< 列王紀下 8 >

1 厄里叟對自己曾復活其子的婦人說:「你和你的家人,應動身往你能居住的地方去僑居,因為上主已決定,這地快要遭受七年饑荒」
Елиша өзи оғлини тирилдүргән аялға несиһәт қилип: — Сән вә өз өйдикилириң билән берип, қәйәрдә олтарғидәк җай тапсаң, у йәрдә турғин; чүнки Пәрвәрдигар: — Ачарчилиқ болсун, дәп бекитти. Бу ачарчилиқ зиминда йәттә жилғичә түгимәйду, деди.
2 那婦人就立即照天主的人所說的話作了;她和她的家人動身走了,在培肋舍特人的地方,僑居了七年。
Шуниң билән у аял Худаниң адими ейтқандәк өз өйдикилири билән берип, Филистийләрниң жутида йәттә жилғичә турди.
3 過了七年,這婦人從培肋舍特地方回來,便去求君王,要收回自己的房屋和田地。
Вә шундақ болдики, йәттә жил өткәндә, аял Филистийләрниң жутидин йенип кәлди; у падишадин өйи билән зиминини өзигә қайтуруп беришни илтимас қилғили барди.
4 那時,君王正與天主的人僕人革哈齊談話,說:「請你將厄里叟作的一切大事,講給我聽! 」
Шу вақитта падиша Худаниң адиминиң хизмәткари Гәһази билән сөзлишип униңға: — Елиша қилған һәммә улуқ әмәлләрни маңа баян қилип бәргин, дәвататти.
5 當革哈齊正向君王講述先知如何復活死人的時候,恰好厄里叟曾復活其子的那婦人,前來求君王,要收回自己的房屋和田地,革哈齊就說:「我主,大王! 這就是那婦人,這就是厄里叟所復活的那兒子。」
Вә шундақ болдики, у падишаға Елишаниң қандақ қилип бир өлүкни тирилдүргәнлигини дәп бериватқанда, Елиша оғлини тирилдүргән шу аял падишадин өз өйи вә зиминини қайтуруп беришни илтимас қилғили кәлди. Гәһази: — И падиша ғоҗам, мана, булар мән ейтқан аял вә Елиша өлүмдин тирилдүргән оғли дәл шу, деди.
6 君王問那婦人,婦人便將那件事告訴了君王;君王於是將她的事,委託給一個宦官,吩咐他說:「凡這婦人的一切,和自從她離開此地直到今日,田地裏的一切出產,都應歸還給她。」
Падиша аялдин соривиди, у шу вақиәни униңға дәп бәрди. Шуниң билән падиша бир ағватни бәлгүләп: — Униң һәммә тәәллуқатлирини яндуруп бәргин вә шуниңдәк өз жутидин кәткән күндин тартип бу вақитқичә йеридин чиққан һосулниң барлиқ киримини униңға бәргин, деди.
7 厄里叟來到大馬士革時,阿蘭王本哈達得正在患病,有人告訴君王說:「天主的人到這裏來了。」
Әнди Елиша Сурийәниң падишаси Бән-Һадад кесәл ятқинида Дәмәшққә кәлди. Падишаға: Худаниң адими бу йәргә кәлди, дәп хәвәр берилди.
8 君王對哈匝耳說:「你隨身帶些禮物,去拜見天主的人,託他求問上主,我這病還能好嗎﹖」
Падиша Һазаәлгә: — Өзүң бир соға елип, Худаниң адиминиң алдиға берип униң билән көрүшүп, у арқилиқ Пәрвәрдигардин мениң тоғрамда: «У бу кесәлдин сақиямду, сақаймайду» дәп сориғин, — деди.
9 哈匝耳就帶了四十匹駱駝,滿載著大馬士革出產的上等禮品,前去拜見先知;到了以後,就站在先知面前說:「你的弟子阿蘭王本哈達得打發我來問你:我這病還能好嗎﹖」
Шуниң билән Һазаәл униң билән көрүшүшкә барди. У өзи билән Дәмәшқтики һәр хил есил маллардин қириқ төгә соға елип, униң алдиға берип: «Оғлуң Сурийәниң падишаси Бән-Һадад мени әвәтип, бу кесәлдин сақийимәнму, сақаймаймәнму?» дәп сорайду, — деди.
10 厄里叟對他說:「你去告訴他:一定會好;但上主指示我:他一定要死。」
Елиша униңға: — Берип униңға: — Чоқум сақийисән, дәп ейтқин. Лекин Пәрвәрдигар маңа қандақла болмисун у чоқум өлиду, дәп вәһий қилди, деди.
11 厄里叟定睛凝視哈匝耳,直使哈匝耳感到慚愧。這時天主的人就哭了。
Худаниң адими таки Һазаәл хиҗил болуп кәткичә униңға тикилип қарап турди, андин Худаниң адими жиғлашқа башлиди.
12 哈匝耳問說:「我主,你為什麼哭﹖」先知回答說:「因為我已知道你將要加於以色列子民的惡行:你要放火焚毀他們的堡壘,用刀殺死他們的青年,摔死他們的兒童,剖開他們的孕婦。」
Һазаәл: — Ғоҗам немишкә жиғлайла! дәп сориди. У: — Мән сениң Исраилларға қилидиған яман ишлириңни билимән; чүнки сән уларниң қорғанлирини көйдүрүп, жигитлирини қилич билән өлтүрүп, ушшақ балилирини чөрүп ташлап, һамилдар аяллириниң қарнини йериветисән, деди.
13 哈匝耳說:「你的僕人算什麼﹖只不過是一條狗,他如何能作出這樣的大事﹖」厄里叟回答說:「上主已指示給我,你要作阿蘭王。」
Һазаәл: — Мәнки ишттәк бир қулуң немә едим, ундақ улуқ ишларни қилаламтим? Елиша: — Пәрвәрдигар маңа сениң Сурийәниң падишаси болидиғанлиғиңни мәлум қилди, деди.
