< 歷代志下 18 >

1 [南北聯婚齊戰阿蘭]約沙法特的財產豐富,尊榮很大,且與阿哈布聯婚。
Йәһошафатниң мал-мүлки наһайити көп, шан-шөһрити наһайити жуқури болди; у Аһаб билән қудилишип иттипақлашти.
2 幾年內以後,他到撒瑪黎雅去見阿哈布。阿哈布為他和跟從他的隨員,宰殺了許多牛羊,慫恿他去攻打辣摩特基肋阿得。
Бир нәччә жилдин кейин у Аһаб билән көрүшүшкә Самарийәгә барди. Аһаб болса униңға вә униң һәмраһлириға атап нурғун кала, қой сойди; андин у уни Гилеадтики Рамотқа биллә һуҗум қилишқа унатти.
3 以色列王阿哈布對猶大王約沙法特說:「你願意同我一起去攻打辣摩特基肋阿得嗎﹖」約沙法特回答說:「你我原不分彼此,我的人民就是你的人民;我必與你同去作戰。」[假先知預言勝利]
Исраил падишаси Аһаб Йәһуда падишаси Йәһошафаттин: — Өзлири мениң билән биллә Гилеадтики Рамотқа беришқа мақул боламдила? — дәп соривиди, у: — Биз силиниң-мениң дәп айримаймиз; мениң хәлқим өзлириниң хәлқидур. Мән өзлири билән биллә җәң қилишқа бармай турмаймән, дәп җавап бәрди.
4 約沙法特對以色列王說:「請你先求問上主的答話! 」
Лекин Йәһошафат Исраилниң падишасиға: — Өтүнимәнки, бүгүн авал Пәрвәрдигарниң сөзини сорап көргәйла, деди.
5 以色列王於是召集了先知,共四百人,問他們說:「我們應該上去進攻辣摩特基肋阿得﹖還是不去呢﹖」他們回答說:「上主,天主必將那地交於大王手中。」
Шуниң билән Исраилниң падишаси пәйғәмбәрләрни, йәни төрт йүз адәмни жиғдуруп улардин: — Биз җәң қилғили Гилеадтики Рамотқа чиқсақ боламду, йоқ?» дәп соривиди, улар: «Чиққин, Худа уни падишаниң қолиға бериду, дейишти.
6 但是約沙法特說:「這裏就沒有一位上只的先知,我們可以託他求問嗎﹖」
Лекин Йәһошафат болса: — Булардин башқа йол сориғидәк, Пәрвәрдигарниң бирәр пәйғәмбири йоқмиду? — дәп сориди.
7 以色列王回答約沙法特說:「還有一個人,可以託他求問天主,不過我憎恨他,因為他對我說預言,總不說吉祥話,常說兇言;這人就是依默拉的兒子米加雅。」約沙法特對他說:「請大王別這樣說! 」
Исраилниң падишаси Йәһошафатқа җавап берип: — Пәрвәрдигардин йол сорайдиған йәнә бир адәм бар; лекин у мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки дайим балаю-апәтни көрситип бешарәт бәргәчкә, мән уни өч көримән. У болса Имлаһниң оғли Микаядур, деди. Йәһошафат: — И алийлири, сили ундақ демигәйла, деди.
8 於是以色列王召來一個宦官,吩咐他說:「快去將依默拉的兒子米加雅召來! 」
Андин Исраилниң падишаси бир чакирини қичқирип униңға: — Чаққан берип, Имлаһниң оғли Микаяни чақиртип кәл, дәп буйруди.
9 當時以色列王和猶大王約沙法特在撒瑪黎雅城門前的廣場上,各穿朝服,坐在寶座上;所有的先知在他們面前說預言。
Әнди Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Йәһошафат шаһанә кийимлирини кийишип, Самарийәниң дәрвазисиниң алдидики хаманда һәр бири өз тәхтидә олтиришти; уларниң алдида пәйғәмбәрләрниң һәммиси бешарәт бәрмәктә еди.
10 革納阿納的兒子漆德克雅帶了一些鐵角說:「上主這樣說:你要用這些鐵角刺殺阿蘭人,直到將他們消滅。」
Кәнанаһниң оғли Зәдәкия болса өзи төмүрдин мүңгүзләрни ясап: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мошу мүңгүзләр билән Сурийләрни йоқатқичә үсүп урсила», деди.
