< 歷代志下 2 >
1 撒羅滿決定為上主的名建造聖殿,為自己修築王宮。
Сулайман Пәрвәрдигарниң намиға атап бир өй һәм падишалиғи үчүн бир орда селиш нийитигә кәлди.
2 撒羅滿點派了七萬人作運夫,八萬人在山上鑿石,三千六百人作監工。
Шуниңдин кейин Сулайман йәтмиш миң адәмни һаммаллиққа, сәксән миң адәмни тағда таш кесишкә, үч миң алтә йүз кишини назарәтчиликкә тайинлиди.
3 撒羅滿遣使向提洛王希蘭說:「有如你怎樣對待了我父達味,給他運來了香柏木,建造他居住的宮殿,也請你如此對待我。
Сулайман Тур падишаси Һурамға адәм әвәтип: «Өзлири атам Давутниң туралғуси болсун дәп орда селишиға кедир яғичи йәткүзүп бәргән едилиғу, маңиму шундақ қилғайла.
4 我現今要為上主我的天主的名,建造一座聖殿,奉獻給他,在他面前焚燒芬芳的香料,永遠獻上供餅,每日早晚、安息日、月朔,以及上主我們天主的節日,奉獻全燔祭:這為以色列人是永久的事。
Мана, мән әнди Пәрвәрдигар Худайимниң намиға атап бир өй салмақчимән; өй униң алдида хушбуй йеқиш, «тәқдим нанлар»ниң үзүлмәй қоюлуши, һәр күни әтә-ахшамлирида, шабат күнлиридә, йеңи айниң биринчи күнидә вә Пәрвәрдигар Худайимиз бекитип бәргән һейт-айәмләрдә көйдүрмә қурбанлиқларниң сунулуши үчүн болиду. Бу ишлар Исраил хәлқигә мәңгүлүк бир бәлгүлимә болиду.
5 我建造的殿宇必須廣大,因為我們的天父大於諸神。
Мән салмақчи болған өй әҗайип һәйвәтлик болиду; чүнки бизниң Худайимиз һәммә илаһлардин үстүндур.
6 然而,誰有能力為他建造一座殿宇﹖天與諸天之天,尚容不下他。我是誰,竟能為他建造殿宇﹖不過只是為在他面前焚香罷了!
Лекин асманлар вә асманларниң үстидики асманму Уни сиғдуралмайдиған турса, ким Униңға өй салалисун? Мән ким едим, қандақму Униңға өй салдурғидәк қудрәткә егә болай? Мән пәқәт Униң алдида қурбанлиқларни көйдүргидәкла адәммән, халас!
7 現在,請你給我派一位技師來,他要精於金、銀、銅、鐵,以及紫紅、朱紅、藍線等工作;並且還應會各種雕刻,好與我父親達味在猶大和耶路撒冷所準備的技術人員一同工作。
Әнди өзлири маңа атам Давут Йәһудада вә Йерусалимда тәйярлап қойған устилар билән биллә ишләш үчүн, алтун-күмүчтә, мис вә төмүрдә ишләшкә пишшиқ, сөсүн, тоқ қизил вә көк рәңлик жип ишләшкә пухта һәм нәққашлиқни билидиған бир устамни әвәткәйла.
8 請你由黎巴嫩給我運香柏、松柏和檀香木來,因為我知道你的僕人善於砍伐黎巴嫩的木材;我的僕人將與你的僕人一同工作。
Һәм маңа Ливандин кедир, арча-қариғай вә сәндәл дәрәқлирини йәткүзүп бәргән болсила; чүнки өзлириниң хизмәткарлириниң Ливанда яғачни кесишкә устилиғини билимән; мана, маңа көпләп яғачларни тәйярлап бериш үчүн мениң хизмәткарлирим өзлириниң хизмәткарлири билән биллә ишлисун; чүнки мән салидиған өй интайин һәйвәтлик вә әҗайип карамәт болиду.
