< 撒母耳記上 25 >
1 撒烏耳死後,全以色列人集會,舉喪哀悼他,把他埋葬在他的故鄉辣瑪。以後,達味起身,下到瑪紅曠野。
Самуил өлди. Пүткүл Исраил жиғилип униң үчүн матәм тутти; улар уни униң Рамаһдики өйидә дәпнә қилди. Давут болса қопуп Паран чөлигә барди.
2 在瑪紅有個人,他的產業都在加爾默耳,是個很富的人,有綿羊三千,山羊一千。那時他正在爾默耳剪羊毛。
Әнди тирикчилиги Кармәлдә болған, Маонда олтирақлиқ бир адәм бар еди. Бу киши бәк бай болуп үч миң қой, бир миң өшкиси бар еди. У өз қойлирини Кармәлдә қирқивататти.
3 這人名叫納巴耳,他的妻子名叫阿彼蓋耳;妻子聰慧美麗,丈夫卻是粗暴,行為惡劣,是加肋布族人。
У адәмниң исми Набал болуп, аялиниң исми Абигаил еди; аяли һәм пәм-парасәтлик һәм әпт-турқи чирайлиқ, лекин ери қаттиқ қол вә рәзил еди; у Каләбниң әвладидин еди.
Давут чөлдә туруп Набалниң өз қойлирини қирқийдиғанлиғини аңлап
5 就打發十五個少年人去,向他們說:「你們上加爾默耳去,去見納巴耳,代我向他請安,
Он яш жигитни у йәргә маңдуруп уларға: — Силәр Кармәлгә чиқип Набалниң қешиға берип, мәндин униңға салам ейтиңлар.
6 對他這樣說:你好! 望你平安,望你全家平安,也望你所有的一切平安!
Униңға: — «Яшиғайсән; сизгә теч-аманлиқ болғай, өйиңизгә теч-аманлиқ болғай, һәммә барлиғиңизға теч-аманлиқ болғай!
7 現今我聽說你正剪羊毛;你的牧童和我們在一起時,我們沒有難為過他們,他們住在加爾默耳的時候,從來沒有失落過什麼。
Мән қирқиғучиларниң сиздә иш башлиғанлиғини аңлидим. Сизниң падичилириңиз биз тәрәпләрдә турғанда уларға һеч зәхмә йәткүзмидуқ; биз Кармәлдә турған вақитта уларниң һеч тәрсиси жүтүп кәтмиди.
8 你可問你的僕人,他們入會告訴你。為此,希望這些子年人在你眼蒙恩,因為我們正逢節日來到你這裏,請你把手中能給的東西,賜給你的僕人和你兒子達味」。
Өз жигитлириңиздин сорисиңиз улар сизгә дәп бериду. Шуңа биз қутлуқ бир күнидә кәлдуқ, шуңа жигитлиримиз нәзириңиздә илтипат тапсун; өз қолиңизға немә чиқса шуни кәминилириңизгә вә оғлиңиз Давутқа немә чиқса шуни бәргәйсиз», дәңлар, — деди.
9 達味的少年人就到了納巴耳那裏,代達味把上述的話都給納巴耳說了,等待答覆。
Давутниң жигитлири у йәргә берип бу гәпләрниң һәммисини Давутниң намида униңға ейтип андин җим туруп сақлиди.
10 納巴耳卻回答達味的少年人說:「達味是誰﹖葉瑟的兒子是什麼人﹖今天逃避主人的奴隸太多了!
Набал Давутниң хизмәткарлириға җавап берип: — Давут дегән ким? Йәссәниң оғли дегән ким? Бу күнләрдә өз ғоҗилирини ташлап кетиватқан хизмәткарлар тола.
11 難道要我把我的餅和水,為剪毛的人所預備的肉,拿來給那些我不知道是從哪裏來的人嗎﹖」
Мән өзүмниң йемәк-ичмәклиримни вә жуң қирқуғучилиримға сойған гөшни кәлгән җайи намәлум болған кишиләргә берәмдим? — деди.
