< 哥林多後書 12 >

1 必須誇耀──固然無益──我就來說說主的顯現和啟示。
[Әпсус], махтиниверишниң зөрүрийити бар. Гәрчә униң пайдиси болмисиму, мән Рәбдин кәлгән аламәт көрүнүшләр вә вәһийләр үстидә тохтилай.
2 我知道有一個在基督內的人,十四年前,被提到二層天上去──或在身內,我不知道或在身外,我也不知道,惟天主知道──
Мәсиһдә болған бир адәмни тонуймән; у он төрт жил илгири (тәндә болған һалдиму, яки тәндин ташқириму билмәймән, Худа билиду) үчинчи қат асманға көтирилди.
3 我知道這人──或在身內,或在身外外,我不知道──天主知道──
Мән шундақ бир кишини билимән (тәндә болған һалдиму, яки тәндин ташқириму билмәймән, Худа билиду) —
4 他被提到樂園裏去,聽到了不可言傳的話,是人不能說出的。
у җәннәткә көтирилип, шу йәрдә тил билән ипадилигили болмайдиған, инсанларниң дейиши мәнъий қилинған әҗайип ишларни аңлиди.
5 對這樣的人,我要誇耀;但為我自己,除了我的軟弱外,我沒有可誇耀火。
Шундақ бир адәм билән махтинимән, өзүм һәққидә болса аҗизлиқмдин башқа бирәр иш билән махтанмаймән.
6 其實,既使我願意誇耀,我也不算是狂妄,因為我說的是實話;但是我絕口不談,免得有人估計我,超了他在我身上所見到的,或由我所聽到的。
Һәтта махтинай десәмму ахмақ һесапланмаймән; чүнки мән һәқиқәтни ейтқан болаттим; амма бириси мәндә көргинидин яки мән тоғрилиқ аңлиғинидин мени (маңа ашкариланған вәһийләрниң ғайәт зор улуқлуғи түпәйлидин) жуқури ойлап қалмисун дәп өзүмни махтиништин жиғдим. Мошу вәһийләрниң зор улуқлуғи түпәйлидин көрәңләп кәтмәслигим үчүн әтлиримгә санҗилған бир тикән, йәни мени уруп турсун дәп Шәйтанниң бир әлчиси маңа тәқсим қилинған; буниң мәхсити, мениң көрәңләп кәтмәслигим үчүндур.
7 免得我因那高超的啟示而過於高舉我自己,故在身體上給了我一根刺,就是撒殫的使者來拳擊我,免得我過於高舉我自己。
8 關於這事,我曾三次求主使它脫離我;
Буниң тоғрисида у мәндин кәтсун дәп Рәбгә үч қетим йелиндим;
9 但主對我說:「有我的恩寵為你夠了,因為我的德能在軟弱中才全顯出來。」所以我甘 心情願誇耀我的軟弱,好叫基督的德能常在我身上。
лекин У маңа: «Мениң меһри-шәпқитим саңа йетәрлик; чүнки Мениң күч-Қудритим инсанниң аҗизлиғида толуқ әмәлгә ашурулиду» — деди. Шуңа мән Мәсиһниң күч-қудрити вуҗудумда турсун дәп аҗизлиқлиримдин махтинишни техиму хушлуқ билән талливалимән;
10 為此,我為基督的緣故,喜歡在軟弱中,在淩辱中,在艱難中,在迫害中,在困苦中,因為我幾軟弱,正是我有能力的時候。
шуңа мән Мәсиһ үчүн аҗизлиқларни, һақарәтләрни, қийинчилиқларни, зиянкәшликләрни вә азап-оқубәтләрни хурсәнлик дәп билимән. Чүнки қачан аҗиз болсам, шу чағда күчлүк болимән.
11 我成了狂妄的人,那是你們逼我的。本來我該受 的褒揚,因為縱然我不算什麼,卻一點也不在那些超等的宗徒以下。
Мән [махтинип] дәрвәқә ахмақ болуп қалдим! Лекин өзүңлар мени буниңға мәҗбур қилдиңлар. Әмәлийәттә әслидә мән силәр тәрипиңлардин тәриплинишим керәк болатти; чүнки һеч әрзимәс болсамму, мән һелиқи «қалтис улуқ расуллар»дин һеч тәрәптә һеч ишта кам әмәсмән.
12 宗徒的記號,也在你們中間,以各種的堅忍,藉著徵兆、奇蹟和異能,真正實現了;
Дәрвәқә мән араңларда болған чағда расулниң бешарәтлик аламәтлири, һәртәрәплик чидам-сәвирчанлиқ ичидә мөҗизилик аламәтләр, карамәтләр һәм қудрәтлик мөҗизиләр билән әмәлдә көрситилгән.
