< 彼得前書 2 >
1 所以你們應放棄各種邪惡、各種欺詐、虛偽、嫉妒和各種誹謗,
Шуниң үчүн силәр барлиқ рәзиллик, барлиқ мәккарлиқ, сахтипәзлик, һәсәтхорлуқ вә һәммә төһмәтхорлуқларни ташлап,
2 應如初生的嬰兒貪求屬靈性的純奶,為使你們靠著它生長,以致得救;
Рәбниң меһриванлиғини тетип билгән екәнсиләр, худди йеңи туғулған бовақлардәк болуп [Худаниң] сөз-каламидики сап сүткә тәшна болуңлар. Буниң билән, силәр ниҗатниң [камалитигә] йетип өсисиләр.
4 你們接近了他,即接近了那為人所擯棄,但為天主所精選,所尊重的活石,
Әнди силәр Униңға, йәни адәмләр тәрипидин әрзимәс дәп ташлинип, лекин Худа тәрипидин талланған вә қәдирләнгән тирик таш Болғучиниң йениға келип
5 你們也就成了活石,建成一座屬神的殿宇,成為一班聖潔的司祭,以奉獻因耶穌基督而中悅天主的屬神的祭品。
силәр өзүңларму тирик ташлар сүпитидә бир роһий ибадәтхана қилинишқа, Әйса Мәсиһ арқилиқ Худани хурсән қилидиған роһий қурбанлиқларни сунидиған муқәддәс каһин қатаридикиләр болушқа қурулуватисиләр;
6 這就是經上所記載的:『看,我要在熙雍安放一塊精選的,寶貴的基石,凡信賴他的,決不會蒙羞。』
Чүнки муқәддәс язмиларда мундақ дейилгән: — «Мана, талланған, қәдирләнгән бүрҗәк һул тешини Зионға қойдум. Униңға етиқат қилғучи һәр ким һәргиз йәргә қарап қалмайду».
7 所以為你們信賴的人,是一種榮幸;但為不信賴的人,是『匠人棄而不用的石頭,反而成了屋角的基石;』
Әнди етиқат қилғучи болған силәргә нисбәтән [ташниң] қәдири болиду. Лекин [Униңға] етиқат қилмайдиғанларға нисбәтән У [муқәддәс язмиларда дейилгинидәк] болди: — «Тамчилар әрзимәс дәп ташливәткән бу таш, Буҗәк [ул] теши болуп тикләнди!», Вә: — «[Бу таш] кишиләргә путликашаң таш, Адәмни жиқитидиған қорам таш болиду». Чүнки [мошундақ кишиләр] [Худаниң] сөз-каламиға итаәт қилмаслиғи түпәйлидин путлишип жиқилиду; уларниң бундақ болуши алдин бекитилгәндур.
8 並且是『一塊絆腳石,和一塊使人跌倒的磐石。』他們由於不相信天主的話,而絆倒了,這也是為他們預定了的。
9 至於你們,你們卻是特選的種族,王家的司祭,聖潔的國民,屬於主的民族,為叫你們宣揚那由黑暗中召叫你們,進入他奇妙之光者的榮耀。
Лекин силәр болсаңлар [Худа] таллиған бир җәмәт, шаһанә бир каһинлиқ, пак-муқәддәс бир әл, шундақла Өзигә алаһидә хас болған бир хәлиқсиләр; буниң мәхсити, силәрни қараңғулуқтин Өзиниң тилсимат йоруқлуғиға чақирғучиниң пәзиләтлирини намайән қилишиңлардин ибарәт.
10 你們從前不是天主的人民,如今卻是天主的人民;從前沒有蒙受愛憐,如今卻蒙受了愛憐。
Бурун силәр бир хәлиқ һесапланмайттиңлар, лекин һазир Худаниң хәлқисиләр; бурун [Худаниң] рәһим-шәпқитигә еришмигән едиңлар, лекин һазир ериштиңлар.
11 親愛的!我勸你們作僑民和作旅客的,應戒絕與靈魂作戰的肉慾;
И сөйүмлүклирим, силәр бу дунияға мусапир вә меһмандурсиләр, силәрдин өтүнүмәнки, роһ-қәлбиңлар билән қаршилишидиған әтлириңлардики нәпс-шәһвәтләрдин өзүңларни жирақ тутуңлар.
