< 列王紀下 12 >

1 他在耶胡第七年即位為王,在耶路撒冷作王凡四十年。他的母親名叫漆彼雅,是貝耳舍巴人。
Йәһуниң сәлтәнитиниң йәттинчи жилида Йәһоаш падиша болди; у қириқ жил Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң аниси Бәәр-Шебалиқ Зибияһ еди.
2 約阿士在司祭約雅達教導他期間,行了上主視為正義的事,
Йәһоаш Йәһояда каһин униңға несиһәт қилип турған барлиқ күнләрдә, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди.
3 只是沒有廢除高丘,人民仍在高丘上焚香獻祭。
Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
4 約阿士對司祭說:「凡人向上主的殿繳納作獻儀錢,不論是人丁贖金,或樂意捐獻於上主殿中的錢,
Йәһоаш каһинларға: — Пәрвәрдигарниң өйигә Худаға аталған һәммә пул, җүмлидин ройхәттин өткүзүлгән һәр кишиниң баҗ пули, қәсәм ичкәнләрниң пули вә һәр ким ихтияри билән Пәрвәрдигарниң өйигә беғишлап әкәлгән һәммә пулни
5 司祭們都可以接收,每人也可向相識的人去勸捐;但司祭們應該修理聖殿需要修理的破壞之處。」
каһинлар ғәзничиләрдин тапшурувелип Пәрвәрдигарниң өйиниң қайси йери бузулған болса, шу пулни ишлитип шуларни оңшисун, деди.
6 但是,直到約阿士王第二十三年,司祭尚未修理聖殿的破壞之處。
Лекин Йәһоаш падишаниң сәлтәнитиниң жигирмә үчинчи жилиғичә, каһинлар ибадәтханиниң бузулған йәрлирини техичә оңлимиған еди.
7 於是約阿士王將約雅達大司祭和其他司祭召來,問他們說:「你們為什麼不修理聖殿破壞之處﹖現在你們不要再向相識的人收錢了;應把所有的錢交出,用來修理聖殿的破壞之處。」
Андин Йәһоаш падиша Йәһояда каһин вә башқа каһинларни чақирип уларға: — Немишкә ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңшимидиңлар? Мундин кейин ғәзничиләрдин пул алмаңлар вә өзүңлар ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңлатмаңлар, деди.
8 司祭們就同意不再向人民收錢,也不再負責修理聖殿的破壞之處。
Шуниң билән каһинлар мақул болушуп: Биз буниңдин кейин хәлиқтин пул алмаймиз һәм өзимиз ибадәтханиниң бузулған йәрлириниму оңшимаймиз, деди.
9 司祭約雅達於是拿來一個箱子,箱子上面開了一個口,安放在祭壇旁邊,即在上主聖殿入口的右邊,守門的司祭將所有獻於上主聖殿的銀錢,放入箱內。
Әнди Йәһояда каһин бир сандуқни елип чиқип, япқучидин бир төшүк тешип уни қурбангаһниң йениға қойди; кишиләр Пәрвәрдигарниң өйигә киргәндә, у оң тәрәптә туратти. Дәрвазиға қарайдиған каһинлар Пәрвәрдигарниң өйигә кәлтүрүлгән барлиқ пулни униңға салатти.
10 幾時看見箱內的錢夠多了,君王的秘書和大司祭就上來,把錢倒出,數點上主殿內所有的銀錢。
Вә шундақ болаттики, улар сандуқта көп пул чүшкәнлигини көрсә, падишаниң кативи билән баш каһин ибадәтханиға чиқип, Пәрвәрдигарниң өйидики пулни халтиға чигип, санап қоятти.