14 哈匝耳就離開厄里叟,回去見他的主上;君王問他說:「厄里叟對你說了些什麼﹖」他回答說:「他告訴我:你一定會好。」
У Елишаниң қешидин чиқип ғоҗисиниң йениға барди. Бән-һадад униңдин: — Елиша саңа немә деди, дәп сориди. У: — У маңа силиниң тоғрилирида, чоқум сақийду, дәп ейтти, деди.
15 到了第二天,哈匝耳拿了被衾浸在水中蒙在君王的臉上,君王就這樣死了;哈匝耳就篡位為王。
Әтиси Һазаәл бир парчә бөзни елип, суға чилап падишаниң йүзини әтти. Шуниң билән у өлди; вә Һазаәл униң орнида падиша болди.
16 以色列王阿哈布的兒子耶曷蘭五年,猶大王約沙法特的兒子約蘭登極為猶大王。
Исраилниң падишаси, Аһабниң оғли Йорамниң сәлтәнитиниң бәшинчи жилида, Йәһошафат техи Йәһуданиң падишаси вақтида, Йәһошафатниң оғли Йәһорам Йәһуданиң падишаси болди.
17 他即位時年三十二歲,在耶路撒冷為王八年。
У падиша болғанда оттуз икки яшта болуп, Йерусалимда сәккиз жил сәлтәнәт қилди.
18 他走了以色列王所走的道路,像阿哈布家所行的一樣,因為他娶了阿哈布的女兒為妻,行了上主視為惡的事。
У Аһабниң җәмәти қилғандәк Исраил падишалириниң йолида жүрди (чүнки униң аяли Аһабниң қизи еди); у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
19 但是,上主為了他僕人達味的緣故,不願消滅猶大,因為他曾向達味應許過,他的子孫中,要永遠給他留下一盞明燈。
Лекин Пәрвәрдигар Давутқа: — Сениң билән оғуллириңға «мәңгү өчмәйдиған чирақ» беримән дегән вәдиси түпәйлидин у Йәһудани харап қилишни халимиди.
20 約蘭年間,厄東人脫離了猶大的統治,自立為王;
Униң күнлиридә Едом Йәһуданиң идарә қилишиға исян көтирип, азат болуп өз алдиға бир падишалиқ тиклиди.
21 那時,約蘭率領自己所有的戰車,到了匝依爾,乘夜間起來,衝出了包圍他和那些戰車長的厄東人,軍民纔得逃回自己的帳幕。
Шуниң билән Йорам һәммә җәң һарвулири билән йолға чиқип Заир шәһиригә өтти. У кечиси орнидин туруп, өзини вә җәң һарвулириниң сәрдарлирини қоршивалған Едомларға һуҗум қилип, уларни мәғлуп қилди; лекин ахирида [Йәһуда] ләшкәрлири өз өйлиригә қечип кәтти.
22 這樣,厄東人脫離了猶大的統治,直到今日。同時,里貝納也背叛了猶大。
Шуниң билән Едомлар Йәһуданиң һөкүмранлиғидин бүгүнгичә азат болди. У вақитта Либнаһму исян көтирип азат болди.
23 約蘭其餘的事蹟,他的一切作為,都記載在猶大列王實錄上。
Әнди Йорамниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси болса «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
24 約蘭與列祖同眠後,與他的列祖葬在達味城;他的兒子阿哈齊雅繼位為王。
Йорам өз ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң йенида дәпнә қилинди. Оғли Аһазия униң орнида падиша болди.
25 以色列王阿哈布的兒子耶曷蘭十二年,猶大王約蘭的兒子阿哈齊雅登極為王。
Исраилниң падишаси, Аһабниң оғли Йорамниң сәлтәнитиниң он иккинчи жили, Йәһуда падишаси Йәһорамниң оғли Аһазия Йәһудаға падиша болди.
26 他即位時,年二十二歲,在耶路撒冷作王一年。他的母親名叫阿塔里雅,是以色列王敖默黎的孫女。
Аһазия падиша болғанда жигирмә икки яшта болуп, Йерусалимда бир жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Аталия еди; у Исраил падишаси Омриниң қизи еди.
27 阿哈齊雅走了阿哈布的道路,行了上主視為惡的事,同阿哈布家一樣,因為他是阿哈布家的女婿。
[Аһазия] Аһабниң җәмәтиниң йолида жүрүп Аһабниң җәмәти қилғандәк, Худаниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; чүнки у Аһабниң күйоғли болуп униңға һәмҗәмәт еди.
28 他同阿哈布的兒子耶曷蘭往辣摩特基肋阿得去,與阿蘭王哈匝耳交戰。阿蘭人擊傷了耶曷蘭,
Аһабниң оғли Йорам Сурийәниң падишаси Һазаәл билән Гилеадтики Рамотта соқушқанда Аһазия униңға һәмдәмлишип соқушқа чиққан еди. Сурийләр Йорамни зәхимләндүрди.
29 耶曷蘭就回到依次勒耳,治療他在辣摩特與阿蘭人交戰時所受的傷。猶大王約蘭的兒子阿哈齊雅,由於阿哈布的兒子耶曷蘭患病,就下到依次勒耳去探望他。
Йорам падиша Рамаһда Сурийә падишаси Һазаәл билән соқушқанда Сурийләрдин йегән зәхмини давалитиш үчүн, Йизрәәлгә йенип кәлди. Аһабниң оғли Йорам кесәл болғачқа, Йәһуданиң падишаси, Йәһорамниң оғли Аһазия уни йоқлиғили Йизрәәлгиму барди.

< 列王紀下 8 >