12 達味的少年人就原路回去,把這些話都給達味回報了。
Давутниң жигитлири кәлгән йолиға йенип кәтти. Йенип келип улар Давутқа һәммә гәпни дәп бәрди.
13 達味就吩咐他的人說:「每人佩上刀! 」各人就佩上刀;約有四百人,跟達味上去,留下二百人看守輜重。
Давут өз адәмлиригә: — Һәр бириңлар өз қиличиңларни есиңлар, деди. Шуниң билән һәр бири өз қиличини [тасмисиға] асти, Давутму өз қиличини асти. Андин төрт йүзчә адәм Давут билән чиқти, вә икки йүз киши җабдуқлар билән қалди.
14 有個納巴耳的僕人告訴納巴耳的妻子阿彼蓋耳說:「達味從曠野派來了使者向我們主人請安,他竟侮辱他們。
Амма Набалниң хизмәткарлиридин бири униң аяли Абигаилға: — Давут әлчиләрни чөлдин ғоҗимизға салам беришкә әвәткән екән; лекин у уларни тиллап кайип кәтти.
15 那些人原來待我們很好,總沒有騷擾過我們;當我們在田野間同他們在一起時,總沒有失落過什麼。
Бу адәмләр болса, бизгә көп яхшилиқ қилған. Биз далада уларниң йенида жүргән вақитлиримизда бизгә һеч яманлиқ кәлмиди, бизниң һеч нәрсимизму жүтүп кәтмигән еди.
16 我們同他們一起放羊的時期內,不分畫夜,他們常作我們的護衛。
Биз уларға йеқин җайда қой баққан вақитта улар кечә-күндүз бизгә сепилдәк болған еди.
17 現今,請妳恩量一下,看妳應作什麼,因為達味已決定要加害我們的主人和他的全家,而主人又脾氣暴燥,無法同他交談」。
Әнди бу иштин хәвәрдар болдила, қандақ қилиш керәклигини ойлишип баққайла. Болмиса, ғоҗимизға вә пүткүл өйдикилиригә бир бала-қаза кәлмәй қалмайду. У шунчә каҗ бир адәмки, һеч ким униңға сөз қилишқа петиналмайду, деди.
18 阿彼蓋耳急忙拿了二百個餅,兩皮囊酒,五隻宰好的羊,五「色阿」炒過的麥子,一百串乾葡萄,二百無無花果糕餅,放在幾匹驢上,
Абигаил дәрһал икки йүз нан, икки тулум шарап, бәш пиширилған қой, бәш сеаһ қомач, бир йүз кишмиш пошкили, икки йүз әнҗир пошкили елип ешәкләргә артип
19 對僕人說:「你們走在我前面,跟著你們去」。她並沒有將這事告訴她丈夫納巴耳。
өз жигитлиригә: — Мениң алдимда бериңлар; мана, мән кәйниңлардин барай, деди. Лекин у өз ери Набалға бу ишни демиди.
20 她騎著驢,由山嶺後面上來,同時達味帶著他的人也向著她走來,與她相遇。
У өз ешигигә минип тағниң етигидин чүшкәндә, мана Давут адәмлири билән униң удулиға чүшүп униң билән учрашти.
21 達味正思量說:「我白白地在曠野中保護了這些人的一切,使他所有的一點也未受損失,他竟對我以惡報德。
Давут әслидә: — Мән бу кишиниң мелини чөлдә бекардин бекар қоғдап, униң барлиғидин һеч немини жүтүргүзмигән едим; лекин у яхшилиқниң орнида маңа яманлиқ қилди.
22 若我把這人的一切和所有的男人還存留到天亮,就望上主這樣懲罰我達味! 」
Униң адәмлиридин әтигичә бирәр әркәкни қалдуруп қойсам, Худа мән Давутни униңдинму артуқ җазалиғай, дегән еди.
