< 使徒行傳 13 >
1 安提約基雅教會中,有一些先知和教師,其中有巴爾納伯和號稱尼革爾的西滿,有基勒乃人路基約,和與分封侯黑落德同乳的瑪納恒,還有掃祿。
Антакядики җамаәт ичидә бәзи пәйғәмбәрләр вә тәлим бәргүчиләр бар еди. Улар Барнабас, «Қара» дәпму атилидиған Шимеон, Куринилик Лукиус, Һерод хан билән биллә чоң болған Манаән вә Сауллар еди.
2 他們敬禮主和禁食的時候,聖神向他為說:「你們給我選拔出巴爾納伯和掃祿來,去行我叫他們要行的工作。」
Улар Рәбниң ибадитидә болуп роза тутуватқан бир мәзгилдә, Муқәддәс Роһ уларға: — Барнабас билән Саулни Мән уларни қилишқа чақирған хизмәт үчүн Маңа айрип қоюңлар, — деди.
Шуниң билән, улар йәнә роза тутуп дуа қилғандин кейин, иккиләнниң үстигә қоллирини тәккүзүп узитип қойди.
4 二人既被聖神派遣,遂下到色婁基雅,又從那裏乘船往塞浦路斯。
Улар Муқәддәс Роһ тәрипидин әвәтилгән болуп, Сәлюкийә шәһиригә берип, у йәрдин кемигә чиқип Сипрус арилиға қарап йолға чиқти.
5 他們來到撒拉米,就在猶太人的會堂中,宣講天主的聖道;還有若望作助手。
Саламис шәһиригә йетип келип, улар Йәһудийларниң синагоглирида Худаниң сөз-каламини йәткүзүшкә башлиди. Юһанна уларниң ярдәмчиси еди.
6 他們走遍了全島,直到帕佛,遇見一個猶太人,他是個術士,也是假先知,名叫巴爾耶穌,
Улар пүтүн арални арилап чиқип, Пафос шәһиригә кәлди. Улар у йәрдә Барйәшуа исимлиқ бир киши билән учришип қалди. У сеһиргәр болуп, сахта пәйғәмбәр болған бир Йәһудий еди.
7 他常同色爾爵保祿總督在一起;總督是個聰明人,他邀請了巴爾納伯和掃祿來,想聽天主的聖道;
У киши бу [аралниң] римлиқ валийиси Сергиюс Павлусниң һәмраһи еди. Валий уқумушлуқ бир киши болуп, Барнабас билән Саулни чақиртип, Худаниң сөз-каламини аңлимақчи болди.
8 但那術士厄呂瑪──這是他的希臘譯名──卻反對他們,想法顛覆總督的信心。
Лекин һелиқи сеһиргәр (униң грекчә исми Әлимас болуп, «сеһиргәр» дегән мәнидә) уларға қарши чиқип, валийниң райини етиқаттин қайтурушни урунмақта еди.
Бирақ Муқәддәс Роһқа толдурулған Саул (йәнә «Павлус» дәпму атилиду) һелиқи сеһиргәргә тикилип қарап
10 說:「你這滿懷各種欺詐和各種奸惡的人,魔鬼的兒子,一切正義的仇敵,你還不停止顛覆天主的正道嗎﹖
униңға: — Әй, қәлбиң һәр хил һейлигәрлик вә алдамчилиқ билән толған Иблисниң оғли, һәммә һәққанийлиқниң дүшмини! Пәрвәрдигарниң түз йоллирини бурмилашни зади тохтатмамсән?!
11 現今你看,上主的手要臨於你,你要變成一個瞎子,看不見太陽,直到一個時期。」立刻昏黑和幽暗降在他身上,他就回來摸索,找尋領路的人。
Әнди Рәбниң қоли үстүңгә чүшти! Көзлириң кор болуп, бир мәзгил күнниң йоруғини көрәлмәйсән! — деди. Шуан, бир хил туман вә қараңғулуқ уни басти. У йолни силаштуруп, кишиләрдин мени қолумдин йетиләңлар, дәп илтиҗа қилатти.
12 那時,總督看見發生的事就信了,很驚訝主的道理。
Йүз бәргән ишни көргән валий Рәбниң тәлимигә қаттиқ һәйран болуп, Униңға етиқат қилди.
