< 歷代志上 6 >

1 肋未的兒子:革爾雄、刻哈特和默辣黎。
Лавийниң оғуллири Гәршон, Коһат вә Мәрари.
2 刻哈特的兒子:阿默蘭、依茲哈爾、赫貝龍和烏齊耳。
Коһатниң оғли Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззиәл еди.
3 阿默蘭的子女:亞郎、梅瑟和米黎盎。亞郎的兒子:納達布、阿彼胡、厄肋阿匝爾和依塔瑪爾。
Амрамниң пәрзәнтлири Һарун, Муса вә Мәрйәм еди. Һарунниң оғли Надаб, Абиһу, Әлиазар вә Итамар еди.
4 厄肋阿匝爾生丕乃哈斯,丕乃哈斯生阿彼叔亞,
Әлиазардин Финиһас, Финиһастин Абишуа,
5 阿彼叔亞生步克,步克生烏齊,
Абишуадин Букки, Буккидин Уззи,
6 烏齊生則辣希雅,則辣希雅生默辣約特,
Уззидин Зәраһия, Зәраһиядин Мерайот,
7 默辣約特生阿瑪黎雅,阿瑪黎雅生阿希突布,
Мерайоттин Амария, Амариядин Ахитуб,
8 阿希突布生匝多克,匝多克生阿希瑪茲,
Ахитубтин Задок, Задоктин Ахимааз,
9 阿希瑪茲生阿匝璃雅,阿匝黎雅生約哈南,
Ахимааздин Азария, Азариядин Йоһанан,
10 約哈南生阿匝黎雅─他曾在靸羅滿於耶路撒冷建的聖殿內,任司祭職─
Йоһанандин Азария (бу Азария Йерусалимда Сулайман салғузған муқәддәс өйдә каһинлиқ хизмитидә болған),
11 阿匝黎雅生阿瑪黎雅,阿瑪黎雅生阿希突布,
Азариядин Амария, Амариядин Ахитуб,
12 阿希突布生匝多克,匝多克生撒隆,
Ахитубтин Задок, Задоктин Шаллум,
13 撒隆生希耳克雅,希耳克雅生阿匝黎雅,
Шаллумдин Һилқия, Һилқиядин Азария,
14 阿匝黎雅生色辣雅,色辣雅聲約匝達克;
Азариядин Серая, Сераядин Йәһозадак төрәлди;
15 約匝達克生上主藉拿步高使猶大與耶路撒冷人充軍時,也被擄去充軍。
Пәрвәрдигар Небоқаднәсарниң вастиси билән Йәһудадикиләр билән Йерусалимдикиләрни сүргүн қилидиған чағда, бу Йәһозадакму сүргүн қилинған.
16 [達味前肋未三子的後代]肋未的兒子:革爾雄、刻哈特和默辣黎。
Лавийниң оғли Гәршом, Коһат вә Мәрари.
17 以下是革爾雄的兒子的名字:里貝尼和史米。
Гәршомниң оғуллириниң исми Либни вә Шимәй еди.
18 刻哈特的兒子:阿默蘭、依茲哈爾、赫貝龍和烏齊耳。
Коһатниң оғуллири Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззиәл еди.
19 默辣黎的兒子:瑪赫里和慕史:這些人按他們的家族都屬肋未族系。
Мәрариниң оғуллири Маһли вә Муши еди. Булар Лавийларға мәнсуп һәр қайси җәмәтләр ичидики аилиләр еди.
20 革爾雄家族:革爾雄的兒子里貝尼,里貝尼的兒子雅哈特,雅喝特的兒子齊瑪,
Гәршомниң әвлатлири төвәндикичә: Гәршомниң оғли Либни, Либниниң оғли Җаһат, Җаһатниң оғли Зиммаһ,
21 齊瑪的兒子約阿黑,約阿黑的兒子依多,依多的兒子則辣黑,則辣黑的兒子約特賴。
Зиммаһниң оғли Йоаһ, Йоаһниң оғли Иддо, Иддониң оғли Зәраһ, Зәраһниң оғли Йиятирай еди.
