< 歷代志下 5 >

1 [聖殿落成]撒羅滿為上主的殿所作的一切工作完成了以後,遂將他父親達味所奉獻的禮品,金銀和所有的器具運上來,存放在天主殿宇的府庫裏。 [迎約櫃入聖殿]
Шуниң билән Сулайман Пәрвәрдигарниң өйи үчүн қилидиған барлиқ қурулушлар тамам болғанда, у атиси Давут [Худаға] атап беғишлиған нәрсиләрни (йәни күмүч, алтун вә һәммә башқа буюмларни) елип келип, Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнилиригә қойдурди.
2 那時,撒羅滿召集以色列的長老,各支派的首領和以色列子民各家族長,到耶路撒冷,機上主的約櫃從達味城,即熙雍運上來。
Шу чағда Сулайман Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини «Давут шәһири»дин, йәни Зиондин йөткәп келиш үчүн Исраил ақсақаллирини, қәбилә бәглирини вә Исраил җәмәтлириниң бәглирини Йерусалимға жиғилишқа чақирди.
3 以色列人於是在七月的節日,都聚集到君王那裏。
Буниң үчүн Исраилниң һәммә адәмлири Етаним ейида, йәни йәттинчи айда, бекитилгән һейтта падишаниң қешиға жиғилди
4 以色列所有的長老一來到,肋未人便抬起約櫃,
Исраилниң һәммә ақсақаллири йетип кәлгәндә Лавийлар әһдә сандуғини көтирип [маңди].
5 將約櫃和會幕內所有的聖器都抬上來;抬運的都是司祭和肋未人。
Улар әһдә сандуғини, җамаәт чедири билән униң ичидики барлиқ муқәддәс буюмларни көтирип елип чиқти. Каһинлар болған Лавийлар мошуларни елип чиқти.
6 撒羅滿王和聚集在他那裏的以色列全會眾,在約櫃前宰殺了牛羊,多得無法計算,不可勝數。
Сулайман падиша вә барлиқ Исраил җамаити әһдә сандуғиниң алдида меңип, көплигидин санини елип болмайдиған сан-санақсиз қой билән калини қурбанлиқ қиливататти.
7 司祭們將上主的約櫃抬到殿的內部,即至聖所內,放在革魯賓的翅膀下,那早已預備的地方。
Каһинлар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини өз җайиға, ибадәтханиниң ички «каламхана»сиға, йәни әң муқәддәс җайға елип кирип керубларниң қанатлириниң астиға қойди.
8 革魯賓伸開翅膀遮在約櫃的所在之上,所以革魯賓在上面正遮著約櫃和抬櫃的扛桿。
Керубларниң йейилип турған қанити әһдә сандуғиниң орни үстидә болғачқа, әһдә сандуғи билән уни көтирип туридиған балдақларни йепип туратти.
9 這扛桿很長,扛頭從內殿前的聖所裏可以看見,在殿外卻看不見;直到今天還在那裏。
Бу балдақлар сандуқниң тутқучлиридин наһайити узун чиқип турғачқа, каламханиниң алдида туруп әһдә сандуғиниң йенидики икки балдақниң учлирини көргили болатти, бирақ өйниң сиртида уларни көргили болмайтти; бу балдақлар таки бүгүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта.
10 約櫃內除了兩塊石版,沒有別的東西:這是以色列子民出埃及後,上主與他們立約時,梅瑟在曷勒布山放在裏面的。[上主顯示榮耀]
Әһдә сандуғиниң ичидә Муса пәйғәмбәр Һорәб теғида турғанда ичигә салған икки тахтайдин башқа һеч нәрсә йоқ еди (Исраиллар Мисир зиминидин чиққандин кейин Пәрвәрдигар улар билән Һорәбдә әһдә түзгән еди).
11 當司祭從聖所出來時,─因為所有在場的司祭都自潔過,未分班次,
Каһинлар муқәддәс җайдин чиқишти (шу йәрдә һазир болған барлиқ каһинлар, өз нөвитигә қаримай өзлирини Худаға атап пакизлиған еди;
12 全體歌唱的肋未人,阿撒夫、赫曼、耶杜通,和他們的兒子以及他們同族的弟兄,一律穿著細麻的衣服,站在祭壇的東面,擊鈸、鼓瑟、彈琴;同他們在一起的,尚有一百二十位司祭吹號筒,─
нәғмә-навачи барлиқ Лавийлар, җүмлидин Асаф, Һеман, Йәдутун вә уларниң оғуллири һәм қериндашлири чәкмән тонлирини кийишип, қурбангаһниң шәрқидә туруп чаң, тәмбур вә чилтарлар челишиватқан еди; улар билән биллә канай челиватқан йәнә бир йүз жигирмә каһин бар еди)
13 吹號筒的和歌唱的人都同聲同調讚美上主。當他們配合號筒鐃鈸和各種樂器,高聲讚美上主說:「因為他是聖善的,因為他的仁慈永遠常存」時,雲彩充滿了聖殿,即上主的殿,
вә шундақ болдуки, канайчилар билән нәғмә-навачилар һәммиси бирдәк челип, бир аваз билән Пәрвәрдигарға тәшәккүр-һәмдусана ейтиватқанда, йәни канайлар, җаңлар вә һәр хил сазларни челип, жуқури аваз билән «Пәрвәрдигар меһривандур, өзгәрмәс муһәббити әбәдил-әбәтгичидур» дәп Пәрвәрдигарни мәдһийәләватқанда — шу һаман ибадәтхана, йәни Пәрвәрдигарниң өйи бир булут билән толдурулди;
14 致使司祭由於雲彩不能繼續奉職,因為上主的光榮充滿了天主的殿。
каһинлар әшу булут түпәйлидин вәзипилирини өтүшкә туралмайтти, чүнки Пәрвәрдигарниң җуласи Худаниң өйини толдурған еди.

< 歷代志下 5 >