12 在外教人中要常保持良好的品行,好使那些誹謗你們為作惡者的人,因見到你們的善行,而在主眷顧的日子,歸光榮於天主。
Жүрүш-турушуңлар етиқатсизлар арисида есил-пәзиләтлик болсун. Мошундақ қилғанда, гәрчә улар силәргә яманлиқ қилғучилар дәп төһмәт қилсиму, дәл төһмәт қилған ишларда силәрниң яхши әмәллириңларға қарап, [Худаниң] уларни [ойғитип] йоқлайдиған күнидә уни улуқлиши мүмкин.
13 你們要為主的緣故,服從人立的一切制度:或是服從帝王為最高的元首,
Шуңа Рәбниң һөрмитидә инсанлар арисидики һәр бир һакимийәтниң түзүмигә, мәйли әң жуқури мәнсәптики падишаға болсун яки у тайинлиған һоқуқдарларға болсун бойсунуңлар. Чүнки бу һоқуқдарлар [падиша] тәрипидин яман иш қилғучиларни җазаға тартиш, яхши иш қилғучиларни һөрмәткә сазавәр қилиш үчүн тайинланғандур.
14 或是服從帝王派遣來懲罰作惡者,獎賞行善者的總督,
15 因為這原是天主的旨意:要你們行善,使那些愚蒙無知的人,閉口無言。
Чүнки Худаниң ирадиси шундақки, яхши әмәллириңлар билән надан адәмләрниң орунсиз шикайәтлирини тувақлаштур.
16 你們要做自由的人,卻不可做以自由為掩飾邪惡的人,但該做天主的僕人;
Силәр әркин-азат болғиниңлар билән, бу әркинлигиңларни яманлиқ қилишниң баниси қиливалмаңлар, бәлки Худаниң қули сүпитидә болуп,
Барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар, [етиқатчи] қериндашлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, Худадин қорқуңлар, падишани һөрмәтләңлар.
18 你們做家僕的,要以完全敬畏的心服從主人,不但對良善和溫柔的,就是對殘暴的,也該如此。
Қуллар, ғоҗайинлириңларға толуқ қорқунуч билән бойсунуңлар — ялғуз меһриван вә хуш пеил ғоҗайинларғила әмәс, бәлки териккәк ғоҗайинларғиму бойсунуңлар.
19 誰若明知是天主的旨意,而忍受不義的痛苦:這纔是中悅天主的事。
Чүнки әгәр бириси Худа алдида пак виҗданлиқ болуш үчүн наһәқ азап-оқубәт чәксә һәмдә буларға сәвир-тақәт қилса, бу Худани хурсән қилиду.
20 若你們因犯罪被打而受苦,那還有什麼光榮?但若因行善而受苦,而堅心忍耐:這纔是中悅天主的事。
Чүнки әгәр силәр гуна өткүзүп, тегишлик урулғиниңларда, униңға бәрдашлиқ бәрсәңлар, буниң махтанғидәк немиси бар! Лекин яхши ишларни қилип азап-оқубәт чәксәңлар һәмдә униңға бәрдашлиқ бәрсәңлар, у Худани хурсән қилиду.
21 你們原是為此而蒙召的,因為基督也為你們受了苦,給你們留下了榜樣,叫你們追隨他的足跡。
Чүнки силәр дәл шуниңға чақирилдиңлар. Чүнки Мәсиһму силәр үчүн азап-оқубәт чекип, силәрни Өзиниң изидин маңсун дәп, силәргә үлгә қалдурди;
«У гуна садир қилип бақмиған, Униң ағзидин һеч қандақ алдамчилиқ-ялғанчилиқму тепилмас».
23 他受辱罵,卻不還罵;他受虐待,卻不報復,只將自己交給那照正義行審判的天主;
У һақарәтләнгинидә, тил қайтурмайтти. Азап-оқубәт чәккәндә, У һеч тәһдит салмайтти; әксичә, Өзини адил һөкүм чиқарғучиниң қоллириға тапшуратти.
24 他在自己的身上,親自承擔了我們的罪過,上了木架,為叫我們死於罪惡,而活於正義;『你們是他的創傷而獲得了痊癒。』
У Өзи бизниң гунаға нисбәтән өлүп, һәққанийлиққа нисбәтән яшишимиз үчүн яғач түврүктә гуналиримизни зиммисигә алди; силәр Униң ярилири билән шипа таптиңлар.
25 你們從前有如迷途的亡羊,如今卻被領回,歸依你們的靈牧和監督。
Чүнки бурун силәр қойлардәк йолдин езип кәткәнсиләр, лекин һазир җениңларниң падичиси һәм йетәкчисиниң йениға қайтип кәлдиңлар.