9 他們要為我大量預備木材,因為我要建造的殿宇極其廣大。
10 至於你那些伐木砍樹的僕人,我必供給他們食糧,小麥二萬「苛爾,」大麥二萬「苛爾,」酒兩萬「巴特,」油兩萬「巴特。」[提洛王應允合作]
Мана, мән өзлириниң яғач кесидиған хизмәткарлириға жигирмә миң кор буғдай, жигирмә миң кор арпа, жигирмә миң бат шарап, жигирмә миң бат зәйтун мейи беримән» — деди.
11 提洛王希蘭回信給撒羅滿說:「上主由於愛慕自己的百姓,所以立你作了他們的君王。」
Турниң падишаси Һурам Сулайманға җававән мәктуп йоллап: «Пәрвәрдигар Өз хәлқини сөйгәчкә У өзлирини уларниң үстигә падиша қилди» — деди.
12 希蘭又說:「創造天地的上主以色列的天主應受讚美! 因為他賜給了達味王一個智慧的兒子,聰明機敏,可為上主建造殿宇,為自己修築無宮。
Һурам йәнә: «Асман-пәләк билән йәр-зиминни яратқан Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға Һәмдусана болғай! Чүнки У падиша Давутқа йорутулған, пәм-парасәтлик, Пәрвәрдигар үчүн бир өй, униң падишалиғи үчүн бир орда салалайдиған бир данишмән оғул бәрди.
13 我現在打發一個具有智慧和才學的人去,他名叫胡蘭阿彼,
Мана мән һазир өзлиригә һүнәрдә камаләткә йәткән, әқил-парасәт билән йорутулған, Һурам-Аби дегән бир адәмни әвәтәй.
14 是一丹支派女人的兒子,他父親是提洛人,他精於金、銀、銅、鐵、石、木紫色、紅色、藍色、細麻,以及朱紅線各種工作,善於各種雕刻,又能設計各種托於他的技工。這人可與你的技師和你父親我主達味的技師,一同工作。
Униң аниси Дан қәбилисилик бир аял, атиси Турлуқ екән. У алтун, күмүч, мис, төмүр, ташлар, яғаччилиқ ишлириға маһир, сөсүн, тоқ қизил, ақ вә көк рәңлик жип ишләшкә пухта, һәр хил нәққашлиқ ишлириғиму уста, тапшурулған һәр қандақ лайиһигә амалини қилалайду. Бу киши өзлириниң һүнәрвәнлири билән вә атилири болған ғоҗам Давутниң һүнәрвәнлири билән биллә ишлисун.
15 我主談及的小麥、大麥、油和酒,請即運來分配給僕人。
Әнди ғоҗам тилға алған буғдай, арпа, май вә шарап болса, буларни өз хизмәткарлириға йәткүзүп бәргәйла.
16 我們必照你所需要的,在黎巴嫩砍伐樹木,編成木筏,由海上運到約培;以後你運到耶路撒冷。選派工匠
Биз болсақ силигә қанчә керәк болса Ливанда шунчә яғач кесип, сал қилип бағлап, деңиз арқилиқ Йоппаға йәткүзүп беримиз; андин сили у йәрдин Йерусалимға тошуп кәтсилә болиду» деди.
17 撒羅滿按照他父親達味所統計過的數目,又統計了住在以色列境內的一切外方人,共計十五萬三千六百人,
Атиси Давут Исраил зиминида турушлуқ яқа жутлуқларни санақтин өткүзгәндәк, Сулайманму уларни санақтин өткүзди. Улар җәмий бир йүз әллик үч миң алтә йүз адәм чиқти.
18 委派其中的七萬人作運夫,八萬人在山上鑿石,安千六百人作監工,督促人民工作。
У улардин йәтмиш миң кишини һаммаллиққа, сәксән миң кишини тағда таш кесишкә вә иш қиливатқанлар үстидин назарәт қилип турушқа үч миң алтә йүз кишини тайинлиди.