22 刻哈特的子孫:刻哈特的兒子依茲哈爾,依茲哈爾的兒子科辣黑,科辣黑的兒子阿息爾,
Гоһатниң әвлатлири төвәндикичә: Гоһатниң оғли Амминадаб, Амминадабниң оғли Кораһ, Кораһниң оғли Ассир,
23 阿息爾的兒子厄耳卡納,厄耳卡納的兒子厄貝雅撒夫,厄貝雅撒夫的兒子阿息爾,
Ассирниң оғли Әлканаһ, Әлканаһниң оғли Ебиасаф, Ебиасафниң оғли Ассир,
24 阿息爾的兒子塔哈特,塔哈特的兒子烏黎耳,烏黎耳的兒子沙烏耳。
Ассирниң оғли Таһат, Таһатниң оғли Уриәл, Уриәлниң оғли Уззия, Уззияниң оғли Шаул еди.
25 厄耳卡納的兒子:阿瑪賽和阿希摩特。
Әлканаһниң оғуллири Амасай вә Ахимот,
26 阿希摩特的兒子厄耳卡納,厄耳卡納的兒子族弗,族弗的兒子托胡,
Ахимотниң оғли Әлканаһ, Әлканаһниң оғли Зофай, Зофайниң оғли Наһат,
27 托胡的兒子厄里貝雅布,厄里貝雅布的兒子耶洛罕,耶洛罕的兒子厄耳卡納,厄耳卡納的兒子撒慕爾。
Наһатниң оғли Елиаб, Елиабниң оғли Йәроһам, Йәроһамниң оғли Әлканаһ еди.
28 撒慕爾的兒子:長子約厄耳,次子阿彼雅。
Самуилниң оғуллири төвәндикичә: тунҗа оғли Йоел, иккинчи оғли Абия еди.
29 默辣黎的子孫:默辣黎的兒子瑪赫里,瑪赫里的兒子里貝尼,里貝尼的兒子史米,史米的兒子烏匝,
Мәрариниң әвлатлири төвәндикичә: Мәрариниң оғли Маһли, Маһлиниң оғли Либни, Либниниң оғли Шимәй, Шимәйниң оғли Узза,
30 烏匝的兒子史默亞,史默亞的兒子哈基雅,哈基雅的兒子阿撒雅。[歌詠者的族譜]
Уззаниң оғли Шимия, Шимияниң оғли Һаггия, Һаггияниң оғли Асая еди.
31 自約櫃安放在固定之處以後,達味派定在上主殿內擔任歌詠的人如下:
Давут әһдә сандуғи убдан орунлаштурулғандин кейин Пәрвәрдигарниң өйидә нәғмичилик ишлириға мәсъул болушқа төвәндики кишиләрни қойди.
32 他們在會幕前執行歌詠的職務,直到撒羅滿在耶路撒冷建立了上主的殿,常輪班執行自己的職務。
Улар таки Сулайман Йерусалимда Пәрвәрдигарниң өйини ясатқанға қәдәр, «җамаәт чедири»ниң алдида күй ейтиш хизмитини өтәп кәлди. Улар вәзиписини бәлгүләнгән тәртиви билән өтигән еди.
33 任職的人員和他們的子孫如下:由刻哈特子孫中,有約厄耳的兒子赫曼歌詠者;約厄耳是撒慕爾的兒子,
Төвәндикиләр вәзипә өтигән адәмләр вә уларниң әвлатлири: — Коһатниң әвлатлири ичидә: — нәғмичи Һеман бар еди. Һеман Йоелниң оғли, Йоел Самуилниң оғли еди.
34 撒慕爾是厄耳卡納的兒子,厄耳卡納的兒子耶洛罕是厄里耳的兒子,厄里耳的兒子,
Самуил Әлканаһниң оғли, Әлканаһ Йәроһамниң оғли, Йәроһам Әлийәлниң оғли, Әлийәл Тоаһниң оғли,
35 托亞是族弗的兒子,族弗是厄耳卡納的兒子,
Тоаһ Зуфниң оғли, Зуф Әлканаһниң оғли, Әлканаһ Маһатниң оғли, Маһат Амасайниң оғли,
36 阿瑪賽是厄耳卡納的兒子,厄耳卡納是約厄耳的兒子,約厄耳是阿匝黎雅的兒子,阿匝黎雅是責法尼雅的兒子,
Амасай Әлканаһниң оғли, Әлканаһ Йоелниң оғли, Йоел Азарияниң оғли, Азария Зәфанияниң оғли,
37 責法尼雅是塔哈特的兒子,塔哈特是阿息爾的兒子,阿息爾是厄貝雅撒夫的兒子,厄貝雅撒夫是科辣黑的兒子,
Зәфания Таһатниң оғли, Таһат Ассирниң оғли, Ассир Ебиасафниң оғли, Ебиасаф Кораһниң оғли,
38 科辣黑是厄貝雅爾的兒子,依茲哈爾是刻哈特的兒子,刻哈特是肋未的兒子,肋未是以色列的兒子。
Кораһ Изһарниң оғли, Изһар Коһатниң оғли, Коһат Лавийниң оғли, Лавий Исраилниң оғли еди.