13 以後,保祿和同他一起的人,從帕佛乘船來到旁非里雅的培爾革;若望卻離開他們,回了耶路撒冷。
Павлус билән униң һәмраһлири кемигә чиқип, Пафостин Памфилийә өлкисидики Пәргә шәһиригә барди. У йәрдә Юһанна улардин айрилип Йерусалимға қайтти.
14 他們由培爾革經過各處,到了丕息狄雅的安提約基雅;安息日他們進了會堂坐下。
Павлуслар болса Пәргә шәһиридин чиқип, давамлиқ меңип Писидийә районидики Антакя шәһиригә берип, шабат күни синагогқа кирди.
15 在朗誦法律和先知之後,會堂長派人問他們說:「仁人弟兄,你們若有什麼勸勉民眾的話,請說罷!」
Тәврат қисимлиридин вә пәйғәмбәрләрниң язмилиридин оқулғандин кейин, синагогниң чоңлири уларни чақиртип: — Қериндашлар, әгәр халайиққа бирәр несиһәт сөзүңлар болса, ейтиңлар, — деди.
16 保祿就站起來,打手勢說:「諸位以色列人和敬畏天主的人,請聽!
Павлус орнидин туруп, қол иширити қилип, халайиққа мундақ деди: — Әй Исраиллар вә Худадин қорққанлар, қулақ селиңлар!
17 以色列民族的天主,揀選了我們的祖先。當這百姓寄居埃及時,天主就舉揚了他們,以大能的手臂從那裏領他們出來。
Бу Исраил хәлқиниң Худаси ата-бовилиримизни таллиди; улар Мисирда мусапир болуп яшиған вақитларда уларни улуқ қилди, Өзиниң егиз көтәргән билиги билән уларни Мисирдин қутқузуп чиқти.
У чөлдә уларға тәхминән қириқ жил ғәмхорлуқ қилди
19 滅了在客納罕地方的七個民族以後,就把那地方分給他們作為基業,
андин Қанаан зиминидики йәттә әлни йоқитип, уларниң зиминлирини уларға мирас қилип бәрди.
20 約有四百五十年。此後,又給他們立了民長,直到撒慕爾先知時代。
Бу ишларға алди-кәйни болуп тәхминән төрт йүз әллик жил кәтти. Кейин, таки Самуил пәйғәмбәр оттуриға чиққичә, у уларға батур һакимларни тикләп бәрди.
21 從那時起,他們要求一位君王,天主就給他們立了本雅明族人克士的兒子撒烏耳,為王四十年;
Андин улар бизгә бир падишани бәрсикән, дәп [Самуил пәйғәмбәрдин] тилиди. Шуниң билән Худа уларға Бинямин қәбилисидин Киш исимлиқ адәмниң оғли Саулни тикләп бәрди. У қириқ жил һөкүм сүрди.
22 把他撤職以後,給他們立了達味為君王,天主為他作證說:我找到了葉瑟的兒子達味,他是一個合我心意的人,他要履行我的一切旨意。
Бирақ [Худа] Саулни сәлтәнитидин чүшүрүп, уларға Давутни падиша қилип турғузуп бәрди. Худа униң һәққидә гувалиқ берип: «Көңлүмдикидәк бир адәмни, йәни Йәссәниң оғли Давутни таптим. У Мениң толуқ ирадәмгә әмәл қилиду», — деди.
23 天主按照恩許,從他的後裔中給以色列興起了一位救主耶穌。
Өзи вәдә қилғандәк Худа бу адәмниң нәслидин Исраил хәлқигә бир Қутқузғучи тикләп бәрди — у болса Әйсаниң өзидур!
24 若翰在他來臨以前,先向全以色列民宣講了悔改的洗禮。
У хәлиқниң оттурисиға чиқиштин алввал, Йәһя [пәйғәмбәр] чиқип, барлиқ Исраил хәлқини товва қилишни [билдүридиған] чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар, дәп җакалиди.
25 及至若翰將完成自己的任務時,說道:我不是你們所猜想的那位,但是,看,他在我以後要來,我不配解他腳上的鞋。
Йәһя [пәйғәмбәр] вәзипини тамамлиғанда, халайиққа мундақ дегән еди: «Силәр мени ким дәп билисиләр? Мән силәр күткән зат әмәсмән. Бирақ мана, мәндин кейин бириси келиду, мән һәтта униң аяқ кәшлирини йешишкиму лайиқ әмәсмән!»
