< 歷代志下 29 >

1 [希則克雅登極]希則克雅登極時年二十五歲,在耶路撒冷作王凡二十九年;他的母親名叫阿彼雅,是則加黎雅的女兒。
Һәзәкия тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Абия болуп, Зәкәрияниң қизи еди.
2 希則克雅行了上主視為正義的事,完全像他的祖先達味所行的一樣。[清除聖殿]
[Һәзәкия] атиси Давут барлиқ қилғанлиридәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди.
3 他作王元年正月,開了上主殿宇的門,再加以修理;
У тәхткә чиққан биринчи жилиниң биринчи ейида Пәрвәрдигар өйиниң дәрвазилирини ачтуруп, йеңибаштин ясатти.
4 召司祭和肋未人來,聚集在東面廣場上,
У каһинлар билән Лавийларни [Худаниң өйигә] чақирип келип, [алдинқи] һойлисиниң мәйданиниң шәриқ тәрипигә жиғип,
5 對他們說:「肋未人,請聽我的話! 現在你們應自潔,好清除上主你們祖先的天主的殿宇,將聖所內的污穢之物除去。
уларға: — И Лавийлар, гепимгә қулақ селиңлар; өзүңларни Худаға атап пакизлаңлар вә ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйини униңға муқәддәс қилип пакизлаңлар, муқәддәсханидин барлиқ паскина нәрсиләрни чиқирип ташлаңлар.
6 因為我們的祖先犯了罪,行了上主我們的天主視為不悅的事,離棄了他,並轉臉不顧上主的居所,所以背相向;
Чүнки бизниң ата-бовилиримиз асийлиқ қилип, Худайимиз Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Униңдин ваз кәчти, Пәрвәрдигарниң туралғусидин йүзини өрүп, Униңға арқини қилди.
7 又封閉了廊門,熄滅了燈,未在聖所內給以色列的天主焚香,獻全燔祭。
Улар айванниң ишиклирини етивәткән, чирақларни өчүривәткән, хушбуй яқмиған еди вә муқәддәсханида Исраилниң Худасиға һеч көйдүрмә қурбанлиқларни сунмайдиған болуп кәткән еди;
8 因此,上主的盛怒降於猶大和耶路撒冷,使之成為恐懼、驚駭、恥笑的對象,正如你們親眼所見的。
Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви Йәһуда билән Йерусалимдикиләрниң үстигә чүшүп, худди өз көзүңлар билән көрүп турғиниңлардәк, уларни дәһшәткә селип, вәһимә болушқа һәм заңлиқ қилип уш-уш қилинидиған объекткә айландуруп қойди.
9 並且我們的祖先因此死於刀下,我們的妻子兒女作了俘虜。
Шу сәвәптин ата-бовилиримиз қилич астида қалди; оғул-қизлиримиз вә хотунлиримизму тутқун қилинди.
10 現在,我有意與上主以色列的天主立約,使他的烈怒轉離我們。
Әнди мән Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң ғәзивиниң биздин яндурулуши үчүн, Униң билән әһдилишиш нийитигә кәлдим.
11 我的孩子們! 現在不要再怠慢,因為上主揀選了你們侍立在他面前,為奉事他,向他焚香。」
И балилирим, ғапил болмаңлар; чүнки Пәрвәрдигар силәрни Өз алдида туруп хизмитидә болушқа, Униң хизмәткари болуп хушбуй йеқишқа таллиған, деди.
12 於是肋未人起來:刻哈特族中有阿瑪賽的兒子瑪哈特和阿匝黎雅的兒子約厄耳;默辣黎族中有阿貝狄的兒子克士和雅肋肋耳的兒子阿匝黎雅;革爾雄族中有齊瑪的兒子約阿黑和約阿黑的兒子厄登;
Шуниң билән Лавийлардин төвәндикиләр орнидин туруп оттуриға чиқти: — Коһатлардин болған Амасайниң оғли Маһат вә Азарияниң оғли Йоел, Мәрарилардин Абдиниң оғли Киш, Йәһалләләлниң оғли Азария, Гәршонлардин Зиммаһниң оғли Йоаһ, Йоаһниң оғли Едән,
13 厄里匝番的子孫中有史默黎和耶烏耳;阿撒夫子孫中有則加黎雅和瑪塔尼雅;
Әлизафанниң әвлатлиридин Шимри билән Җәийәл, Асафниң әвлатлиридин Зәкәрия билән Маттания;
14 赫曼子孫中有耶希耳和史米;耶杜通子孫中有舍瑪雅和烏齊耳,
Һеманниң әвлатлиридин Йәһийәл билән Шимәй, Йәдутунниң әвлатлиридин Шемая билән Уззийәлләр.
15 他們集合自己的弟兄,先行自潔,後照君王的吩咐,根據上主的命令,來清除上主的殿。
Улар қериндашлирини жиғип, өзлирини [Худаға] атап паклиди, падишаниң тапшуруғи, Пәрвәрдигарниң әмри бойичә Пәрвәрдигарниң өйини пакизлашқа кирди.