39 站在他右邊的,是他的兄弟阿撒夫:阿撒夫是貝勒基雅的兒子,貝勒基雅是史默亞的兒子,
[Һеманниң] оң тәрипидә хизмәттә турған қериндиши Асаф еди. Асаф болса Бәрәкияниң оғли, Бәрәкия Шимияниң оғли,
40 史默亞是米加耳的兒子,米加耳是巴阿色雅的兒子,巴阿色雅是瑪耳基雅的兒子,
Шимия Микаилниң оғли, Микаил Баасияниң оғли, Баасия Малкияниң оғли,
41 瑪耳基雅是厄特尼的兒子,厄特尼是則辣黑的兒子,則辣黑是阿達雅的兒子,
Малкия Етниниң оғли, Етни Зәраһниң оғли, Зәраһ Адаяниң оғли,
42 阿達雅是厄堂的兒子,厄堂是齊瑪的兒子,齊瑪是史米的兒子,
Адая Етанниң оғли, Етан Зиммаһниң оғли, Зиммаһ Шимәйниң оғли,
43 史米是雅哈特的兒子,雅哈特是革爾雄的兒子,革爾雄是肋未的兒子。
Шимәй Җаһатниң оғли, Җаһат Гәршомниң оғли, Гәршом Лавийниң оғли еди.
44 站在左邊的,是他們的兄弟默辣黎的子孫:厄堂,厄堂是克史的兒子,克史是阿貝狄的兒子,阿貝狄是瑪路客的兒子,
[Һеман билән Асафниң] сол тәрипидә хизмәттә турған қериндашлири Мәрариниң әвлатлиридин Етанлар еди. Етан болса Кишиниң оғли еди, Киши Абдиниң оғли, Абди Маллуқниң оғли,
45 瑪路客是哈沙彼雅的兒子,哈沙彼雅是阿瑪責雅的兒子,阿瑪責雅是希耳克雅的兒子,
Маллуқ Һашабияниң оғли, Һашабия Амазияниң оғли, Амазия Һилқияниң оғли,
46 希耳克雅是阿默漆的兒子,阿默漆是巴尼的兒子,巴尼是舍默爾的兒子,
Һилқия Амзиниң оғли, Амзи Баниниң оғли, Бани Шемәрниң оғли,
47 舍默爾是瑪赫里的兒子,瑪赫里是慕史的兒子,慕史是默辣黎的兒子,默辣黎是肋未的兒子。[肋未人和亞郎子孫的職務]
Шемәр Маһлиниң оғли, Маһли Мушиниң оғли, Муши Мәрариниң оғли, Мәрари Лавийниң оғли еди.
48 他們的兄弟肋未人擔任天主聖殿帳幕裏一切職務。
Уларниң қалған Лавий қериндашлири болса һәммиси Худаниң өйи, йәни ибадәт чедиридики [башқа] хизмәтләрни беҗиришкә аталған еди.
49 亞郎和他得子孫,在全燔祭壇和香壇上焚燒祭獻,從事至壽所內的各種工作,為以色列人獻贖罪祭,全照天主的僕人梅瑟所命的行事。
Һарун вә униң әвлатлири болса Худаниң хизмәткари Мусаниң тапилиғинидәк көйдүрмә қурбанлиқ сунулидиған қурбангаһта қурбанлиқлар сунуп, хушбуйгаһда хушбуй йеқип, муқәддәсгаһдики барлиқ хизмәтләрни ада қилатти, шундақла Исраиллар үчүн кәчүрүм-кафарәт ишлирини қилатти.
