< 列王紀下 22 >
1 約史雅登基時才八歲,在耶路撒冷作王凡三十一年,他的母親名叫耶狄達,是波茲卡特人阿達雅的女兒。
Йосия падиша болғанда сәккиз яшта болуп, Йерусалимда оттуз бир жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәдидаһ еди; у Бозкатлиқ Адаяниң қизи еди.
2 他行了上主視為正義的事,在一切事上,走了他祖先達味的路。不偏左也不偏右。
Йосия Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилип, һәр ишта атиси Давутниң барлиқ йолида жүрүп, нә оңға нә солға чәтнәп кәтмиди.
3 約史雅為王十八年時,派默叔藍的孫子,沙番書記到上主的殿裏去,吩咐他說:「
Падиша Йосия сәлтәнитиниң он сәккизинчи жилида, падиша Мәшулламниң нәвриси, Азалияниң оғли катип Шафанни Пәрвәрдигарниң өйигә әвәтип:
4 你去見大司祭希耳克雅,請他將獻於上主聖殿,和守門人由人民收來的銀錢結算清濋,
«Баш каһин Һилқияниң қешиға чиқип шуни буйруғинки, у Пәрвәрдигарниң өйигә елип келингән, дәрвазивәнләр хәлиқтин жиққан пулни санисун.
5 交給那些在上主殿內監工的人,叫他們發給那些在上主殿內工作和修理聖殿破壞地方的工人,
Андин улар Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған ишларни назарәт қилғучи ишчиларға тапшуруп бәрсун. Булар һәм Пәрвәрдигарниң өйидики бузулған йәрләрни оңшашқа өйдә ишлигүчиләргә, йәни яғаччилар, тамчилар вә таштирашларға бәрсун. Улар мошу пул билән өйни оңшашқа лазим болған яғач билән оюлған ташларни сетивалсун, дегин» — деди.
6 即木匠、工人和泥水匠,或購買修理聖殿的木料和鑿好的石頭。
7 銀子交給他們之後,不必再同他們算帳,因為他們都是辦事很忠信的人。」
Лекин уларниң қолиға тапшурулған пулниң һесави қилинмиди. Чүнки улар инсап билән иш қилатти.
8 大司祭希耳克雅對沙番書記說:「我在上主殿內發現了法律書。」希耳克雅將這卷書交給了沙番,沙番讀了。
Баш каһин Һилқия катип Шафанға: — Мән Пәрвәрдигарниң өйидә бир Тәврат китавини таптим, деди. Шуни ейтип Һилқия китапни Шафанға бәрди. У уни оқуди.
9 沙番書記遂來見君王,向君王報告說:「你的僕人已將聖殿內所有的銀錢倒出來,交給了那些在上主殿內監工的人。」
Андин кейин катип Шафан падишаниң қешиға берип падишаға хәвәр берип: — Хизмәткарлири ибадәтханидики пулни жиғип Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған иш бешилириниң қоллириға тапшуруп бәрди, деди.
10 沙番書記繼而又向君王報告說:「大司祭希耳克雅交給我一卷書。」沙番就在君王面前朗讀了那書。
Андин катип Шафан падишаға: Һилқия маңа бир китапни бәрди, деди. Андин Шафан падишаға уни оқуп бәрди.
11 君王一聽了法律書上的話,就撕裂了自己的衣服,
Вә шундақ болдики, падиша Тәврат китавиниң сөзлирини аңлиғанда, өз кийимлирини житти.
