的猶太人和希臘人,知道了這事,就都害怕起來;主耶穌的名字也傳揚開了。
Бу иш Әфәсус шәһиридә туруватқан барлиқ Йәһудийлар вә Грекләргиму мәлум болуп, қорқунуч һәммисини басти вә Рәб Әйсаниң нами улуқланди.
18 信教的人中,有許多來承認,並報告自己以往所行的事;
Нәтиҗидә, нурғун етиқатчилар бурунқи қилғанлирини иқрар қилип, алдиға чиқти.
19 其中有好些曾行過巫術的人,把書籍一起帶來,當著眾人的面燒燬了;他們估計書價,得知共值五萬銀幣。
Сеһиргәрлик қилғанлардин нурғун адәмләр өзлириниң сеһиргәрлик китап-палнамилирини әкелип [бир йәргә догилап], көпчиликниң алдида көйдүрүшти. Бу китапларниң қиммити җәмий әллик миң күмүч тәңгигә йетәтти.
20 這樣,主的道理大為發揚,日漸堅固。
Шундақ қилип, Рәбниң сөз-калами күчгә егә болуп, бәрқ уруп үстүнлүккә өтти.
21 這些事以後,保祿決意要經過馬其頓和阿哈雅往耶路撒冷去,說:「我到那裏以後,也該看看羅馬。」
Бу ишлар йүз бәргәндин кейин, Павлус көңлидә, Македонийә вә Ахая өлкисидин өтүп Йерусалимға беришқа нийәт бағлиди. У: — У йәргә барғандин кейин, Рим шәһирини көрүп келишим керәк, — деди.
22 就打發他的兩位助手,弟茂德和厄辣斯托,往馬其頓去,自己暫時留在亞細亞。
Шуниң билән, у өзигә ярдәмдә болуватқанлардин Тимотий билән Ерастус иккиләнни Македонийәгә әвәтиветип, өзи йәнә бир мәзгил Асия өлкисидә турди.
23 在那時候,關於主的道,起了不小的騷動。
Дәл шу чағда, [Әфәсус шәһиридә] [Рәбниң] йоли тоғрилиқ еғир малимачилиқ көтирилди.
24 原來有個名叫德默特琉的銀匠,製造阿爾特米的銀龕,使工匠們獲利不少。
Аял илаһ Артемисни сүрәтләп күмүч тәкчә-һәйкәлләрни ясиғучи Димитрий исимлиқ бир зәргәр бар еди. Униң бу иши һүнәрвәнләргә көп пайда тапқузатти.
25 他把他們和同業的工人集合起來說:「同人們!你們知道:我們是靠這手藝發財的。
Димитрий һүнәрвәнләрни вә шуниңға охшаш ишлар билән шуғуллиниватқан башқа устиларни жиғип, уларға: — Бурадәрләр, бизниң гүллинишимизниң бу иш билән бағлиқ екәнлигини билисиләр;
26 你們看見,也聽到:這個保祿,不僅在厄弗所,而且幾乎在整個亞細亞勸服了許多人,說:『人手製造的,並不是神。』
һазир һелиқи Павлусниң немә ишларни қилип жүргәнлигини аңлиған һәм көргән болушуңлар керәк. У: «Қол билән ясивалған нәрсиләр илаһлар әмәс» дейиш билән, пәқәт Әфәсуста әмәс, бәлки пүткүл Асия өлкисидә дегидәк нурғунлиған кишиләрни қайил қилип, аздуруп бураватиду.
27 這不但使我們這分行業,咬遭人唾棄的危險,而且連偉大女神阿爾特米的廟,也要被視為無物,甚至整個亞細亞和天下所敬拜的女神的尊威,也將被消滅。」
Әнди һазир бизниң бу содимизға бәтнам чаплаш хәвпи болупла қалмай, бәлки бүйүк аял илаһ Артемисниң бутханисиму әрзимәс дәп қарилип, һәтта Асия өлкиси вә пүткүл җаһан ибадәт қилидиған [бу аял илаһимизниң] шан-шәривиму йоқилиш хәвпигә дуч келиватиду! — деди.
28 他們聽了,滿懷怒氣,喊著說:「大哉!厄弗所人的阿爾特米!」
Бу сөзләрни аңлиған көпчилик ғәзәпкә чөмүп, қайта-қайта: — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп чуқан көтиришкә башлиди.
