< 列王紀下 21 >

1 默納舍登極時才十二歲,在耶咯撒冷做王五十五年,他的母親名叫赫斐漆巴。
Манассәһ падиша болғанда он икки яшта болуп, Йерусалимда әллик бәш жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Һәфзибаһ еди.
2 他行了上主視為惡的事,仿效上主從以色列子民前所驅逐的異民所行的可恥之事,
У Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдап чиқиривәткән ят әлликләрниң жиркиничлик адәтлиригә охшаш ишлар билән Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
3 重建了他父親希則克雅所拆毀的高丘,為巴耳建立了祭壇,製造了木偶,像以色列王阿哈布所作的一樣,且崇拜敬奉天上的萬象,
У атиси Һәзәкия бузуп йоқатқан «жуқури җайлар»ни қайтидин ясатти; у Баалға атап қурбангаһларни салдуруп, Исраилниң падишаси Аһаб қилғандәк бир Ашәраһ мәбуд ясиди; у асмандики нурғунлиған ай-юлтузларға баш урди вә уларниң қуллуғиға кирди.
4 雖然上主曾指著聖殿說過:「我要將我的名建立在耶路撒冷。」但他仍在上主的殿內建立了一些祭壇,
У Пәрвәрдигарниң өйидиму қурбангаһларни ясатти. Шу ибадәтхана тоғрилиқ Пәрвәрдигар: Мән Йерусалимда Мениң намимни қойимән, дегән еди.
5 又在上主殿宇的兩庭院內,為天上萬像建立了祭壇;
У Пәрвәрдигарниң өйиниң икки һойлисида «асманниң қошуни»ға қурбангаһларни атап ясатти.
6 使自己的兒子經火獻神,行占卜邪術,立招魂師和術士,不斷行上主視為惡的事,惹上主發怒。
Өз оғлини оттин өткүзди; җадугәрчилик билән палчилиқ ишләтти, өзигә җинкәшләр билән әпсунчиларни бекитти; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә сан-санақсиз рәзилликни қилип униң ғәзивини қозғиди.
7 他又將自己製造的阿舍辣雕像,安放在上主的殿內,雖然上主論及這殿曾對達味的兒子撒羅滿說:「我要在這殿內,和我在以色列各支派所選出的耶路撒冷立我的名,直到永遠;
У ясатқан «Ашәраһ» ойма мәбудни [Худаниң] өйигә қойди. Шу өй тоғрилиқ Пәрвәрдигар Давутқа вә униң оғли Сулайманға: — «Бу өйдә, шундақла Исраилниң һәммә қәбилилириниң зиминлири арисидин Мән таллиған Йерусалимда Өз намимни әбәткичә қалдуримән;
8 只要以色列謹守遵行我所吩咐他們的一切,及我僕人梅瑟所吩咐他們的一切法律,我決不再使以色列人的腳,離開我賜與他們祖先的土地。」
әгәр Исраил пәқәт Мән уларға тапилиған барлиқ әмирләргә, йәни Өз қулум Муса уларға буйруған барлиқ қанунға мувапиқ әмәл қилишқа көңүл қойсила, Мән уларниң путлирини ата-бовилириға тәқсим қилған бу зиминдин қайтидин нери қилмаймән», дегән еди.
9 但是,他們卻不聽從,甚至默納舍誘惑他們行惡,甚於上主由以色列子民前所消滅的那些民族。
Лекин улар қулақ салмайтти; шуңлашқиму, Манассәһ уларни шундақ аздурдики, улар Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һалак қилған ят әлликләрдин ашуруп рәзиллик қилатти.
10 為此,上主藉他的僕人先知警告說:「
Шуңа Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләрниң вастиси арқилиқ мундақ деди: —
11 因為猶太王默納舍行了這些可恥的事,甚於他以前的阿摩黎人所行的,以自己的神像引猶太犯罪。
Йәһуданиң падишаси Манассәһ бу жиркиничлик ишларни қилип, һәтта униңдин илгири өткән Аморийлар қилған барлиқ рәзилликтин зиядә рәзиллик қилип, униң бутлири билән Йәһуданиму гунаға аздурғини үчүн
12 所以上主以色列的天主這樣說:看,我要使這樣的災禍降在耶路撒冷和猶太,使聽見的人兩耳都要齊鳴。
Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Йерусалим билән Йәһуданиң үстигә шундақ балаю-апәт кәлтүримәнки, кимки уни аңлисила қулақлири зиңилдап кетиду.
