< 約翰一書 4 >
1 可愛的諸位,不要凡神就信,但要考驗那些神是否出於天主,因為有許多假先知來到了世界上。
Сөйүмлүклирим, һәр бир [«вәһий қилғучи»] роһларниң һәммисигила ишинивәрмәңлар, бәлки бу роһларниң Худадин кәлгән-кәлмигәнлигини пәриқләндүрүш үчүн уларни синаңлар. Чүнки нурғун сахта пәйғәмбәрләр дуниядики җай-җайларға пәйда болди.
2 你們憑此可認出天主的神:凡明認耶穌為默西亞,且在肉身內降世的神,便是出於天主;
Худаниң Роһини мундақ пәриқләндүрәләйсиләр: Әйсани, йәни дунияға инсаний тәндә кәлгән Мәсиһни етирап қилғучи һәр бир роһ Худадин болиду;
3 凡否認耶穌的神,就不是出於天主,而是屬於假基督的;你們已聽說過他要來,現今他已在世界上了。
вә дунияға инсаний тәндә кәлгән Әйса Мәсиһни етирап қилмайдиған роһ Худадин кәлгән әмәс. Бундақларда әксичә дәҗҗалниң роһи ишләйду; силәр бу роһниң келидиғанлиғи тоғрилиқ аңлиған едиңлар вә дәрвәқә у һазир дунияда пәйда болди.
4 孩子們,你們出於天主,且已得勝了他們,因為那在你們內的,比那在世界上的更大。
Әй әзиз балилирим, силәр болсаңлар Худадин болғансиләр вә уларниң үстидин ғалип кәлдиңлар; чүнки силәрдә Турғучи бу дунияда турғучидин үстүндур.
5 他們屬於世界,因此講論屬於世界的事,而世界就聽從他們。
Улар болса бу дунияға мәнсуп; шуңа улар бу дунияниң сөзлирини қилиду вә бу дуниядикиләр уларға қулақ салиду.
6 我們卻是出於天主的;那認識天主的,必聽從我們;那不出於天主的,便不聽從我們:由此我們可以認出真理的神和欺詐的神來。
Биз болсақ Худадин болғанмиз; Худани тонуған киши бизниң сөзлиримизни аңлайду. Худадин болмиған киши болса бизниң сөзлиримизни аңлимайду. Мана буниңдин Һәқиқәтниң Роһи билән езитқулуқниң роһини пәриқ етәләймиз.
7 可愛的諸位,我們應該彼此相愛,因為愛是出於天主;凡有愛的,都是生於天主,也認識天主;
И сөйүмлүклирим, бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли; чүнки меһир-муһәббәтниң өзи Худадиндур вә меһир-муһәббәт көрсәткүчиниң һәр бири Худадин туғулған болиду вә Худани тонуйду.
Меһир-муһәббәт көрсәтмигүчи киши Худани тонумиған болиду; чүнки Худа Өзи меһир-муһәббәттур.
9 天主對我們的愛在這事上已顯出來:就是天主把自己的獨生子,打發到世界上來,好使我們藉著他得到生命。
Худаниң меһир-муһәббити биздә шуниң билән ашкарә болдики, Худа бизни Униң арқилиқ һаятқа еришсун дәп бирдин-бир йеганә Оғлини дунияға әвәтти.
10 愛就在於此:不是我們愛了天主,而是他愛了我們,且打發自己的兒子,為我們做贖罪祭。
Меһир-муһәббәт дәл шуниңдин аянки, бизләрниң Худани сөйгинимиз билән әмәс, бәлки У Өзи бизни сөйүп гуналиримизниң җазасини көтәргүчи кафарәт болушқа Өз Оғлини әвәткини билән аяндур.
11 可愛的諸位,既然天主這樣愛了我們,我們也應該彼此相愛。
И сөйүмлүклирим, Худа бизгә шу қәдәр меһир-муһәббәт көрсәткән йәрдә, бизму бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишкә қәриздардурмиз.
12 從來沒有人瞻仰過天主;如果我們彼此相愛,天主就存留在我們內,他的愛在我們內纔是圓滿的。
Һеч ким һеч қачан Худани көргән әмәс; лекин бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрсәтсәк, Худа биздә яшайду вә униң меһир-муһәббити биздә камаләткә йәткән болиду.
13 我們所以知道我們存留在他內,他存留在我們內,就是由於他賜給了我們的聖神。
Биз бизниң Униңда яшаватқанлиғимизни вә Униң биздә яшаватқанлиғини шуниңдин билимизки, У Өз Роһини бизгә ата қилған.
14 至於我們,我們卻曾瞻仰過,並且作證:父打發了子來作世界的救主。
Биз шуни көргән вә шундақла шуниңға гувалиқ беримизки, Ата Оғулни дунияға қутқузғучи болушқа әвәтти.
15 誰若明認耶穌是天主子,天主就存在他內,他也存在天主內。
Әгәр кимдәким Әйсани Худаниң Оғли дәп етирап қилса, Худа униңда, уму Худада яшайду.
16 我們認識了,且相信了天主對我們所懷的愛。天主是愛,那存留在愛內的,就存留在天主內,天主也存留在他內。
Биз болсақ Худаниң бизгә болған меһир-муһәббитини тонуп йәттуқ, шундақла униңға толиму ишәндуқ. Худа Өзи меһир-муһәббәттур вә меһир-муһәббәттә яшиғучи киши Худада яшайду, Худаму униңда яшайду.
17 我們內的愛得以圓滿,即在於此:就是我們可在審判的日子放心大膽,因為那一位怎樣,我們在這世界上也怎樣。
Мошундақ болғанда, меһир-муһәббәт биздә мукәммәллишиду; шуниң билән биз сорақ күнидә хатирҗәм-қорқмас болалаймиз. Чүнки Әйса қандақ болуватқан болса бизму һазир бу дунияда шундақ болуватимиз.
18 在愛內沒有恐懼,反之,圓滿的愛把恐懼驅逐於外,因為恐懼內含著懲罰;那恐懼的,在愛內還沒有圓滿。
Меһир-муһәббәттә қорқунуч йоқтур; камил меһир-муһәббәт қорқунучни һайдап йоққа чиқириду. Чүнки қорқунуч Худаниң җазаси билән бағлинишлиқтур; қорқунучи бар киши меһир-муһәббәттә камаләткә йәткүзүлгән әмәстур.
Биз меһир-муһәббәт көрситимиз, чүнки Худа алди билән бизгә меһир-муһәббәт көрсәтти.
20 假使有人說:我愛天主,但他卻惱恨自己的弟兄,便是撒謊的;因為那不愛自己所看見的弟兄的,就不能愛自己所看不見的天主。
Әгәр бириси «Худани сөйимән» дәп туруп, қериндишиға өчмәнлик қилса, у ялғанчидур. Чүнки көз алдидики қериндишини сөймигән йәрдә, көрүп бақмиған Худани қандақму сөйсун?
21 我們從他蒙受了這命令:那愛天主的,也該愛自己的弟兄。
Шуңа биздә Униңдин: «Худани сөйгән киши қериндишиниму сөйсун» дегән әмир бардур.