26 諸位仁人弟兄,亞巴郎的子孫和你們敬畏天主的人! 這救恩之道正是給我們賜下的,
Әй қериндашлар, Ибраһимниң җәмәтиниң нәсиллири вә араңлардики Худадин қорққанлар, бу ниҗатлиқниң сөз-калами силәргә әвәтилди!
27 因為耶路撒冷的居民和他們的首領不認識他,也不明白每安息日所誦讀的先知的預言,就判決了他,而應驗了這些預言。
Йерусалимда туруватқанлар вә уларниң һакимлири [Әйсани] тонумай, униң үстидин гунакар дәп һөкүм чиқарғини билән, һәр шабат күни оқулидиған пәйғәмбәрләрниң алдин-ала ейтқан сөзлирини әмәлгә ашурди.
28 他們本來找不到一條死罪,卻要求比拉多處死了他。
Гәрчә улар униңдин өлүм җазасиға һөкүм қилишқа тегишлик бирәр гуна тапалмиған болсиму, валий Пилатустин йәнила уни өлүмгә мәһкүм қилишни өтүнди.
29 論他所記載的都成就了以後,就把他從木架上卸下,放在墳墓裏,
Улар [бу] [ишларни қилип] муқәддәс язмиларда униң һәққидә алдин пүтүлгәнләрниң һәммисини [өзлири билмигән һалда] әмәлгә ашурғандин кейин, униң җәситини кресттин чүшүрүп, бир қәбиргә қойди.
Лекин Худа уни өлүмдин тирилдүрди!
31 他多日顯現給同他一起,從加里肋亞往耶路撒冷去的人;這些人就是現今在百姓前給他作證的人。
Тирилгәндин кейин, у бурун өзи билән Галилийәдин Йерусалимғичә әгишип кәлгәнләргә көп күнләр ичидә [нәччә қетим] көрүнүп турди. Бу кишиләр һазир [Исраил] хәлқигә униң гувачилири болуватиду.
32 我們現今也給你們報告喜訊:就是那向祖先所應許的恩許,
Бизму ата-бовилиримизға қилинған вәдиниң хуш хәвирини силәргә һазир җакалаймиз — Худа Әйсани [аримизда] тикләп, бу вәдини уларниң әвлатлири болған бизләргә әмәлгә ашурди. Бу һәқтә Зәбурниң иккинчи күйидә алдин-ала мундақ пүтүлгән: «Сән Мениң Оғлум, Өзүм сени бүгүнки күнидә туғдурдум».
33 天主已給我們作他們子孫的完成了,叫耶穌復活了,就如在第二篇聖詠上所記載的:『你是我的兒子,我今日生了你。』
34 論到天主使他從死者中復活了,使他不再歸於腐朽,曾這樣說過:『我要賜給你們許與達味的聖善忠實。』
Әндиликтә Худаниң Әйсаға чиришни қайта көргүзмәй өлүмдин тирилдүридиғанлиғи һәққидә у [муқәддәс язмиларда] мундақ алдин-ала ейтқан: «Давутқа вәдә қилған меһри-шәпқәтләрни силәргә ата қилимән!»
35 為此,又在另一處說:『你決不讓你的聖者見到腐朽。』
Шуңа йәнә бу һәқтә йәнә бир айәттә: — «[И Худа], Сениң муқәддәс Болғучуңға тениниң чиришини көргүзмәйсән».
36 達味固然在自己活著時,奉行了天主的旨意,但是他死了,也歸到了自己祖先那裏,且見到了腐朽;
Чүнки Давут дәрвәқә Худаниң ирадиси бойичә өз дәври үчүн хизмәт қилип, өз ата-бовилириға қошулуп өлүмдә ухлап униң тени чирип кәткән еди.
37 但天主從死者中所復活的那位,卻沒有見到腐朽。
Лекин Худа өлүмдин тирилдүргүчи болса чиришни һеч көрмиди.
38 所以,諸位仁人弟兄,你們必須知道:就是藉著這耶穌給你們宣佈了赦罪之恩;凡在一切你們憑梅瑟法律不能成義的事上,
Әнди шуңа силәр шуни билишиңлар керәкки, и қериндашлар, һазир гуналардин кәчүрүм қилиниш йоли дәл шу киши арқилиқ силәргә җакалиниватиду.
Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән Тәврат қануни билән силәр халас болалмайватқан ишлардин униңға етиқат қилғучилар у арқилиқ халас қилинип һәққаний қилиниду!
40 所以,你們要小心,不要叫先知書上說的話來到你們身上:『
Шуңа, пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан шу балаю-апәт бешиңларға чүшмәслиги үчүн еһтият қилиңлар! —
41 藐視的人哪!你們要看,要驚訝,要消逝!因為在你們的日子,我作了一件事,即使有人告訴你們,你們也必不信那件事。』
«Қараңлар, и мазақ қилғучилар, һәйрануһәс болуп һалак болуңлар! Чүнки силәрниң күнлириңларда бир иш қилимәнки, Уни бириси силәргә елан қилсиму силәр шу ишқа һәргиз ишәнмәйсиләр!»
42 他們出去的時候,眾人要求下一個安息日再給他們講這些事。
Павлус билән Барнабас синагогдин чиқиватқанда, җамаәт уларға келәрки шабат күни бу ишлар һәққидә йәнә сөзләшни йелинди.
43 會眾散去以後,有許多猶太人和歸依猶太教的虔誠人,隨從了保祿和巴爾納伯,二人同他們談話,勸他們務要堅持天主的恩寵。
Синагогтики җамаәт тарқалғанда, нурғун Йәһудийлар вә Худадин қорққан Тәвратқа етиқат қилған Йәһудий әмәсләрму Павлус билән Барнабасқа әгәшти. Иккиси уларға сөз қилип, уларни Худаниң меһри-шәпқитидә чиң турушқа дәвәт қилди.
44 下一個安息日,全城的人幾乎都聚集了來,要聽天主的聖道。
Кейинки шабат күни, пүтүн шәһәр хәлқи дегидәк Худаниң сөз-каламини аңлиғили келишти.
45 猶太人一看見這麼眾多的人,就滿心嫉妒,反對保祿所講的,且加以辱罵。
Бирақ бундақ топ-топ адәмләрни көргән Йәһудийлар һәсәткә чөмүп, Павлусниң сөзлиригә қарши тәтүр гәп қилип, униңға төһмәт қилди.
46 保祿和巴爾納伯卻放膽地說:「天主的聖道本來先應講給你們聽,但因你們拒而不受,並斷定自己不配得永生,看,我們就要轉向外邦人, (aiōnios )
Әнди Павлус билән Барнабас техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Худаниң сөз-каламини алди билән силәр [Йәһудий хәлқигә] йәткүзүш керәк еди. Лекин силәр уни чәткә қеқип өзүңларни мәңгүлүк һаятқа лайиқ көрмигәндин кейин, мана биз [силәрдин] бурулуп әлләргә йүзлинимиз! (aiōnios )
47 因為主如此命我們說:『我已立你作為外邦人的光明,使你成為他們的救恩,直到地極。』
Чүнки Пәрвәрдигар [муқәддәс язмиларда] бизгә мундақ буйруған: — «Мән Сени [ят] әлләргә нур болушқа, Йәр йүзиниң чәт-яқилириғичә ниҗатлиқ болушуң үчүн Сени атидим».
48 外邦人聽了,都很喜歡,讚美主的聖道;那些被預定獲得永生的人,就都信了。 (aiōnios )
Әлләрдикиләр бу сөзни аңлап, хошал болушуп Рәбниң сөз-каламини улуқлашти; мәңгүлүк һаятқа еришишкә бекитилгәнләрниң һәммиси етиқат қилди. (aiōnios )
Шундақ қилип, Рәбниң сөз-калами пүткүл зиминға тарқалди.
50 猶太人卻挑唆敬畏天主的尊貴婦人和城中的要人,發動迫害保祿和巴爾納伯,把他們驅逐出境。
Бирақ Йәһудийлар Худадин қорққан жуқури тәбиқилик аялларни һәм шәһәр мөтивәрлирини қутритип, Павлус билән Барнабасқа зиянкәшлик қилғузуп, улар иккисини өз жутлиридин қоғлап чиқарди.
51 二人就把腳上的塵土向他們拂下,往依科尼雍去了。
Амма Павлус билән Барнабас уларға қарап аяқлиридики топини қеқиштуруветип, Коня шәһиригә қарап маңди.
[Антакядики] мухлислар болса хошаллиққа һәмдә Муқәддәс Роһқа толдурулди.