50 亞郎的子孫:亞郎的兒子厄肋阿匝爾,厄肋阿匝爾的兒子丕乃哈斯,丕乃哈斯的兒子阿彼叔亞,
Һарунниң әвлатлири төвәндикичә: Һарунниң оғли Әлиазар, Әлиазарниң оғли Финиһас, Финиһасниң оғли Абишуя,
51 阿彼叔亞的兒子步克,步克的兒子烏齊,烏齊的兒子則辣希雅,
Абишуяниң оғли Букки, Буккиниң оғли Уззи, Уззиниң оғли Зәраһия,
52 則辣希雅的兒子默辣約特,默辣約特的兒子阿瑪黎雅,阿瑪黎雅的兒子阿希突布,
Зәраһияниң оғли Мерайот, Мерайотниң оғли Амария, Амарияниң оғли Ахитуб,
53 阿希突布的兒子匝多克,匝多克的兒子阿希瑪茲。[司祭城和肋未城]
Ахитубниң оғли Задок, Задокниң оғли Ахимааз еди.
54 以下是他們在各地域內居留的地方:亞郎的子孫:刻哈特的家族中了籤,
Төвәндикиләр Һарунниң әвлатлириниң өз зимини ичидә макан тутуп олтарған йәрлири: — Коһат җәмәтиниң йәрлири болса (мошу йәрләр чәк ташлаш арқилиқ уларға тәқсим қилинған): —
55 分得了猶大境內的赫貝龍和城郊的牧場;
Йәһуда зиминидики Һеброн вә Һебронниң төрт әтрапидики етизлиқлири уларға тәқсим қилинған
56 但屬城的田地和村莊分給了耶孚乃的兒子加肋布。
(лекин бу шәһәрниң әтрапидики отлуқлар вә шәһәргә қарашлиқ йеза-кәнтләр болса Йәфуннәһниң оғли Каләбкә берилди).
57 分給亞郎子孫的,是赫貝龍避難城,此外尚有里貝納和四郊,雅提爾及厄市特摩和四郊,
Һарунниң әвлатлириға «панаһлиқ шәһири» Һеброн берилди; буниңдин башқа Либнаһ билән униңға тәвә етизлиқлар, Яттир, Ештемоа вә униңға тәвә етизлиқлар,
58 希肋次和四郊,德彼爾和四郊,
Һилән вә униңға тәвә етизлиқлар, Дәбир вә униңға тәвә етизлиқлар,
59 阿商和四郊,猶他和四郊,貝特舍默士和四郊。
Ашан вә униңға тәвә етизлиқлар, Бәйт-Шәмәш вә униңға тәвә етизлиқларму тәқсим қилинған;
60 由本雅明支派分給的,是基貝紅和四郊,革巴和四郊,阿肋默特和四郊,阿納托特和四郊:所分得的城,共十三座及四郊。
Йәнә Бинямин қәбилисидики зиминдин Геба вә униңға тәвә етизлиқлар, Алләмәт вә униңға тәвә етизлиқлар, Анатот вә униңға тәвә етизлиқлар бөлүп берилгән. Улар җәмәтлири бойичә еришкән шәһәр җәмий он үч болди.
61 刻哈特其餘的子孫,按家族,由厄弗辣因支派、丹支派和默納協支派,抽得了十座城。
Коһатниң башқа әвлатлириға болса ташланған чәккә чиққини бойичә, Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминидин он шәһәр бөлүп берилди.
62 革爾雄的子孫,按家族,由依撒加爾支派、阿協爾支派、納斐塔里支派和在巴商的默納協支派,抽得了十三座城。
Гәршомниң әвлатлириға, җәмәтигә қарап, Иссакар қәбилиси, Ашир қәбилиси, Нафтали қәбилиси вә Башан жутидики Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминидин он үч шәһәр бөлүп берилди.
63 默辣黎的子孫,按家族由勒烏本支派、加得支派和則步隆支派抽得十二座城。
Мәрариниң әвлатлириға, җәмәтигә қарап, ташланған чәккә чиққини бойичә, Рубән қәбилиси, Гад қәбилиси вә Зәбулун қәбилисидин он икки шәһәр бөлүп берилди.
64 以色列子孫將這些城和城外四郊,劃給了肋未人,
Исраиллар шундақ қилип бу шәһәрләрни вә уларға тәвә етизлиқларниң һәммисини Лавийларға бөлүп бәрди.
65 並以抽籤方式,由猶大子孫支派、西默盎子孫支派和本雅明子孫支派,劃給了他們上述得城市。
Улар ташланған чәккә чиққини бойичә, йәнә жуқурида нами аталған шәһәрләрни Йәһуда қәбилисидин, Шимеон қәбилисидин вә Бинямин қәбилисидин елип уларға бәрди.