16 司祭進入上主的殿宇裏面去清除,將上主殿內所有的污穢之物,移到上主殿宇的院內;肋未人接過來,運到城外的克德龍溪。
Каһинлар Пәрвәрдигарниң өйиниң ичкирисигә пакизлашқа кирди; улар Пәрвәрдигарниң муқәддәс җайидин тапқан барлиқ напак-иплас нәрсиләрни Пәрвәрдигар өйиниң һойлисиға тошуп чиқти; андин уларни Лавийлар елип чиқип, [шәһәр сиртидики] Кидрон җилғисиға апирип төкти.
17 他們在正月一日開始清除,第八天清除到上主的殿。正月十六日清除完畢。
Улар биринчи айниң биринчи күнидин башлап, өйни қайтидин Худаға атап пакизлашқа киришип, сәккизинчи күни Пәрвәрдигар өйиниң айвиниға чиқти; улар [йәнә] сәккиз күн вақит сәрп қилип Пәрвәрдигар өйини пакизлап, биринчи айниң он алтинчи күнигә кәлгәндә ишни түгәтти.
18 於是他們去見希則克雅說:「我們已經將上主的殿宇、全燔祭壇、以及壇上所有的器具、供餅桌、以及桌上所有的用具,全部清潔了;
Андин улар Һәзәкия падишаниң алдиға кирип: — Биз Пәрвәрдигарниң пүткүл өйини, җүмлидин көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини вә униңдики барлиқ қача-қуча, әсвапларни, «тәқдим нан» тизилидиған ширәни вә ширә үстидики барлиқ қача-қуча, әсвапларни пакизливәттуқ;
19 並且連阿哈次王在位犯罪時,所丟棄的器具,我們都整理好,也都清潔了;現在都放在上主祭壇前面。」[獻祭贖罪]
Аһаз падиша тәхттики чеғида асийлиқ қилип ташливәткән барлиқ қача-қуча, әсвапларни тәйярлап тәх қилип, пакизлап қойдуқ; мана, улар һазир Пәрвәрдигарниң қурбангаһи алдиға қоюлди, деди.
20 希則克雅清晨起來,召集城內的首領,上到上主殿內。
Һәзәкия падиша әтигәндә таң сәһәр орнидин туруп шәһәрдики әмәлдарларни жиғип Пәрвәрдигарниң өйигә чиқти.
21 人們帶來了七隻牛犢,七隻公綿羊和七隻羔羊;此外,還有七隻公山羊,為國家,為聖殿,為猶大作為贖罪祭;王遂吩咐亞郎的子孫司祭奉獻在上主的祭壇上。
Улар падишалиқ үчүн, муқәддәсхана вә пүтүн Йәһудалар үчүн гуна қурбанлиғи қилишқа йәттә буқа, йәттә қочқар, йәттә қоза вә йәттә текә елип кәлди; [падиша] Һарун әвлатлири болған каһинларға буларни Пәрвәрдигарниң қурбангаһиға сунушни буйруди.
22 祭殺了牛犢,司祭將血取來,灑在祭壇上;祭殺了綿羊,將血灑在祭壇上;祭殺了羔羊,也將血灑在祭壇上。
Улар буқиларни боғузлиди, каһинлар қенини елип, қурбангаһқа сәпти; андин улар қочқарларниму боғузлап, қенини қурбангаһқа сәпти; қозиларниму боғузлап, уларниң қениниму қурбангаһқа сәпти.
23 最後,將獻作贖罪祭的公山羊,牽到君王和會眾面前,他們將手按在公山羊身上,
Ахирида гуна қурбанлиғи қилинидиған текиләрни падиша вә җамаәт алдиға йетиләп келивиди, [падиша вә җамаәт] қоллирини текиләр үстигә қоюшти.
24 司祭宰殺了,將血獻在祭壇上,作為贖罪祭,為以色列民眾贖罪,因為君王曾吩咐過:全燔祭和贖罪祭,應為以色列民眾奉獻。
Каһинлар текиләрни боғузлап, қенини барлиқ Исраилларниң гунайи үчүн кәчүрүм-кафарәт сүпитидә қурбангаһқа сәпти; чүнки падиша: «Көйдүрмә қурбанлиқ вә гуна қурбанлиғи барлиқ Исраиллар үчүн сунулсун» дегән еди.
25 王又派定肋未人用鈸、瑟和琴,在上主殿內奏樂,有如達味、王的先見者加得和先知納堂所吩咐的,亦即上主藉先知所吩咐的。
Падиша йәнә Лавийларни Пәрвәрдигар өйидә Давутниң, [Давут] падишаниң алдин көргүчиси гадниң вә Натан пәйғәмбәрниң буйруғинидәк җаңҗаң, тәмбур вә чилтар қатарлиқ сазларни тутуп, сәп болуп турушқа тайинлиди (чүнки әслидә бу әмир Пәрвәрдигардин, өз пәйғәмбәрлириниң вастиси билән тапиланған еди).