23 阿彼蓋耳一看見達味,急速由驢上跳下,俯伏在達味前,屈膝下拜,
Абигаил Давутни көрүп, алдирап ешәктин чүшүп, Давутниң алдида жиқилип йүзини йәргә йеқип тазим қилди;
24 跪在達味足前說:「我主! 這過錯全歸於我,讓你的婢女向你進一言,請你垂聽你婢女的話。
униң путлириға есилип мундақ деди: — «И ғоҗам, бу қәбиһлик маңа һесаплансун; әнди шуни өтүнимәнки, дедәклириниң силигә сөз қилишиға иҗазәт қилип, дедиклириниң сөзигә қулақ салғайла: —
25 請我主別將這人的事放在心上! 他脾氣急燥,是個糊塗人,他名叫「納巴耳」,真名實相符,他的確昏愚。至於我,你婢女卻沒有見我主派來的少年。
өтүнимәнки, ғоҗам бу рәзил адәм Набалға писәнт қилмиғайла; чүнки униң мүҗәзи худди исмиға охшаштур; униң исми «каҗ», дәрвәқә униңда каҗлиқ толиму еғирдур. Лекин мән дедәклири болса ғоҗам әвәткән жигитләрни көрмидим.
26 我主,我現今指著永生的上主和你起誓:是上主防止了你,不使你流人的血,也不使你親手報仇。從此,願你的仇敵和想加害我主人的人,都像納巴耳一樣!
Әнди и ғоҗам, Пәрвәрдигарниң һаяти билән вә сениң җениң билән қәсәм ичимәнки, Пәрвәрдигар силини өз қоллири билән қан төкүп интиқам елиштин сақлиди. Әнди дүшмәнлириму, сили ғоҗамға яманлиқ қилмақчи болғанларму Набалға охшаш болсун.
27 現今,請你把你婢女給我主帶來的禮物,賞給隨從我主的僕人。
Әнди дедәклири ғоҗамға елип кәлгән бу соғат болса ғоҗамға әгәшкән жигитләргә тәқсим қилинсун.
28 請你原諒你婢女的過錯! 的確,上主要給我主建立一堅固的王朝,因為我主打是上主的仗,並且,你一生也沒有什麼過錯。
Силидин өтүнимәнки, дедәклириниң сәһвәнлигини кәчүргәйла; чүнки сили, и ғоҗам Пәрвәрдигарниң җәңлирини қилип кәлгәнлири үчүн, барлиқ күнлиридә силидә яманлиқ тепилмиғини үчүн Пәрвәрдигар җәзмән җәмәтлирини мәзмут қилиду.
29 縱然有人起來迫害你的性命,但我主的生命是保存在上主,你的天主的錦囊中;至於你敵人的性命,上主卻用投石器將他們拋掉。
Бириси қопуп силини қоғлап җанлирини издисә, сили ғоҗамниң җени Пәрвәрдигар Худалириниң қешидики тирикләр халтиси ичидә орилип сақлиниду, лекин дүшмәнлириниң җанлирини болса, у салғуға селип чөрүп ташлайду.
30 當上主對我主作了衪所說的一切好事,立你作以色列的元首時,
Әнди Пәрвәрдигар сили ғоҗам тоғрисида ейтқан барлиқ яхши вәдилиригә әмәл қилип, силини Исраилға баш қилғанда шундақ болидуки,
31 我主不將不會流了無辜者的向,或因親手雪恨,而感到心中不安,良心有愧。當上主恩待我主時,望你不要忘了你的婢女」。
сили ғоҗамниң наһәқ қан төкмигәнликлири яки өз интиқамлирини алмиғанлиқлири үчүн көңүллиригә путликашаң яки дәрд болмайду. Вә Пәрвәрдигар ғоҗамға нусрәт бәргинидә сили өз дедәклирини яд қилғайла».
32 達味向阿彼蓋耳說:「上主,以色列的天主,是可讚頌的! 感謝衪今天派妳來迎接我。
Давут Абигаилға: — Сени бүгүн мениң билән учришишқа әвәткән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулғай!
33 妳的聰慧是可讚美的,妳也是可讚美的,因為妳阻止了我傾流人血,親手復仇。
Әнди әқил-параситиңгә барикалла, саңиму барикалла! Чүнки сән бүгүн мени өз қолум билән қан төкүп интиқам елиштин тостуң.