66 刻哈特子孫的一些家族,由厄弗辣因支派抽得了一些城。
Коһатниң әвлатлиридин болған бәзи җәмәтләргә Әфраим қәбилисиниң зимини тәвәсидики шәһәрләрдин бөлүп берилгәнлириму болди.
67 分給他們的是:在厄弗辣因山地的避難城舍根和四郊,革則爾和四郊,
Исраиллар уларға [йәнә икки] «панаһлиқ шәһири», йәни Әфраим тағлиғиға җайлашқан Шәкәм вә униңға тәвә етизлиқларни вә Гәзәр вә униңға тәвә етизлиқларни бәрди;
68 約刻罕和四郊,貝特曷龍和四郊,
Йәнә Йокмиям вә униңға тәвә етизлиқларни, Бәйт-Һорон вә униңға тәвә етизлиқларни,
69 阿雅隆和四郊,加特黎孟和四郊。
Айҗалон вә униңға тәвә етизлиқларни, Гат-Риммон вә униңға тәвә етизлиқларни уларға бәрди.
70 至於由默納協半支派抽得的阿乃爾和四郊以及彼耳漢和四郊,歸於刻哈特其餘子孫的家族。
[Исраиллар йәнә] Манассәһ йерим қәбилисидин Анер вә униңға тәвә етизлиқларни, Билеам вә униңға тәвә етизлиқларни Коһатниң қалған җәмәтлиригә бәрди.
71 革爾雄子孫按家族,由默納協半支派,抽得了巴商的哥藍和四郊,阿市塔洛特和四郊;
Гәршомниң әвлатлириға Манассәһ йерим қәбилисидики җәмәтләрниң зиминидин Башандики Голан вә Голанға тәвә етизлиқлар, Аштарот вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
72 由依加爾支派抽得了克史雍和四郊,多貝辣特和四郊,
Иссакар қәбилисидин Кәдәш вә униңға тәвә етизлиқлар, Дабират вә униңға тәвә етизлиқлар,
73 辣摩特和四郊,恩加寧和四郊;
Рамот вә униңға тәвә етизлиқлар, Анәм вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
74 由阿協爾支派抽得了瑪沙耳和四郊,阿貝冬和四郊,
Ашир қәбилисидин уларға Машал вә униңға тәвә етизлиқлар, Абдон вә униңға тәвә етизлиқлар,
75 胡科克和四郊,勒革布和四郊;
Хукок вә униңға тәвә етизлиқлар, Рәһоб вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
76 由納斐塔里支派抽得了加里肋亞的刻德士和四郊,哈孟和四郊,克黎雅塔和四郊。
Нафтали қәбилисидин Галилийәдики Кәдәш вә униңға тәвә етизлиқлар, Һаммон вә униңға тәвә етизлиқлар, Кириатайим вә униңға тәвә етизлиқларму берилди.
77 默辣黎其餘的子孫,由則步隆支派抽得了約刻乃罕和四郊,卡爾達和四郊,黎孟和四郊,塔波爾和四郊;
Мәрариниң қалған әвлатлириға болса Зәбулун қәбилисидин Риммоно вә униңға тәвә етизлиқлар, Табор вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
78 在約旦河對岸,耶里哥對面,即約但河東岸,由勒烏本支派抽得了曠野中的貝責爾和四郊,雅哈茲和四郊,
Йәнә Рубән қәбилисиниңкидин, Иордан дәриясиниң у тәрипидин, Йерихониң шәрқий удулидики, йәни Иордан дәриясиниң күнчиқиш бойидики йәрләрдин чөлдики Бәзәр вә униңға тәвә етизлиқлар, Яһзаһ вә униңға тәвә етизлиқлар,
79 刻德摩特和四郊,默法阿特和四郊;
Кәдәмот вә униңға тәвә етизлиқлар, Мефаат вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
80 由加得支派抽得了基肋阿得的辣摩特和四郊,瑪哈納殷和四郊,
Гад қәбилисидинму болса уларға Гилеадтики Рамот вә униңға тәвә етизлиқлар, Маһанаим вә униңға тәвә етизлиқлар,
81 赫市朋和四郊,雅則爾和四郊。
Һәшбон вә униңға тәвә етизлиқлар, Яазәр вә униңға тәвә етизлиқлар берилди.

< 歷代志上 6 >