26 於是肋未人拿著達味的樂器,司祭拿著號筒,一起站著。
Шуниң билән Лавийлар Давутниң сазлирини, каһинлар канайларни тутқан һалда турушти.
27 希則克雅遂下令在祭壇上奉獻全燔祭。全燔祭開始時,頌揚上主的歌聲和號聲,也在以色列王達味的樂器伴奏下,隨之開始。
Һәзәкия көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһ үстигә сунулсун, дәп буйруди. Көйдүрмә қурбанлиқ сунулған һаман, Пәрвәрдигарға аталған нәғмә-нава қилинишқа, канайлар челинишқа вә Исраилниң падишаси Давутниң сазлири тәңкәш қилинишқа башлиди.
28 同時全會眾跪拜,唱歌的唱歌,吹號的吹號,這樣直到全燔祭獻完為止。
Пүткүл көйдүрмә қурбанлиқ өткүзүлүп болғичә, пүткүл җамаәт сәҗдигә олтиришти, нәғмә-навачилар нәғмә-нава қилишти, канайчилар канай челип турди.
29 獻完了祭,君王和所有同他自場的人,都屈膝跪拜。
Көйдүрмә қурбанлиқ өткүзүлүп болғанда, падиша вә униң билән һазир болғанларниң һәммиси тизлинип сәҗдә қилишти.
30 此後,希則克雅王和眾首領,又吩咐肋未人用達味和先見者阿撒夫的詩詞,讚頌上主。他們便歡樂地讚頌了上主,隨即俯首朝拜。
Һәзәкия падиша вә әмәлдарлар йәнә Лавийларға Давутниң вә алдин көргүчи Асафниң шеирлири билән Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқушни буйруди; шуниң билән улар хошал-хурамлиқ билән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқушуп, баш егип сәҗдә қилишти.
31 希則克雅又吩咐說:「你們既然奉獻了自己與上主,請近前來,將感恩祭祭物,送入上主殿內。」會眾便將感恩祭祭物,以及甘心獻的全燔祭獻上。
Һәзәкия: — Силәр әнди өзүңларни Пәрвәрдигарға муқәддәс болушқа беғишлиған екәнсиләр, алдиға келиңлар, қурбанлиқлар, тәшәккүр қурбанлиқлирини Рәбниң өйигә кәлтүрүп сунуңлар, девиди, җамаәт қурбанлиқлар вә тәшәккүр қурбанлиқлирини кәлтүрүшти; халиғанлар көйдүрмә қурбанлиғини кәлтүрүшти.
32 會眾所獻的全燔祭犧牲總數為:牛犢七十隻,公山羊一百隻,羔羊二百隻,全獻給上主作全燔祭。
Җамаәт елип кәлгән көйдүрмә қурбанлиқлар төвәндикичә: — йәтмиш буқа, йүз қочқар, икки йүз қоза; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиққа әкилингән еди.
33 還有祝聖的牲畜:牛犢六百隻,羊三千隻。
Булардин башқа Пәрвәрдигарға аталған алтә йүз буқа, үч миң қойму бар еди.
34 由於司祭太少,不能剝盡全燔祭犧牲的皮,所以他們的弟兄肋未人前來協助,直到工作作完,直到司祭自潔完畢,因為肋未人自潔的誠心勝過司祭。
Каһинлар бәк аз болғачқа, көйдүрмә қурбанлиқ маллириниң терисини союшқа үлгүрәлмәйтти; шуңа Лавий қериндашлири таки маллар союлуп болғичә һәм башқа каһинлар өзлирини [Худаға] атап паклап болғичә ярдәмләшти (чүнки Лавийлар өзлирини [Худаға] атап паклаш ишида каһинларға нисбәтән бәкрәк ихласмән еди).
35 此外,還有許多全燔祭、和平祭、脂油,及與全燔祭同奠的酒,等待處理。這樣,上主殿內的禮儀就全恢復了。
Униң үстигә көйдүрмә қурбанлиқлар наһайити көп еди, шундақла енақлиқ қурбанлиқлириниң мейи вә көйдүрмә қурбанлиқларға қошулған шарап һәдийилириму наһайити көп еди. Шундақ қилип Пәрвәрдигар өйидики ибадәт хизмәтлири йеңибаштин әслигә кәлтүрүлди.
36 希則克雅和全民眾都很快樂,因為天主為人民準備,使此事迅速完成。
Худа Өз хәлқигә бу ишларни орунлаштурғанлиғи үчүн Һәзәкия вә пүткүл хәлиқ толиму хошал болушти; чүнки бу ишлар бәк тезла беҗирилип болған еди.

< 歷代志下 29 >