11 他們將秤好了的錢,交給上主殿內間監工的管理員,由他們發給在上主殿內工作的木匠和建築工人,
Андин улар Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған иш башлириға өлчәп-һесаплап берәтти. Улар болса уни Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған яғаччи билән тамчилар,
12 泥水匠和石匠,或購買木料和鑿刻好的石頭,用來修補上主殿內的破壞之處;總之,用來作為修理聖殿的費用。
ташчилар билән таштирашларға берәтти. Улар мошу пулни Пәрвәрдигарниң өйиниң бузулған йәрлирини оңшашқа лазим болған яғач билән оюлған ташларни сетивелишқа, шуниңдәк ибадәтханини оңшашқа вә һәммә башқа чиқимға ишлитәтти.
13 進獻於上主聖殿的銀錢,並沒有用來製造上主殿內的銀盆、燭剪、盤子、號筒,或任何金銀器皿,
Лекин Пәрвәрдигарниң өйигә кәлтүрүлгән пул ибадәтханиға атилидиған күмүч қача-қучилар, пичақлар, пиялиләр, канайлар, я алтундин яки күмүчтин ясалған башқа һәр қандақ нәрсиләрни яситишқа ишлитилмәйтти.
14 只是將銀錢交給工作人員,用來修理上主的殿。
Улар бәлки шу пулни иш бешилириға берип, Пәрвәрдигарниң өйини оңшитатти.
15 也並不需要向那些經手收錢付給工人的人算賬,因為他們做事忠信可靠。
Улар пулни иш беҗиргүчиләрниң ишләмчиләргә тәқсим қилип бериши үчүн тапшуратти; лекин униң һесаватини қилмайтти; чүнки булар инсап билән иш қилатти.
16 至於獻作贖過祭和贖罪祭的錢,不歸於上主的殿,全歸於司祭。
Лекин итаәтсизлик қурбанлиғи пули билән гуна қурбанлиғиға мунасивәтлик пуллар Пәрвәрдигарниң өйигә елип келинмәйтти; у каһинларға тәвә еди.
17 那時,阿蘭王哈匝耳上來攻打加特,也攻下了,準備進攻耶路撒冷。
У вақитта Сурийә падишаси Һазаәл Гат шәһиригә һуҗум қилип, уни ишғал қилди. Андин Һазаәл Йерусалимға һуҗум қилишқа йүзләнди.
18 猶大王約阿士就將他祖先猶大王約沙法特、約蘭和阿哈齊雅所奉獻的聖物,同他自己奉獻的聖物,以及上主聖殿和王宮的府庫內儲藏的金子,全部取出來,送給了阿蘭王哈匝耳;哈匝耳就離開了耶路撒冷。
Шуниң билән Йәһуданиң падишаси Йәһоаш өз ата-бовилири болған Йәһуда падишалири Йәһошафат, Йорам вә Аһазия Пәрвәрдигарға тәқдим қилған һәммә муқәддәс буюмларни, вә өзи тәқдим қилғанлирини Пәрвәрдигарниң өйи һәм падишаниң ордисиниң ғәзнилиридин издәп тапқан барлиқ алтунға қошуп, һәммисини Сурийәниң падишаси Һазаәлгә әвәтти; андин Һазаәл Йерусалимдин чекинди.
19 約阿士其餘的事蹟,他行的一切,都記載在猶大列王實錄上。
Йоашниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
20 約阿士的臣僕起來結黨謀反,在約阿士下到米羅宮時,將他殺死;
Әнди [Йәһоашниң] хизмәткарлири униңға қәст қилип Силла давини тәрипидики Милло қәлъәсидә уни өлтүрди.
21 殺他的是他的臣僕史默阿特的兒子約匝加爾和芍默爾的兒子約匝巴得。他死後,人將他葬在達味城,與祖先埋在一起;他的兒子阿瑪責雅繼位為王。
Униң хизмәткарлиридин Шимеатниң оғли Йозақар вә Шомәрниң оғли Йәһозабад уни зәхимләндүрди, шуниң билән у өлди. У өз ата-бовилириниң арисида «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилинди. Оғли Амазия униң орнида падиша болди.

< 列王紀下 12 >