< 提摩太後書 3 >

1 你應知道:在末日,困難的時期必要來臨,
Амма шуниму билгинки, ахир заманларда еғир күнләр болиду.
2 因為那時人只愛自己、愛錢、矜誇、驕傲、謾罵、不考順父母、忘恩、負義、不虔敬、
У чағдики инсанлар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, мәнмәнчи, һакавур, күпүрлүк қилидиған, ата-анисиниң сөзини тиңшимайдиған, тузкор, иплас,
3 無慈愛、難和解、善誹謗、無節制、無仁心、不樂善、
көйүмсиз, кәчүрүмсиз, төһмәтхор, өзини туталмайдиған, вәһший, хәйр-сахавәтликкә дүшмән,
4 背信、魯莽、自大。愛快樂勝過愛天主;
сатқун, тәлвә, шөһрәтпәрәс, һозур-һалавәтни Худадин яхши көридиған,
5 他們雖有虔敨的外貌,卻背棄了虔敨的實質;這等人,你務要躲。
сиртқи қияпәттә ихласмән болувелип, әмәлийәттә ихласмәнликниң қудритини инкар қилидиған болиду. Бундақлардин жирақ тур.
6 因為他們中,有的潛入入人家中,獵取那些滿身罪惡,及被各種邪慾吸引的婦女;
Чүнки уларниң арисидики бәзиләр өйму-өй соқунуп кирип, гуналар билән бесилған, һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң қули болуп қалған надан аялларни аздуруп өзигә әсир қилиду.
7 這些婦女雖時常學習,但總達不明白真理的地步。
Бундақ аяллар дайим тәлим алсиму, һәргиз һәқиқәтни тонуп йетәлмәйду.
8 如從前雅乃斯和楊布勒反抗梅瑟,照樣這等人也反抗了真理。他們的心術敗壞了,在信德上是不可靠的。
Әнди Яннис билән Ямбрис Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу [аздурғучиларму] һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду. Улар зеһин-көңүллири чиригән, етиқат җәһәттә дашқал дәп испатланған кишиләрдур.
9 但他們再不能有所成就,因為他們的愚昧將要暴露在人前,如同那兩個人一樣。
Лекин әнди улар бу йолда алға илгириләлмәйду; чүнки [Яннис билән Ямбрис]ниң һамақәтлиги очуқ көрүнгәндәк, буларниңму һәммигә көрүниду.
10 至於你,你卻追隨了我的教訓,我度日的態、志向、信心、堅忍、愛心、容忍、
Лекин сән болсаң мениң тәлимим, жүрүш-турушум, мәхсәт-ирадилирим, ишәш-етиқатим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим, мән учриған зиянкәшликләр вә азап-оқубәтләргә, җүмлидин Антакя, Кония вә Листра шәһәрлиридә йүз бәргәнләргә толиму көңүл бөлүп кәлдиң, шундақла мән бәрдашлиқ бәргән шунчә зиянкәшликләрдин толуқ хәвириң бар; Рәб уларниң һәммисидин мени қутқузди.
11 我受的迫害和苦難,即我在安提約基雅。依科尼雍、呂斯特辣所遭受的事;那時我受了何等的迫害,主卻從這一切中救出了我。
12 凡是在耶穌基督內熱心生活的人,必須遭受迫害。
Дәрвәқә, Мәсиһ Әйсада ихласмән һаят кәчүрүшкә ирадә тиклигәнләрниң һәммиси зиянкәшликкә учрайду.
13 但是是惡人和行詐術的人卻越來越壞,他們迷惑人,也必受人迷惑。
Лекин рәзил адәмләр вә езитқу-каззаплар бәрибир башқиларниму алдап, өзиму алдинип, барғансери әсәбийлишиду.
14 然而你要堅持你所學所信的事,你知道你是由誰學來的。
Лекин сән болсаң, үгәнгән вә толуқ ишәндүрүлгән һәқиқәтләрдә чиң тур; чүнки буларни кимдин үгәнгәнлигиңни билисән,
15 你自幼便通曉了聖經,這聖經能使你憑著那在基督耶穌內的信德,獲得得救的智慧。
һәмдә балилиқ чағлириңдин тартипла муқәддәс язмиларни билип кәлдиң; буларниң саңа Мәсиһ Әйсаға бағланған етиқат арқилиқ болған ниҗат тоғрилиқ сени дана қилалайдиғанлиғини билисән.
16 凡受天主默感所寫的聖經,為教訓,為矯正,為教導人學正義,都是有益的,
Пүткүл муқәддәс язмиларниң һәммиси Худаниң Роһиниң йолйоруқ-илһами билән йезилған болуп, у тәлим бериш, тәнбиһ бериш, хаталиқларни түзитиш вә кишиләрни һәққанийәт йолиға башлашқа пайдилиқтур.
17 好使天主的人成全,適於行各種善工。
Булар арқилиқ Худаниң адими толуқ қураллинип, барлиқ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр болалайду.

< 提摩太後書 3 >