11 所有的先知也這樣預言說:「你上辣摩特基肋阿得去必會勝利,上主必將那地交於大王手中! 」[米加雅預言戰敗]
Һәммә пәйғәмбәрләр шуниңға охшаш бешарәт берип: «Гилеадтики Рамотқа чиқип сөзсиз мувәппәқийәт қазинила; чүнки Пәрвәрдигар уни падишаниң қолиға тапшуридикән», дейишти.
12 那去召米加雅的使者對米加雅說:「看,先知們都異口同聲對君王說吉祥的話,希望你說的話也與他們每人說的話一樣,也是吉祥的話! 」
Микаяни қичқирғили барған хәвәрчи униңға: — Мана, һәммә пәйғәмбәрләр бирдәк падишаға яхши хәвәр бәрмәктә; әнди өтүнимән, сениң сөзүңму уларниңки билән бирдәк болуп, яхши бир хәвәрни бәргин, деди.
13 米加雅回答說:「我指著永生的上主起誓:我的天主吩咐什麼,我就說什麼! 」
Амма Микая: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Худайим маңа немә ейтса, мән шуни ейтимән, деди.
14 米加雅來到王那裏,王就問他說:「米加雅,我們應該上去進攻辣摩特基肋阿得,還是不去呢﹖」他回答說:「上去,必然勝利,他們必落在你們手中。」
У падишаниң алдиға кәлгәндә падиша униңдин: — И Микая, җәң қилғили Гилеадтики Рамотқа чиқсақ боламду, йоқ? — дәп соривиди, у униңға җавап берип: — Чиқип мувәппәқийәт қазинисиләр; чүнки [дүшминиңлар] қоллириңларға тапшурулиду, деди.
15 君王對他說:「我應當多少次叫你宣誓,你纔奉上主的名,對我說實話呢﹖」
Лекин падиша униңға: — Мән саңа қанчә қетим Пәрвәрдигарниң намида раст гәптин башқисини маңа ейтмаслиққа қәсәм ичкүзүшүм керәк?! — деди.
16 米加雅答說:「我看見全以色列散在山上,好像沒有牧人的羊群。上主說:這些人既然沒有主人,更好各自平安回家去罷! 」
Микая: — Мән пүткүл Исраилниң тағларда падичисиз қойлардәк тарилип кәткәнлигини көрдүм. Пәрвәрдигар: «Буларниң егиси йоқ; буларниң һәр бири теч-аман өз өйигә қайтсун» деди, — деди.
17 以色列王對約沙法特說:「我不是告訴過你,他對我說預言,總不說吉祥話,只說兇言麼﹖」
Исраилниң падишаси Йәһошафатқа: — Мана, мән силигә «У мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки һаман балаю-апәтни көрситип бешарәт бериду», демигәнмидим? — деди.
18 米加雅答說:「請你們靜聽上主的話:我見上主坐在寶座上,天上的萬軍侍立在他左右。
Микая йәнә: — Шуңа Пәрвәрдигарниң сөзини аңлиғин; мән Пәрвәрдигарниң Өз тәхтидә олтарғанлиғини, асманниң пүткүл қошунлири униң йенида, оң вә сол тәрипидә турғанлиғини көрдүм.
19 上主問說:誰去唆使以色列王阿哈布上去,叫他陣王在辣摩特基肋阿得呢﹖那時有的說這樣,有的說那樣。
Пәрвәрдигар: «Ким Аһабни Гилеадтики Рамотқа чиқип, шу йәрдә һалак болушқа алдайду?» — деди. Бириси ундақ, бириси мундақ дейишти;
20 以後有一個神出來,立在上主面前說:我能唆使他。上主的問他說:用什麼方法﹖
шу вақитта бир роһ чиқип Пәрвәрдигарниң алдида туруп: «Мән берип алдай» деди. Пәрвәрдигар униңдин: «Қандақ усул билән алдайсән?» дәп соривиди,
21 那神答說:我去,在他所有先知們口中做虛言的神。上主回答說:你能唆使,也必會成功的,就去照樣辦罷!
у: «Мән чиқип униң һәммә пәйғәмбәрлириниң ағзида ялғанчи бир роһ болимән», деди. Пәрвәрдигар: «Уни алдап илкиңгә алалайсән; берип шундақ қил» — деди.