13 我要用測量撒瑪黎雅的繩索,和測量阿哈布家的鉛錘,來測量耶路撒冷,要擦淨耶路撒冷如同人擦淨盤子一樣,擦淨之後,就翻過來;
Мән Самарийәни өлчигән тана вә Аһабниң җәмәтини тәкшүргән тик өлчигүч жип билән Йерусалимни тәкшүртимән; киши қачини чайқап сүрткәндин кейин дүм көмтүрүп қойғандәк, Йерусалимни чайқап өрүймән.
14 我要拋棄作我產業的遺民,將他們交於敵人手中,使他們成為一切敵人的掠物與勝利品。
Мән мирасимниң қалғанлиридинму ваз кечип, дүшмәнлириниң қолиға тапшуримән; уларни һәммә дүшмәнлиригә булаң-талаң объекти вә олҗа қилип беримән;
15 因為他們自從他們的祖先出離埃及那一天,直到今日,行了我視為惡的事,使我發怒。」
Чүнки улар Мениң нәзиримдә рәзил болғанни қилип, уларниң ата-бовилири Мисирдин чиққан күндин тартип бүгүнгичә ғәзивимни қозғап кәлди».
16 默納舍除了使猶大陷於罪惡,行了上主視為惡的事以外,還流了許多無辜者的血,使耶路撒冷流成河,從這邊流到那邊。
Манассәһ әнди пүткүл Йерусалимни бир четидин йәнә бир четигичә қанға толдуруп, көп наһәқ қан төккүзди вә охшашла өзи қиливатқан гунайи билән Йәһудаларни аздуруп, уларниң Пәрвәрдигарниң нәзиридики рәзилликни қилишиға сәвәп болди.
17 默納舍其餘的事蹟,他行的一切,所犯的罪惡,都記載在猶大列王實錄上。
Манассәһниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин у садир қилған гуна «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
18 默納舍與他的列祖同眠,埋葬在王宮花園,即烏匝花園裏;他的兒子阿孟繼位為王。
Манассәһ ата-бовилириниң арисида ухлиди вә өз өйиниң беғида, йәни Уззаһниң беғида дәпнә қилинди. Андин оғли Амон униң орнида падиша болди.
19 阿孟登極時,年二十二歲,在耶路撒冷作王兩年;他的母親名叫默叔肋默,是約特巴人哈魯茲的女兒。
Амон падиша болғанда жигирмә икки яшта болуп, Йерусалимда икки жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Мәшулләмәт еди; у Йотбаһлиқ Һарузниң қизи еди.
20 他行了上主認為視為惡的事。全像他父親所行的一樣;
Амон атиси Манассәһ қилғандәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти.
21 走了他父親所走的的路,事奉敬拜了他父親所事奉的偶像,
У атиси маңған барлиқ йолларда маңатти; у атиси қуллуғида болған бутларниң қуллуғида болуп, уларға сәҗдә қилип,
22 離棄了上主他祖先的天主,未隨上主的道路。
Пәрвәрдигарниң йолида жүрмәй, өз ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни тәрк қилди.
23 阿孟臣僕共謀造反,在宮內將君王殺了;
Әнди Амонниң хизмәткарлири падишани қәстләп, уни өз ордисида өлтүрди.
24 但地方的人民起來,殺了所有反叛阿孟王的人,立了他的兒子約史雅繼位為王。
Лекин жут хәлқи Амон падишани қәстлигәнләрниң һәммисини өлтүрди; андин жут хәлқи униң орнида оғли Йосияни падиша қилди.
25 阿孟所作的其它事蹟,都記載在猶大列王實錄上。
Амонниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
26 他也葬在烏匝花園內自己的墳墓裏;他的兒子約史雅繼位為王。
У Уззаһниң беғида өз қәбридә дәпнә қилинди. Андин оғли Йосия униң орнида падиша болди.

< 列王紀下 21 >