13 其實除了我本人沒有連累過你們這件事外,你們有什麼不及別的教會之處呢﹖關於這個委曲,你們寬恕我罷!
Силәрни башқа җамаәтләрдин қайси тәрәптә төвән орунға қойдум? — пәқәтла өзүмни силәрниң үстүңләргә жүк қилип артип қоймиғиним биләнму?! Мениң бу адаләтсизлигимни әпу қилғайсиләр!
14 看,這已是第三次我預備好,到那裏去,我還是不連累你們,因為我所求的不是你們的東西,而你們自己;原來不是兒女應為父母積蓄,而是父母該為兒女積蓄。
Мана, һазир йениңларға үчинчи қетим беришқа тәйярмән, шуниң билән силәргә һеч жүк еғиримни салғум йоқ. Чүнки издигиним егилигиңлар әмәс, бәлки өзүңлардур; пәрзәнтлири ата-анилар үчүн әмәс, бәлки ата-анилар пәрзәнтлири үчүн мал-мүлүк жиғиши керәк.
15 至於我,我甘心情願為的靈魂付出一切,並將我自己也完全耗盡;難道我越多愛你們,就該少得你們的愛嗎﹖
Әнди җениңлар үчүн егилигимдин хушлуқ билән сәрп қилимән һәмдә өзүмни сәрп қилимән — гәрчә мән силәрни қанчә сөйгәнсери мән шунчә аз сөйүлсәмму.
16 是啊! 我沒有連累過你們,但我是出於狡滑,以詭計詐取了你們。
Әнди шундақ болғини билән, мән силәргә һеч жүк болған әмәсмән; бирақ һелигәрлик қилип, мән силәрни баблап қойдум!
17 在我所打發到你們那裏去的人中,難道我曾藉著其中的一位,詐取了你們的便宜嗎﹖
Әҗәба, мән силәргә әвәткән адәмләрниң бирәрси арқилиқ силәрдин нәп алдимму?!
18 我曾請戈支了弟鐸,並打發了一位弟兄同去;難道弟鐸佔過你們的便宜嗎﹖我們行動來往,不具有一樣的心神,一樣的步伐嗎﹖
Мән Титусни силәрниң йениңларға беришқа үндидим вә йәнә һелиқи қериндашниму униң билән биллә әвәттим. Титусниң силәрдин нәп елип баққан йери барму? Биз иккилән охшаш бир роһта жүриватмамдуқ? Бизниң басқан изимиз охшаш әмәсмикән?
19 到如今你們以為我是向你們申辯罷! 其實我們是在基督內當著天主的面說話;這一切,親愛的,都是為建樹你們,
Яки силәр әзәлдин бизни «Улар алдимизда өзлирини ақлап келиватиду» дәп ойлаватамсиләр? [Иш ундақ әмәс]. Биз пәқәт Мәсиһдә болуп Худа алдида сөзләватимиз; қиливатқан һәммә ишлар, и сөйүмлүклирим, силәрниң етиқатиңларни қуруш үчүндур.
20 因為我怕我來到的時候,你們也見我不合於我所想望的,你們也見於我石合於所想望的:就是怕有爭端、嫉妒、憤怒、分裂、毀謗、挑唆、自大、紛亂;
Чүнки мән йениңларға барғинимда, силәрниң үмүт қилған йеримдин чиқмай қелишиңлардин, өзүмниңму силәрниң үмүт қилған йериңлардин чиқмай қелишимдин, йәни араңларда ғовға-җедәл, һәсәтхорлуқ, ғәзәп-нәпрәт, мәнмәнчилик, төһмәтхорлуқ, ғәйвәтхорлуқ, тәкәббурлуқ вә паракәндичиликләр болармекин дәп әнсирәймән;
21 又怕我到的時候,我的天主再使我在你們前受委曲,為那許多從前犯了罪而不悔改他們所習行的不潔、淫亂和放蕩的人而慟哭。
— бу қетим силәрниң йениңларға барғинимда, араңлардики гуна садир қилип, таки бүгүнгә қәдәр өткүзгән напаклиқ, бузуқлуқ вә шәһваний ишлардин техи товва қилмиған нурғун адәмләрниң сәвәвидин Худайим мени алдиңларда төвән қилип қоярмекин, шуларниң қилмишлири түпәйлидин матәм тутмай туралмаймәнмекин, дәп әнсирәймән.

< 哥林多後書 12 >