22 現在上主將虛言的神放入你這些先知口中,上主已注定你必遭殃。」
Мана әнди Пәрвәрдигар сениң бу һәммә пәйғәмбәрлириңниң ағзиға бир ялғанчи роһни салди; Пәрвәрдигар сениң тоғраңда балаю-апәт көрситип сөзлиди» — деди.
23 那時,革納阿納的兒子漆德克雅前來,打米加雅的臉說:「上主的神由那條路離開了我,而同你說話呢﹖」
Шуни аңлап Кәнанаһниң оғли Зәдәкия келип Микаяниң качитиға бирни селип: — Пәрвәрдигарниң Роһи қайси йол билән мәндин өтүп саңа сөз қилишқа барди?! — деди.
24 米加雅答說:「在你進入最嚴密的室內隱藏的那一天,你就會知道了! 」
Микая җавап берип: Өзүңни йошуруш үчүн ичкиридики өйгә жүгүргән күнидә шуни көрисән, деди.
25 以色列王吩咐說:「將米加雅帶去,交給阿孟市長和約阿布王子,
Исраилниң падишаси әнди: — Микаяни елип қайтуруп берип, шәһәр һакими Амон билән падишаниң оғли Йоашқа тапшуруп,
26 說君王這樣吩咐:將這人下在監裏,少給他吃的喝的,等我平安回來。」
Уларға тапилап: «Падиша мундақ дәйду: — Уни зинданға солап мән теч-аман йенип кәлгичилик қийнап, нан билән суни аз-аз берип туруңлар» — дәңлар, дәп буйруди.
27 米加雅說:「你如果能平安回來,那麼,上主就沒藉我說過話。」又說:「眾百姓! 你們要聽清楚啊! 」[阿哈布陣亡]
Микая: — Әгәр сән һәқиқәтән теч-аман йенип кәлсәң, Пәрвәрдигар мениң васитәм билән сөз қилмиған болиду, деди. Андин у йәнә: — Әй җамаәт, һәр бириңлар аңлаңлар, деди.
28 以色列王遂與猶大王約沙法特上去進攻辣摩特基肋阿得。
Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Йәһошафат Гилеадтики Рамотқа чиқти.
29 以色列王對約沙法特說:「我要改裝上陣,你可仍穿朝服。」於是以色列王改裝上了陣。
Исраилниң падишаси Йәһошафатқа: — Мән башқа қияпәткә кирип җәңгә чиқай; сили болсила өз кийимлирини кийип чиқсила, деди. Исраилниң падишаси башқа қияпәт билән җәңгә чиқти.
30 阿蘭王曾吩咐自己的戰車隊長說:「你們不必與大小將士交戰,只攻打以色列王。」
чүнки шундақ болдики, Сурийәниң падишаси җәң һарвуси сәрдарлириға: — Чоңлири яки кичиклири билән әмәс, пәқәт Исраилниң падишаси билән соқушуңлар, дәп буйруди.
31 戰車隊長一看見約沙法特,便說:「這必是以色列王! 」遂將他包圍,向他進攻;約沙法特連聲叫苦,上主援助了他,天主使敵人遠離了他。
Вә шундақ болдики, җәң һарвулириниң сәрдарлири Йәһошафатни көргәндә: — Уни чоқум Исраилниң падишаси дәп, униңға олишип һуҗум қилмақчи болди; лекин Йәһошафат пәряд көтәрди, Пәрвәрдигар униңға ярдәм бәрди. Худа уларни униңдин жирақлаштурди;
32 戰車隊長見他不是以色列王,就不再追擊他。
чүнки шундақ болдики, җәң һарвулириниң сәрдарлири униң Исраилниң падишаси әмәслигини көргәндә уни қоғлимай, бурулуп кетип қелишти.
33 有人偶然一箭,正射入以色列王的鎧甲與腰帶中,君王對駕車的人說:「轉回,載我離開陣地,我已受傷。」
Амма бирәйлән қарисиғила бир оқя етивиди, оқ Исраилниң падишасиниң савутиниң мүрисидин төвәнки улиқидин өтүп тәгди. У һарвукешигә: Һарвуни яндуруп мени сәптин чиқарғин; чүнки мән яридар болдум, деди.
34 但那天戰事越來越激烈,以色列王仍立在車上,抵抗阿蘭人,直到晚上;日落的時後,王就死了。
У күни җәң барғансери қаттиқ болди. Падиша кәчкичә Сурийләрниң удулида өз җәң һарвусиға йөлинип өрә турди. Күн петиши билән у өлди.

< 歷代志下 18 >