34 我指著那阻止我加害妳的上主,以色列的永生天主起誓:假使妳沒有急速來迎接我,明天天亮,一個男子也不會給納巴耳留下」。
Лекин мени саңа зиян-зәхмәт йәткүзүштин сақлиған Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, сән мениң алдимға тезлинип кәлмигән болсаң, Набалниң адәмлиридин һеч әркәк әтигичә тирик қалмас еди, деди.
35 達味從她手中接過她所帶來一切,向她說:「現在,妳可平安回到妳家裏去。看,我聽從了妳的勸告,顧全了妳的面子」。
Андин Давут униң өзигә кәлтүргән нәрсилирини қолидин тапшуруп елип униңға: — Теч-аман өйүңгә барғин, мана сөзлириңгә қулақ селип, көңлүңни қобул қилдим, деди.
36 阿彼蓋耳回到納巴耳那裏,他正在家中設了像君王的盛宴。納巴耳心中非常快活,吃得大醉,直到早晨天亮,阿彼蓋耳一點也沒有將這事告訴他。
Абигаил Набалниң қешиға кәлди; мана, у өйидә шаһанә зияпәттәк бир зияпәт өткүзүвататти. Набал көңлидә хошал еди вә интайин мәс болуп кәткән еди. Шуңа Абигаил әтиси таң атқичә униңға һеч немә демиди.
37 第二天早晨,納巴耳酒醒了,他的妻子便將發生的事告訴了他;他一聽這話,嚇得魂不附體,呆如頑石。
Лекин әтиси Набал мәсликтин йешилгәндә аяли униңға болған вақиәләрни дәп беривиди, униң жүриги өлгәндәк болуп, өзи таштәк болуп қалди.
Вә шундақ болдики, тәхминән он күндин кейин Набални Пәрвәрдигар урди вә у өлди.
39 達味聽說納巴耳死了,就說道:「上主應受讚美,因為衪給我伸了冤,洗淨了我由納巴耳所受淩辱,防止了衪的僕人行惡;上主把納巴耳的罪惡歸在他自己頭上」。以後,達味派人對阿彼蓋耳說要娶她為妻。
Давут Набалниң өлгинини аңлап: — Пәрвәрдигар мубарәктур. Чүнки У мән Набалдин тартқан һақарәт үчүн дәвайимни сорап Өз қулини яманлиқтин сақлиди; әксичә Пәрвәрдигар Набалниң яманлиғини өз бешиға яндурди, деди. Андин Абигаилни өз әмримгә алай дәп, униңға сөз қилғили әлчи маңдурди.
40 達味的僕人到了加爾默耳,來見阿彼蓋耳,對她說:「達味派我們到妳這裏來,為迎娶妳做他的妻子」。
Давутниң хизмәткарлири Кармәлгә Абигаилниң қешиға келип униңға: — Сени әмримгә алай дәп Давут саңа сөз қилғили бизни әвәтти, деди.
41 她就起來,俯伏在地,下拜說:「你的婢女情願作奴隸,給我主人的僕人洗腳」。
Абигаил болса қопуп йүзини йәргә тәккидәк тазим қилип: — Мана, дедигиң ғоҗамниң хизмәткарлириниң путлирини жуюшқа қул болсун, деди.
42 阿彼蓋耳遂急速起來,騎上驢,帶了她的五個婢女作陪,跟隨達味的使者去,作了他的妻子。
Андин Абигаил шу һаман өзигә һәмраһ болған бәш чөриси билән ешәккә минип Давутниң әлчилириниң кәйнидин берип, униң аяли болди.
43 那時達味已娶了依次勒耳人阿希諾罕為妻;她們二戈同作達味的妻子。
Давут Йизрәәллик Аһиноамни һәм хотунлуққа алған еди. Шуниң билән бу иккиси униңға хотун болди.
44 那時,撒烏耳已把他的女身兒,達味的妻子米加耳,嫁給了加林人拉依士的兒子帕耳提。
Лекин Саул Давутқа хотун қилип бәргән қизи Миқални Галлимдики Лаишниң оғли Фалтиға хотунлуққа бәргән еди.