29 於是滿城混亂起來,他們捉住了保祿的旅伴馬其頓人加約及阿黎斯塔苛,一起衝到劇場。
Буниң билән пүткүл шәһәр малиматаң болуп кәтти. Халайиқ Павлусниң сәпәрдашлиридин Македонийәлик Гаюс вә Аристархусларни тутуп сөрәп, серк мәйданиға тәңла йопурулуп маңди.
30 保祿願意,進去會見民眾,可是門徒們不讓他去;
Павлус халайиқ арисиға кирмәкчи болған еди, лекин мухлислар униң киришигә йол қоймиди.
31 還有幾位亞細亞的首長,是他的朋友,也打發人到他那裏,勸他不要冒險到劇場去。
Һәтта Павлусниң достлири болған өлкә әмәлдарлиридин безилириму униңға хәвәр йәткүзүп, уни серк мәйданиға беришқа тәвәккүл қилмаслиққа җекилиди.
32 當時眾人亂叫亂嚷,的確是一個混亂的集會,大多數都不知道為了什麼而聚會。
Әнди бәзиләр буни дәп вақириса, бәзиләр уни дәп вақиришип, пүтүн сорун вараң-чуруңға толди; кишиләрниң көпинчиси өзлириниң немигә жиғилғанлиғиниму билмәйтти.
33 群眾中有些人推舉出亞歷山大來,猶太人就推他上前;亞歷山大就揮了揮手,要想向民眾分辯。
Йәһудийлар Искәндәр исимлиқ адәмни алдиға иштирип чиқиривиди, көпчилик уни алдиға турғузди. Искәндәр көпчиликкә қол ишарити қилип, [Йәһудийларни] ақлимақчи болди.
34 可是眾人一認出他是猶太人來,就都同聲呼喊:「大哉!厄弗所人的阿爾特米!」約兩小時之久。
Бирақ көпчилик униң Йәһудий екәнлигини билип қелип, һәммиси тәңла: — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп икки саатчә чуқан көтирип турушти.
35 書記官使群眾安靜下來,說:「厄弗所人啊!誰不知道厄弗所人的城,是偉大阿爾特米的廟,和那從天降下的神像的看守者呢﹖
Ахирда, шәһәрниң баш мирзиси халайиқни тиничландуруп мундақ деди: — Әй Әфәсуслуқлар! Биз Әфәсуслуқларниң шәһириниң бүйүк Артемисниң бутханисиниң вә униң асмандин чүшкән сүритиниң қоғдиғучиси екәнлигини билмәйдиған ким бар!
36 這些事既不能反駁,你們就該鎮靜,不要冒昧從事。
Бу ишларни инкар қилалмиған екән, өзүңларни бесивелишиңлар, башбаштақлиқ қилмаслиғиңлар керәк.
37 你們帶來的這些人,既不是褻聖者,也沒有出言侮辱我們的女神;
Чүнки силәр бу кишиләрни бу йәргә [сораққа тартишқа] елип кәлдиңлар; лекин улар я бутханиларни булғучилар я бизниң аял илаһимизға күпүрлүк қилғучилардин әмәс.
38 所以,如果德默特琉和他同業的工匠,有什麼案件反對某人,有訴訟期,又有總督在,他們儘可彼此對告。
Әгәр Димитрий вә униңға қошулған һүнәрвәнләрниң мәлум бир кишиниң үстидин шикайити болса, сорақханилар очуқ турмақта вә сорақчи валийларму бар. Улар шу йәрләрдә бир-бири билән дәвалашсун;
39 但你們若還要求什麼餘外的事,可以在法定的集會裏解決。
вә башқа бирәр мәсилилириңлар болса, рәсмий сорунда бир тәрәп қилиниши лазим.
40 關於今天的事,我們實在有被控作亂的危險,因為這本是無緣無故的;我們對這事,對這次集會,也不能指出理由來。」
Биз әнди йәнә бүгүнки вақиәни топилаң дәп әрз қилиниш хәвпидә туруватимиз; чүнки бу малиманчлиқниң һеч сәвәви көрситилмигәчкә, һесавиниму берәлмәймиз-дә!
41 他說了這些話,纔把集會遣散了。
Бу сөзләрни қилип болуп, у жиғилған халайиқни тарқитивәтти.

< 使徒行傳 19 >