12 即刻吩咐大司祭希耳克雅,沙番的兒子阿希甘,米加的兒子阿革波爾,沙番書記和君王的臣僕阿撒雅說:「
Падиша Һилқия каһин билән Шафанниң оғли Аһикамға, Микаяниң оғли Акбор билән Шафан катипқа вә падишаниң хизмәткари Асаяға буйруп: —
13 你們為我,為人民,為全猶大,去求問上主關於所發現的書上的話;因為我們的祖先沒有聽從這卷書上的話,也沒有按造這卷書上所記載的去實行,所以上主對我們大發忿怒。」
Берип мән үчүн вә хәлиқ үчүн, йәни пүткүл Йәһудадикиләр үчүн бу тепилған китапниң сөзлири тоғрисида Пәрвәрдигардин йол сораңлар. Чүнки ата-бовилиримиз бу китапниң сөзлиригә, униңдики бизләргә пүтүлгәнлиригә әмәл қилишқа қулақ салмиғанлиғи түпәйлидин Пәрвәрдигарниң бизгә қозғалған ғәзиви интайин дәһшәтлик, деди.
14 大司祭希耳克雅、阿希甘、阿革波爾、沙番和阿撒雅,於是去見住在耶路撒冷新市區,哈爾哈斯的孫子,提刻瓦的兒子,管理祭衣的沙隆的妻子,女先知胡耳達,向她說明了來意以後,
Шуниң билән Һилқия каһин, Аһикам, Акбор, Шафан вә Асаялар Хархасниң нәвриси, Тикваһниң оғли кийим-кечәк беги Шаллумниң аяли аял пәйғәмбәр Һулдаһниң қешиға берип, униң билән сөзләшти. У Йерусалим шәһириниң иккинчи мәһәллисидә олтиратти.
15 她就回答他們說:「上主以色列的天主這樣說:你們去回報那派你們來見我的人說說:
У уларға мундақ деди: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәрни әвәткән кишигә мундақ дәңлар: —
16 上主這樣說:看,我必要依照猶大王所讀的那卷書上的一切話:使災禍降在這地方和這地方的居民身上,
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана Мән Йәһуданиң падишаси оқуған китапниң һәммә сөзлирини әмәлгә ашуруп, бу җайға вә бу йәрдә турғучиларға балаю-апәт чүшүримән.
17 因為他們捨棄了我,向別的神焚香。凡他們所做的,無不惹我動怒;所以我的怒火要向這地方發作,總不熄滅。
Чүнки улар Мени ташлап, башқа илаһларға хушбуй йеқип, қоллириниң һәммә ишлири билән Мениң аччиғимни кәлтүрди. Униң үчүн Мениң қәһрим бу йәргә қарап янди һәм өчүрүлмәйду.
18 至於那派你們來求問上主的猶大王,你們要這樣對他說:上主以色列的天主這樣說:你既然聽了這些話,
Лекин силәрни Пәрвәрдигардин йол сориғили әвәткән Йәһуданиң падишасиға болса шундақ дәңлар: Сән аңлиған сөзләр тоғрисида Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар шундақ дәйду: —
19 既然一聽見我指著這地和這地上的居民,說他們必要成為令人驚駭和詛咒的對象,你就動了心,在我面前自卑自賤,撕裂了自己的衣服,在我面前痛哭,因此我也應允了你:上主的斷語。
Чүнки көңлүң юмшақ болуп, мошу җай вә униңда турғучиларниң вәйранә вә ләнәткә айландурулидиғанлиғи тоғрисида уларни әйипләп ейтқан сөзлиримни аңлиғиниңда, Пәрвәрдигарниң алдида өзүңни төвән қилип, кийимлириңни житип, Мениң алдимда жиғлиғиниң үчүн, Мәнму дуайиңни аңлидим, дәйду Пәрвәрдигар.
20 我要使你與你的祖先團聚,你要平安歸到你的墳墓裏,你的眼睛也不會見到我要在這地方所降的一切災禍。」他們回去向君王報告了這話。
Буниң үчүн сени ата-бовилириң билән жиғилишқа, өз қәбрәңгә аман-хатирҗәмлик ичидә беришқа несип қилимән; сениң көзлириң Мән бу җай үстигә чүшүридиған барлиқ күлпәтләрни көрмәйду». Улар йенип берип, бу хәвәрни падишаға йәткүзди.